< Zǝbur 37 >
1 Dawut yazƣan küy: — Yamanliⱪ ⱪilƣuqilar tüpǝylidin ɵzüngni kɵydürmǝ, Nakǝslǝrgǝ ⱨǝsǝt ⱪilma.
Давут язған күй: — Яманлиқ қилғучилар түпәйлидин өзүңни көйдүрмә, Накәсләргә һәсәт қилма.
2 Qünki ular ot-qɵplǝrdǝk tezla üzüp taxlinidu, Yumran ɵsümlüklǝrgǝ ohxax tozup ketidu.
Чүнки улар от-чөпләрдәк тезла үзүп ташлиниду, Юмран өсүмлүкләргә охшаш тозуп кетиду.
3 Pǝrwǝrdigarƣa tayan, tirixip yahxiliⱪ ⱪil, Zeminda makanlixip yaxap, Uning wapa-ⱨǝⱪiⱪitini ozuⱪ bilip ⱨuzurlan.
Пәрвәрдигарға таян, тиришип яхшилиқ қил, Зиминда маканлишип яшап, Униң вапа-һәқиқитини озуқ билип һозурлан.
4 «Pǝrwǝrdigarni hursǝnlikim» dǝp bilgin, U arzu-tilǝkliringgǝ yǝtküzidu.
«Пәрвәрдигарни хурсәнлигим» дәп билгин, У арзу-тиләклириңгә йәткүзиду.
5 Yolungni Pǝrwǝrdigarƣa amanǝt ⱪil; Uningƣa tayan, U qoⱪum [tilikingni] ijabǝt ⱪilidu.
Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил; Униңға таян, У чоқум [тилигиңни] иҗабәт қилиду.
6 U ⱨǝⱪⱪaniyliⱪingni nurdǝk, Adalitingni qüxtiki ⱪuyaxtǝk qaⱪnitidu.
У һәққанийлиғиңни нурдәк, Адалитиңни чүштики қуяштәк чақнитиду.
7 Pǝrwǝrdigarning aldida tinq bolup, Uni sǝwrqanliⱪ bilǝn küt; Ⱨaramdin ronaⱪ tapⱪan adǝm tüpǝylidin, Yaman niyǝtliri ixⱪa axidiƣan kixi tüpǝylidin ɵzüngni kɵydürmǝ.
Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт; Һарамдин ронақ тапқан адәм түпәйлидин, Яман нийәтлири ишқа ашидиған киши түпәйлидин өзүңни көйдүрмә.
8 Aqqiⱪingdin yan, ƣǝzǝptin ⱪayt, Ɵzüngni kɵydürmǝ; U pǝⱪǝt seni yamanliⱪⱪa elip baridu.
Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт, Өзүңни көйдүрмә; У пәқәт сени яманлиққа елип бариду.
9 Qünki yamanliⱪ ⱪilƣuqilar zemindin üzüp taxlinidu; Pǝrwǝrdigarƣa tǝlmürüp kütkǝnlǝr bolsa, Zeminƣa igidarqiliⱪ ⱪilidu.
Чүнки яманлиқ қилғучилар зиминдин үзүп ташлиниду; Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләр болса, Зиминға егидарчилиқ қилиду.
10 : Kɵzni yumup aqⱪuqila, rǝzil adǝm ⱨalak bolidu; Uning makaniƣa sǝpselip ⱪarisang, u yoⱪ bolidu.
: Көзни жумуп ачқучила, рәзил адәм һалак болиду; Униң маканиға сәпселип қарисаң, у йоқ болиду.
11 Biraⱪ yawax-mɵminlǝr zeminƣa mirasliⱪ ⱪilidu, Wǝ qǝksiz arambǝhxliktin ⱨuzurlinidu.
Бирақ мулайим-мөминләр зиминға мираслиқ қилиду, Вә чәксиз арамбәхшликтин һозурлиниду.
12 Rǝzil adǝm ⱨǝⱪⱪaniyƣa ⱪǝst ⱪilidu; Uningƣa qixlirini ƣuqurlitip hiris ⱪilidu;
Рәзил адәм һәққанийға қәст қилиду; Униңға чишлирини ғучурлитип хирис қилиду;
13 Lekin Rǝb uningƣa ⱪarap külidu; Qünki [Rǝb] uning bexiƣa kelidiƣan künni kɵridu.
Лекин Рәб униңға қарап күлиду; Чүнки [Рәб] униң бешиға келидиған күнни көриду.
14 Yawaxlar wǝ yoⱪsullarni yiⱪitix üqün, Yoli duruslarni ⱪirip taxlax üqün, Rǝzillǝr ⱪiliqini ƣilipidin suƣurup elip, Oⱪyasining kiriqini tartip tǝyyarlidi.
Югашлар вә йоқсулларни жиқитиш үчүн, Йоли дурусларни қирип ташлаш үчүн, Рәзилләр қиличини ғилипидин суғуруп елип, Оқясиниң киричини тартип тәйярлиди.
15 Lekin ⱪiliqi bolsa ɵz yürikigǝ sanjilidu, Oⱪyaliri sunduruwetilidu.
Лекин қиличи болса өз жүригигә санҗилиду, Оқялири сундуруветилиду.
16 Ⱨǝⱪⱪaniylardiki «az», Kɵpligǝn yamanlarning bayliⱪliridin ǝwzǝldur.
Һәққанийлардики «аз», Көплигән яманларниң байлиқлиридин әвзәлдур.
17 Qünki rǝzillǝrning bilǝkliri sundurulidu; Lekin Pǝrwǝrdigar ⱨǝⱪⱪaniylarni yɵlǝydu;
Чүнки рәзилләрниң биләклири сундурулиду; Лекин Пәрвәрдигар һәққанийларни йөләйду;
18 Pǝrwǝrdigar kɵngli duruslarning künlirini bilidu; Ularning mirasi mǝnggügǝ bolidu.
Пәрвәрдигар көңли дурусларниң күнлирини билиду; Уларниң мираси мәңгүгә болиду.
19 Ular eƣir künlǝrdǝ yǝrgǝ ⱪarap ⱪalmaydu; Ⱪǝⱨǝtqiliktimu ular toⱪ yüridu.
Улар еғир күнләрдә йәргә қарап қалмайду; Қәһәтчиликтиму улар тоқ жүриду.
20 Biraⱪ rǝzillǝr ⱨalak bolidu; Pǝrwǝrdigar bilǝn ⱪarxilaxⱪuqilar qimǝnzardiki gül-giyaⱨdǝk tozup ketidu; Ular tügǝydu; Is-tütündǝk tarⱪilip tügǝydu.
Бирақ рәзилләр һалак болиду; Пәрвәрдигар билән қаршилашқучилар чимәнзардики гүл-гиядәк тозуп кетиду; Улар түгәйду; Ис-түтүндәк тарқилип түгәйду.
21 Rǝzil adǝm ɵtnǝ elip ⱪayturmaydu; Əmma ⱨǝⱪⱪaniy adǝm meⱨribanliⱪ bilǝn ɵtnǝ beridu;
Рәзил адәм өтнә елип қайтурмайду; Амма һәққаний адәм меһриванлиқ билән өтнә бериду;
22 Qünki [Pǝrwǝrdigar] rǝⱨmǝt ⱪilƣanlar zeminƣa igǝ bolidu, Biraⱪ uning lǝnitigǝ uqriƣanlar üzüp taxlinidu;
Чүнки [Пәрвәрдигар] рәхмәт қилғанлар зиминға егә болиду, Бирақ униң ләнитигә учриғанлар үзүп ташлиниду;
23 Mǝrdanǝ adǝmning ⱪǝdǝmliri Pǝrwǝrdigar tǝripidindur; [Rǝb] uning yolidin hursǝn bolidu.
Мәртанә адәмниң қәдәмлири Пәрвәрдигар тәрипидиндур; [Рәб] униң йолидин хурсән болиду.
24 U teyilip kǝtsimu, yiⱪilip qüxmǝydu; Qünki Pǝrwǝrdigar uning ⱪolini tutup yɵlǝp turidu.
У тейилип кәтсиму, жиқилип чүшмәйду; Чүнки Пәрвәрдигар униң қолини тутуп йөләп туриду.
25 Mǝn yax idim, ⱨazir ⱪerip ⱪaldim; Lekin ⱨǝⱪⱪaniylarning taxliwetilgǝnlikini, Yaki pǝrzǝntlirining nan tiligǝnlikini ǝsla kɵrgǝn ǝmǝsmǝn;
Мән яш едим, һазир қерип қалдим; Лекин һәққанийларниң ташливетилгәнлигини, Яки пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини әсла көргән әмәсмән;
26 U kün boyi mǝrd-meⱨriban bolup ɵtnǝ beridu; Uning ǝwladlirimu hǝlⱪⱪǝ bǝrikǝt yǝtküzidu.
У күн бойи мәрт-меһриван болуп өтнә бериду; Униң әвлатлириму хәлиққә бәрикәт йәткүзиду.
27 Yamanliⱪni taxlanglar, yahxiliⱪ ⱪilinglar, Mǝnggü yaxaysilǝr!
Яманлиқни ташлаңлар, яхшилиқ қилиңлар, Мәңгү яшайсиләр!
28 Qünki Pǝrwǝrdigar adalǝtni sɵyidu, U Ɵz mɵmin bǝndilirini taxlimaydu; Ular mǝnggügǝ saⱪlinidu; Lekin rǝzillǝrning ǝwladliri üzüp taxlinidu.
Чүнки Пәрвәрдигар адаләтни сөйиду, У Өз мөмин бәндилирини ташлимайду; Улар мәңгүгә сақлиниду; Лекин рәзилләрниң әвлатлири үзүп ташлиниду.
29 Ⱨǝⱪⱪaniylar yǝr-jaⱨanƣa igǝ bolidu, Əbǝdil’ǝbǝdgiqǝ uningda makan tutup yaxaydu.
Һәққанийлар йәр-җаһанға егә болиду, Әбәдил-әбәткичә униңда макан тутуп яшайду.
30 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝmning aƣzi danaliⱪ jakarlaydu; Uning tili adil ⱨɵkümlǝrni sɵzlǝydu;
Һәққаний адәмниң ағзи даналиқ җакалайду; Униң тили адил һөкүмләрни сөзләйду;
31 Ⱪǝlbidǝ Hudaning [muⱪǝddǝs] ⱪanuni turidu; Uning ⱪǝdǝmliri teyilip kǝtmǝs.
Қәлбидә Худаниң [муқәддәс] қануни туриду; Униң қәдәмлири тейилип кәтмәс.
32 Rǝzillǝr ⱨǝⱪⱪaniy adǝmni paylap yüridu; Ular uni ɵltürgüdǝk pǝytni izdǝp yüridu.
Рәзилләр һәққаний адәмни пайлап жүриду; Улар уни өлтүргидәк пәйтни издәп жүриду.
33 Lekin Pǝrwǝrdigar uni düxmǝnning qanggiliƣa qüxürmǝydu; Yaki ⱨɵkümdǝ uni gunaⱨⱪa pütmǝydu.
Лекин Пәрвәрдигар уни дүшмәнниң чаңгилиға чүшүрмәйду; Яки һөкүмдә уни гунаға пүтмәйду.
34 Pǝrwǝrdigarni tǝlmürüp küt, Uning yolini qing tutⱪin; U sening mǝrtiwǝngni kɵtürüp, zeminƣa igǝ ⱪilidu, Rǝzillǝr ⱨalak ⱪilinƣanda, Sǝn buni kɵrisǝn.
Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күт, Униң йолини чиң тутқин; У сениң мәртивәңни көтирип, зиминға егә қилиду, Рәзилләр һалак қилинғанда, Сән буни көрисән.
35 Mǝn rǝzil adǝmning zomigǝrlik ⱪiliwatⱪinini kɵrdüm, U huddi ayniƣan baraⱪsan yapyexil dǝrǝhtǝk ronaⱪ tapⱪan.
Мән рәзил адәмниң зомигәрлик қиливатқинини көрдүм, У худди айниған барақсан япйешил дәрәқтәк ронақ тапқан.
36 Biraⱪ u ɵtüp kǝtti, Mana, u yoⱪ boldi; Mǝn uni izdisǝmmu, u tepilmaydu.
Бирақ у өтүп кәтти, Мана, у йоқ болди; Мән уни издисәмму, у тепилмайду.
37 Mukǝmmǝl adǝmgǝ nǝzǝr sal, Durus insanƣa ⱪara! Qünki bundaⱪ adǝmning ahir kɵridiƣini arambǝhx hatirjǝmlik bolidu.
Мукәммәл адәмгә нәзәр сал, Дурус инсанға қара! Чүнки бундақ адәмниң ахир көридиғини арамбәхш хатирҗәмлик болиду.
38 Itaǝtsizlǝr bolsa birliktǝ ⱨalak bolixidu; Ularning kelǝqiki üzülidu;
Итаәтсизләр болса бирликтә һалак болишиду; Уларниң келәчики үзүлиду;
39 Biraⱪ ⱨǝⱪⱪaniylarning nijatliⱪi Pǝrwǝrdigardindur; U eƣir künlǝrdǝ ularning küqlük panaⱨidur.
Бирақ һәққанийларниң ниҗатлиғи Пәрвәрдигардиндур; У еғир күнләрдә уларниң күчлүк панаһидур.
40 Pǝrwǝrdigar yardǝm ⱪilip ularni saⱪlaydu; U ularni rǝzillǝrdin saⱪlap ⱪutⱪuzidu; Qünki ular Uni baxpanaⱨi ⱪilidu.
Пәрвәрдигар ярдәм қилип уларни сақлайду; У уларни рәзилләрдин сақлап қутқузиду; Чүнки улар Уни башпанаһи қилиду.