< Ибранийларға 7 >

1 Чүнки бу Мәлкизәдәк Салем шәһириниң падишаси, шундақла Әң Алий Болғучи Худаниң каһини болуп, Ибраһим падишаларни йеңип җәңдин қайтқанда, униң алдиға чиққан вә униңға бәхит тилигән еди.
Qünki bu Mǝlkizǝdǝk Salem xǝⱨirining padixaⱨi, xundaⱪla Əng Aliy Bolƣuqi Hudaning kaⱨini bolup, Ibraⱨim padixaⱨlarni yengip jǝngdin ⱪaytⱪanda, uning aldiƣa qiⱪⱪan wǝ uningƣa bǝht tiligǝnidi.
2 Ибраһим болса еришкән барлиқ [олҗисиниң] ондин бир үлүшини униңға атиған еди. [Мәлкизәдәк дегән исимниң] биринчи мәнаси «һәққанийәт падишаси» дегәнликтур; униң йәнә бир нами «Салемниң падишаси» болуп, буниң мәнаси «аманлиқ падишаси» дегәнликтур;
Ibraⱨim bolsa erixkǝn barliⱪ [oljisining] ondin bir ülüxini uningƣa atiƣanidi. [Mǝlkizǝdǝk degǝn isimning] birinqi mǝnisi «ⱨǝⱪⱪaniyǝt padixaⱨi» degǝnliktur; uning yǝnǝ bir nami «Salemning padixaⱨi» bolup, buning mǝnisi «amanliⱪ padixaⱨi» degǝnliktur;
3 униң атиси йоқ, аниси йоқ, нәсәбнамиси йоқ, күнлириниң башлиниши вә һаятиниң ахирлишиши йоқтур, бәлки у Худаниң Оғлиға охшаш қилинип, мәңгүлүк каһин болуп туриду.
uning atisi yoⱪ, anisi yoⱪ, nǝsǝbnamisi yoⱪ, künlirining baxlinixi wǝ ⱨayatining ahirlixixi yoⱪtur, bǝlki u Hudaning Oƣliƣa ohxax ⱪilinip, mǝnggülük kaⱨin bolup turidu.
4 Әнди қараңлар, бу Мәлкизәдәк немидегән улуқ адәм-һә! Һәтта ата-бовилиримизниң чоңи Ибраһимму олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.
Əmdi ⱪaranglar, bu Mǝlkizǝdǝk nemidegǝn uluƣ adǝm-ⱨǝ! Ⱨǝtta ata-bowilirimizning qongi Ibraⱨimmu oljisining ondin birini uningƣa atiƣan.
5 Дәрвәқә Лавийниң әвлатлиридин каһинлиқни зиммисигә алғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қериндашлиридин Ибраһимниң пуштидин болғиниға қаримай тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши әмир қилинған.
Dǝrwǝⱪǝ Lawiyning ǝwladliridin kaⱨinliⱪni zimmisigǝ alƣanlar Tǝwrat ⱪanuni boyiqǝ hǝlⱪtin, yǝni ɵz ⱪerindaxliridin Ibraⱨimning puxtidin bolƣiniƣa ⱪarimay tapⱪinining ondin bir ülüxini yiƣixi ǝmr ⱪilinƣan.
6 Лекин буларниң қәбилә-уруғидин болмиған Мәлкизәдәк болса Ибраһимдин «ондин бир үлүши»ни қобул қилған андин Худаниң вәдилиригә егә болғучи Ибраһимға бәхит тилигән.
Lekin bularning ⱪǝbilǝ-uruⱪidin bolmiƣan Mǝlkizǝdǝk bolsa Ibraⱨimdin «ondin bir ülüxi»ni ⱪobul ⱪilƣan andin Hudaning wǝdilirigǝ igǝ bolƣuqi Ibraⱨimƣa bǝht tiligǝn.
7 Шүбһисизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.
Xübⱨisizki, bǝht tiligüqi bǝhtkǝ erixküqidin üstündur.
8 Бу йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучилар өлидиған адәмләрдиндур; у йәрдики «ондин бир үлүш»ни қобул қилғучи тоғрисида [муқәддәс язмиларда] «У һаят яшиғучи» дәп гувалиқ берилгәндур.
Bu yǝrdiki «ondin bir ülüx»ni ⱪobul ⱪilƣuqilar ɵlidiƣan adǝmlǝrdindur; u yǝrdiki «ondin bir ülüx»ni ⱪobul ⱪilƣuqi toƣrisida [muⱪǝddǝs yazmilarda] «U ⱨayat yaxiƣuqi» dǝp guwaⱨliⱪ berilgǝndur.
9 Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған Лавийму [әҗдати] Ибраһим арқилиқ [Мәлкизәдәккә] ондин бир үлүшни бәргән.
Ⱨǝtta mundaⱪ deyixkǝ boliduki, ondin bir ülüxni alidiƣan Lawiymu [ǝjdadi] Ibraⱨim arⱪiliⱪ [Mǝlkizǝdǝkkǝ] ondin bir ülüxni bǝrgǝn.
10 Чүнки Мәлкизәдәк Ибраһимни қарши алғанда, Лавийни [кәлгүсидики пушти болуш сүпитидә] йәнила Ибраһимниң тенидә еди, дәп һесаплашқа болиду.
Qünki Mǝlkizǝdǝk Ibraⱨimni ⱪarxi alƣanda, Lawiyni [kǝlgüsidiki puxti bolux süpitidǝ] yǝnila Ibraⱨimning tenidǝ idi, dǝp ⱨesablaxⱪa bolidu.
11 Әнди Лавий қәбилисиниң каһинлиқ түзүми арқилиқ мукәммәл һәққанийлиқ келәләйдиған болса (чүнки шу түзүмгә асаслинип Тәврат қануни Исраил хәлқигә чүшүрүлгән еди), кейинки вақитларда Һарунниң каһинлиқ түзүми бойичә әмәс, бәлки Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми бойичә башқа бир каһинниң чиқишиниң немә һаҗити болатти?
Əmdi Lawiy ⱪǝbilisining kaⱨinliⱪ tüzümi arⱪiliⱪ mukǝmmǝl ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ kelǝlǝydiƣan bolsa (qünki xu tüzümgǝ asaslinip Tǝwrat ⱪanuni Israil hǝlⱪigǝ qüxürülgǝnidi), keyinki waⱪitlarda Ⱨarunning kaⱨinliⱪ tüzümi boyiqǝ ǝmǝs, bǝlki Mǝlkizǝdǝkning kaⱨinliⱪ tüzümi boyiqǝ baxⱪa bir kaⱨinning qiⱪixining nemǝ ⱨajiti bolatti?
12 Әнди каһинлиқ түзүми өзгәртилгән болса, униңға [мунасивәтлик] қанун-түзүмму өзгәртилишкә тоғра келиду.
Əmdi kaⱨinliⱪ tüzümi ɵzgǝrtilgǝn bolsa, uningƣa [munasiwǝtlik] ⱪanun-tüzümmu ɵzgǝrtilixkǝ toƣra kelidu.
13 Чүнки бу ейтиливатқан сөзләр қаритилған зат болса башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбилидин һеч ким қурбангаһта хизмәттә болуп бақмиған.
Qünki bu eytiliwatⱪan sɵzlǝr ⱪaritilƣan zat bolsa baxⱪa bir ⱪǝbilidin bolup, bu ⱪǝbilidin ⱨeqkim ⱪurbangaⱨta hizmǝttǝ bolup baⱪmiƣan.
14 Чүнки Рәббимизниң Йәһуда қәбилисидин чиққанлиғи ениқ; Муса бу қәбилә тоғрисида каһинлиққа мунасивәтлик һеч бир нәрсә демигән еди.
Qünki Rǝbbimizning Yǝⱨuda ⱪǝbilisidin qiⱪⱪanliⱪi eniⱪ; Musa bu ⱪǝbilǝ toƣrisida kaⱨinliⱪⱪa munasiwǝtlik ⱨeqbir nǝrsǝ demigǝnidi.
15 Әнди Мәлкизәдәктәк башқа бир каһин чиққан болуп, бу өзгириш мунулардин техиму рошән болиду;
Əmdi Mǝlkizǝdǝktǝk baxⱪa bir kaⱨin qiⱪⱪan bolup, bu ɵzgirix munulardin tehimu roxǝn bolidu;
16 униң [каһинлиққа] тайинлиниши әт егилиригә бағлиқ әмир билән әмәс, бәлки пүтмәс-түгимәс һаятниң қудритидин болғандур.
uning [kaⱨinliⱪⱪa] tǝyinlinixi ǝt igilirigǝ baƣliⱪ ǝmr bilǝn ǝmǝs, bǝlki pütmǝs-tügimǝs ⱨayatning ⱪudritidin bolƣandur.
17 Чүнки бу һәқтә [муқәддәс язмиларда]: «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дәп гувалиқ берилгән. (aiōn g165)
Qünki bu ⱨǝⱪtǝ [muⱪǝddǝs yazmilarda]: «Sǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ Mǝlkizǝdǝkning tipidiki bir kaⱨindursǝn» dǝp guwaⱨliⱪ berilgǝn. (aiōn g165)
18 Чүнки алдинқи әмир-түзүм аҗизлиғи вә үнүмсизлиги түпәйлидин күчидин қалдурулған
Qünki aldinⱪi ǝmr-tüzüm ajizliⱪi wǝ ünümsizliki tüpǝylidin küqidin ⱪaldurulƣan
19 (— чүнки Тәврат қануни һеч ишни камаләткә йәткүзәлмиди). Униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған, униңдин әвзәл үмүт елип келинди.
(— qünki Tǝwrat ⱪanuni ⱨeq ixni kamalǝtkǝ yǝtküzǝlmidi). Uning orniƣa bizni Hudaƣa yeⱪinlaxturidiƣan, uningdin ǝwzǝl ümid elip kelindi.
21 Униң үстигә, бу иш [Худаниң] қәсими билән капаләткә егә болмай қалмиди (илгири өткән каһинлар [Худаниң] қәсимисиз каһин болған еди; лекин, Әйса болса Өзигә: — «Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, һәм һәргиз буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә каһиндурсән»» Дегүчиниң қәсими билән каһин болди). (aiōn g165)
Uning üstigǝ, bu ix [Hudaning] ⱪǝsimi bilǝn kapalǝtkǝ igǝ bolmay ⱪalmidi (ilgiri ɵtkǝn kaⱨinlar [Hudaning] ⱪǝsimisiz kaⱨin bolƣanidi; lekin, Əysa bolsa Ɵzigǝ: — «Pǝrwǝrdigar xundaⱪ ⱪǝsǝm iqti, ⱨǝm ⱨǝrgiz buningdin yanmaydu: — «Sǝn ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ kaⱨindursǝn»» Degüqining ⱪǝsimi bilǝn kaⱨin boldi). (aiōn g165)
22 Әнди Әйса шундақ улуқ иш билән әвзәл бир әһдиниң кепили қилинди.
Əmdi Əysa xundaⱪ uluƣ ix bilǝn ǝwzǝl bir ǝⱨdining kepili ⱪilindi.
23 Йәнә келип, илгири өткән каһинлар көп болуши керәк еди; чүнки уларниң [һәр бири] өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштуралмай қалған.
Yǝnǝ kelip, ilgiri ɵtkǝn kaⱨinlar kɵp boluxi kerǝk idi; qünki ularning [ⱨǝrbiri] ɵlüm tüpǝylidin wǝzipisini dawamlaxturalmay ⱪalƣan.
24 Лекин [Әйса] мәңгүгә турғачқа, Униң каһинлиғи һәргиз өзгәртилмәстур. (aiōn g165)
Lekin [Əysa] mǝnggügǝ turƣaqⱪa, Uning kaⱨinliⱪi ⱨǝrgiz ɵzgǝrtilmǝstur. (aiōn g165)
25 Шу сәвәптин, У Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадир; чүнки У улар үчүн Худаға мураҗиәт қилишқа мәңгү һаяттур.
Xu sǝwǝbtin, U Ɵzi arⱪiliⱪ Hudaning aldiƣa kǝlgǝnlǝrni üzül-kesil ⱪutⱪuzuxⱪa ⱪadir; qünki U ular üqün Hudaƣa murajiǝt ⱪilixⱪa mǝnggü ⱨayattur.
26 Мошундақ бир баш каһин дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған — муқәддәс, әйипсиз, ғубарсиз, гунакарлардин нери қилинған, әршләрдин жуқури елип көтирилгән каһиндур.
Muxundaⱪ bir bax kaⱨin dǝl bizning ⱨajitimizdin qiⱪidiƣan — muⱪǝddǝs, ǝyibsiz, ƣubarsiz, gunaⱨkarlardin neri ⱪilinƣan, ǝrxlǝrdin yuⱪiri elip kɵtürülgǝn kaⱨindur.
27 У әшу баш каһинлардәк һәр күни алди билән өз гуналири үчүн, андин хәлиқниң гуналири үчүн қурбанлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурбанлиқ сүпитидә сунғанда, һәммәйлән үчүн буни бир йолила ада қилди.
U axu bax kaⱨinlardǝk ⱨǝr küni aldi bilǝn ɵz gunaⱨliri üqün, andin hǝlⱪning gunaⱨliri üqün ⱪurbanliⱪ sunuxⱪa moⱨtaj ǝmǝs. Qünki U Ɵzini ⱪurbanliⱪ süpitidǝ sunƣanda, ⱨǝmmǝylǝn üqün buni bir yolila ada ⱪildi.
28 Чүнки Тәврат қануни аҗиз бәндә болған инсанларни баш каһин қилип тайинлайду, лекин Тәврат қанунидин кейин кәлгән Худаниң қәсәм-калами мәңгүгә камаләткә йәткүзүлгән Оғулни баш каһин қилип тайинлиди. (aiōn g165)
Qünki Tǝwrat ⱪanuni ajiz bǝndǝ bolƣan insanlarni bax kaⱨin ⱪilip tǝyinlǝydu, lekin Tǝwrat ⱪanunidin keyin kǝlgǝn Hudaning ⱪǝsǝm-kalami mǝnggügǝ kamalǝtkǝ yǝtküzülgǝn Oƣulni bax kaⱨin ⱪilip tǝyinlidi. (aiōn g165)

< Ибранийларға 7 >