Aionian Verses
Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип униңға тәсәлли бәрсиму, у тәсәллини қобул қилмай: «Мән тәһтисараға чүшүп оғлумниң қешиға барғичә шундақ матәм тутимән!» деди. Йүсүпниң атиси шу пети униңға аһ-зар көтирип матәм тутти. (Sheol )
Uning ⱨǝmmǝ oƣul-ⱪizliri yeniƣa kelip uningƣa tǝsǝlli bǝrsimu, u tǝsǝllini ⱪobul ⱪilmay: «Mǝn tǝⱨtisaraƣa qüxüp oƣlumning ⱪexiƣa barƣuqǝ xundaⱪ matǝm tutimǝn!» dedi. Yüsüpning atisi xu peti uningƣa aⱨ-zar kɵtürüp matǝm tutti. (Sheol )
Лекин Яқуп җавап берип: — Оғлум силәр билән биллә у йәргә чүшмәйду; чүнки униң акиси өлүп кетип, у өзи ялғуз қалди. Мабада йолда кетиватқанда униңға бирәр келишмәслик кәлсә, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр, — деди. (Sheol )
Lekin Yaⱪup jawab berip: — Oƣlum silǝr bilǝn billǝ u yǝrgǝ qüxmǝydu; qünki uning akisi ɵlüp ketip, u ɵzi yalƣuz ⱪaldi. Mubada yolda ketiwatⱪanda uningƣa birǝr kelixmǝslik kǝlsǝ, silǝr mǝndǝk bir aⱪ qaqliⱪ adǝmni dǝrd-ǝlǝm bilǝn tǝhtisaraƣa qüxüriwetisilǝr, — dedi. (Sheol )
Әнди силәр буниму мениң қешимдин елип кетип, униңға бир келишмәслик келип қалса, силәр мәндәк бир ақ чачлиқ адәмни дәрд-әләм билән тәхтисараға чүшүриветисиләр», дегән еди. (Sheol )
Əmdi silǝr bunimu mening ⱪeximdin elip ketip, uningƣa bir kelixmǝslik kelip ⱪalsa, silǝr mǝndǝk bir aⱪ qaqliⱪ adǝmni dǝrd-ǝlǝm bilǝn tǝhtisaraƣa qüxüriwetisilǝr», degǝnidi. (Sheol )
шундақ болидуки, у балиниң йоқлуғини көрсә, җәзмән өлүп кетиду; шуниң билән силиниң қуллири бизниң атимиз болған бу ақ чачни дәрд-әләм ичидә тәһтисараға чүшүрүвәткән болимиз. (Sheol )
xundaⱪ boliduki, u balining yoⱪluⱪini kɵrsǝ, jǝzmǝn ɵlüp ketidu; xuning bilǝn silining ⱪulliri bizning atimiz bolƣan bu aⱪ qaqni dǝrd-ǝlǝm iqidǝ tǝⱨtisaraƣa qüxürüwǝtkǝn bolimiz. (Sheol )
Әгәр Пәрвәрдигар йеңи бир ишни қилип, йәр ағзини ечип уларни вә уларниң пүтүн нәрсисини жутуп кетиши билән, улар тирикла тәһтисараға чүшүп кәтсә, у чағда силәр бу адәмләрниң Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигини билип қалисиләр, — деди. (Sheol )
Əgǝr Pǝrwǝrdigar yengi bir ixni ⱪilip, yǝr aƣzini eqip ularni wǝ ularning pütün nǝrsisini yutup ketixi bilǝn, ular tirikla tǝⱨtisaraƣa qüxüp kǝtsǝ, u qaƣda silǝr bu adǝmlǝrning Pǝrwǝrdigarni mǝnsitmigǝnlikini bilip ⱪalisilǝr, — dedi. (Sheol )
Шундақ қилип, улар вә уларниң тәвәсидикиләрниң һәммиси тирикла тәһтисараға чүшүп кәтти, йәр уларниң үстидә йепилди. Улар шу йол билән җамаәтниң арисидин йоқалди. (Sheol )
Xundaⱪ ⱪilip, ular wǝ ularning tǝwǝsidikilǝrning ⱨǝmmisi tirikla tǝⱨtisaraƣa qüxüp kǝtti, yǝr ularning üstidǝ yepildi. Ular xu yol bilǝn jamaǝtning arisidin yoⱪaldi. (Sheol )
Чүнки Мениң ғәзивимдин бир от туташти; У тәһтисараниң тегигичә көйүп бариду, У йәр билән униң мәһсулатини йәп кетиду, Вә тағларниң һуллириниму туташтуриду. (Sheol )
Qünki Mening ƣǝzipimdin bir ot tutaxti; U tǝⱨtisaraning tegigiqǝ kɵyüp baridu, U yǝr bilǝn uning mǝⱨsulatini yǝp ketidu, Wǝ taƣlarning ullirinimu tutaxturidu. (Sheol )
Пәрвәрдигар һәм өлтүриду, һәм һаят бериду; У адәмни тәһтисараға чүшүриду, у йәрдин йәнә турғузиду; (Sheol )
Pǝrwǝrdigar ⱨǝm ɵltüridu, ⱨǝm ⱨayat beridu; U adǝmni tǝⱨtisaraƣa qüxüridu, u yǝrdin yǝnǝ turƣuzidu; (Sheol )
Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди. (Sheol )
Tǝⱨtisaraning taniliri meni qirmiwaldi, Ɵlüm sirtmaⱪliri aldimƣa kǝldi. (Sheol )
Сән уни даналиғиңға мувапиқ бир тәрәп қилип, униң ақ бешиниң гөргә саламәт чүшүшигә йол қоймиғайсән. (Sheol )
Sǝn uni danaliⱪingƣa muwapiⱪ bir tǝrǝp ⱪilip, uning aⱪ bexining gɵrgǝ salamǝt qüxüxigǝ yol ⱪoymiƣaysǝn. (Sheol )
Амма һазир уни гунасиз дәп санимиғин. Өзүң дана киши болғандин кейин униңға қандақ қилишни билисән; һәрһалда униң ақ бешини қанитип гөргә чүшүргин». (Sheol )
Əmma ⱨazir uni gunaⱨsiz dǝp sanimiƣin. Ɵzüng dana kixi bolƣandin keyin uningƣa ⱪandaⱪ ⱪilixni bilisǝn; ⱨǝrⱨalda uning aⱪ bexini ⱪanitip gɵrgǝ qüxürgin». (Sheol )
Булут ғайип болуп, қайта көрүнмигәндәк, Охшашла тәһтисараға чүшкән адәм қайтидин чиқмайду. (Sheol )
Bulut ƣayib bolup, ⱪayta kɵrünmigǝndǝk, Ohxaxla tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn adǝm ⱪaytidin qiⱪmaydu. (Sheol )
[Бундақ даналиқ] асмандин егиздур, [униңға еришишкә] немә амалиң бар? У тәһтисарадин чоңқурдур, сән немини биләләйсән? (Sheol )
[Bundaⱪ danaliⱪ] asmandin egizdur, [uningƣa erixixkǝ] nemǝ amaling bar? U tǝⱨtisaradin qongⱪurdur, sǝn nemini bilǝlǝysǝn? (Sheol )
Аһ, тәһтисараға мени йошуруп қойсаң еди, Ғәзивиң өтүп кәткичә мени мәхпий сақлап қойсаң еди, Мени есиңгә алидиған бир вақит-саатни маңа бекитип бәрсәң еди! (Sheol )
Aⱨ, tǝⱨtisaraƣa meni yoxurup ⱪoysang idi, Ƣǝziping ɵtüp kǝtküqǝ meni mǝhpiy saⱪlap ⱪoysang idi, Meni esinggǝ alidiƣan bir waⱪit-saǝtni manga bekitip bǝrsǝng idi! (Sheol )
Әгәр күтсәм, өйүм тәһтисара болиду; Мән қараңғулуққа орнумни раслаймән. (Sheol )
Əgǝr kütsǝm, ɵyüm tǝⱨtisara bolidu; Mǝn ⱪarangƣuluⱪⱪa ornumni raslaymǝn. (Sheol )
Үмүтүм тәһтисараниң төмүр пәнҗирилири ичигә чүшүп кетиду! Биз бирликтә топиға кирип кетимиз! (Sheol )
Ümidim tǝⱨtisaraning tɵmür pǝnjiriliri iqigǝ qüxüp ketidu! Biz birliktǝ topiƣa kirip ketimiz! (Sheol )
Улар күнлирини аватчилиқ ичидә өткүзиду, Андин көзни жумуп ачқучила тәһтисараға чүшүп кетиду. (Sheol )
Ular künlirini awatqiliⱪ iqidǝ ɵtküzidu, Andin kɵzni yumup aqⱪuqila tǝⱨtisaraƣa qüxüp ketidu. (Sheol )
Қурғақчилиқ һәм томуз иссиқ қар сулириниму йәп түгитиду; Тәһтисараму охшашла гуна қилғанларни йәп түгәтсун! (Sheol )
Ⱪurƣaⱪqiliⱪ ⱨǝm tomuz issiⱪ ⱪar sulirinimu yǝp tügitidu; Tǝⱨtisaramu ohxaxla gunaⱨ ⱪilƣanlarni yǝp tügǝtsun! (Sheol )
Бәрһәқ, [Худаниң] алдида тәһтисараму йепинчисиз көрүниду, Һалакәтниңму япқучи йоқтур. (Sheol )
Bǝrⱨǝⱪ, [Hudaning] aldida tǝⱨtisaramu yepinqisiz kɵrünidu, Ⱨalakǝtningmu yapⱪuqi yoⱪtur. (Sheol )
Чүнки өлүмдә болса Саңа сеғинишлар йоқ; Тәһтисарада ким Саңа тәшәккүрләрни ейтсун? (Sheol )
Qünki ɵlümdǝ bolsa Sanga seƣinixlar yoⱪ; Tǝⱨtisarada kim Sanga tǝxǝkkürlǝrni eytsun? (Sheol )
Рәзилләр, Йәни Худани унтуған барлиқ әлләр, Яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду. (Sheol )
Rǝzillǝr, Yǝni Hudani untuƣan barliⱪ ǝllǝr, Yandurulup, tǝⱨtisaraƣa taxlinidu. (Sheol )
Чүнки җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучиңни чириштин сақлайсән. (Sheol )
Qünki jenimni tǝⱨtisarada ⱪaldurmaysǝn, Xundaⱪla Sening Muⱪǝddǝs Bolƣuqingni qirixtin saⱪlaysǝn. (Sheol )
Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди. (Sheol )
Tǝⱨtisaraning taniliri meni qirmiwaldi, Ɵlüm sirtmaⱪliri aldimƣa kǝldi. (Sheol )
И Пәрвәрдигар, Сән тәһтисарадин җенимни елип чиқтиң, Һаңға чүшидиғанлар арисидин маңа һаят берип сақлидиң. (Sheol )
I Pǝrwǝrdigar, Sǝn tǝⱨtisaradin jenimni elip qiⱪting, Ⱨangƣa qüxidiƣanlar arisidin manga ⱨayat berip saⱪliding. (Sheol )
И Пәрвәрдигар, мени йәргә қаритип қоймиғайсән; Чүнки мән Саңа илтиҗа қилдим; Рәзилләр йәргә қарап қалсун; Уларниң тәһтисарада зувани тутулсун; (Sheol )
I Pǝrwǝrdigar, meni yǝrgǝ ⱪaritip ⱪoymiƣaysǝn; Qünki mǝn Sanga iltija ⱪildim; Rǝzillǝr yǝrgǝ ⱪarap ⱪalsun; Ularning tǝⱨtisarada zuwani tutulsun; (Sheol )
Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду; Өлүм уларни өз озуғи қилиду; Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду; Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду; Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур! (Sheol )
Ular ⱪoylardǝk tǝⱨtisaraƣa yatⱪuzulidu; Ɵlüm ularni ɵz ozuⱪi ⱪilidu; Ətisi sǝⱨǝrdǝ duruslar ularning üstidin ⱨɵküm yürgüzidu; Ularning güzǝlliki qiritilixⱪa tapxurulidu; Tǝⱨtisara bolsa ularning ⱨǝywǝtlik makanidur! (Sheol )
Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду; Чүнки У мени қобул қилиду. (Селаһ) (Sheol )
Biraⱪ Huda jenimni tǝⱨtisaraning ilkidin ⱪutⱪuzidu; Qünki U meni ⱪobul ⱪilidu. (Selaⱨ) (Sheol )
Мошундақ [сатқунларни] өлүм туюқсиз чөчитивәтсун! Улар тәһтисараға тирик чүшкәй! Чүнки уларниң маканлирида, уларниң арисида рәзиллик турмақта. (Sheol )
Muxundaⱪ [satⱪunlarni] ɵlüm tuyuⱪsiz qɵqitiwǝtsun! Ular tǝⱨtisaraƣa tirik qüxkǝy! Qünki ularning makanlirida, ularning arisida rǝzillik turmaⱪta. (Sheol )
Чүнки маңа болған меһир-муһәббитиң зордур, Сән тәһтисараниң тәглиридин җенимни қутқузисән; (Sheol )
Qünki manga bolƣan meⱨir-muⱨǝbbiting zordur, Sǝn tǝⱨtisaraning tǝgliridin jenimni ⱪutⱪuzisǝn; (Sheol )
Чүнки дәрдләрдин җеним тойған, Һаятим тәһтисараға йеқинлашқан, (Sheol )
Qünki dǝrdlǝrdin jenim toyƣan, Ⱨayatim tǝⱨtisaraƣa yeⱪinlaxⱪan, (Sheol )
Қени, қайси адәм яшап өлүмни көрмәйдикән? У җенини тәһтисараниң чаңгилидин қутқузаламдикән? (Селаһ) (Sheol )
Ⱪeni, ⱪaysi adǝm yaxap ɵlümni kɵrmǝydikǝn? U jenini tǝⱨtisaraning qanggilidin ⱪutⱪuzalamdikǝn? (Selaⱨ) (Sheol )
Өлүм асарәтлири мени чирмивалди; Тәһтисараниң дәрдлири мени тутувалди; Мән пешкәлликкә йолуқтум, әләм тарттим; (Sheol )
Ɵlüm asarǝtliri meni qirmiwaldi; Tǝⱨtisaraning dǝrdliri meni tutuwaldi; Mǝn pexkǝllikkǝ yoluⱪtum, ǝlǝm tarttim; (Sheol )
Асманларға чиқсам, мана Сән әшу йәрдә; Тәһтисарада орун салсамму, мана Сән шу йәрдә; (Sheol )
Asmanlarƣa qiⱪsam, mana Sǝn axu yǝrdǝ; Tǝⱨtisarada orun salsammu, mana Sǝn xu yǝrdǝ; (Sheol )
Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди; (Sheol )
Birsi otun yarƣanda yǝrgǝ qeqilƣan yerindilardǝk, Mana, ustihanlirimiz tǝⱨtisara ixiki aldida qeqiwetildi; (Sheol )
Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли, Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли; (Sheol )
Tǝⱨtisaradǝk ularni yutuwetǝyli, Saⱪ bolsimu, ⱨangƣa qüxkǝnlǝrdǝk ularni yiⱪitayli; (Sheol )
Униң қәдәмлири өлүм гирдавиға елип бариду, Тутқан йоли гөргә башлайду. (Sheol )
Uning ⱪǝdǝmliri ɵlüm girdawiƣa elip baridu, Tutⱪan yoli gɵrgǝ baxlaydu. (Sheol )
Униң өйи болса тәһтисараниң кириш еғизидур, Адәмни «һалакәт меһманханиси»ға чүшүрүш йолидур. (Sheol )
Uning ɵyi bolsa tǝⱨtisaraning kirix eƣizidur, Adǝmni «ⱨalakǝt meⱨmanhanisi»ƣa qüxürüx yolidur. (Sheol )
Лекин чақирилғучи өлүкләрниң униң өйидә ятқанлиғидин бехәвәрдур, Униң [бурунқи] меһманлириниң аллиқачан тәһтисараниң тәглиригә чүшүп кәткәнлигини у сәзмәс. (Sheol )
Lekin qaⱪirilƣuqi ɵlüklǝrning uning ɵyidǝ yatⱪanliⱪidin bihǝwǝrdur, Uning [burunⱪi] meⱨmanlirining alliⱪaqan tǝⱨtisaraning tǝglirigǝ qüxüp kǝtkǝnlikini u sǝzmǝs. (Sheol )
Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә, Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?! (Sheol )
Tǝⱨtisara wǝ ⱨalakǝt Pǝrwǝrdigarning kɵz aldida oquⱪ turƣan yǝrdǝ, Insan kɵnglidiki oy-pikirni ⱪandaⱪmu Uningdin yoxuralisun?! (Sheol )
Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки, Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар. (Sheol )
Ⱨayatliⱪ yoli ǝⱪilliⱪ kixini yuⱪiriƣa baxlayduki, Uni qongⱪur tǝⱨtisaradin ⱪutⱪuzar. (Sheol )
Сән уни таяқ билән урсаң, Бәлким уни тәһтисарадин қутқузивалисән. (Sheol )
Sǝn uni tayaⱪ bilǝn ursang, Bǝlkim uni tǝⱨtisaradin ⱪutⱪuziwalisǝn. (Sheol )
Тәһтисара вә һалакәт һәргиз тоймиғандәк, Адәмниң [ач] көзлири қанаәт тапмас. (Sheol )
Tǝⱨtisara wǝ ⱨalakǝt ⱨǝrgiz toymiƣandǝk, Adǝmning [aq] kɵzliri ⱪanaǝt tapmas. (Sheol )
Гөр, туғмас хотунниң қарни, Суға тоюнмиған қурғақ Йәр. Вә һәргиз «болди, тойдум» демәйдиған оттин ибарәт. (Sheol )
Gɵr, tuƣmas hotunning ⱪarni, Suƣa toyunmiƣan ⱪurƣaⱪ Yǝr. Wǝ ⱨǝrgiz «boldi, toydum» demǝydiƣan ottin ibarǝt. (Sheol )
Қолуң тутқанни барлиқ күчүң билән қилғин; чүнки сән баридиған тәһтисарада һеч хизмәт, мәхсәт-план, билим яки һекмәт болмайду. (Sheol )
Ⱪolung tutⱪanni barliⱪ küqüng bilǝn ⱪilƣin; qünki sǝn baridiƣan tǝⱨtisarada ⱨeq hizmǝt, mǝⱪsǝt-pilan, bilim yaki ⱨekmǝt bolmaydu. (Sheol )
«Мени көңлүңгә мөһүрдәк, Билигиңгә мөһүрдәк басқайсән; Чүнки муһәббәт өлүмдәк күчлүктур; Муһәббәтниң қизғиниши тәһтисарадәк рәһимсиз; Униңдин чиққан от учқунлири, — Яһниң дәһшәтлик бир ялқунидур! (Sheol )
«Meni kɵnglünggǝ mɵⱨürdǝk, Bilikinggǝ mɵⱨürdǝk basⱪaysǝn; Qünki muⱨǝbbǝt ɵlümdǝk küqlüktur; Muⱨǝbbǝtning ⱪizƣinixi tǝⱨtisaradǝk rǝⱨimsiz; Uningdin qiⱪⱪan ot uqⱪunliri, — Yaⱨning dǝⱨxǝtlik bir yalⱪunidur! (Sheol )
Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип, Ағзини һаң ачиду; Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду. (Sheol )
Xunga tǝⱨtisara nǝpsini yoƣinitip, Aƣzini ⱨang aqidu; Ularning xɵⱨrǝtliri, top-top adǝmliri, ⱪiⱪas-sürǝn kɵtürgüqiliri wǝ nǝƣmǝ oyniƣuqiliri biraⱪla iqigǝ qüxüp ketidu. (Sheol )
«Өзүң үчүн бешарәт сора; мәйли йәрниң тегидә яки пәләкниң қәридә болсун соравәр» — деди. (Sheol )
«Ɵzüng üqün bexarǝt sora; mǝyli yǝrning tegidǝ yaki pǝlǝkning ⱪǝridǝ bolsun sorawǝr» — dedi. (Sheol )
Сән чүшүшүң билән тәһтисарадикиләр сени қарши елишқа сарасимә болуп кетиду; Сән үчүн өлүкләрниң роһлири, Җаһандики җимики «өшкә җинлар» қозғилиду; Әлләрниң һәммә падишалири тәхтлиридин турғузулиду; (Sheol )
Sǝn qüxüxüng bilǝn tǝⱨtisaradikilǝr seni ⱪarxi elixⱪa sarasimǝ bolup ketidu; Sǝn üqün ɵlüklǝrning roⱨliri, Jaⱨandiki jimiki «ɵqkǝ jinlar» ⱪozƣilidu; Əllǝrning ⱨǝmmǝ padixaⱨliri tǝhtliridin turƣuzulidu; (Sheol )
Сениң шану-һәйвитиң чилтарилириңниң авазлири билән биллә тәһтисараға чүшүрүлүп түгиди; Астиңда чивин қурути мижилдап кетиду, Үстүңни сазаңлар қаплап кетиду. (Sheol )
Sening xanu-ⱨǝywiting qiltariliringning awazliri bilǝn billǝ tǝⱨtisaraƣa qüxürülüp tügidi; Astingda qiwin ⱪurti miȥildap ketidu, Üstüngni sazanglar ⱪaplap ketidu. (Sheol )
Һалбуки сән тәһтисараға, Чоңқур һаңниң тегилиригә чүшүрүлдуң». (Sheol )
Ⱨalbuki sǝn tǝⱨtisaraƣa, Qongⱪur ⱨangning tegilirigǝ qüxürüldung». (Sheol )
Чүнки силәр: — «Биз өлүм билән әһдә түздуқ, Тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, У бизгә тәгмәйду; Чүнки ялғанчилиқни башпанаһимиз қилдуқ, Ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — дедиңлар, (Sheol )
Qünki silǝr: — «Biz ɵlüm bilǝn ǝⱨdǝ tüzduⱪ, Tǝⱨtisara bilǝn billǝ bir kelixim bekittuⱪ; Ⱪamqa taxⱪindǝk ɵtüp kǝtkǝndǝ, U bizgǝ tǝgmǝydu; Qünki yalƣanqiliⱪni baxpanaⱨimiz ⱪilduⱪ, Yalƣan sɵzlǝr astida mɵkünüwalduⱪ» — dedinglar, (Sheol )
Шуниң билән өлүм билән түзгән әһдәңлар бекар қиливетилиду; Силәрниң тәһтисара билән бекиткән келишимиңлар ақмайду; Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә, Силәр униң билән чәйливетилисиләр. (Sheol )
Xuning bilǝn ɵlüm bilǝn tüzgǝn ǝⱨdǝnglar bikar ⱪiliwetilidu; Silǝrning tǝⱨtisara bilǝn bekitkǝn keliximinglar aⱪmaydu; Ⱪamqa taxⱪindǝk ɵtüp kǝtkǝndǝ, Silǝr uning bilǝn qǝyliwetilisilǝr. (Sheol )
— «Мән: «Өмрүмниң оттурисида тәһтисараниң дәрвазилириға бериватимән, Қалған жиллиримдин мәһрум болдум» — дедим. (Sheol )
— «Mǝn: «Ɵmrümning otturisida tǝⱨtisaraning dǝrwaziliriƣa beriwatimǝn, Ⱪalƣan yillirimdin mǝⱨrum boldum» — dedim. (Sheol )
Чүнки тәһтисара Саңа рәхмәт ейталмайду; Өлүм Сени мәдһийиләлмәйду; Һаңға чүшиватқанлар Сениң һәқиқәт-вапалиғиңға үмүт бағлалмайду. (Sheol )
Qünki tǝⱨtisara Sanga rǝⱨmǝt eytalmaydu; Ɵlüm Seni mǝdⱨiyiliyǝlmǝydu; Ⱨangƣa qüxiwatⱪanlar Sening ⱨǝⱪiⱪǝt-wapaliⱪingƣa ümid baƣliyalmaydu. (Sheol )
Сән зәйтун мейи һәдийисини елип, Әтирлириңни үстибешиңгә болушиға чечип, Падишаһниң алдиға бардиң; Әлчилириңни жираққа әвәтип, Һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң. (Sheol )
Sǝn zǝytun meyi ⱨǝdiyisini elip, Ətirliringni üstibexinggǝ boluxiƣa qeqip, Padixaⱨning aldiƣa barding; Əlqiliringni yiraⱪⱪa ǝwǝtip, Ⱨǝtta tǝⱨtisaraƣa yǝtküqǝ ɵzüngni pǝs ⱪilding. (Sheol )
— Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — У тәһтисараға чүшкән күнидә, Мән үниң үчүн бир матәм тутқузғанмән; чоңқур суларни етиветип униң булақ-ериқлирини тосувәткәнмән; шуниң билән униң улуқ сулири тизгинләнгән. Мән Ливанни униң үчүн қарилиқ кийгүздүм; униң үчүн даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти. (Sheol )
— Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — U tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn künidǝ, Mǝn üning üqün bir matǝm tutⱪuzƣanmǝn; qongⱪur sularni etiwetip uning bulaⱪ-eriⱪlirini tosuwǝtkǝnmǝn; xuning bilǝn uning uluƣ suliri tizginlǝngǝn. Mǝn Liwanni uning üqün ⱪariliⱪ kiygüzdüm; uning üqün daladiki barliⱪ dǝrǝhlǝr solixip kǝtti. (Sheol )
Мән уни һаңға чүшидиғанлар билән биллә тәһтисараға ташливәткинимдә, униң жиқилған чағдики садаси билән әлләрни тәвритивәттим; шуниң билән Ерәм бағчисидики барлиқ дәрәқләр, Ливандики сәрхил вә әң есил дәрәқләр, яхши суғирилған һәммә дәрәқләр йәр тегилиридә туруп тәсәлли тапқан. (Sheol )
Mǝn uni ⱨangƣa qüxidiƣanlar bilǝn billǝ tǝⱨtisaraƣa taxliwǝtkinimdǝ, uning yiⱪilƣan qaƣdiki sadasi bilǝn ǝllǝrni tǝwritiwǝttim; xuning bilǝn Erǝm baƣqisidiki barliⱪ dǝrǝhlǝr, Liwandiki sǝrhil wǝ ǝng esil dǝrǝhlǝr, yahxi suƣirilƣan ⱨǝmmǝ dǝrǝhlǝr yǝr tegiliridǝ turup tǝsǝlli tapⱪan. (Sheol )
Униң сайисидә турғанлар вә әлләр арисида уни қоллайдиғанлар униң билән тәң тәһтисараға, қилич билән өлтүрүлгәнләрниң йениға чүшкән. (Sheol )
Uning sayisidǝ turƣanlar wǝ ǝllǝr arisida uni ⱪollaydiƣanlar uning bilǝn tǝng tǝⱨtisaraƣa, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝrning yeniƣa qüxkǝn. (Sheol )
Әнди палванларниң арисидики батур-әзимәтләр тәһтисараниң оттурисида туруп [Мисир] вә уни қоллиғанларға сөз қилиду: —«Мана, улар чүшти, улар җим ятиду — хәтнә қилинмиғанлар, қилич билән өлтүрүлгәнләр!». (Sheol )
Əmdi palwanlarning arisidiki batur-ǝzimǝtlǝr tǝⱨtisaraning otturisida turup [Misir] wǝ uni ⱪolliƣanlarƣa sɵz ⱪilidu: —«Mana, ular qüxti, ular jim yatidu — hǝtnǝ ⱪilinmiƣanlar, ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr!». (Sheol )
Улар җәң қураллири билән тәһтисараға чүшкән, қиличлири өз беши астиға қоюлған, хәтнә қилинмай туруп жиқилған палванлар арисида ятмайду; уларниң қәбиһликлири өз устиханлири үстидә болиду — гәрчә улар тирикләрниң зиминида батурларғиму вәһшәт салған болсиму! (Sheol )
Ular jǝng ⱪoralliri bilǝn tǝⱨtisaraƣa qüxkǝn, ⱪiliqliri ɵz bexi astiƣa ⱪoyulƣan, hǝtnǝ ⱪilinmay turup yiⱪilƣan palwanlar arisida yatmaydu; ularning ⱪǝbiⱨlikliri ɵz ustihanliri üstidǝ bolidu — gǝrqǝ ular tiriklǝrning zeminida baturlarƣimu wǝⱨxǝt salƣan bolsimu! (Sheol )
Мән бәдәл төләп уларни тәһтисараниң күчидин қутулдуримән; Уларға һәмҗәмәт болуп өлүмдин қутқузимән; Әй, өлүм, сениң вабалириң қени?! Әй, тәһтисара, сениң һалакәтлириң қени?! Мән буниңдин пушайман қилмаймән! (Sheol )
Mǝn bǝdǝl tɵlǝp ularni tǝⱨtisaraning küqidin ⱪutuldurimǝn; Ularƣa ⱨǝmjǝmǝt bolup ɵlümdin ⱪutⱪuzimǝn; Əy, ɵlüm, sening wabaliring ⱪeni?! Əy, tǝⱨtisara, sening ⱨalakǝtliring ⱪeni?! Mǝn buningdin puxayman ⱪilmaymǝn! (Sheol )
Улар тәһтисара ичигә тешип кирсә, қолум әшу йәрдин уларни тартип чиқириду; Улар асманға ямишип чиқса, Мән шу йәрдин уларни тартип чүшүримән; (Sheol )
Ular tǝⱨtisara iqigǝ texip kirsǝ, ⱪolum axu yǝrdin ularni tartip qiⱪiridu; Ular asmanƣa yamixip qiⱪsa, Mǝn xu yǝrdin ularni tartip qüxürimǝn; (Sheol )
«Мән дәрд-әлимимдин Пәрвәрдигарға пәряд көтәрдум, У маңа иҗабәт қилди. Мән тәһтисараниң тәктидин пәряд қилдим, Сән авазимға қулақ салдиң. (Sheol )
«Mǝn dǝrd-ǝlimimdin Pǝrwǝrdigarƣa pǝryad kɵtürdum, U manga ijabǝt ⱪildi. Mǝn tǝⱨtisaraning tǝktidin pǝryad ⱪildim, Sǝn awazimƣa ⱪulaⱪ salding. (Sheol )
Бәрһәқ, шарап униңға сатқунлуқ қилиду, — — У тәкәббур адәм, өйдә тиним тапмайду, Һәвисини тәһтисарадәк йоған қилиду; У өлүмдәк һеч қачан қанмайду; Өзигә барлиқ әлләрни жиғиду, Һәммә хәлиқни өзигә қаритивалиду. (Sheol )
Bǝrⱨǝⱪ, xarab uningƣa satⱪunluⱪ ⱪilidu, — — U tǝkǝbbur adǝm, ɵydǝ tinim tapmaydu, Ⱨǝwisini tǝⱨtisaradǝk yoƣan ⱪilidu; U ɵlümdǝk ⱨeqⱪaqan ⱪanmaydu; Ɵzigǝ barliⱪ ǝllǝrni yiƣidu, Ⱨǝmmǝ hǝlⱪni ɵzigǝ ⱪaritiwalidu. (Sheol )
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, өз қериндишиға бекардин-бекар аччиқланғанларниң һәр бириму сораққа тартилиду. Өз қериндишини «ахмақ» дәп тиллиған һәр ким алий кеңәшмидә сораққа тартилиду; амма қериндашлирини «тәлвә» дәп һақарәтлигән һәр ким дозақниң отиға лайиқ болиду. (Geenna )
Biraⱪ mǝn ɵzüm xuni silǝrgǝ eytip ⱪoyayki, ɵz ⱪerindixiƣa bikardin-bikar aqqiⱪlanƣanlarning ⱨǝrbirimu soraⱪⱪa tartilidu. Ɵz ⱪerindixini «ǝhmǝⱪ» dǝp tilliƣan ⱨǝrkim aliy kengǝxmidǝ soraⱪⱪa tartilidu; ǝmma ⱪerindaxlirini «tǝlwǝ» dǝp ⱨaⱪarǝtligǝn ⱨǝrkim dozahning otiƣa layiⱪ bolidu. (Geenna )
Әгәр әнди оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. (Geenna )
Əgǝr ǝmdi ong kɵzüng seni gunaⱨⱪa azdursa, uni oyup taxliwǝt. Qünki pütün bǝdiningning dozahⱪa taxlanƣinidin kɵrǝ, bǝdiningdiki bir ǝzaying yoⱪ ⱪilinƣini kɵp ǝwzǝl. (Geenna )
Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. (Geenna )
Əgǝr ong ⱪolung seni gunaⱨⱪa azdursa, uni kesip taxliwǝt. Qünki pütün bǝdiningning dozahⱪa taxlanƣinidin kɵrǝ, bǝdiningdiki bir ǝzaying yoⱪ ⱪilinƣini kɵp ǝwzǝl. (Geenna )
Тәнни өлтүрсиму, лекин адәмниң җан-роһини өлтүрәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар; әксичә, тән вә җан-роһни дозақта һалак қилишқа қадир болғучидин қорқуңлар. (Geenna )
Tǝnni ɵltürsimu, lekin adǝmning jan-roⱨini ɵltürǝlmǝydiƣanlardin ⱪorⱪmanglar; ǝksiqǝ, tǝn wǝ jan-roⱨni dozahta ⱨalak ⱪilixⱪa ⱪadir bolƣuqidin ⱪorⱪunglar. (Geenna )
Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр. Чүнки араңларда яритилған мөҗизиләр Содомда яритилған болса, у шәһәр бүгүнгичә һалак болмиған болатти. (Hadēs )
Əy ǝrxkǝ kɵtürülgǝn Kǝpǝrnaⱨumluⱪlar! Silǝr tǝⱨtisaraƣa qüxürülisilǝr. Qünki aranglarda yaritilƣan mɵjizilǝr Sodomda yaritilƣan bolsa, u xǝⱨǝr bügüngiqǝ ⱨalak bolmiƣan bolatti. (Hadēs )
Инсаноғлиға қарши сөз қилған кимдәким болса кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду. (aiōn )
Insan’oƣliƣa ⱪarxi sɵz ⱪilƣan kimdǝkim bolsa kǝqürümgǝ erixǝlǝydu; lekin Muⱪǝddǝs Roⱨⱪa ⱪarxi gǝp ⱪilƣanlar bolsa bu dunyadimu, u dunyadimu kǝqürümgǝ erixǝlmǝydu. (aiōn )
Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиғини билән, лекин бу дунияниң әндишилири вә байлиқниң езиқтуруши [қәлбидики] сөз-каламни боғуветиду-дә, улар һосулсиз қалиду. (aiōn )
Tikǝnlǝrning arisiƣa qeqilƣini xundaⱪ adǝmlǝrni kɵrsǝtkǝnki, ular sɵz-kalamni angliƣini bilǝn, lekin bu dunyaning ǝndixiliri wǝ bayliⱪning eziⱪturuxi [ⱪǝlbidiki] sɵz-kalamni boƣuwetidu-dǝ, ular ⱨosulsiz ⱪalidu. (aiōn )
Күрмәк чачқан дүшмән — Иблистур. Орма оруш вақти — заман ахиридур. Ормичилар — пәриштиләрдур. (aiōn )
Kürmǝk qaqⱪan düxmǝn — Iblistur. Orma orux waⱪti — zaman ahiridur. Ormiqilar — pǝrixtilǝrdur. (aiōn )
Күрмәкләр жулунуп, отта көйдүрүветилгинидәк, заман ахиридиму әнә шундақ болиду. (aiōn )
Kürmǝklǝr yulunup, otta kɵydürüwetilginidǝk, zaman ahiridimu ǝnǝ xundaⱪ bolidu. (aiōn )
Заман ахирида шундақ болиду. Пәриштиләр чиқип, рәзил кишиләрни һәққаний кишиләр арисидин айрийду (aiōn )
Zaman ahirida xundaⱪ bolidu. Pǝrixtilǝr qiⱪip, rǝzil kixilǝrni ⱨǝⱪⱪaniy kixilǝr arisidin ayriydu (aiōn )
Мән саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрусдурсән. Мән җамаитимни бу уюлташ үстигә қуримән. Униң үстидин тәһтисараниң дәрвазилириму ғалип келәлмәйду. (Hadēs )
Mǝn sanga xuni eytayki, sǝn bolsang Petrusdursǝn. Mǝn jamaitimni bu uyultax üstigǝ ⱪurimǝn. Uning üstidin tǝⱨtisaraning dǝrwazilirimu ƣalib kelǝlmǝydu. (Hadēs )
Әгәр әнди қолуң яки путуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң яки икки путуң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, чолақ яки токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (aiōnios )
Əgǝr ǝmdi ⱪolung yaki putung seni gunaⱨⱪa putlaxtursa, uni kesip taxliwǝt. Qünki ikki ⱪolung yaki ikki putung bar ⱨalda dozahtiki otⱪa taxlanƣiningdin kɵrǝ, qolaⱪ yaki tokur ⱨalda ⱨayatliⱪⱪa kirgining ǝwzǝldur. (aiōnios )
Әгәр көзүң сени гунаға путлаштурса, уни оюп өзүңдин нери ташливәт. Икки көзүң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (Geenna )
Əgǝr kɵzüng seni gunaⱨⱪa putlaxtursa, uni oyup ɵzüngdin neri taxliwǝt. Ikki kɵzüng bar ⱨalda dozahtiki otⱪa taxlanƣiningdin kɵrǝ, birla kɵzüng bilǝn bolsimu ⱨayatliⱪⱪa kirgining ǝwzǝldur. (Geenna )
Мана, бир күни бириси униң алдиға келип: — Устаз, мән қандақ яхши ишни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди. (aiōnios )
Mana, bir küni birsi uning aldiƣa kelip: — Ustaz, mǝn ⱪandaⱪ yahxi ixni ⱪilsam, mǝnggülük ⱨayatⱪa eriximǝn? — dǝp soridi. (aiōnios )
Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ача-сиңил қериндашлири, ата-аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләрниң һәммиси уларға йүз һәссә артуқ еришиду вә мәңгүлүк һаятқа мирас болиду. (aiōnios )
Mening namim dǝp ɵylǝr, aka-uka, aqa-singil ⱪerindaxliri, ata-anisi, ayali, baliliri yaki yǝr-zeminlardin waz kǝqkǝnlǝrning ⱨǝmmisi ularƣa yüz ⱨǝssǝ artuⱪ erixidu wǝ mǝnggülük ⱨayatⱪa miras bolidu. (aiōnios )
У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Лекин дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап: — Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти. (aiōn )
U yol boyidiki bir tüp ǝnjür dǝrihini kɵrüp, uning yeniƣa bardi. Lekin dǝrǝhtin yopurmaⱪtin baxⱪa ⱨeq nǝrsǝ tapalmay, uningƣa ⱪarap: — Ⱨazirdin baxlap sǝndin mǝnggü mewǝ bolmisun! — dewidi, ǝnjür dǝrihi xuan ⱪurup kǝtti. (aiōn )
Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр бирла адәмни етиқатиңларға киргүзүш үчүн, деңиз вә қуруқлуқни кезип чиқисиләр. Бирақ у киши киргүзүлгәндин кейин, силәр уни өзлириңлардин икки һәссә бәттәр болған дозақниң пәрзәнти қилип йетиштүрүп чиқисиләр. (Geenna )
Ⱨalinglarƣa way, ǝy Tǝwrat ustazliri wǝ Pǝrisiylǝr, sahtipǝzlǝr! Silǝr birla adǝmni etiⱪadinglarƣa kirgüzüx üqün, dengiz wǝ ⱪuruⱪluⱪni kezip qiⱪisilǝr. Biraⱪ u kixi kirgüzülgǝndin keyin, silǝr uni ɵzliringlardin ikki ⱨǝssǝ bǝttǝr bolƣan dozahning pǝrzǝnti ⱪilip yetixtürüp qiⱪisilǝr. (Geenna )
Әй иланлар! Зәһәрлик иланларниң нәсиллири! Дозақ җазасидин қандақму қутулаларсиләр? (Geenna )
Əy yilanlar! Zǝⱨǝrlik yilanlarning nǝsilliri! Dozah jazasidin ⱪandaⱪmu ⱪutulalarsilǝr? (Geenna )
У Зәйтун теғида олтарғанда, мухлислири астиғина униң йениға келип: — Бизгә ейтқинчу, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Сениң [қайтип] келишиң вә заманниң ахирини көрситидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сорашти. (aiōn )
U Zǝytun teƣida olturƣanda, muhlisliri astiƣina uning yeniƣa kelip: — Bizgǝ eytⱪinqu, bu degǝnliring ⱪaqan yüz beridu? Sening [ⱪaytip] kelixing wǝ zamanning ahirini kɵrsitidiƣan ⱪandaⱪ alamǝt bolidu? — dǝp soraxti. (aiōn )
Андин у сол йенидикиләргә: «Әй ләнитиләр, көзүмдин йоқилиңлар! Шәйтан билән униң пәриштилиригә һазирланған мәңгү өчмәс отқа кириңлар! (aiōnios )
Andin u sol yenidikilǝrgǝ: «Əy lǝnitilǝr, kɵzümdin yoⱪilinglar! Xǝytan bilǝn uning pǝrixtilirigǝ ⱨazirlanƣan mǝnggü ɵqmǝs otⱪa kiringlar! (aiōnios )
Буниң билән улар мәңгүлүк җазаға кирип кетиду, лекин һәққанийлар болса мәңгүлүк һаятқа кириду. (aiōnios )
Buning bilǝn ular mǝnggülük jazaƣa kirip ketidu, lekin ⱨǝⱪⱪaniylar bolsa mǝnggülük ⱨayatⱪa kiridu. (aiōnios )
уларға мән силәргә тапилиған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Вә мана, мән заман ахириғичә һәр күни силәр билән биллә болимән. (aiōn )
ularƣa mǝn silǝrgǝ tapiliƣan barliⱪ ǝmrlǝrgǝ ǝmǝl ⱪilixni ɵgitinglar. Wǝ mana, mǝn zaman ahiriƣiqǝ ⱨǝr küni silǝr bilǝn billǝ bolimǝn. (aiōn )
Бирақ кимдиким Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилса, әбәдил-әбәткичә һеч кәчүрүлмәйду, бәлки мәңгүлүк бир гунаниң һөкүми астида туриду. (aiōn , aiōnios )
Biraⱪ kimdikim Muⱪǝddǝs Roⱨⱪa kupurluⱪ ⱪilsa, ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨeq kǝqürülmǝydu, bǝlki mǝnggülük bir gunaⱨning ⱨɵkümi astida turidu. (aiōn , aiōnios )
лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду. (aiōn )
lekin kɵngligǝ bu dunyaning ǝndixiliri, bayliⱪlarning eziⱪturuxi wǝ baxⱪa nǝrsilǝrgǝ bolƣan ⱨǝwǝslǝr kiriwelip, sɵz-kalamni boƣuwetidu-dǝ, u ⱨeq ⱨosul qiⱪarmaydu. (aiōn )
Әгәр әнди қолуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (Geenna )
Əgǝr ǝmdi ⱪolung seni gunaⱨⱪa putlaxtursa, uni kesip taxliwǝt. Qünki ikki ⱪolung bar ⱨalda dozahⱪa, yǝni ɵqürülmǝs otⱪa kirginingdin kɵrǝ, qolaⱪ ⱨalda ⱨayatliⱪⱪa kirgining ǝwzǝldur. (Geenna )
Әгәр әнди путуң сени [гунаға] путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки путуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа ташланғиниңдин көрә, токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәл. (Geenna )
Əgǝr ǝmdi putung seni [gunaⱨⱪa] putlaxtursa, uni kesip taxliwǝt. Qünki ikki putung bar ⱨalda dozahⱪa, yǝni ɵqürülmǝs otⱪa taxlanƣiningdin kɵrǝ, tokur ⱨalda ⱨayatliⱪⱪa kirgining ǝwzǝl. (Geenna )
Әгәр көзүң сени [гунаға] путлаштурса, уни оюп ташливәт. Икки көзүң бар һалда отлуқ дозаққа ташланғиниңдин көрә, сиңар көзлүк болуп Худаниң падишалиғиға киргиниң әвзәл. (Geenna )
Əgǝr kɵzüng seni [gunaⱨⱪa] putlaxtursa, uni oyup taxliwǝt. Ikki kɵzüng bar ⱨalda otluⱪ dozahⱪa taxlanƣiningdin kɵrǝ, singar kɵzlük bolup Hudaning padixaⱨliⱪiƣa kirgining ǝwzǝl. (Geenna )
У йолға чиққанда, бириси униң алдиға жүгүрүп келип, униң алдида тизлинип униңдин: — И яхши устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа мираслиқ қилимән? — дәп сориди. (aiōnios )
U yolƣa qiⱪⱪanda, birsi uning aldiƣa yügürüp kelip, uning aldida tizlinip uningdin: — I yahxi ustaz, mǝn ⱪandaⱪ ⱪilsam mǝnggülük ⱨayatⱪa mirasliⱪ ⱪilimǝn? — dǝp soridi. (aiōnios )
бу заманда буларниң йүз һәссисигә, йәни өй, ака-ука, ача-сиңил, ана, балилар вә йәр-зиминларға (зиянкәшликләр қошулған һалда) муйәссәр болмай қалмайду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. (aiōn , aiōnios )
bu zamanda bularning yüz ⱨǝssisigǝ, yǝni ɵy, aka-uka, aqa-singil, ana, balilar wǝ yǝr-zeminlarƣa (ziyankǝxliklǝr ⱪoxulƣan ⱨalda) muyǝssǝr bolmay ⱪalmaydu wǝ kelidiƣan zamandimu mǝnggülük ⱨayatⱪa erixmǝy ⱪalmaydu. (aiōn , aiōnios )
У дәрәққә сөз қилип: — Буниңдин кейин мәңгү һеч ким сәндин мевә йемигәй! — деди. Мухлислириму буни аңлиди. (aiōn )
U dǝrǝhkǝ sɵz ⱪilip: — Buningdin keyin mǝnggü ⱨeqkim sǝndin mewǝ yemigǝy! — dedi. Muhlislirimu buni anglidi. (aiōn )
У Яқупниң җәмәти үстигә мәңгү сәлтәнәт қилиду, униң падишалиғи түгимәстур, — деди. (aiōn )
U Yaⱪupning jǝmǝti üstigǝ mǝnggü sǝltǝnǝt ⱪilidu, uning padixaⱨliⱪi tügimǝstur, — dedi. (aiōn )
У ата-бовилиримизға ейтқинидәк, Йәни Ибраһим һәм униң нәслигә мәңгү вәдә қилғинидәк, У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, Қули Исраилға ярдәмгә кәлди». (aiōn )
U ata-bowilirimizƣa eytⱪinidǝk, Yǝni Ibraⱨim ⱨǝm uning nǝsligǝ mǝnggü wǝdǝ ⱪilƣinidǝk, U Ɵz rǝⱨim-xǝpⱪitini esidǝ tutup, Ⱪuli Israilƣa yardǝmgǝ kǝldi». (aiōn )
У қедимдин бери муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи арқилиқ вәдә қилғинидәк, Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди; Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур. (aiōn )
U ⱪǝdimdin beri muⱪǝddǝs pǝyƣǝmbǝrlirining aƣzi arⱪiliⱪ wǝdǝ ⱪilƣinidǝk, Ⱪuli bolƣan Dawutning jǝmǝti iqidin biz üqün bir nijat münggüzini ɵstürüp turƣuzdi; Bu zat bizni düxmǝnlirimizdin wǝ bizni ɵq kɵridiƣanlarning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣuqi nijattur. (aiōn )
Әнди улар Әйсадин өзлирини теги йоқ һаңға кәткүзмәсликни өтүнүп ялвурди. (Abyssos )
Əmdi ular Əysadin ɵzlirini tegi yoⱪ ⱨangƣa kǝtküzmǝslikni ɵtünüp yalwurdi. (Abyssos )
Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр! (Hadēs )
Əy ǝrxkǝ kɵtürülgǝn Kǝpǝrnaⱨumluⱪlar! Silǝr tǝⱨtisaraƣa qüxürülisilǝr! (Hadēs )
Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди. (aiōnios )
Wǝ mana, Tǝwrat ustazliridin biri ornidin turup Əysani sinimaⱪqi bolup: — Ustaz, mǝnggülük ⱨayatⱪa waris bolmaⱪ üqün nemǝ ixni ⱪilixim kerǝk? — dǝp soridi. (aiōnios )
Лекин мән силәргә кимдин қорқушуңлар керәклигини көрситип қояй: Өлтүргәндин кейин, дозаққа ташлашқа һоқуқлуқ болғучидин қорқуңлар; бәрһәқ силәргә ейтай — Униңдин қорқуңлар! (Geenna )
Lekin mǝn silǝrgǝ kimdin ⱪorⱪuxunglar kerǝklikini kɵrsitip ⱪoyay: Ɵltürgǝndin keyin, dozahⱪa taxlaxⱪa ⱨoⱪuⱪluⱪ bolƣuqidin ⱪorⱪunglar; bǝrⱨǝⱪ silǝrgǝ eytay — Uningdin ⱪorⱪunglar! (Geenna )
Шуниң билән униң ғоҗайини сәмимийәтсиз ғоҗидарниң бу иштики пәмликлиги үчүн униңға қайил болуп махтапту. Чүнки бу дунияниң пәрзәнтлири өз дәвридә нурниң пәрзәнтлиридин пәмликтур. (aiōn )
Xuning bilǝn uning hojayini sǝmimiyǝtsiz ƣojidarning bu ixtiki pǝmlikliki üqün uningƣa ⱪayil bolup mahtaptu. Qünki bu dunyaning pǝrzǝntliri ɵz dǝwridǝ nurning pǝrzǝntliridin pǝmliktur. (aiōn )
Вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, «Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар; шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған [күнидә] шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду. (aiōnios )
Wǝ mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, «Naⱨǝⱪ dunyaƣa tǝwǝ mal-dunya» arⱪiliⱪ ɵzünglarƣa dost tutunglar; xundaⱪ ⱪilsanglar, mal-dunya karƣa kǝlmǝydiƣan bolƣan [künidǝ] xu dostlar silǝrni ǝbǝdiy makanlarƣa ⱪarxi alidu. (aiōnios )
вә тәһтисарада қаттиқ қийнилип, бешини көтирип, жирақтин Ибраһимни вә униң қучиғидики Лазарусни көрүп: (Hadēs )
wǝ tǝⱨtisarada ⱪattiⱪ ⱪiynilip, bexini kɵtürüp, yiraⱪtin Ibraⱨimni wǝ uning ⱪuqiⱪidiki Lazarusni kɵrüp: (Hadēs )
Мәлум бир һөкүмдар Әйсадин: И яхши устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк, — дәп сориди. (aiōnios )
Mǝlum bir ⱨɵkümdar Əysadin: I yahxi ustaz, mǝnggülük ⱨayatⱪa waris bolmaⱪ üqün nemǝ ixni ⱪilixim kerǝk, — dǝp soridi. (aiōnios )
бу заманда буларға көп һәссиләп муйәссәр болиду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. — деди. (aiōn , aiōnios )
bu zamanda bularƣa kɵp ⱨǝssilǝp muyǝssǝr bolidu wǝ kelidiƣan zamandimu mǝnggülük ⱨayatⱪa erixmǝy ⱪalmaydu. — dedi. (aiōn , aiōnios )
Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бу аләмниң пәрзәнтлири өйлиниду, ятлиқ болиду. (aiōn )
Əysa ularƣa mundaⱪ jawab bǝrdi: — Bu alǝmning pǝrzǝntliri ɵylinidu, yatliⱪ bolidu. (aiōn )
Лекин у аләмдин несивә болушқа, шундақла өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар өйләнмәйду, ятлиқ болмайду. (aiōn )
Lekin u alǝmdin nesiwǝ boluxⱪa, xundaⱪla ɵlüklǝrdin tirilixkǝ layiⱪ sanalƣanlar ɵylǝnmǝydu, yatliⱪ bolmaydu. (aiōn )
Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду». (aiōnios )
Xundaⱪ bolƣanda, uningƣa etiⱪad ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisi ⱨalak bolmay, mǝnggülük ⱨayatⱪa erixǝlǝydu». (aiōnios )
Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйидуки, Өзиниң бирдин-бир йеганә Оғлини пида болушқа бәрди. Мәхсити, униңға етиқат қилған һәр бириниң һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүндур. (aiōnios )
Qünki Huda dunyadiki insanlarni xu ⱪǝdǝr sɵyiduki, Ɵzining birdinbir yeganǝ Oƣlini pida boluxⱪa bǝrdi. Mǝⱪsiti, uningƣa etiⱪad ⱪilƣan ⱨǝrbirining ⱨalak bolmay, mǝnggülük ⱨayatⱪa erixixi üqündur. (aiōnios )
Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду. (aiōnios )
Oƣulƣa etiⱪad ⱪilƣuqi mǝnggülük ⱨayatⱪa igidur. Lekin Oƣulƣa itaǝt ⱪilmiƣuqi ⱨayatni ⱨeq kɵrmǝydu, bǝlki Hudaning ƣǝzipi xundaⱪlarning üstidǝ turidu. (aiōnios )
Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди. (aiōn , aiōnios )
Əmma mǝn beridiƣan suni iqküqi ⱨǝrkim mǝnggügǝ ussimaydiƣan bolidu wǝ bǝlki mǝn uningƣa beridiƣan su uning iqidǝ uni mǝnggülük ⱨayatliⱪⱪa elip baridiƣan, urƣup qiⱪidiƣan bir bulaⱪ bolidu, — dedi. (aiōn , aiōnios )
Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду. (aiōnios )
Wǝ ormiqi ix ⱨǝⱪⱪini alidu wǝ mǝnggülük ⱨayatⱪa toplanƣan ⱨosulni yiƣidu, xuning bilǝn teriƣuqi bilǝn ormiqi tǝng xadlinidu. (aiōnios )
— Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, сөзүмни аңлап, мени Әвәткүчигә ишәнгән һәр ким мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду; у адәм сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятлиққа өткән болиду. (aiōnios )
— Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, sɵzümni anglap, meni Əwǝtküqigǝ ixǝngǝn ⱨǝrkim mǝnggülük ⱨayatⱪa erixkǝn bolidu; u adǝm soraⱪⱪa tartilmaydu, bǝlki ɵlümdin ⱨayatliⱪⱪa ɵtkǝn bolidu. (aiōnios )
Муқәддәс язмиларни қетирқенип оқуп олтирисиләр; чүнки улардин мәңгүлүк һаятқа егә болдуқ, дәп қарайсиләр. Дәл бу язмилар мән үчүн гувалиқ бәргүчидур. (aiōnios )
Muⱪǝddǝs yazmilarni ⱪetirⱪenip oⱪup olturisilǝr; qünki ulardin mǝnggülük ⱨayatⱪa igǝ bolduⱪ, dǝp ⱪaraysilǝr. Dǝl bu yazmilar mǝn üqün guwaⱨliⱪ bǝrgüqidur. (aiōnios )
Бузулуп кетидиған паний озуқлуққа әмәс, бәлки мәңгү һаятлиққа бақий қалидиған озуқлуққа интилип ишләңлар; буни Инсаноғли силәргә бериду; чүнки уни Ата, йәни Худа Өзи мөһүрләп тәстиқлиған, — деди. (aiōnios )
Buzulup ketidiƣan paniy ozuⱪluⱪⱪa ǝmǝs, bǝlki mǝnggü ⱨayatliⱪⱪa baⱪiy ⱪalidiƣan ozuⱪluⱪⱪa intilip ixlǝnglar; buni Insan’oƣli silǝrgǝ beridu; qünki uni Ata, yǝni Huda Ɵzi mɵⱨürlǝp tǝstiⱪliƣan, — dedi. (aiōnios )
Чүнки мениң Атамниң ирадиси шуки, Оғулға көз тикип қарап, униңға етиқат қилғанларниң һәр бирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур; вә мән ахирқи күни уларни тирилдүримән. (aiōnios )
Qünki mening Atamning iradisi xuki, Oƣulƣa kɵz tikip ⱪarap, uningƣa etiⱪad ⱪilƣanlarning ⱨǝrbirini mǝnggülük ⱨayatⱪa erixtürüxtur; wǝ mǝn ahirⱪi küni ularni tirildürimǝn. (aiōnios )
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. (aiōnios )
Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, manga etiⱪad ⱪilƣuqi mǝnggülük ⱨayatⱪa igidur. (aiōnios )
Әрштин чүшкән һаятлиқ нени өзүмдурмән; кимдәким бу нандин йесә, әбәдил-әбәткичә яшайду. Мән беридиған шу нан болса мениң әт-тенимдур, пүткүл дуниядикиләр һаятқа егә болсун дәп, мән уни атимақчимән. (aiōn )
Ərxtin qüxkǝn ⱨayatliⱪ neni ɵzümdurmǝn; kimdǝkim bu nandin yesǝ, ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ yaxaydu. Mǝn beridiƣan xu nan bolsa mening ǝt-tenimdur, pütkül dunyadikilǝr ⱨayatⱪa igǝ bolsun dǝp, mǝn uni atimaⱪqimǝn. (aiōn )
Әт-тенимни йегүчи вә қенимни ичкүчи мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду вә мән уни ахирқи күни тирилдүримән. (aiōnios )
Ət-tenimni yegüqi wǝ ⱪenimni iqküqi mǝnggülük ⱨayatⱪa erixkǝn bolidu wǝ mǝn uni ahirⱪi küni tirildürimǝn. (aiōnios )
Мана бу әрштин чүшкән нандур. Бу нан ата-бовилириңлар йегән «[манна]»дәк әмәс; чүнки улар «[манна]»ни йейиши билән өлди; бирақ бу нанни истемал қилғучи болса мәңгү яшайду! (aiōn )
Mana bu ǝrxtin qüxkǝn nandur. Bu nan ata-bowiliringlar yegǝn «[manna]»dǝk ǝmǝs; qünki ular «[manna]»ni yeyixi bilǝn ɵldi; biraⱪ bu nanni istemal ⱪilƣuqi bolsa mǝnggü yaxaydu! (aiōn )
Симон Петрус униңға җавап қилип: — И Рәб, биз кимниң йениға кетәттуқ? Мәңгү һаятлиқ сөзлири сәндилидур! (aiōnios )
Simon Petrus uningƣa jawab ⱪilip: — I Rǝb, biz kimning yeniƣa ketǝttuⱪ? Mǝnggü ⱨayatliⱪ sɵzliri sǝndilidur! (aiōnios )
Қул аилидә мәңгү турмайду, лекин оғул мәңгү туриду. (aiōn )
Ⱪul ailidǝ mǝnggü turmaydu, lekin oƣul mǝnggü turidu. (aiōn )
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм көрмәйду. (aiōn )
Bǝrⱨǝⱪ, bǝrⱨǝⱪ, mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, mening sɵz-kalamimni tutidiƣan kixi ǝbǝdil’ǝbǝd ɵlüm kɵrmǝydu. (aiōn )
Шуниң билән Йәһудийлар униңға: — Саңа дәрвәқә җин чаплашқанлиғини әнди билдуқ! Һәтта [һәзрити] Ибраһим вә пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақсигә: «Мениң сөз-каламимни тутидиған киши әбәдил-әбәт өлүм тетимайду» дәйсән? (aiōn )
Xuning bilǝn Yǝⱨudiylar uningƣa: — Sanga dǝrwǝⱪǝ jin qaplaxⱪanliⱪini ǝmdi bilduⱪ! Ⱨǝtta [ⱨǝzriti] Ibraⱨim wǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrmu ɵlgǝn tursa, sǝn ⱪandaⱪsigǝ: «Mening sɵz-kalamimni tutidiƣan kixi ǝbǝdil’ǝbǝd ɵlüm tetimaydu» dǝysǝn? (aiōn )
Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс. (aiōn )
Dunya apiridǝ bolƣandin tartip, birǝrsining tuƣma ⱪariƣuning kɵzini aqⱪanliⱪini anglap baⱪⱪan ǝmǝs. (aiōn )
Мән уларға мәңгүлүк һаят ата қилимән; улар әсла һалак болмайду. Һеч ким уларни қолумдин тартивалалмайду. (aiōn , aiōnios )
Mǝn ularƣa mǝnggülük ⱨayat ata ⱪilimǝn; ular ǝsla ⱨalak bolmaydu. Ⱨeqkim ularni ⱪolumdin tartiwalalmaydu. (aiōn , aiōnios )
вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән? (aiōn )
wǝ ⱨayat turup, manga etiⱪad ⱪilƣuqi ǝbǝdil’ǝbǝd ɵlmǝs; buningƣa ixinǝmsǝn? (aiōn )
Кимдәким өз һаятини айиса униңдин мәһрум болиду; лекин бу дунияда өз һаятидин нәпрәтләнсә, уни мәңгүлүк һаятлиққа сақлалайду. (aiōnios )
Kimdǝkim ɵz ⱨayatini ayisa uningdin mǝⱨrum bolidu; lekin bu dunyada ɵz ⱨayatidin nǝprǝtlǝnsǝ, uni mǝnggülük ⱨayatliⱪⱪa saⱪliyalaydu. (aiōnios )
Халайиқ буниңға җававән униңдин: — Биз муқәддәс қанундин Мәсиһниң әбәткичә қалидиғинини аңлиған; сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?! Бу қандақму «Инсаноғли» болсун? — дәп сориди. (aiōn )
Halayiⱪ buningƣa jawabǝn uningdin: — Biz muⱪǝddǝs ⱪanundin Mǝsiⱨning ǝbǝdgiqǝ ⱪalidiƣinini angliƣan; sǝn ⱪandaⱪsigǝ «Insan’oƣli kɵtürülüxi kerǝk» dǝysǝn?! Bu ⱪandaⱪmu «Insan’oƣli» bolsun? — dǝp soridi. (aiōn )
Униң әмриниң мәңгүлүк һаятлиқ екәнлигини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Ата маңа буйруғинидәк сөзләймән. (aiōnios )
Uning ǝmrining mǝnggülük ⱨayatliⱪ ikǝnlikini bilimǝn. Xunga nemini sɵzlisǝm, Ata manga buyruƣinidǝk sɵzlǝymǝn. (aiōnios )
Петрус: — Сән мениң путумни жуйсаң һәргиз болмайду! — деди. Әйса униңға җававән: — Сени юмисам, мениң билән тәң несивәң болмайду, — деди. (aiōn )
Petrus: — Sǝn mening putumni yusang ⱨǝrgiz bolmaydu! — dedi. Əysa uningƣa jawabǝn: — Seni yumisam, mening bilǝn tǝng nesiwǝng bolmaydu, — dedi. (aiōn )
Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду. У силәр билән әбәткичә биргә болиду. (aiōn )
Mǝnmu Atidin tilǝymǝn wǝ U silǝrgǝ baxⱪa bir Yardǝmqi ata ⱪilidu. U silǝr bilǝn ǝbǝdgiqǝ birgǝ bolidu. (aiōn )
йәни, униң Сән униңға тапшурған инсанларға мәңгүлүк һаят ата қилиши үчүн, униңға пүткүл әт егилиридин үстүн һоқуқ ата қилғиниңдәк, уни улуқлатқузғайсән. (aiōnios )
yǝni, uning Sǝn uningƣa tapxurƣan insanlarƣa mǝnggülük ⱨayat ata ⱪilixi üqün, uningƣa pütkül ǝt igiliridin üstün ⱨoⱪuⱪ ata ⱪilƣiningdǝk, uni uluƣlatⱪuzƣaysǝn. (aiōnios )
Мәңгүлүк һаят шуки, бирдин-бир һәқиқий Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштин ибарәттур. (aiōnios )
Mǝnggülük ⱨayat xuki, birdinbir ⱨǝⱪiⱪiy Huda — Seni wǝ Sǝn ǝwǝtkǝn Əysa Mǝsiⱨni tonuxtin ibarǝttur. (aiōnios )
Чүнки Сән җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучуңға чиришләрни көргүзмәйсән. (Hadēs )
Qünki Sǝn jenimni tǝⱨtisarada ⱪaldurmaysǝn, Xundaⱪla Sening Muⱪǝddǝs Bolƣuqungƣa qirixlǝrni kɵrgüzmǝysǝn. (Hadēs )
У Мәсиһниң [өлгәндин кейин] тирилдүрүлидиғинини алдин-ала көрүп йәткән вә бу мунасивәт билән Мәсиһниң тәһтисарада қалдурулмайдиғинини вә тениниң чиримәйдиғинини тилға алған. (Hadēs )
U Mǝsiⱨning [ɵlgǝndin keyin] tirildürülidiƣinini aldin’ala kɵrüp yǝtkǝn wǝ bu munasiwǝt bilǝn Mǝsiⱨning tǝⱨtisarada ⱪaldurulmaydiƣinini wǝ tenining qirimǝydiƣinini tilƣa alƣan. (Hadēs )
Һазирчә болса, Худаниң дәсләптики заманлардин тартип муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи билән ейтқинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлмигичә, әршләр уни қобул қилип, униңға макан болиду. (aiōn )
Ⱨazirqǝ bolsa, Hudaning dǝslǝptiki zamanlardin tartip muⱪǝddǝs pǝyƣǝmbǝrlirining aƣzi bilǝn eytⱪinidǝk, ⱨǝmmǝ mǝwjudatlar yengilinidiƣan waⱪit kǝlmigüqǝ, ǝrxlǝr uni ⱪobul ⱪilip, uningƣa makan bolidu. (aiōn )
Әнди Павлус билән Барнабас техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Худаниң сөз-каламини алди билән силәр [Йәһудий хәлқигә] йәткүзүш керәк еди. Лекин силәр уни чәткә қеқип өзүңларни мәңгүлүк һаятқа лайиқ көрмигәндин кейин, мана биз [силәрдин] бурулуп әлләргә йүзлинимиз! (aiōnios )
Əmdi Pawlus bilǝn Barnabas tehimu yürǝklik ⱨalda mundaⱪ dedi: — Hudaning sɵz-kalamini aldi bilǝn silǝr [Yǝⱨudiy hǝlⱪigǝ] yǝtküzüx kerǝk idi. Lekin silǝr uni qǝtkǝ ⱪeⱪip ɵzünglarni mǝnggülük ⱨayatⱪa layiⱪ kɵrmigǝndin keyin, mana biz [silǝrdin] burulup ǝllǝrgǝ yüzlinimiz! (aiōnios )
Әлләрдикиләр бу сөзни аңлап, хошал болушуп Рәбниң сөз-каламини улуқлашти; мәңгүлүк һаятқа еришишкә бекитилгәнләрниң һәммиси етиқат қилди. (aiōnios )
Əllǝrdikilǝr bu sɵzni anglap, huxal boluxup Rǝbning sɵz-kalamini uluƣlaxti; mǝnggülük ⱨayatⱪa erixixkǝ bekitilgǝnlǝrning ⱨǝmmisi etiⱪad ⱪildi. (aiōnios )
Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!» (aiōn )
Xundaⱪ ⱪilip, jaⱨandiki baxⱪa insanlarmu, yǝni Mening namim bilǝn atalƣan barliⱪ ǝllǝr Meni izdǝp tapidu» dǝydu bu ixlarni ǝmǝlgǝ Axurƣuqi wǝ xundaⱪla ularni ǝzǝldin ayan ⱪilip kǝlgǝn Pǝrwǝrdigar!» (aiōn )
(чүнки дуния апиридә болғандин бери Худаниң көзгә көрүнмәс өзгичиликлири, йәни мәңгүлүк қудрити вә бирдин-бир Худа екәнлиги Өзи яратқан мәвҗудатлар арқилиқ очуқ көрүлмәктә, шундақла буни чүшинип йәткили болиду. Шу сәвәптин инсанлар һеч банә көрситәлмәйду) (aïdios )
(qünki dunya apiridǝ bolƣandin beri Hudaning kɵzgǝ kɵrünmǝs ɵzgiqilikliri, yǝni mǝnggülük ⱪudriti wǝ birdinbir Huda ikǝnliki Ɵzi yaratⱪan mǝwjudatlar arⱪiliⱪ oquⱪ kɵrülmǝktǝ, xundaⱪla buni qüxinip yǝtkili bolidu. Xu sǝwǝbtin insanlar ⱨeq baⱨanǝ kɵrsitǝlmǝydu) (aïdios )
Улар Худа тоғрисидики һәқиқәтни ялғанға айландурди, Яратқучиниң орниға яритилған нәрсиләргә чоқунуп, тавап-таәт қилған еди. Һалбуки, Яратқучиға тәшәккүр-мәдһийә мәңгүгә оқулмақта! Амин! (aiōn )
Ular Huda toƣrisidiki ⱨǝⱪiⱪǝtni yalƣanƣa aylandurdi, Yaratⱪuqining orniƣa yaritilƣan nǝrsilǝrgǝ qoⱪunup, tawap-taǝt ⱪilƣanidi. Ⱨalbuki, Yaratⱪuqiƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ mǝnggügǝ oⱪulmaⱪta! Amin! (aiōn )
Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду; (aiōnios )
Yahxi ixlarni sǝwrqanliⱪ bilǝn ⱪilip, xan-xǝrǝp, ⱨɵrmǝt-eⱨtiram wǝ baⱪiyliⱪni izdigǝnlǝrgǝ U mǝnggülük ⱨayat ata ⱪilidu; (aiōnios )
Шуниңдәк, гуна [инсанийәтниң] үстидин һөкүмранлиқ қилип [уларни] өлүмгә елип барғинидәк, [Худаниң] меһри-шәпқити һәққанийлиққа асаслинип һөкүмранлиқ қилип, инсанни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятлиққа ериштүриду. (aiōnios )
Xuningdǝk, gunaⱨ [insaniyǝtning] üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilip [ularni] ɵlümgǝ elip barƣinidǝk, [Hudaning] meⱨir-xǝpⱪiti ⱨǝⱪⱪaniyliⱪⱪa asaslinip ⱨɵkümranliⱪ ⱪilip, insanni Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨ arⱪiliⱪ mǝnggülük ⱨayatliⱪⱪa erixtüridu. (aiōnios )
Бирақ, һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болған екәнсиләр, силәрдә өзүңларни пак-муқәддәсликкә елип баридиған мевә бар, униң нәтиҗиси мәңгүлүк һаяттур. (aiōnios )
Biraⱪ, ⱨazir silǝr gunaⱨtin ǝrkin ⱪilinip, Hudaning ⱪulliri bolƣan ikǝnsilǝr, silǝrdǝ ɵzünglarni pak-muⱪǝddǝslikkǝ elip baridiƣan mewǝ bar, uning nǝtijisi mǝnggülük ⱨayattur. (aiōnios )
Чүнки гунаниң иш һәққи йәнила өлүмдур, бирақ Худаниң Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған соғити болса мәңгүлүк һаяттур. (aiōnios )
Qünki gunaⱨning ix ⱨǝⱪⱪi yǝnila ɵlümdur, biraⱪ Hudaning Rǝbbimiz Mǝsiⱨ Əysada bolƣan sowƣiti bolsa mǝnggülük ⱨayattur. (aiōnios )
Улуқ [ибраний] ата-бовилири уларниңкидур; җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин! (aiōn )
Uluƣ [ibraniy] ata-bowiliri ularningkidur; jismaniy jǝⱨǝttǝ Mǝsiⱨ ularning ǝjdadidur. U barliⱪ mǝwjudat üstidin ⱨɵküm sürgüqi, mǝnggü mubarǝk Hudadur. Amin! (aiōn )
вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин». (Abyssos )
wǝ yaki «Ⱨang tegigǝ kim qüxǝr?» (yǝni «Mǝsiⱨni ɵlümdin kim ⱪayturar?») — demigin». (Abyssos )
Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди. (eleēsē )
Qünki Huda pütkül insanƣa rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsitix üqün, ⱨǝmmǝylǝnni itaǝtsizlikkǝ solap ⱪoydi. (eleēsē )
Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Униңдин кәлгән, У арқилиқ мәвҗут болуп туриду, Хәм Униң үчүн мәвҗут болуп туриду. [Барлиқ] шан-шәрәп әбәткичә Униңға болғай! Амин. (aiōn )
Qünki barliⱪ mǝwjudatlar Uningdin kǝlgǝn, U arⱪiliⱪ mǝwjut bolup turidu, Hǝm Uning üqün mǝwjut bolup turidu. [Barliⱪ] xan-xǝrǝp ǝbǝdgiqǝ Uningƣa bolƣay! Amin. (aiōn )
Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр. (aiōn )
Bu dunyaning ⱪelipiƣa kirip ⱪalmanglar, bǝlki oy-pikringlarning yengilinixi bilǝn ɵzgǝrtilinglar; undaⱪ ⱪilƣanda Hudaning yahxi, ⱪobul ⱪilarliⱪ wǝ mukǝmmǝl iradisining nemǝ ikǝnlikini ispatlap bilǝlǝysilǝr. (aiōn )
Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға [шан-шәрәп болғай]! (aiōnios )
Uzun zamanlardin buyan süküttǝ saⱪlinip kǝlgǝn sirning wǝⱨiy ⱪilinixi boyiqǝ, mening arⱪiliⱪ yǝtküzülgǝn bu hux hǝwǝr, yǝni Əysa Mǝsiⱨning jakarlinixi bilǝn silǝrni mustǝⱨkǝmlǝxkǝ ⱪadir Bolƣuqiƣa [xan-xǝrǝp bolƣay]! (aiōnios )
Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди; (aiōnios )
Sir bolsa insanlarni etiⱪadtiki itaǝtmǝnlik yoliƣa elip berix üqün, mǝnggü ⱨayat Hudaning ǝmrigǝ binaǝn ⱨǝm biwasitǝ ⱨǝm burunⱪi pǝyƣǝmbǝrlǝrning yezip ⱪaldurƣanliri arⱪiliⱪ, ⱨazir barliⱪ ǝllǝrgǝ wǝⱨiy ⱪilindi; (aiōnios )
шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин! (aiōn )
xundaⱪ ⱪilƣan birdinbir dana Bolƣuqi Hudaƣa Əysa Mǝsiⱨ arⱪiliⱪ xan-xǝrǝp ǝbǝdil’ǝbǝd bolƣay! Amin! (aiōn )
Ундақта, данишмәнләр қени? Тәврат өлималири қени? Бу дуниядики бәс-муназирә қилғучилар қени? Худа бу дуниядики даналиқни ахмақлиқ дәп көрсәткән әмәсму? (aiōn )
Undaⱪta, danixmǝnlǝr ⱪeni? Tǝwrat ɵlimaliri ⱪeni? Bu dunyadiki bǝs-munazirǝ ⱪilƣuqilar ⱪeni? Huda bu dunyadiki danaliⱪni ǝhmǝⱪliⱪ dǝp kɵrsǝtkǝn ǝmǝsmu? (aiōn )
Һалбуки, камаләткә йәткәнләр арисида биз даналиқни баян қилимиз; бу даналиқ бу дәвирдики даналиқ әмәс, яки бу дәвирдики һөкүмранларниң даналиғи әмәс (улар заваллиққа йүз тутқандур); (aiōn )
Ⱨalbuki, kamalǝtkǝ yǝtkǝnlǝr arisida biz danaliⱪni bayan ⱪilimiz; bu danaliⱪ bu dǝwrdiki danaliⱪ ǝmǝs, yaki bu dǝwrdiki ⱨɵkümranlarning danaliⱪi ǝmǝs (ular zawalliⱪⱪa yüz tutⱪandur); (aiōn )
амма биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз; Худа әслидә ашкарә қилинмиған бу даналиқни барлиқ дәвирләрдин бурун бизниң шан-шәрәпкә муйәссәр болушимиз үчүн бекиткән еди. (aiōn )
ǝmma biz bir sirni axkarilap, Hudaning bir danaliⱪini bayan ⱪilimiz; Huda ǝslidǝ axkarǝ ⱪilinmiƣan bu danaliⱪni barliⱪ dǝwrlǝrdin burun bizning xan-xǝrǝpkǝ muyǝssǝr boluximiz üqün bekitkǝnidi. (aiōn )
Бу даналиқни бу дәвирдики һөкүмранларниң һеч қайсиси чүшинип йәтмигән еди; уни чүшинип йәткән болса, шан-шәрәпниң Егиси болған Рәбни крестлимигән болатти. (aiōn )
Bu danaliⱪni bu dǝwrdiki ⱨɵkümranlarning ⱨeqⱪaysisi qüxinip yǝtmigǝnidi; uni qüxinip yǝtkǝn bolsa, xan-xǝrǝpning Igisi bolƣan Rǝbni krestlimigǝn bolatti. (aiōn )
Һеч ким өз-өзини алдимисун; бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун; шуниң билән у дана болиду. (aiōn )
Ⱨeqkim ɵz-ɵzini aldimisun; birsi ɵzini bu dǝwrdǝ dana dǝp sanisa, nadan bolup ⱪalsun; xuning bilǝn u dana bolidu. (aiōn )
Шуңа, әгәр бирәр таам өз қериндишимни жиқитидиған қилтақ болса, қериндишимни жиқитмаслиғим үчүн мән мәңгүгичә гөшни қәтъий йемәймән. (aiōn )
Xunga, ǝgǝr birǝr taam ɵz ⱪerindiximni yiⱪitidiƣan ⱪiltaⱪ bolsa, ⱪerindiximni yiⱪitmasliⱪim üqün mǝn mǝnggügiqǝ gɵxni ⱪǝt’iy yemǝymǝn. (aiōn )
Әнди бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән вә ахирқи заманлар бешимизға келиватқан бизләрниң улардин савақ-ибрәт елишимиз үчүн хатириләнгән еди. (aiōn )
Əmdi bu wǝⱪǝlǝrning ⱨǝmmisi ularning bexiƣa bexarǝtlik misallar süpitidǝ qüxkǝn wǝ ahirⱪi zamanlar beximizƣa keliwatⱪan bizlǝrning ulardin sawaⱪ-ibrǝt eliximiz üqün hatirilǝngǝnidi. (aiōn )
«Аһ, өлүм, сениң нәштириң қени?! Аһ, өлүм, сениң ғәлибәң қени?!» (Hadēs )
«Aⱨ, ɵlüm, sening nǝxtiring ⱪeni?! Aⱨ, ɵlüm, sening ƣǝlibǝng ⱪeni?!» (Hadēs )
Чүнки Худаниң сүрәт-образи болған Мәсиһниң шан-шәриви тоғрисидики хуш хәвәрниң нури уларниң үстидә йорумисун дәп, бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди. (aiōn )
Qünki Hudaning sürǝt-obrazi bolƣan Mǝsiⱨning xan-xǝripi toƣrisidiki hux hǝwǝrning nuri ularning üstidǝ yorumisun dǝp, bu zamanning ilaⱨi etiⱪadsizlarning oy-zeⱨinlirini kor ⱪildi. (aiōn )
Чүнки бизниң бир дәқиқилик вә йеник җапа-мушәққәтлиримиз биз үчүн ешип ташқан, мәңгүлүк, зор вәзинлик шан-шәрәпни һасил қилиду. (aiōnios )
Qünki bizning bir dǝⱪiⱪilik wǝ yenik japa-muxǝⱪⱪǝtlirimiz biz üqün exip taxⱪan, mǝnggülük, zor wǝzinlik xan-xǝrǝpni ⱨasil ⱪilidu. (aiōnios )
Шуңа биз көрүнгән ишларға әмәс, бәлки көрүнмәс ишларға көз тикимиз; чүнки көрүнгән ишлар вақитлиқ, амма көрүнмәс ишлар мәңгүлүктур. (aiōnios )
Xunga biz kɵrüngǝn ixlarƣa ǝmǝs, bǝlki kɵrünmǝs ixlarƣa kɵz tikimiz; qünki kɵrüngǝn ixlar waⱪitliⱪ, ǝmma kɵrünmǝs ixlar mǝnggülüktur. (aiōnios )
Чүнки бу зиминға тәвә өйимиз, йәни бу чедиримиз йоқитилсиму, Худа тәрипидин болған, инсан қоли билән ясалмиған бир өй, йәни асманларда әбәдий бир маканимиз бардур дәп билимиз. (aiōnios )
Qünki bu zeminƣa tǝwǝ ɵyimiz, yǝni bu qedirimiz yoⱪitilsimu, Huda tǝripidin bolƣan, insan ⱪoli bilǝn yasalmiƣan bir ɵy, yǝni asmanlarda ǝbǝdiy bir makanimiz bardur dǝp bilimiz. (aiōnios )
[Муқәддәс язмиларда] пүтүлгинидәк: — «У өзиниңкини тарқатқан, У йоқсулларға сәдиқә бәргән; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду». (aiōn )
[Muⱪǝddǝs yazmilarda] pütülginidǝk: — «U ɵziningkini tarⱪatⱪan, U yoⱪsullarƣa sǝdiⱪǝ bǝrgǝn; Uning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪi mǝnggügǝ turidu». (aiōn )
Рәб Әйсаниң Худа-Атиси, мәңгү тәшәккүр-мәдһийиләргә лайиқ Болғучиға аянки, мән ялған ейтмидим. (aiōn )
Rǝb Əysaning Huda-Atisi, mǝnggü tǝxǝkkür-mǝdⱨiyilǝrgǝ layiⱪ Bolƣuqiƣa ayanki, mǝn yalƣan eytmidim. (aiōn )
У ХудаАтимизниң ирадиси бойичә бизни бу һазирқи рәзил замандин қутқузушқа Өзини гуналиримиз үчүн пида қилди; (aiōn )
U Huda’Atimizning iradisi boyiqǝ bizni bu ⱨazirⱪi rǝzil zamandin ⱪutⱪuzuxⱪa Ɵzini gunaⱨlirimiz üqün pida ⱪildi; (aiōn )
Худаға барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn )
Hudaƣa barliⱪ xan-xǝrǝp ǝbǝdil-ǝbǝdgiqǝ bolƣay, amin! (aiōn )
Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши өз әтлиридин чириклик һосулини алиду. Лекин Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса Роһтин мәңгүлүк һаят алиду. (aiōnios )
Ɵz ǝtlirining arzu-ⱨǝwǝslirini ⱪanduruxⱪa uruⱪ qaqⱪan kixi ɵz ǝtliridin qiriklik ⱨosulini alidu. Lekin Roⱨni hursǝn ⱪilix üqün uruⱪ qaqⱪan kixi bolsa Roⱨtin mǝnggülük ⱨayat alidu. (aiōnios )
пәқәт бу замандила әмәс, бәлки кәлгүси замандиму Уни барлиқ һөкүмранлиқтин, һоқуқтин, күч-қудрәттин, ғоҗайинлиқтин вә барлиқ тилға елинидиған һәр қандақ нам-шәрәптин көп үстүн қойған; (aiōn )
pǝⱪǝt bu zamandila ǝmǝs, bǝlki kǝlgüsi zamandimu Uni barliⱪ ⱨɵkümranliⱪtin, ⱨoⱪuⱪtin, küq-ⱪudrǝttin, hojayinliⱪtin wǝ barliⱪ tilƣa elinidiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ nam-xǝrǝptin kɵp üstün ⱪoyƣan; (aiōn )
бу дунияниң дәвригә әгишип, һаваниң һоқуқини тутқан һөкүмдарға, йәни бүгүнки күндә итаәтсизликтин болған пәрзәнтләрни қутритиватқан роһқа әгишип, бу ишларда илгири маңғансиләр; (aiōn )
bu dunyaning dǝwrigǝ ǝgixip, ⱨawaning ⱨoⱪuⱪini tutⱪan ⱨɵkümdarƣa, yǝni bügünki kündǝ itaǝtsizliktin bolƣan pǝrzǝntlǝrni ⱪutritiwatⱪan roⱨⱪa ǝgixip, bu ixlarda ilgiri mangƣansilǝr; (aiōn )
мәхсити кәлгүси заманларда Униң Мәсиһ Әйсада бизгә қаритилған меһриванлиғи билән ипадиләнгән шапаитиниң шунчә ғайәт зор екәнлигини көситиштин ибарәттур; (aiōn )
mǝⱪsiti kǝlgüsi zamanlarda Uning Mǝsiⱨ Əysada bizgǝ ⱪaritilƣan meⱨribanliⱪi bilǝn ipadilǝngǝn xapaitining xunqǝ ƣayǝt zor ikǝnlikini kɵsitixtin ibarǝttur; (aiōn )
вә шундақла һәммини яратқан Худада йошурун болуп кәлгән бу сирниң қандақ әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ һәммәйләнни йорутуш хизмити аманәт қилинди. (aiōn )
wǝ xundaⱪla ⱨǝmmini yaratⱪan Hudada yoxurun bolup kǝlgǝn bu sirning ⱪandaⱪ ǝmǝlgǝ axuruluxi toƣruluⱪ ⱨǝmmǝylǝnni yorutux hizmiti amanǝt ⱪilindi. (aiōn )
Бу иш болса, Униң Мәсиһ Әйса Рәббимиздә иҗра қилинған мәңгүлүк муддиаси бойичидур; (aiōn )
Bu ix bolsa, Uning Mǝsiⱨ Əysa Rǝbbimizdǝ ijra ⱪilinƣan mǝnggülük muddiasi boyiqidur; (aiōn )
Униңға дәвирдин дәвиргичә, әбәдил-әбәткичә җамаәттә Мәсиһ Әйса арқилиқ шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )
Uningƣa dǝwrdin dǝwrgiqǝ, ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ jamaǝttǝ Mǝsiⱨ Əysa arⱪiliⱪ xan-xǝrǝp bolƣay! Amin! (aiōn )
чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур. (aiōn )
qünki elixidiƣinimiz ǝt wǝ ⱪan igiliri ǝmǝs, bǝlki ⱨɵkümranlar, ⱨoⱪuⱪdarlar, bu dunyadiki ⱪarangƣuluⱪni baxⱪurƣuqi dunyawi ǝmirlǝr, yǝni ǝrxlǝrdǝ turuwatⱪan rǝzil roⱨiy küqlǝrdur. (aiōn )
Әнди Худайимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин. (aiōn )
Əmdi Hudayimiz ⱨǝm Atimizƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ xan-xǝrǝp bolƣay! Amin. (aiōn )
бу сөз-каламидики сир барлиқ әсирләрдин вә дәвирләрдин йошурун тутулған, амма һазир муқәддәс бәндилиригә ашкариланди; (aiōn )
bu sɵz-kalamidiki sir barliⱪ ǝsirlǝrdin wǝ dǝwrlǝrdin yoxurun tutulƣan, ǝmma ⱨazir muⱪǝddǝs bǝndilirigǝ axkarilandi; (aiōn )
Бундақ кишиләр Рәбниң һозуридин вә күч-қудритиниң шан-шәривидин мәһрум қилинип, мәңгүлүк һалакәт җазасини тартиду. (aiōnios )
Bundaⱪ kixilǝr Rǝbning ⱨuzuridin wǝ küq-ⱪudritining xan-xǝripidin mǝⱨrum ⱪilinip, mǝnggülük ⱨalakǝt jazasini tartidu. (aiōnios )
Әнди Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Өзи вә бизни сөйгән, меһри-шәпқәт билән мәңгүлүк риғбәт-тәсәлли һәм гөзәл үмүт ата қилған ХудаАтимиз қәлбиңларни риғбәтләндүргәй (aiōnios )
Əmdi Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨning Ɵzi wǝ bizni sɵygǝn, meⱨir-xǝpⱪǝt bilǝn mǝnggülük riƣbǝt-tǝsǝlli ⱨǝm güzǝl ümid ata ⱪilƣan Huda’Atimiz (aiōnios )
Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур. (aiōnios )
Muxu sɵz ixǝnqlik wǝ ⱨǝr adǝm uni ⱪobul ⱪilixi tegixliktur — «Mǝsiⱨ Əysa gunaⱨkarlarni ⱪutⱪuzux üqün dunyaƣa kǝldi!». Mǝn gunaⱨkarlar iqidiki ǝng ǝxǝddiyisidurmǝn! Lekin dǝl xu sǝwǝbtin Mǝsiⱨ Əysaning ǝng ǝxǝddiy gunaⱨkar bolƣan meni, keyin Ɵzigǝ etiⱪad ⱪilip, mǝnggülük ⱨayatⱪa erixidiƣanlarƣa misal ⱪilip mǝndǝ Ɵzining barliⱪ sǝwr-taⱪitini ayan ⱪilixi üqün, manga rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsitilgǝndur. (aiōnios )
Әнди мәңгүлүк Падишаға, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған, бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә һөрмәт-иззәт вә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )
Əmdi mǝnggülük Padixaⱨⱪa, yǝni ɵlmǝydiƣan wǝ kɵz bilǝn kɵrgili bolmaydiƣan, birdinbir Hudaƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨɵrmǝt-izzǝt wǝ xan-xǝrǝp bolƣay! Amin! (aiōn )
Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил. Мәңгүлүк һаятни чиң тутқин. Сән дәл буниңға чақирилдиң һәмдә униң йолида нурғунлиған гувачилар алдида бу етиқатниң гөзәл шаһитлиғини қилдиң. (aiōnios )
Etiⱪadtiki güzǝl kürǝxtǝ küqǝp kürǝx ⱪil. Mǝnggülük ⱨayatni qing tutⱪin. Sǝn dǝl buningƣa qaⱪirilding ⱨǝmdǝ uning yolida nurƣunliƣan guwaⱨqilar aldida bu etiⱪadning güzǝl xaⱨitliⱪini ⱪilding. (aiōnios )
Униң аян болушини вақит-саити кәлгәндә бирдин-бир мәңгү өлмигүчи, инсан йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған мубарәкләшкә лайиқ болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби әмәлгә ашуриду. Униңға иззәт-һөрмәт вә әбәдил-әбәт күч-қудрәт болғай, амин! (aiōnios )
Uning ayan boluxini waⱪit-saiti kǝlgǝndǝ birdinbir mǝnggü ɵlmigüqi, insan yeⱪinlixalmaydiƣan nur iqidǝ yaxaydiƣan, ⱨeqkim kɵrmigǝn wǝ kɵrǝlmǝydiƣan mubarǝklǝxkǝ layiⱪ bolƣan birdinbir Ⱨɵkümran, yǝni padixaⱨlarning Padixaⱨi, rǝblǝrning Rǝbbi ǝmǝlgǝ axuridu. Uningƣa izzǝt-ⱨɵrmǝt wǝ ǝbǝdil’ǝbǝd küq-ⱪudrǝt bolƣay, amin! (aiōnios )
Бу заманда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, таянғусиз өткүнчи байлиққа әмәс, бәлки биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худаға тайинип үмүт бағлашни тапилиғин; (aiōn )
Bu zamanda bay bolƣanlarƣa mǝƣrurlanmasliⱪni, tayanƣusiz ɵtkünqi bayliⱪⱪa ǝmǝs, bǝlki biz bǝⱨrimǝn boluxⱪa ⱨǝmmini bizgǝ sehiyliⱪ bilǝn tolup taxⱪan ⱨalda tǝminligüqi Hudaƣa tayinip ümid baƣlaxni tapiliƣin; (aiōn )
Худа бизни өз әмәллиримизгә асасән әмәс, бәлки өз муддиаси вә меһри-шәпқитигә асасән қутқузуп, пак-муқәддәс чақириқи билән чақирди; Униң бу меһри-шәпқити һәммә дәвир-заманлардин илгирила Мәсиһ Әйсада бизгә беғишланғандур; (aiōnios )
Huda bizni ɵz ǝmǝllirimizgǝ asasǝn ǝmǝs, bǝlki ɵz muddiasi wǝ meⱨir-xǝpⱪitigǝ asasǝn ⱪutⱪuzup, pak-muⱪǝddǝs qaⱪiriⱪi bilǝn qaⱪirdi; Uning bu meⱨir-xǝpⱪiti ⱨǝmmǝ dǝwr-zamanlardin ilgirila Mǝsiⱨ Əysada bizgǝ beƣixlanƣandur; (aiōnios )
Әнди мән дәл шу сәвәптин, [Худа] таллиған бәндиләрниң Мәсиһ Әйсада болған ниҗатқа мәңгүлүк шан-шәрәп билән еришиши үчүн һәммә ишқа бәрдашлиқ беримән. (aiōnios )
Əmdi mǝn dǝl xu sǝwǝbtin, [Huda] talliƣan bǝndilǝrning Mǝsiⱨ Əysada bolƣan nijatⱪa mǝnggülük xan-xǝrǝp bilǝn erixixi üqün ⱨǝmmǝ ixⱪa bǝrdaxliⱪ berimǝn. (aiōnios )
Чүнки Демас бу һазирқи дунияни тама қилғанлиғи үчүн мени ташлап Тесалоника шәһиригә кәтти. Крискис Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. (aiōn )
Qünki Demas bu ⱨazirⱪi dunyani tama ⱪilƣanliⱪi üqün meni taxlap Tesalonika xǝⱨirigǝ kǝtti. Kriskis Galatiya ɵlkisigǝ, Titus Dalmatiya ɵlkisigǝ kǝtti. (aiōn )
Рәб мени барлиқ рәзил иштин қутқузуп, әрштики падишалиғиға сақ йәткүзиду! Шан-шәрәп Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай! Амин! (aiōn )
Rǝb meni barliⱪ rǝzil ixtin ⱪutⱪuzup, ǝrxtiki padixaⱨliⱪiƣa saⱪ yǝtküzidu! Xan-xǝrǝp Uningƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝnsup bolƣay! Amin! (aiōn )
(бу етиқат вә һәқиқәт мәңгүлүк һаятқа бағланған үмүтни елип келиду; бу мәңгүлүк һаятни мутләқ ялған ейтмайдиған Худа һәммә дәвир-заманлардин илгирила вәдә қилған еди; (aiōnios )
(bu etiⱪad wǝ ⱨǝⱪiⱪǝt mǝnggülük ⱨayatⱪa baƣlanƣan ümidni elip kelidu; bu mǝnggülük ⱨayatni mutlǝⱪ yalƣan eytmaydiƣan Huda ⱨǝmmǝ dǝwr-zamanlardin ilgirila wǝdǝ ⱪilƣanidi; (aiōnios )
у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән, (aiōn )
u bizgǝ ihlassizliⱪ wǝ bu dunyaning arzu-ⱨǝwǝslirini rǝt ⱪilip, ⱨazirⱪi zamanda salmaⱪ, ⱨǝⱪⱪaniy, ihlasmǝn ⱨayatni ɵtküzüximiz bilǝn, (aiōn )
Бу арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән һәққаний қилинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини тутқан мирасхорлар болдуқ. (aiōnios )
Bu arⱪiliⱪ, Hudaning meⱨir-xǝpⱪiti bilǝn ⱨǝⱪⱪaniy ⱪilinip, mǝnggülük ⱨayatⱪa erixix ümidini tutⱪan mirashorlar bolduⱪ. (aiōnios )
Чүнки сениң Онесимустин вақитлиқ мәһрум болғиниңниң сәвәви, бәлким дәл сениң униңға әбәдил-әбәткичә несивә болушуң үчүн еди. (aiōnios )
Qünki sening Onesimustin waⱪitliⱪ mǝⱨrum bolƣiningning sǝwǝbi, bǝlkim dǝl sening uningƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ nesiwǝ boluxung üqün idi. (aiōnios )
мошу ахирқи күнләрдә болса бизгә Оғли арқилиқ сөзлиди. У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан. (aiōn )
muxu ahirⱪi künlǝrdǝ bolsa bizgǝ Oƣli arⱪiliⱪ sɵzlidi. U Oƣlini pütkül mǝwjudatning mirashori ⱪilip bekǝtkǝn, Uning arⱪiliⱪ kainatlarni yaratⱪan. (aiōn )
лекин Оғли һәққидә болса Униңға мундақ дегән: — «Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Сениң падишалиғиңдики шаһанә һасаң адаләтниң һасисидур. (aiōn )
lekin Oƣli ⱨǝⱪⱪidǝ bolsa Uningƣa mundaⱪ degǝn: — «Sening tǝhting, i Huda, ǝbǝdil’ǝbǝdliktur; Sening padixaⱨliⱪingdiki xaⱨanǝ ⱨasang adalǝtning ⱨasisidur. (aiōn )
У [муқәддәс язмиларниң] йәнә бир йеридә Униңға: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дегән. (aiōn )
U [muⱪǝddǝs yazmilarning] yǝnǝ bir yeridǝ Uningƣa: — «Sǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ Mǝlkizǝdǝkning tipidiki bir kaⱨindursǝn» degǝn. (aiōn )
У мана мошундақ мукәммәл қилинған болғачқа, барлиқ Өзигә итаәт қилғучиларға мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп, (aiōnios )
U mana muxundaⱪ mukǝmmǝl ⱪilinƣan bolƣaqⱪa, barliⱪ Ɵzigǝ itaǝt ⱪilƣuqilarƣa mǝnggülük nijatni barliⱪⱪa kǝltürgüqi bolup, (aiōnios )
Шуниң үчүн, Мәсиһ тоғрисидики дәсләпки асасий тәлимдә тохтап қалмай, — йәни қайтидин «өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләрдин һул салайли дәп олтармай, мукәммәлликкә қарап маңайли. (aiōnios )
Xuning üqün, Mǝsiⱨ toƣrisidiki dǝslǝpki asasiy tǝlimdǝ tohtap ⱪalmay, — yǝni ⱪaytidin «ɵlük ixlar»din towa ⱪilix wǝ Hudaƣa etiⱪad baƣlax, qɵmüldürülüxlǝr, «ⱪol tǝgküzüx», ɵlgǝnlǝrning tirildürülüxi wǝ mǝnggülük ⱨɵküm-soraⱪ toƣrisidiki tǝlimlǝrdin ul salayli dǝp olturmay, mukǝmmǝllikkǝ ⱪarap mangayli. (aiōnios )
Чүнки әслидә йорутулуп, әрштики илтипаттин тетиған, Муқәддәс Роһтин несип болған, Худаниң сөз-каламиниң яхшилиғини һәм кәлгүси заманда аян қилинидиған қудрәтләрни һес қилип баққанлар әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта. (aiōn )
Qünki ǝslidǝ yorutulup, ǝrxtiki iltipattin tetiƣan, Muⱪǝddǝs Roⱨtin nesip bolƣan, Hudaning sɵz-kalamining yahxiliⱪini ⱨǝm kǝlgüsi zamanda ayan ⱪilinidiƣan ⱪudrǝtlǝrni ⱨes ⱪilip baⱪⱪanlar ǝgǝr yoldin qǝtnigǝn bolsa, ularni ⱪaytidin towa ⱪildurux ⱨǝrgiz mumkin ǝmǝs. Qünki ular ɵz-ɵzigǝ ⱪilip Hudaning Oƣlini ⱪaytidin krestlǝp rǝswa ⱪilmaⱪta. (aiōn )
У йәргә биз үчүн йол ечип маңғучи Әйса биздин авал киргән болуп, Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди. (aiōn )
U yǝrgǝ biz üqün yol eqip mangƣuqi Əysa bizdin awwal kirgǝn bolup, Mǝlkizǝdǝkning kaⱨinliⱪ tüzümi tǝrtipidǝ mǝnggülük tǝyinlǝngǝn Bax Kaⱨin boldi. (aiōn )
Чүнки бу һәқтә [муқәддәс язмиларда]: «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дәп гувалиқ берилгән. (aiōn )
Qünki bu ⱨǝⱪtǝ [muⱪǝddǝs yazmilarda]: «Sǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ Mǝlkizǝdǝkning tipidiki bir kaⱨindursǝn» dǝp guwaⱨliⱪ berilgǝn. (aiōn )
Униң үстигә, бу иш [Худаниң] қәсими билән капаләткә егә болмай қалмиди (илгири өткән каһинлар [Худаниң] қәсимисиз каһин болған еди; лекин, Әйса болса Өзигә: — «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» Дегүчиниң қәсими билән каһин болди). (aiōn )
Uning üstigǝ, bu ix [Hudaning] ⱪǝsimi bilǝn kapalǝtkǝ igǝ bolmay ⱪalmidi (ilgiri ɵtkǝn kaⱨinlar [Hudaning] ⱪǝsimisiz kaⱨin bolƣanidi; lekin, Əysa bolsa Ɵzigǝ: — «Pǝrwǝrdigar xundaⱪ ⱪǝsǝm iqti, ⱨǝm ⱨǝrgiz buningdin yanmaydu: — «Sǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ kaⱨindursǝn»» Degüqining ⱪǝsimi bilǝn kaⱨin boldi). (aiōn )
Лекин [Әйса] мәңгүгә турғачқа, Униң каһинлиғи һәргиз өзгәртилмәстур. (aiōn )
Lekin [Əysa] mǝnggügǝ turƣaqⱪa, Uning kaⱨinliⱪi ⱨǝrgiz ɵzgǝrtilmǝstur. (aiōn )
Чүнки Тәврат қануни аҗиз бәндә болған инсанларни баш каһин қилип тайинлайду, лекин Тәврат қанунидин кейин кәлгән Худаниң қәсәм-калами мәңгүгә камаләткә йәткүзүлгән Оғулни баш каһин қилип тайинлиди. (aiōn )
Qünki Tǝwrat ⱪanuni ajiz bǝndǝ bolƣan insanlarni bax kaⱨin ⱪilip tǝyinlǝydu, lekin Tǝwrat ⱪanunidin keyin kǝlgǝn Hudaning ⱪǝsǝm-kalami mǝnggügǝ kamalǝtkǝ yǝtküzülgǝn Oƣulni bax kaⱨin ⱪilip tǝyinlidi. (aiōn )
өшкә яки мозайларниң [қурбанлиқ] қенини әмәс, бәлки Өзиниң [қурбанлиқ] қени арқилиқ У (Өзила мәңгүлүк һөрлүк-ниҗатни егилигән болуп) бир йолила мәңгүгә әң муқәддәс җайға кирди. (aiōnios )
ɵqkǝ yaki mozaylarning [ⱪurbanliⱪ] ⱪenini ǝmǝs, bǝlki Ɵzining [ⱪurbanliⱪ] ⱪeni arⱪiliⱪ U (Ɵzila mǝnggülük ⱨɵrlük-nijatni igiligǝn bolup) bir yolila mǝnggügǝ ǝng muⱪǝddǝs jayƣa kirdi. (aiōnios )
ундақта, мәңгүлүк Роһ арқилиқ өзини ғубарсиз қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиған Мәсиһниң қени виҗданиңларни өлүк ишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! (aiōnios )
undaⱪta, mǝnggülük Roⱨ arⱪiliⱪ ɵzini ƣubarsiz ⱪurbanliⱪ süpitidǝ Hudaƣa atiƣan Mǝsiⱨning ⱪeni wijdaninglarni ɵlük ixlardin pak ⱪilip, bizni mǝnggü ⱨayat Hudaƣa ibadǝt ⱪilixⱪa tehimu yetǝklimǝmdu?! (aiōnios )
Шуниң үчүн у йеңи әһдиниң васитичисидур. Буниң билән (инсанларниң авалқи әһдә астида садир қилған итаәтсизликлири үчүн азатлиқ бәдили сүпитидә шундақ бир өлүм болған екән) Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. (aiōnios )
Xuning üqün u yengi ǝⱨdining wasitiqisidur. Buning bilǝn (insanlarning awwalⱪi ǝⱨdǝ astida sadir ⱪilƣan itaǝtsizlikliri üqün azadliⱪ bǝdili süpitidǝ xundaⱪ bir ɵlüm bolƣanikǝn) Huda tǝripidin qaⱪirilƣanlar wǝdǝ ⱪilinƣan mǝnggülük mirasⱪa erixǝlǝydu. (aiōnios )
Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния апиридә болғандин бери Униң қайта-қайта азап чекишигә тоғра келәтти. Лекин У мана заманларниң ахирида гунани йоқ қилиш үчүн, бир йолила Өзини қурбан қилишқа оттуриға чиқти. (aiōn )
Əgǝr xundaⱪ ⱪilixning zɵrüriyiti bolƣan bolsa, dunya apiridǝ bolƣandin beri Uning ⱪayta-ⱪayta azab qekixigǝ toƣra kelǝtti. Lekin U mana zamanlarning ahirida gunaⱨni yoⱪ ⱪilix üqün, bir yolila Ɵzini ⱪurban ⱪilixⱪa otturiƣa qiⱪti. (aiōn )
Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини, шундақла биз көрүватқан мәвҗудатларниң көргили болидиған шәйиләрдин чиққан әмәслигини чүшинәләймиз. (aiōn )
Biz etiⱪad arⱪiliⱪ kainatning Hudaning sɵz-kalami bilǝn ornitilƣanliⱪini, xundaⱪla biz kɵrüwatⱪan mǝwjudatlarning kɵrgili bolidiƣan xǝy’ilǝrdin qiⱪⱪan ǝmǝslikini qüxinǝlǝymiz. (aiōn )
Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә әбәдил-әбәткичә өзгәрмәйду! (aiōn )
Əysa Mǝsiⱨ tünügün, bügün wǝ ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ɵzgǝrmǝydu! (aiōn )
Әнди мәңгүлүк әһдиниң қени билән қой падисиниң катта падичиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргүчи, хатирҗәмликниң Егиси болған Худа (aiōnios )
Əmdi mǝnggülük ǝⱨdining ⱪeni bilǝn ⱪoy padisining katta padiqisi bolƣan Rǝbbimiz Əysani ɵlümdin tirildürgüqi, hatirjǝmlikning Igisi bolƣan Huda (aiōnios )
Әйса Мәсиһ арқилиқ силәргә Өзини хурсән қилидиған ишларни қилдуруп, силәрни һәр бир яхши әмәлдә такамуллашуруруп ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Мәсиһкә әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )
Əysa Mǝsiⱨ arⱪiliⱪ silǝrgǝ Ɵzini hursǝn ⱪilidiƣan ixlarni ⱪildurup, silǝrni ⱨǝrbir yahxi ǝmǝldǝ takamullaxururup iradisining ijraqiliri ⱪilƣay! Mǝsiⱨkǝ ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ xan-xǝrǝp bolƣay! Amin! (aiōn )
Тил — дәрвәқә бир оттур; у әзалиримиз арисидин орун елип қәбиһликкә толған бир аләм болиду. У пүткүл тәнни булғиғучидур; у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду! (Geenna )
Til — dǝrwǝⱪǝ bir ottur; u ǝzalirimiz arisidin orun elip ⱪǝbiⱨlikkǝ tolƣan bir alǝm bolidu. U pütkül tǝnni bulƣiƣuqidur; u dozah otidin tutaxturulup, pütkül tǝbiǝtning qaⱪiƣa ot tutaxturidu! (Geenna )
Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди. (aiōn )
Qünki silǝr yengiwaxtin tuƣuldunglar — bu qirip ketidiƣan uruⱪ arⱪiliⱪ ǝmǝs, bǝlki qirimas uruⱪ, yǝni Hudaning ⱨayatiy küqkǝ igǝ wǝ mǝnggü turidiƣan sɵz-kalami arⱪiliⱪ boldi. (aiōn )
Бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!» Силәргә йәткүзүлгән хуш хәвәрдә җакаланған сөз-калам дәл шудур. (aiōn )
Biraⱪ Rǝbning sɵz-kalami mǝnggügǝ turidu!» Silǝrgǝ yǝtküzülgǝn hux hǝwǝrdǝ jakarlanƣan sɵz-kalam dǝl xudur. (aiōn )
Ким сөз қилса, у Худаниң калам-бешарәтлирини йәткүзгүчи сүпитидә сөзлисун. Ким башқиларға хизмәт қилса, у Худа ата қилған күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Шундақ болғанда, Худа һәммә ишта Әйса Мәсиһ арқилиқ улуқлиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуптур, амин! (aiōn )
Kim sɵz ⱪilsa, u Hudaning kalam-bexarǝtlirini yǝtküzgüqi süpitidǝ sɵzlisun. Kim baxⱪilarƣa hizmǝt ⱪilsa, u Huda ata ⱪilƣan küq-ⱪudriti bilǝn hizmǝt ⱪilsun. Xundaⱪ bolƣanda, Huda ⱨǝmmǝ ixta Əysa Mǝsiⱨ arⱪiliⱪ uluƣlinidu. Barliⱪ xan-xǝrǝp wǝ küq-ⱪudrǝt Uningƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝnsuptur, amin! (aiōn )
Амма силәрни Мәсиһ Әйса арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған, пүткүл меһри-шәпқәтниң Егиси болған Худа азраққинә вақит азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп, дәс турғузуп, мустәһкәм вә улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиду. (aiōnios )
Əmma silǝrni Mǝsiⱨ Əysa arⱪiliⱪ Ɵzining mǝnggülük xan-xǝripigǝ qaⱪirƣan, pütkül meⱨir-xǝpⱪǝtning Igisi bolƣan Huda azraⱪⱪinǝ waⱪit azab-oⱪubǝt qǝkkininglardin keyin, Ɵzi silǝrni ǝsligǝ kǝltürüp, dǝs turƣuzup, mustǝⱨkǝm wǝ ulƣa bekitilgǝndǝk tǝwrǝnmǝs ⱪilidu. (aiōnios )
Униңға [барлиқ] шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин! (aiōn )
Uningƣa [barliⱪ] xan-xǝrǝp wǝ küq-ⱪudrǝt ǝbǝdil’ǝbǝd mǝnsup bolƣay, amin! (aiōn )
Шундақ болғанда Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр. (aiōnios )
Xundaⱪ bolƣanda Rǝbbimiz wǝ Ⱪutⱪuzƣuqimiz Əysa Mǝsiⱨning mǝnggülük padixaⱨliⱪidimu ⱪizƣin ⱪarxi elinisilǝr. (aiōnios )
Чүнки Худа гуна садир қилған пәриштиләрни аяп олтармай, бәлки уларни тәһтисараниң һаңиға ташлап, сораққа тартқичә зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр билән солап қойған йәрдә, (Tartaroō )
Qünki Huda gunaⱨ sadir ⱪilƣan pǝrixtilǝrni ayap olturmay, bǝlki ularni tǝⱨtisaraning ⱨangiƣa taxlap, soraⱪⱪa tartⱪuqǝ zulmǝtlik ⱪarangƣuluⱪtiki zǝnjirlǝr bilǝn solap ⱪoyƣan yǝrdǝ, (Tartaroō )
Әксичә, [Худаниң] меһри-шәпқитидә һәм Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһгә болған билиштә давамлиқ өсүңлар. Униңға һәм һазир һәм әшу әбәд күнигичә барлиқ шан-шәрәп мәнсуп болғай! Амин! (aiōn )
Əksiqǝ, [Hudaning] meⱨir-xǝpⱪitidǝ ⱨǝm Rǝbbimiz wǝ Ⱪutⱪuzƣuqimiz Əysa Mǝsiⱨgǝ bolƣan bilixtǝ dawamliⱪ ɵsünglar. Uningƣa ⱨǝm ⱨazir ⱨǝm axu ǝbǝd künigiqǝ barliⱪ xan-xǝrǝp mǝnsup bolƣay! Amin! (aiōn )
(бу һаятлиқ бизгә аян болуп, биз уни көрдуқ. Шуниң билән бу һәқтә гувалиқ беримиз һәмдә Ата билән биллә болуп, кейин бизгә аян болған шу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз) (aiōnios )
(bu ⱨayatliⱪ bizgǝ ayan bolup, biz uni kɵrduⱪ. Xuning bilǝn bu ⱨǝⱪtǝ guwaⱨliⱪ berimiz ⱨǝmdǝ Ata bilǝn billǝ bolup, keyin bizgǝ ayan bolƣan xu mǝnggülük ⱨayatni silǝrgǝ bayan ⱪilimiz) (aiōnios )
вә бу дуния вә униңдики һәвәсләрниң һәммиси өтүп кетиду. Лекин Худаниң ирадисигә әмәл қилғучи киши мәңгү яшайду. (aiōn )
wǝ bu dunya wǝ uningdiki ⱨǝwǝslǝrning ⱨǝmmisi ɵtüp ketidu. Lekin Hudaning iradisigǝ ǝmǝl ⱪilƣuqi kixi mǝnggü yaxaydu. (aiōn )
вә Униң бизгә қилған вәдиси болса дәл шу — мәңгү һаятлиқтур. (aiōnios )
wǝ Uning bizgǝ ⱪilƣan wǝdisi bolsa dǝl xu — mǝnggü ⱨayatliⱪtur. (aiōnios )
Қериндишиға өчмәнлик қилған киши қатилдур вә һеч қандақ қатилда мәңгүлүк һаятниң болмайдиғанлиғини билисиләр. (aiōnios )
Ⱪerindixiƣa ɵqmǝnlik ⱪilƣan kixi ⱪatildur wǝ ⱨeqⱪandaⱪ ⱪatilda mǝnggülük ⱨayatning bolmaydiƣanliⱪini bilisilǝr. (aiōnios )
гувалиқ дәл шудурки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ Униң Оғлидидур. (aiōnios )
guwaⱨliⱪ dǝl xudurki, Huda bizgǝ mǝnggülük ⱨayatni ata ⱪildi wǝ bu ⱨayatliⱪ Uning Oƣlididur. (aiōnios )
Мән буларни Худаниң Оғлиниң намиға етиқат қилған силәргә силәрниң мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғиңларни билишиңлар үчүн яздим. (aiōnios )
Mǝn bularni Hudaning Oƣlining namiƣa etiⱪad ⱪilƣan silǝrgǝ silǝrning mǝnggülük ⱨayatⱪa igǝ bolƣanliⱪinglarni bilixinglar üqün yazdim. (aiōnios )
Йәнә бизгә мәлумки, Худаниң Оғли дунияға кәлди вә Һәқиқий Болғучини тонушимиз үчүн көңлимизни йорутти; вә биз Һәқиқий Болғучиниң Өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз. У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур! (aiōnios )
Yǝnǝ bizgǝ mǝlumki, Hudaning Oƣli dunyaƣa kǝldi wǝ Ⱨǝⱪiⱪiy Bolƣuqini tonuximiz üqün kɵnglimizni yorutti; wǝ biz Ⱨǝⱪiⱪiy Bolƣuqining Ɵzidǝ, yǝni Uning Oƣli Əysa Mǝsiⱨdǝ yaxawatimiz. U bolsa ⱨǝⱪiⱪiy Huda wǝ mǝnggülük ⱨayatliⱪtur! (aiōnios )
Мәнки ақсақалдин [Худа тәрипидин] талланған ханимға вә униң әзиз балилириға салам! Мән силәрни һәқиқәттә сөйимән вә ялғуз мәнла әмәс, йәнә һәқиқәтни тонуғанларниң һәммиси биздә яшаватқан вә шундақла әбәткичә бизгә яр болидиған һәқиқәтни дәп силәрни сөйиду. (aiōn )
Mǝnki aⱪsaⱪaldin [Huda tǝripidin] tallanƣan hanimƣa wǝ uning ǝziz baliliriƣa salam! Mǝn silǝrni ⱨǝⱪiⱪǝttǝ sɵyimǝn wǝ yalƣuz mǝnla ǝmǝs, yǝnǝ ⱨǝⱪiⱪǝtni tonuƣanlarning ⱨǝmmisi bizdǝ yaxawatⱪan wǝ xundaⱪla ǝbǝdgiqǝ bizgǝ yar bolidiƣan ⱨǝⱪiⱪǝtni dǝp silǝrni sɵyidu. (aiōn )
[Вә силәр шуниму билисиләрки], әслидики орнида турмай, өз маканини ташлап кәткән пәриштиләрни Рәб улуқ [қиямәт] күниниң сориғиғичә мәңгү кишәнләп мудһиш қараңғулуқта солап сақлимақта. (aïdios )
[Wǝ silǝr xunimu bilisilǝrki], ǝslidiki ornida turmay, ɵz makanini taxlap kǝtkǝn pǝrixtilǝrni Rǝb uluƣ [ⱪiyamǝt] künining soriⱪiƣiqǝ mǝnggü kixǝnlǝp mudⱨix ⱪarangƣuluⱪta solap saⱪlimaⱪta. (aïdios )
Содом вә Гоморра вә уларниң әтрапидики шәһәрләрдикиләрму шу охшаш йолда, йәни шу [пәриштиләргә] охшаш учиға чиққан бузуқчилиққа вә ғәйрий шәһвәтләргә берилип кәткән, [кейинки дәвирләр] уларниң ақивитидин ибрәт алсун үчүн мәңгүлүк от җазасиға өрнәк қилинип көйдүрүлгән. (aiōnios )
Sodom wǝ Gomorra wǝ ularning ǝtrapidiki xǝⱨǝrlǝrdikilǝrmu xu ohxax yolda, yǝni xu [pǝrixtilǝrgǝ] ohxax uqiƣa qiⱪⱪan buzuⱪqiliⱪⱪa wǝ ƣǝyriy xǝⱨwǝtlǝrgǝ berilip kǝtkǝn, [keyinki dǝwrlǝr] ularning aⱪiwitidin ibrǝt alsun üqün mǝnggülük ot jazasiƣa ɵrnǝk ⱪilinip kɵydürülgǝn. (aiōnios )
Улар деңизниң давалғуватқан, бужғунлуқ долқунлири, улар өз шәрмәндичилигини қусмақта; улар езип кәткән юлтузлар болуп, уларға мәңгүлүк қап қараңғулуқниң зулмити һазирлап қоюлғандур. (aiōn )
Ular dengizning dawalƣuwatⱪan, buȥƣunluⱪ dolⱪunliri, ular ɵz xǝrmǝndiqilikini ⱪusmaⱪta; ular ezip kǝtkǝn yultuzlar bolup, ularƣa mǝnggülük ⱪapⱪarangƣuluⱪning zulmiti ⱨazirlap ⱪoyulƣandur. (aiōn )
адәмни мәңгүлүк һаятқа елип баридиған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини тәлмүрүп күтүп, өзүңларни Худаниң меһир-муһәббити ичидә тутуңлар. (aiōnios )
adǝmni mǝnggülük ⱨayatⱪa elip baridiƣan Rǝbbimiz Əysa Mǝsiⱨning rǝⱨimdillikini tǝlmürüp kütüp, ɵzünglarni Hudaning meⱨir-muⱨǝbbiti iqidǝ tutunglar. (aiōnios )
һәйвәт-улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ әзәлдин бурун, һазирму та барлиқ заманларғичә болғай! Амин! (aiōn )
ⱨǝywǝt-uluƣluⱪ, ⱪudrǝt wǝ ⱨoⱪuⱪ ǝzǝldin burun, ⱨazirmu ta barliⱪ zamanlarƣiqǝ bolƣay! Amin! (aiōn )
вә бизни бир падишалиққа уюштуруп, Өз Атиси Худаға каһинлар қилғанға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn )
wǝ bizni bir padixaⱨliⱪⱪa uyuxturup, Ɵz Atisi Hudaƣa kaⱨinlar ⱪilƣanƣa barliⱪ xan-xǝrǝp wǝ küq-ⱪudrǝt ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ bolƣay, amin! (aiōn )
һәмдә һаят Болғучи Өзүмдурмән. Мән өлгән едим, амма мана, Мән әбәдил-әбәткичә һаяттурмән, өлүм вә тәһтисараниң ачқучлири қолумдидур! (aiōn , Hadēs )
ⱨǝmdǝ ⱨayat Bolƣuqi Ɵzümdurmǝn. Mǝn ɵlgǝnidim, ǝmma mana, Mǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨayatturmǝn, ɵlüm wǝ tǝⱨtisaraning aqⱪuqliri ⱪolumdidur! (aiōn , Hadēs )
Һаят мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт-шәвкәт вә тәшәккүр изһар қилғинида, (aiōn )
Ⱨayat mǝhluⱪlar tǝhttǝ olturƣan ǝbǝdil’ǝbǝd ⱨayat Bolƣuqini uluƣlap, Uningƣa ⱨɵrmǝt-xǝwkǝt wǝ tǝxǝkkür izⱨar ⱪilƣinida, (aiōn )
жигирмә төрт ақсақал тәхттә олтарғучиниң айиғиға жиқилип әбәдил-әбәт һаят Болғучиға баш қоюп сәҗдә қилатти, таҗлирини тәхтниң алдиға ташлап қоюп, мундақ дейишәтти: — (aiōn )
yigirmǝ tɵt aⱪsaⱪal tǝhttǝ olturƣuqining ayiƣiƣa yiⱪilip ǝbǝdil’ǝbǝd ⱨayat Bolƣuqiƣa bax ⱪoyup sǝjdǝ ⱪilatti, tajlirini tǝhtning aldiƣa taxlap ⱪoyup, mundaⱪ deyixǝtti: — (aiōn )
Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: — «Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим. (aiōn )
Andin mǝn ǝrx, yǝr yüzi, yǝr asti wǝ dengizdiki ⱨǝrbir mǝhluⱪ wǝ ularning iqidǝ bar bolƣanlarning ⱨǝmmisining: — «Tǝhttǝ Olturƣuqiƣa wǝ Ⱪoziƣa Mǝdⱨiyǝ, ⱨɵrmǝt, xan-xǝrǝp wǝ ⱨoⱪuⱪ-ⱪudrǝt Əbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝnsup bolƣay!» deginini anglidim. (aiōn )
Көрдүмки, мана бир татираң атни көрдүм. Атқа мингүчиниң исми «Өлүм» еди. Униң кәйнидин тәһтисара әгишип келивататти. Уларға йәр йүзиниң төрттин биригә һөкүмранлиқ қилип, қилич, ачарчилиқ, ваба вә йәр йүзидики житқуч һайванлар арқилиқ адәмни өлтүрүш һоқуқи берилди. (Hadēs )
Kɵrdümki, mana bir tatirang atni kɵrdüm. Atⱪa mingüqining ismi «Ɵlüm» idi. Uning kǝynidin tǝⱨtisara ǝgixip keliwatatti. Ularƣa yǝr yüzining tɵttin birigǝ ⱨɵkümranliⱪ ⱪilip, ⱪiliq, aqarqiliⱪ, waba wǝ yǝr yüzidiki yirtⱪuq ⱨaywanlar arⱪiliⱪ adǝmni ɵltürüx ⱨoⱪuⱪi berildi. (Hadēs )
«Амин! Һәмд-мәдһийә, шан-шәрәп, Даналиқ вә тәшәккүр, Һөрмәт вә күч-қудрәт Худайимизға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай, амин!» (aiōn )
«Amin! Ⱨǝmd-mǝdⱨiyǝ, xan-xǝrǝp, Danaliⱪ wǝ tǝxǝkkür, Ⱨɵrmǝt wǝ küq-ⱪudrǝt Hudayimizƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ mǝnsup bolƣay, amin!» (aiōn )
Бәшинчи пәриштә канийини чалди; мән асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға баридиған қудуқниң ачқучи униңға берилди, (Abyssos )
Bǝxinqi pǝrixtǝ kaniyini qaldi; mǝn asmandin yǝrgǝ qüxüp kǝtkǝn bir yultuzni kɵrdüm. Tegi yoⱪ ⱨangƣa baridiƣan ⱪuduⱪning aqⱪuqi uningƣa berildi, (Abyssos )
У теги йоқ һаңниң қудуғини ачти. Қудуқтин йоған хумданниң исидәк түтүн өрләп чиқти. Һаңниң қудуғиниң түтүнидин қуяш вә көкни қараңғулуқ басти. (Abyssos )
U tegi yoⱪ ⱨangning ⱪuduⱪini aqti. Ⱪuduⱪtin yoƣan humdanning isidǝk tütün ɵrlǝp qiⱪti. Ⱨangning ⱪuduⱪining tütünidin ⱪuyax wǝ kɵkni ⱪarangƣuluⱪ basti. (Abyssos )
Уларни идарә қилидиған падишаси, йәни теги йоқ һаңниң пәриштиси бар еди. Униң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон еди. (Abyssos )
Ularni idarǝ ⱪilidiƣan padixaⱨi, yǝni tegi yoⱪ ⱨangning pǝrixtisi bar idi. Uning ibraniyqǝ ismi Awaddon; grekqǝ ismi Apoliyon idi. (Abyssos )
асманлар һәм уларда болғанларниң һәммисини, йәр-зимин һәм униңда болғанларниң һәммисини, деңиз һәм униңда болған һәммисини Яратқучи, йәни әбәдил-әбәткичә һаят Яшиғучи билән қәсәм қилип: — Вақит йәнә кәйнигә сүрүлмәйду; (aiōn )
asmanlar ⱨǝm ularda bolƣanlarning ⱨǝmmisini, yǝr-zemin ⱨǝm uningda bolƣanlarning ⱨǝmmisini, dengiz ⱨǝm uningda bolƣan ⱨǝmmisini Yaratⱪuqi, yǝni ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨayat Yaxiƣuqi bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilip: — Waⱪit yǝnǝ kǝynigǝ sürülmǝydu; (aiōn )
Уларниң гувалиқ вәзиписи аяқлишиши билән, теги йоқ һаңдин чиқидиған дивә улар билән елишиду вә уларни йеңип өлтүриду. (Abyssos )
Ularning guwaⱨliⱪ wǝzipisi ayaƣlixixi bilǝn, tegi yoⱪ ⱨangdin qiⱪidiƣan diwǝ ular bilǝn elixidu wǝ ularni yengip ɵltüridu. (Abyssos )
Андин йәттинчи пәриштә канийини чалди; әрштә жуқури авазлар аңлинип мундақ дейилди: — «Дунияниң падишалиғи Пәрвәрдигаримиз Вә униң Мәсиһиниң падишалиғи болди, У әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду». (aiōn )
Andin yǝttinqi pǝrixtǝ kaniyini qaldi; ǝrxtǝ yuⱪiri awazlar anglinip mundaⱪ deyildi: — «Dunyaning padixaⱨliⱪi Pǝrwǝrdigarimiz Wǝ uning Mǝsiⱨining padixaⱨliⱪi boldi, U ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨɵküm süridu». (aiōn )
Андин мән асманниң оттурисида учуп жүргән башқа бир пәриштини көрдүм. Униңға йәр йүзидә туруватқанларға, йәни һәр бир әл, қәбилә, һәр хил тилда сөзлишидиғанлар, һәр милләтләргә елип йәткүзүши үчүн мәңгүлүк хуш хәвәр тапшурулди. (aiōnios )
Andin mǝn asmanning otturisida uqup yürgǝn baxⱪa bir pǝrixtini kɵrdüm. Uningƣa yǝr yüzidǝ turuwatⱪanlarƣa, yǝni ⱨǝrbir ǝl, ⱪǝbilǝ, ⱨǝr hil tilda sɵzlixidiƣanlar, ⱨǝr millǝtlǝrgǝ elip yǝtküzüxi üqün mǝnggülük hux hǝwǝr tapxuruldi. (aiōnios )
Уларниң қийнилишлиридин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәт пурқирап туриду; дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанлар яки униң наминиң тамғисини қобул қилғанларға кечә-күндүз арамлиқ болмайду». (aiōn )
Ularning ⱪiynilixliridin qiⱪⱪan is-tütǝklǝr ǝbǝdil’ǝbǝd purⱪirap turidu; diwigǝ wǝ uning but-ⱨǝykiligǝ qoⱪunƣanlar yaki uning namining tamƣisini ⱪobul ⱪilƣanlarƣa keqǝ-kündüz aramliⱪ bolmaydu». (aiōn )
Төрт һаят мәхлуқниң бири йәттә пәриштигә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң қәһри билән толған йәттә алтун чинини бәрди. (aiōn )
Tɵt ⱨayat mǝhluⱪning biri yǝttǝ pǝrixtigǝ ǝbǝdil’ǝbǝd yaxaydiƣan Hudaning ⱪǝⱨri bilǝn tolƣan yǝttǝ altun qinini bǝrdi. (aiōn )
Сән көргән дивә бир заманларда бар еди, һазир йоқ; узун өтмәй теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә қарап маңиду. Йәр йүзидә туруватқанлар — дуния апиридә болғандин буян исимлири һаятлиқ дәптиригә пүтүлмигән кишиләр дивини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду. (Abyssos )
Sǝn kɵrgǝn diwǝ bir zamanlarda bar idi, ⱨazir yoⱪ; uzun ɵtmǝy tegi yoⱪ ⱨangdin qiⱪip, ⱨalakǝtkǝ ⱪarap mangidu. Yǝr yüzidǝ turuwatⱪanlar — dunya apiridǝ bolƣandin buyan isimliri ⱨayatliⱪ dǝptirigǝ pütülmigǝn kixilǝr diwini kɵrüp intayin ⱨǝyran ⱪalidu. Qünki u bir zamanlarda bar idi, ⱨazir yoⱪ, lekin yǝnǝ pǝyda bolidu. (Abyssos )
Улар иккинчи қетим: — «Һәмдусана!» дейишти. Униңдин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәткичә пурқирайду! (aiōn )
Ular ikkinqi ⱪetim: — «Ⱨǝmdusana!» deyixti. Uningdin qiⱪⱪan is-tütǝklǝr ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ purⱪiraydu! (aiōn )
Әнди дивә вә униңға вакалитән мөҗизилик аламәтләрни көрсәткән сахта пәйғәмбәрниң һәр иккиси тутувелинди (сахта пәйғәмбәр шу аламәтләр билән дивиниң тамғисини қобул қилған һәмдә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларни аздуруп жүргән еди). Улар иккиси гуңгут йениватқан от көлигә тирик ташланди. (Limnē Pyr )
Əmdi diwǝ wǝ uningƣa wakalitǝn mɵjizilik alamǝtlǝrni kɵrsǝtkǝn sahta pǝyƣǝmbǝrning ⱨǝr ikkisi tutuwelindi (sahta pǝyƣǝmbǝr xu alamǝtlǝr bilǝn diwining tamƣisini ⱪobul ⱪilƣan ⱨǝmdǝ uning but-ⱨǝykiligǝ qoⱪunƣanlarni azdurup yürgǝnidi). Ular ikkisi günggürt yeniwatⱪan ot kɵligǝ tirik taxlandi. (Limnē Pyr )
Униңдин кейин, қолида теги йоқ һаңниң ачқучи вә йоған зәнҗир тутқан бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. (Abyssos )
Uningdin keyin, ⱪolida tegi yoⱪ ⱨangning aqⱪuqi wǝ yoƣan zǝnjir tutⱪan bir pǝrixtining asmandin qüxüwatⱪanliⱪini kɵrdüm. (Abyssos )
Униң миң жил тошқичә әлләрни аздурмаслиғи үчүн, уни теги йоқ һаңға ташлап һаңниң ағзини етип печәтливәтти. Бу вақитлардин кейин, у вақтинчә қоюп берилиши муқәррәр. (Abyssos )
Uning ming yil toxⱪuqǝ ǝllǝrni azdurmasliⱪi üqün, uni tegi yoⱪ ⱨangƣa taxlap ⱨangning aƣzini etip peqǝtliwǝtti. Bu waⱪitlardin keyin, u waⱪtinqǝ ⱪoyup berilixi muⱪǝrrǝr. (Abyssos )
Уларни аздурған Иблис болса дивә билән сахта пәйғәмбәр көйүватқан от вә гуңгут көлигә ташлинип, у йәрдә кечә-күндүз әбәдил-әбәткичә қийнилиду. (aiōn , Limnē Pyr )
Ularni azdurƣan Iblis bolsa diwǝ bilǝn sahta pǝyƣǝmbǝr kɵyüwatⱪan ot wǝ günggürt kɵligǝ taxlinip, u yǝrdǝ keqǝ-kündüz ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱪiynilidu. (aiōn , Limnē Pyr )
Деңиз өзидә өлгәнләрни тапшуруп бәрди, өлүм вә тәһтисараму өзлиридики өлгәнләрни тапшуруп беришти. Һәр кимниң үстигә өз әмәлийитигә қарап һөкүм қилинди. (Hadēs )
Dengiz ɵzidǝ ɵlgǝnlǝrni tapxurup bǝrdi, ɵlüm wǝ tǝⱨtisaramu ɵzliridiki ɵlgǝnlǝrni tapxurup berixti. Ⱨǝrkimning üstigǝ ɵz ǝmǝliyitigǝ ⱪarap ⱨɵküm ⱪilindi. (Hadēs )
Андин өлүм вә тәһтисара от көлигә ташланди. Мана иккинчи өлүм — от көлидур. (Hadēs , Limnē Pyr )
Andin ɵlüm wǝ tǝⱨtisara ot kɵligǝ taxlandi. Mana ikkinqi ɵlüm — ot kɵlidur. (Hadēs , Limnē Pyr )
Кимниң исминиң «Һаятлиқ дәптири»дә йезилмиғанлиғи байқалса, от көлигә ташланди. (Limnē Pyr )
Kimning ismining «Ⱨayatliⱪ dǝptiri»dǝ yezilmiƣanliⱪi bayⱪalsa, ot kɵligǝ taxlandi. (Limnē Pyr )
Лекин қорққанчақлар, етиқатсизлар, жиркиничликләр, қатиллар, бузуқлуқ қилғучилар, сеһиргәрләр, бутпәрәсләр вә барлиқ ялғанчиларға болса, уларниң қисмити от билән гуңгут йенип туруватқан көлдур — бу болса иккинчи өлүмдур». (Limnē Pyr )
Lekin ⱪorⱪunqaⱪlar, etiⱪadsizlar, yirginqliklǝr, ⱪatillar, buzuⱪluⱪ ⱪilƣuqilar, seⱨirgǝrlǝr, butpǝrǝslǝr wǝ barliⱪ yalƣanqilarƣa bolsa, ularning ⱪismiti ot bilǝn günggürt yenip turuwatⱪan kɵldur — bu bolsa ikkinqi ɵlümdur». (Limnē Pyr )
У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға муһтаҗ болмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң үстидә йориду, улар әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду. (aiōn )
U yǝrdǝ ǝsla keqǝ bolmaydu, nǝ qiraƣ nuriƣa, nǝ ⱪuyax nuriƣa moⱨtaj bolmaydu. Qünki Pǝrwǝrdigar Huda ularning üstidǝ yoridu, ular ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ ⱨɵküm süridu. (aiōn )
Мана мошундақ кишиләр қуруп кәткән булақлар, борандин һайдилип жүргән туманларға охшайду; уларға мәңгүлүк зулмәтниң қап қараңғулуғида җай һазирлап қоюлған. ()