< Пәнд-несиһәтләр 1 >

1 Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
Israil padixaⱨi Dawutning oƣli Sulaymanning pǝnd-nǝsiⱨǝtliri: —
2 Бу пәнд-несиһәтләр саңа әқил-парасәт, әдәп-әхлақни үгитип, сени ибрәтлик сөзләрни чүшинидиған қилиду;
Bu pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr sanga ǝⱪil-parasǝt, ǝdǝp-ǝhlaⱪni ɵgitip, seni ibrǝtlik sɵzlǝrni qüxinidiƣan ⱪilidu;
3 саңа даналиқ, һәққанийлиқ, пәм-парасәт вә дуруслуқниң йолйоруқ-тәрбийисини қобул қилдуриду.
sanga danaliⱪ, ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ, pǝm-parasǝt wǝ durusluⱪning yolyoruⱪ-tǝrbiyisini ⱪobul ⱪilduridu.
4 Бу [пәнд-несиһәтләр] наданларни зерәк қилип, яшларни билимлик вә сәзгүр қилиду;
Bu [pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr] nadanlarni zerǝk ⱪilip, yaxlarni bilimlik wǝ sǝzgür ⱪilidu;
5 буларға қулақ селиши билән даналар билимини ашуриду, йорутулған кишиләр техиму дана мәслиһәткә еришиду,
bularƣa ⱪulaⱪ selixi bilǝn danalar bilimini axuridu, yorutulƣan kixilǝr tehimu dana mǝsliⱨǝtkǝ erixidu,
6 шундақла пәнд-несиһәтләр һәм тәмсилләрниң мәнасини, данишмәнләрниң һекмәтлири һәм тилсим сөзлирини чүшинидиған қилиниду.
xundaⱪla pǝnd-nǝsiⱨǝtlǝr ⱨǝm tǝmsillǝrning mǝnisini, danixmǝnlǝrning ⱨekmǝtliri ⱨǝm tilsim sɵzlirini qüxinidiƣan ⱪilinidu.
7 Пәрвәрдигардин қорқуш билимниң башлинишидур; Ахмақлар даналиқни вә тәрбийини көзгә илмайду.
Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪux bilimning baxlinixidur; Əhmǝⱪlǝr danaliⱪni wǝ tǝrbiyini kɵzgǝ ilmaydu.
8 И оғлум, атаңниң тәрбийисигә қулақ сал, анаңниң сөз-несиһәтидин айрилма;
I oƣlum, atangning tǝrbiyisigǝ ⱪulaⱪ sal, anangning sɵz-nǝsiⱨǝtidin ayrilma;
9 чүнки улар сениң бешиңға тақалған гүл чәмбирәк, бойнуңға есилған марҗан болиду.
qünki ular sening bexingƣa taⱪalƣan gül qǝmbirǝk, boynungƣa esilƣan marjan bolidu.
10 И оғлум, яманлар сени аздурса, уларға әгәшмигин.
I oƣlum, yamanlar seni azdursa, ularƣa ǝgǝxmigin.
11 Әгәр улар: — Жүр, қапқан қуруп адәм өлтүрәйли; Йошурунивелип, бирәр бегуна кәлгәндә урайли!
Əgǝr ular: — Yür, tuzaⱪ ⱪurup adǝm ɵltürǝyli; Yoxuruniwelip, birǝr bigunaⱨ kǝlgǝndǝ urayli!
12 Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли, Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли; (Sheol h7585)
Tǝⱨtisaradǝk ularni yutuwetǝyli, Saⱪ bolsimu, ⱨangƣa qüxkǝnlǝrdǝk ularni yiⱪitayli; (Sheol h7585)
13 Улардин хилму-хил қиммәтлик мал-дунияға егә болуп, Өйлиримизни олҗа билән толдуримиз.
Ulardin hilmuhil ⱪimmǝtlik mal-dunyaƣa igǝ bolup, Ɵylirimizni olja bilǝn toldurimiz.
14 Биз билән шерик бол, Һәмянимиз бир болсун, десә, —
Biz bilǝn xerik bol, Ⱨǝmyanimiz bir bolsun, desǝ, —
15 И оғлум, уларға йолдаш болма, Өзүңни уларниң изидин нери қил!
I oƣlum, ularƣa yoldax bolma, Ɵzüngni ularning izidin neri ⱪil!
16 Чүнки уларниң путлири рәзилликкә жүгүриду, Қолини қан қилиш үчүн алдирайду.
Qünki ularning putliri rǝzillikkǝ yügüridu, Ⱪolini ⱪan ⱪilix üqün aldiraydu.
17 Һәр қандақ учарқанат туюп қалғанда қапқан қоюш бекар аваричиликтур;
Ⱨǝrⱪandaⱪ uqar ⱪanat tuyup ⱪalƣanda tuzaⱪ ⱪoyux bikar awariqiliktur;
18 Лекин булар дәл өз қенини төкүш үчүн сақлайду; Өз җанлириға замин болушни күтиду.
Lekin bular dǝl ɵz ⱪenini tɵküx üqün saⱪlaydu; Ɵz janliriƣa zamin boluxni kütidu.
19 Нәпси йоғинап кәткән һәр бир адәмниң йоллириниң ақивити мана шундақ; [Һарам мал-дуния] өз егилириниң җенини алиду.
Nǝpsi yoƣinap kǝtkǝn ⱨǝrbir adǝmning yollirining aⱪiwiti mana xundaⱪ; [Ⱨaram mal-dunya] ɵz igilirining jenini alidu.
20 [Бүйүк] даналиқ кочида очуқ-ашкарә хитап қилмақта, Чоң мәйданларда садасини аңлатмақта.
[Büyük] danaliⱪ koqida oquⱪ-axkara hitab ⱪilmaⱪta, Qong mǝydanlarda sadasini anglatmaⱪta.
21 Коча доқмушлирида адәмләрни чақирмақта, Шәһәр дәрвазилирида сөзлирини җакалимақта: —
Koqa doⱪmuxlirida adǝmlǝrni qaⱪirmaⱪta, Xǝⱨǝr dǝrwazilirida sɵzlirini jakarlimaⱪta: —
22 И саддилар, қачанғичә мошундақ наданлиққа берилисиләр? Мәсқирә қилғучилар қачанғичә мәсқириликтин һозур алсун? Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!
I saddilar, ⱪaqanƣiqǝ muxundaⱪ nadanliⱪⱪa berilisilǝr? Mǝshirǝ ⱪilƣuqilar ⱪaqanƣiqǝ mǝshiriliktin ⱨuzur alsun? Əhmǝⱪlǝr ⱪaqanƣiqǝ bilimdin nǝprǝtlǝnsun?!
23 Тәнбиһлиримгә қулақ селип маңған йолуңлардин янған болсаңлар еди! Роһумни силәргә төкүп берәттим, Сөзлиримни силәргә билдүргән болаттим.
Tǝnbiⱨlirimgǝ ⱪulaⱪ selip mangƣan yolunglardin yanƣan bolsanglar idi! Roⱨimni silǝrgǝ tɵküp berǝttim, Sɵzlirimni silǝrgǝ bildürgǝn bolattim.
24 Лекин чақирсам, аңлимидиңлар; Қолумни узартсам, һеч қайсиңлар қаримидиңлар.
Lekin qaⱪirsam, anglimidinglar; Ⱪolumni uzartsam, ⱨeqⱪaysinglar ⱪarimidinglar.
25 Несиһәтлиримниң һәммисигә пәрва қилмидиңлар, Тәнбиһимни аңлашни қилчә халимидиңлар.
Nǝsiⱨǝtlirimning ⱨǝmmisigǝ pǝrwa ⱪilmidinglar, Tǝnbiⱨimni anglaxni ⱪilqǝ halimidinglar.
26 Шуңа, бешиңларға балаю-қаза кәлгәндә күлимән, Вәһимә силәргә йетиши билән мәсқирә қилимән.
Xunga, bexinglarƣa bala-ⱪaza kǝlgǝndǝ külimǝn, Wǝⱨimǝ silǝrgǝ yetixi bilǝn mǝshirǝ ⱪilimǝn.
27 Һалакәт елип кәлгән вәһимә үстүңләргә чүшкәндә, Вәйранчилиқ силәргә қуюнтаздәк кәлгәндә, Силәр еғир қайғуға вә азапқа муптила болғиниңларда —
Ⱨalakǝt elip kǝlgǝn wǝⱨimǝ üstünglǝrgǝ qüxkǝndǝ, Wǝyranqiliⱪ silǝrgǝ ⱪuyuntazdǝk kǝlgǝndǝ, Silǝr eƣir ⱪayƣuƣa wǝ azabⱪa muptila bolƣininglarda —
28 У чағда мошу кишиләр мәндин өтүнүп чақириду, Мән пәрва қилмаймән, Мени тәлмүрүп издисиму, тапалмайду.
U qaƣda muxu kixilǝr mǝndin ɵtünüp qaⱪiridu, Mǝn pǝrwa ⱪilmaymǝn, Meni tǝlmürüp izdisimu, tapalmaydu.
29 Улар билимгә нәпрәтләнгинидин, Пәрвәрдигардин әйминишни таллимиғинидин,
Ular bilimgǝ nǝprǝtlǝnginidin, Pǝrwǝrdigardin ǝyminixni tallimiƣinidin,
30 Мениң нәсиһитимни қилчә қобул қилғуси йоқлуғидин, Тәнбиһимгиму пәрва қилмиғиниңлардин,
Mening nǝsiⱨitimni ⱪilqǝ ⱪobul ⱪilƣusi yoⱪluⱪidin, Tǝnbiⱨimgimu pǝrwa ⱪilmiƣininglardin,
31 Улар өз бешини йәйду, Өз қәстлиридин толуқ азап тартиду;
Ular ɵz bexini yǝydu, Ɵz ⱪǝstliridin toluⱪ azab tartidu;
32 Чүнки саддиларниң йолдин чиқиши өз җениға замин болиду; Ахмақлар раһәтлик турмушидин өзлирини һалак қилиду.
Qünki saddilarning yoldin qiⱪixi ɵz jeniƣa zamin bolidu; Əhmǝⱪlǝr raⱨǝtlik turmuxidin ɵzlirini ⱨalak ⱪilidu.
33 Лекин маңа қулақ салғанлар аман-есән яшайду, Балаю-қазалардин, ғәм-әндишләрдин халий болуп, хатирҗәм туриду.
Lekin manga ⱪulaⱪ salƣanlar aman-esǝn yaxaydu, Bala-ⱪazalardin, ƣǝm-ǝndixlǝrdin haliy bolup, hatirjǝm turidu.

< Пәнд-несиһәтләр 1 >