< Zǝbur 36 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Pǝrwǝrdigarning ⱪuli Dawut yazƣan küy: — Rǝzil adǝmning asiyliⱪi mening ⱪǝlbimdǝ bir bexarǝtni pǝyda ⱪilidu: — «Uning nǝziridǝ Hudadin ⱪorⱪidiƣan ix yoⱪtur!».
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй: — Рәзил адәмниң асийлиғи мениң қәлбимдә бир бешарәтни пәйда қилиду: — «Униң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур!».
2 Qünki u ɵz-ɵzini mahtayduki, U ɵz-ɵzigǝ: — «Mǝndǝ gunaⱨ tepilmas, ⱪilƣinim yirginqlik ix ǝmǝstur!» — dǝydu.
Чүнки у өз-өзини махтайдуки, У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду.
3 Aƣzidiki sɵzlǝr ⱪǝbiⱨlik wǝ ⱨiyligǝrliktur; Pǝzilǝtlik ix ⱪilix parasitidin u alliburun mǝⱨrumdur.
Ағзидики сөзләр қәбиһлик вә һейлигәрликтур; Пәзиләтлик иш қилиш параситидин у аллибурун мәһрумдур.
4 U ornida yatⱪandimu gunaⱨni kɵzlǝydu; U durus bolmiƣan yolƣa mengixni iradǝ ⱪilidu; Yamanliⱪtin ⱨeq nǝprǝtlǝnmǝydu.
У орнида ятқандиму гунани көзләйду; У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду; Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду.
5 I Pǝrwǝrdigar, ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting ǝrxlǝrgǝ taⱪixidu; Ⱨǝⱪiⱪǝt-sadiⱪliⱪing bulutlarƣa yetidu!
И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду; Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду!
6 Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪing büyük taƣlardǝk, Ⱨɵkümliring tilsimatliⱪ qongⱪur dengizlardǝktur. I Pǝrwǝrdigar, Sǝn adǝmlǝr wǝ ⱨaywanlarni saⱪliƣuqidursǝn;
Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур. И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;
7 Sening ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting nǝⱪǝdǝr ⱪimmǝtliktur, i Huda! Xunga insan baliliri ⱪanatliring sayisidǝ panaⱨlinidu.
Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа! Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.
8 Ular ɵyüngdiki mol dastihandin toyƣuqǝ bǝⱨrimǝn bolidu; Sǝn ularƣa ⱨuzur-ⱨalawǝtliringning dǝryasidin iqküzisǝn.
Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду; Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән.
9 Qünki Sǝndila bardur ⱨayatliⱪ buliⱪi; Nurungda bolup nurni kɵrimiz.
Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи; Нуруңда болуп нурни көримиз.
10 Aⱨ, Ɵzüngni tonup, bilgǝnlǝrgǝ muⱨǝbbitingni, Kɵngli duruslarƣimu ⱨǝⱪⱪaniyliⱪingni kɵrsitixni dawamlaxturƣaysǝn.
Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни, Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән.
11 Tǝkǝbburlarning putining manga ⱨujum ⱪilixiƣa yol ⱪoymiƣaysǝn; Rǝzillǝrning ⱪoli meni ornumdin ⱪoƣliwǝtmisun;
Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән; Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун;
12 Mana, yamanliⱪ ⱪilƣuqilar yiⱪildi! Ƣulitiwetildi, ornidin ⱪayta turalmaydu!
Мана, яманлиқ қилғучилар жиқилди! Ғулитиветилди, орнидин қайта туралмайду!

< Zǝbur 36 >