< Rut 3 >

1 Xu künlǝrdǝ, ⱪeynanisi Naomi uningƣa: — Əy ⱪizim, ⱨal-ǝⱨwalingning yahxi boluxi üqün, sening aram-bǝhtingni izdimǝymǝnmu?
Шу күнләрдә, қейинаниси Наоми униңға: — Әй қизим, һал-әһвалиңниң яхши болуши үчүн, сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?
2 Sǝn dedǝkliri bilǝn ixligǝn Boaz bizgǝ tuƣⱪan kelidu ǝmǝsmu? Mana, bügün ahxam u hamanda arpa soruydu.
Сән дедәклири билән ишлигән Боаз бизгә туққан келиду әмәсму? Мана, бүгүн ахшам у хаманда арпа соруйду.
3 Əmdi sǝn yuyunup-tarinip, ɵzünggǝ ǝtirlik may sürüp, [esil] kiyimliringni kiyip, hamanƣa qüxkin; lekin u ǝr kixi yǝp-iqip bolmiƣuqǝ, ɵzüngni uningƣa kɵrsǝtmigin.
Әнди сән жуюнуп-таринип, өзүңгә әтирлик май сүрүп, [есил] кийимлириңни кийип, хаманға чүшкин; лекин у әр киши йәп-ичип болмиғичә, өзүңни униңға көрсәтмигин.
4 U yatⱪanda uning uhlaydiƣan yerini kɵrüwal. Andin sǝn kirip, ayaƣ tǝripini eqip, xu yǝrdǝ yetiwalƣin. Andin u sanga nemǝ ⱪilix kerǝklikini eytidu, — dedi.
У ятқанда униң ухлайдиған йерини көрүвал. Андин сән кирип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә йетивалғин. Андин у саңа немә қилиш керәклигини ейтиду, — деди.
5 Rut uningƣa: — Sǝn nemǝ desǝng mǝn xuni ⱪilimǝn, — dedi.
Рут униңға: — Сән немә десәң мән шуни қилимән, — деди.
6 U hamanƣa qüxüp, ⱪeynanisi uningƣa tapiliƣandǝk ⱪildi.
У хаманға чүшүп, қейинаниси униңға тапилиғандәк қилди.
7 Boaz yǝp-iqip, kɵnglini hux ⱪilip qǝxning ayiƣiƣa berip yatti. Andin Rut xǝpǝ qiⱪarmay kelip, ayaƣ tǝripini eqip, xu yǝrdǝ yatti.
Боаз йәп-ичип, көңлини хуш қилип чәшниң айиғиға берип ятти. Андин Рут шәпә чиқармай келип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә ятти.
8 Yerim keqidǝ Boaz qɵqüp, aldiƣa engixkǝndǝ, mana bir ayal ayiƣida yatatti!
Йерим кечидә Боаз чөчүп, алдиға еңишкәндә, мана бир аял айиғида ятатти!
9 Kim sǝn?! — dǝp soridi u. Rut jawabǝn: — Mǝn hizmǝtkaring Rut bolimǝn. Sǝn mening ⱨǝmjǝmǝt-nijatkarim bolƣining üqün hizmǝtkaringning üstigǝ tonungning etikini yeyip ⱪoyƣaysǝn, — dedi.
Ким сән?! — дәп сориди у. Рут җававән: — Мән хизмәткариң Рут болимән. Сән мениң һәмҗәмәт-ниҗаткарим болғиниң үчүн хизмәткариңниң үстигә тонуңниң етигини йейип қойғайсән, — деди.
10 U jawabǝn: — Əy ⱪizim, Pǝrwǝrdigardin bǝht-bǝrikǝt tapⱪaysǝn! Sening keyin kɵrsǝtkǝn sadaⱪǝt-meⱨribanliⱪing ilgiri kɵrsǝtkiningdinmu artuⱪtur; qünki [seni izdigǝn] yigitlǝr, mǝyli kǝmbǝƣǝl bolsun, bay bolsun, ularning kǝynidin kǝtmiding.
У җававән: — Әй қизим, Пәрвәрдигардин бәхит-бәрикәт тапқайсән! Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур; чүнки [сени издигән] жигитләр, мәйли кәмбәғәл болсун, бай болсун, уларниң кәйнидин кәтмидиң.
11 I ⱪizim, ǝmdi ⱪorⱪmiƣin! Deginingning ⱨǝmmisini orundap berimǝn; qünki pütkül xǝⱨirimizdiki mɵtiwǝrlǝr seni pǝzilǝtlik ayal dǝp bilidu.
И қизим, әнди қорқмиғин! Дегиниңниң һәммисини орундап беримән; чүнки пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп билиду.
12 Durus, sanga ⱨǝmjǝmǝt-nijatkar bolƣinim rast; lekin sening mǝndin yeⱪinraⱪ yǝnǝ bir ⱨǝmjǝmǝting bar.
Дурус, саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар болғиним раст; лекин сениң мәндин йеқинрақ йәнә бир һәмҗәмәтиң бар.
13 Əmdi keqiqǝ bu yǝrdǝ ⱪalƣin; ǝtǝ sǝⱨǝrdǝ ǝgǝr u ⱨǝmjǝmǝtlik ⱨoⱪuⱪini ixlitip seni elixni halisa, u alsun; lekin ⱨǝmjǝmǝtlik ⱨoⱪuⱪi boyiqǝ seni almisa, Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, mǝn sanga ⱨǝmjǝmǝtlik ⱪilip seni alay. Tang atⱪuqǝ bu yǝrdǝ yetip turƣin! — dedi.
Әнди кечичә бу йәрдә қалғин; әтә сәһәрдә әгәр у һәмҗәмәтлик һоқуқини ишлитип сени елишни халиса, у алсун; лекин һәмҗәмәтлик һоқуқи бойичә сени алмиса, Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән саңа һәмҗәмәтлик қилип сени алай. Таң атқичә бу йәрдә йетип турғин! — деди.
14 U uning ayiƣida tang atⱪuqǝ yetip, kixilǝr bir-birini tonuƣudǝk boluxtin burun ⱪopti. Qünki Boaz: — bir ayalning hamanƣa kǝlginini ⱨeqkim bilmisun, dǝp eytⱪanidi.
У униң айиғида таң атқичә йетип, кишиләр бир-бирини тонуғидәк болуштин бурун қопти. Чүнки Боаз: — бир аялниң хаманға кәлгинини һеч ким билмисун, дәп ейтқан еди.
15 U yǝnǝ [Rutⱪa]: — Sǝn kiygǝn yepinqini eqip turƣin, dedi. U uni eqip turuwidi, Boaz arpidin altǝ kǝmqǝn kǝmlǝp berip, uning ɵxnisigǝ artip ⱪoydi. Andin u xǝⱨǝrgǝ kirdi.
У йәнә [Рутқа]: — Сән кийгән йепинчини ечип турғин, деди. У уни ечип турувиди, Боаз арпидин алтә кәмчән кәмләп берип, униң өшнисигә артип қойди. Андин у шәһәргә кирди.
16 Rut ⱪeynanisining yeniƣa kǝldi. U: — Əy ⱪizim, sǝn ⱨazir kim?! — dǝp soridi. Xuning bilǝn u ⱪeynanisiƣa u kixining ⱪilƣanlirining ⱨǝmmisini dǝp bǝrdi.
Рут қейинанисиниң йениға кәлди. У: — Әй қизим, сән һазир ким?! — дәп сориди. Шуниң билән у қейинанисиға у кишиниң қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди.
17 U: — U bu altǝ kǝmqǝn arpini manga bǝrdi, qünki u: «ⱪeynanangning yeniƣa ⱪuruⱪ ⱪol ⱪaytip barmiƣin» dedi, — dedi.
У: — У бу алтә кәмчән арпини маңа бәрди, чүнки у: «қейинанаңниң йениға қуруқ қол қайтип бармиғин» деди, — деди.
18 Naomi: — Əy ⱪizim, bu ixning ahirining ⱪandaⱪ bolidiƣinini bilgüqǝ muxu yǝrdǝ tǝhir ⱪilƣin; qünki u adǝm bügün muxu ixni pütküzmǝy aram almaydu, dedi.
Наоми: — Әй қизим, бу ишниң ахириниң қандақ болидиғинини билгичә мошу йәрдә тәхир қилғин; чүнки у адәм бүгүн мошу ишни пүткүзмәй арам алмайду, деди.

< Rut 3 >