< Rut 2 >

1 Naomining erigǝ tuƣⱪan kelidiƣan Boaz isimlik bir adǝm bar idi. U Əlimǝlǝkning jǝmǝtidin bolup, intayin bay adǝm idi.
Наоминиң еригә туққан келидиған Боаз исимлиқ бир адәм бар еди. У Әлимәләкниң җәмәтидин болуп, интайин бай адәм еди.
2 Moab ⱪizi Rut Naomiƣa: — Mǝn etizliⱪⱪa baray, birǝrkimning nǝziridǝ iltipat tepip, uning kǝynidin mengip arpa baxaⱪlirini tǝrsǝm? — dedi. U uningƣa: — Barƣin, ǝy ⱪizim, dedi.
Моаб қизи Рут Наомиға: — Мән етизлиққа барай, бирәркимниң нәзиридә илтипат тепип, униң кәйнидин меңип арпа башақлирини тәрсәм? — деди. У униңға: — Барғин, әй қизим, деди.
3 Xuning bilǝn u qiⱪip etizliⱪlarƣa kelip, u yǝrdǝ ormiqilarning kǝynidin baxaⱪ tǝrdi. Bǝhtigǝ yarixa, dǝl u kǝlgǝn etizliⱪ Əlimǝlǝkning jǝmǝti bolƣan Boazning etizliⱪliri idi.
Шуниң билән у чиқип етизлиқларға келип, у йәрдә ормичиларниң кәйнидин башақ тәрди. Бәхитигә яриша, дәл у кәлгән етизлиқ Әлимәләкниң җәмәти болған Боазниң етизлиқлири еди.
4 Mana, u waⱪitta Boaz Bǝyt-Lǝⱨǝmdin qiⱪip kelip, ormiqilar bilǝn salamlixip: — Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn billǝ bolƣay! — dedi. Ular uningƣa jawabǝn: — Pǝrwǝrdigar sanga bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilƣay! — dedi.
Мана, у вақитта Боаз Бәйт-Ләһәмдин чиқип келип, ормичилар билән саламлишип: — Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай! — деди. Улар униңға җававән: — Пәрвәрдигар саңа бәхит-бәрикәт ата қилғай! — деди.
5 Boaz ormiqilarning üstigǝ nazarǝtkǝ ⱪoyulƣan hizmǝtkaridin: — Bu yax qokan kimning ⱪizi bolidu? — dǝp soridi.
Боаз ормичиларниң үстигә назарәткә қоюлған хизмәткаридин: — Бу яш чокан кимниң қизи болиду? — дәп сориди.
6 Ormiqilarning üstigǝ ⱪoyulƣan hizmǝtkar jawab berip: — Bu Naomi bilǝn billǝ Moabning sǝⱨrasidin ⱪaytip kǝlgǝn Moabiy qokan bolidu.
Ормичиларниң үстигә қоюлған хизмәткар җавап берип: — Бу Наоми билән биллә Моабниң сәһрасидин қайтип кәлгән Моабий чокан болиду.
7 U: «Ormiqilarning kǝynidin ɵnqilǝrning arisidiki qeqilip kǝtkǝn baxaⱪlarni teriwalaymu?» dǝp tǝlǝp ⱪildi. Andin u kelip ǝtigǝndin ⱨazirƣiqǝ ixlǝwatidu; u pǝⱪǝt kǝpidǝ bir’az dǝm aldi, — dedi.
У: «Ормичиларниң кәйнидин өнчиләрниң арисидики чечилип кәткән башақларни теривалайму?» дәп тәләп қилди. Андин у келип әтигәндин һазирғичә ишләватиду; у пәқәт кәпидә бир аз дәм алди, — деди.
8 Boaz Rutⱪa: — Əy ⱪizim, anglawatamsǝn?! Sǝn baxaⱪ tǝrgili baxⱪa bir kimning etizliⱪiƣa barmiƣin, bu yǝrdinmu kǝtmǝ, mening dedǝklirim bilǝn birgǝ muxu yǝrdǝ turƣin.
Боаз Рутқа: — Әй қизим, аңлаватамсән?! Сән башақ тәргили башқа бир кимниң етизлиғиға бармиғин, бу йәрдинму кәтмә, мениң дедәклирим билән биргә мошу йәрдә турғин.
9 Diⱪⱪǝt ⱪilƣin, ⱪaysi etizda orma orƣan bolsa, [dedǝklǝrgǝ] ǝgixip barƣin. Mǝn yigitlǝrgǝ: Uningƣa qeⱪilmanglar, dǝp tapilap ⱪoydum! Əgǝr ussap ⱪalsang berip, idixlardin yigitlirim [ⱪuduⱪtin] tartⱪan sudin iqkin, — dedi.
Диққәт қилғин, қайси етизда орма орған болса, [дедәкләргә] әгишип барғин. Мән жигитләргә: Униңға чеқилмаңлар, дәп тапилап қойдум! Әгәр уссап қалсаң берип, идишлардин жигитлирим [қудуқтин] тартқан судин ичкин, — деди.
10 Rut ɵzini yǝrgǝ etip tizlinip, bexini yǝrgǝ tǝgküzüp tǝzim ⱪilip, uningƣa: — Mǝn bir biganǝ tursam, nemixⱪa manga xunqǝ ƣǝmhorluⱪ ⱪilƣudǝk nǝziringdǝ xunqilik iltipat tapⱪanmǝn? — dedi.
Рут өзини йәргә етип тизлинип, бешини йәргә тәккүзүп тазим қилип, униңға: — Мән бир биганә турсам, немишкә маңа шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк нәзириңдә шунчилик илтипат тапқанмән? — деди.
11 Boaz uningƣa jawabǝn: — Ering ɵlüp kǝtkǝndin keyin ⱪeynanangƣa ⱪilƣanliringning ⱨǝmmisi, xundaⱪla sening ata-anangni wǝ ɵz wǝtiningdin ⱪandaⱪ ayrilip, sǝn burun tonumaydiƣan bir hǝlⱪning arisiƣa kǝlgining manga pütünlǝy ayan boldi;
Боаз униңға җававән: — Ериң өлүп кәткәндин кейин қейинанаңға қилғанлириңниң һәммиси, шундақла сениң ата-анаңни вә өз вәтиниңдин қандақ айрилип, сән бурун тонумайдиған бир хәлиқниң арисиға кәлгиниң маңа пүтүнләй аян болди;
12 Pǝrwǝrdigar ⱪilƣiningƣa muwapiⱪ sanga yandurƣay, sǝn ⱪanatlirining tegidǝ panaⱨ izdigǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar tǝripidin sanga uning toluⱪ in’ami berilgǝy, dedi.
Пәрвәрдигар қилғиниңға мувапиқ саңа яндурғай, сән қанатлириниң тегидә панаһ издигән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар тәрипидин саңа униң толуқ инъами берилгәй, деди.
13 Rut jawabǝn: — Əy hojam, nǝziringdǝ iltipat tapⱪaymǝn; mǝn sening dediking boluxⱪimu yarimisammu, sǝn manga tǝsǝlli berip, dedikinggǝ meⱨribanǝ sɵzlǝrni ⱪilding, — dedi.
Рут җававән: — Әй ғоҗам, нәзириңдә илтипат тапқаймән; мән сениң дедигиң болушқиму яримисамму, сән маңа тәсәлли берип, дедигиңгә меһриванә сөзләрни қилдиң, — деди.
14 Tamaⱪ waⱪtida Boaz uningƣa: — Ⱪeni, buyaⱪⱪa kǝlgin, nandin yǝ, nanni sirkigǝ tɵgürgin! — dedi. Rut ormiqilarning yeniƣa kelip olturdi; Boaz ⱪomaqtin elip uningƣa tutti. U uningdin toyƣuqǝ yedi wǝ yǝnǝ azraⱪ axurup ⱪoydi.
Тамақ вақтида Боаз униңға: — Қени, буяққа кәлгин, нандин йә, нанни сиркигә төгүргин! — деди. Рут ормичиларниң йениға келип олтарди; Боаз қомачтин елип униңға тутти. У униңдин тойғичә йеди вә йәнә азрақ ашуруп қойди.
15 U baxaⱪ tǝrgili ⱪopⱪanda, Boaz yigitlirigǝ buyrup: — Uni ⱨǝtta ɵnqilǝrning arisida baxaⱪ tǝrgili ⱪoyunglar, uni ⱨeq hijalǝttǝ ⱪaldurmanglar.
У башақ тәргили қопқанда, Боаз жигитлиригә буйруп: — Уни һәтта өнчиләрниң арисида башақ тәргили қоюңлар, уни һеч хиҗаләттә қалдурмаңлар.
16 Ⱨǝtta ⱨǝm uning üqün azraⱪ baxaⱪlarni ɵnqilǝrdin ǝtǝy ayrip, uningƣa tǝrgili qüxürüp ⱪoyunglar, uni ⱨeq ǝyiblimǝnglar, dedi.
Һәтта һәм униң үчүн азрақ башақларни өнчиләрдин әтәй айрип, униңға тәргили чүшүрүп қоюңлар, уни һеч әйиплимәңлар, деди.
17 Xundaⱪ ⱪilip u kǝqkiqǝ etizliⱪta baxaⱪ tǝrdi, teriwalƣanlirini soⱪⱪanda, tǝhminǝn bir ǝfaⱨ arpa qiⱪti.
Шундақ қилип у кәчкичә етизлиқта башақ тәрди, теривалғанлирини соққанда, тәхминән бир әфаһ арпа чиқти.
18 Andin u arpisini elip, xǝⱨǝrgǝ kirdi, ⱪeynanisi uning tǝrgǝn [arpisini] kɵrdi; u yǝnǝ u yǝp toyunƣandin keyin saⱪlap ⱪoyƣinini qiⱪirip uningƣa bǝrdi.
Андин у арписини елип, шәһәргә кирди, қейинаниси униң тәргән [арписини] көрди; у йәнә у йәп тоюнғандин кейин сақлап қойғинини чиқирип униңға бәрди.
19 Ⱪeynanisi uningƣa: — Sǝn bügün nǝdǝ baxaⱪ tǝrding, nǝdǝ ixliding? Sanga ƣǝmhorluⱪ ⱪilƣan xu kixigǝ bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilinƣay! — dedi. U ⱪeynanisiƣa kimningkidǝ ix ⱪilƣinini eytip: — Mǝn bügün ixligǝn etizning igisining ismi Boaz ikǝn, dedi.
Қейинаниси униңға: — Сән бүгүн нәдә башақ тәрдиң, нәдә ишлидиң? Саңа ғәмхорлуқ қилған шу кишигә бәхит-бәрикәт ата қилинғай! — деди. У қейинанисиға кимниңкидә иш қилғинини ейтип: — Мән бүгүн ишлигән етизниң егисиниң исми Боаз екән, деди.
20 Naomi kelinigǝ: — Tiriklǝrgimu, ɵlgǝnlǝrgimu meⱨribanliⱪ ⱪilixtin bax tartmiƣan kixi Pǝrwǝrdigardin bǝht-bǝrikǝt kɵrgǝy! — dedi. Andin Naomi uningƣa yǝnǝ: — U adǝm bizning yeⱪin tuƣⱪinimizdur, u bizni ⱪutⱪuzalaydiƣan ⱨǝmjǝmǝtlǝrdin biridur, — dedi.
Наоми келинигә: — Тирикләргиму, өлгәнләргиму меһриванлиқ қилиштин баш тартмиған киши Пәрвәрдигардин бәхит-бәрикәт көргәй! — деди. Андин Наоми униңға йәнә: — У адәм бизниң йеқин туққинимиздур, у бизни қутқузалайдиған һәмҗәмәтләрдин биридур, — деди.
21 Moab ⱪizi Rut yǝnǝ: — U manga yǝnǝ: «Mening yigitlirim pütün ⱨosulumni yiƣip bolƣuqǝ ular bilǝn birgǝ bolƣin» dedi, — dedi.
Моаб қизи Рут йәнә: — У маңа йәнә: «Мениң жигитлирим пүтүн һосулумни жиғип болғичә улар билән биргә болғин» деди, — деди.
22 Naomi kelini Rutⱪa: — Əy ⱪizim, birsining sanga yamanliⱪ ⱪilmasliⱪi üqün baxⱪisining etizliⱪiƣa barmay, uning dedǝkliri bilǝn billǝ qiⱪip ixlisǝng yahxidur, dedi.
Наоми келини Рутқа: — Әй қизим, бирисиниң саңа яманлиқ қилмаслиғи үчүн башқисиниң етизлиғиға бармай, униң дедәклири билән биллә чиқип ишлисәң яхшидур, деди.
23 Xuning bilǝn arpa wǝ buƣday ⱨosuli yiƣilip bolƣuqǝ, Rut Boazning dedǝkliri bilǝn yürüp baxaⱪ tǝrdi. U ⱪeynanisi bilǝn billǝ turuwǝrdi.
Шуниң билән арпа вә буғдай һосули жиғилип болғичә, Рут Боазниң дедәклири билән жүрүп башақ тәрди. У қейинаниси билән биллә турувәрди.

< Rut 2 >