< Zǝbur 16 >
1 Dawut yazƣan «Mihtam» küyi: Meni saⱪliƣin, i Tǝngri, Qünki mǝn Sanga tayinimǝn.
Давут язған «Миқтам» күйи: Мени сақлиғин, и Тәңри, Чүнки мән Саңа тайинимән.
2 Mening jenim Pǝrwǝrdigarƣa: «Sǝn mening Rǝbbimdursǝn; Sǝndin baxⱪa mening bǝht-saaditim yoⱪtur» — dedi.
Мениң җеним Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Рәббимдурсән; Сәндин башқа мениң бәхит-саадитим йоқтур» — деди.
3 Yǝr yüzidiki muⱪǝddǝs bǝndiliring bolsa, Ular aliyjanablardur, Ular mening ⱨǝmmǝ huxalliⱪimdur.
Йәр йүзидики муқәддәс бәндилириң болса, Улар алийҗанаблардур, Улар мениң һәммә хошаллиғимдур.
4 Kim baxⱪa ilaⱨni izdǝxkǝ aldirisa, Ularning dǝrdliri kɵpiyip ketidu. Ƣǝyriy ilaⱨlarƣa atap ⱨǝdiyǝ ⱪanlirini tɵkmǝymǝn, Ularning namlirini tilimƣimu almaymǝn.
Ким башқа илаһни издәшкә алдириса, Уларниң дәрдлири көпийип кетиду. Ғәйрий илаһларға атап һәдийә қанлирини төкмәймән, Уларниң намлирини тилимғиму алмаймән.
5 Pǝrwǝrdigar bolsa mening mirasim ⱨǝm ⱪǝdǝⱨimdiki nesiwǝmdur; Qǝk taxlinip erixkǝn nesiwǝmni ɵzüng saⱪlaysǝn;
Пәрвәрдигар болса мениң мирасим һәм қәдәһимдики несивәмдур; Чәк ташлинип еришкән несивәмни өзүң сақлайсән;
6 [Nesiwǝmni bǝlgiligǝn] siziⱪlar manga güzǝl yǝrlǝrni bekitkǝndur; Bǝrⱨǝⱪ, mening güzǝl mirasim bardur!
[Несивәмни бәлгүлигән] сизиқлар маңа гөзәл йәрләрни бекиткәндур; Бәрһәқ, мениң гөзәл мирасим бардур!
7 Manga nǝsiⱨǝt bǝrgǝn Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn; Ⱨǝtta keqilǝrdimu wijdanim manga ɵgitidu.
Маңа несиһәт бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Һәтта кечиләрдиму виҗданим маңа үгитиду.
8 Mǝn Pǝrwǝrdigarni ⱨǝrdaim kɵz aldimdin kǝtküzmǝymǝn; U ong yenimda bolƣaqⱪa, Mǝn ⱨǝrgiz tǝwrǝnmǝymǝn.
Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимдин кәткүзмәймән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
9 Xunga mening ⱪǝlbim xadlandi, Mening roⱨim tehimu kɵtürülidu, Mening tenim aman-esǝnliktǝ turidu;
Шуңа мениң қәлбим шатланди, Мениң роһум техиму көтирилиду, Мениң теним аман-есәнликтә туриду;
10 Qünki jenimni tǝⱨtisarada ⱪaldurmaysǝn, Xundaⱪla Sening Muⱪǝddǝs Bolƣuqingni qirixtin saⱪlaysǝn. (Sheol )
Чүнки җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучиңни чириштин сақлайсән. (Sheol )
11 Sǝn manga ⱨayat yolini kɵrsitisǝn; Ⱨuzurungda tolup taxⱪan xad-huramliⱪ bardur; Ong ⱪolungda mǝnggülük bǝⱨrǝ-lǝzzǝtlǝrmu bardur.
Сән маңа һаят йолини көрситисән; Һозуруңда толуп ташқан шат-хурамлиқ бардур; Оң қолуңда мәңгүлүк бәһрә-ләззәтләрму бардур.