< Zǝbur 15 >
1 Dawut yazƣan küy: — Pǝrwǝrdigar, kim qediringda turalaydu? Kim pak-muⱪǝddǝs teƣingda makanlixidu?
Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, ким чедириңда туралайду? Ким пак-муқәддәс теғиңда маканлишиду?
2 Kimki tamamǝn durusluⱪta mangsa, Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüzsǝ, Kɵnglidǝ ⱨǝⱪiⱪǝtni sɵzlisǝ;
Кимки тамамән дуруслуқта маңса, Һәққанийлиқни жүргүзсә, Көңлидә һәқиқәтни сөзлисә;
3 Tili bilǝn gǝp toxumisa, Ɵz yeⱪiniƣa yamanliⱪ ⱪilmisa, Ⱪoxnisining ǝyibini kolap aqmisa,
Тили билән гәп тошумиса, Өз йеқиниға яманлиқ қилмиса, Хошнисиниң әйивини колап ачмиса,
4 Pǝs adǝmni kɵzgǝ ilmisa, Pǝrwǝrdigardin ǝyminidiƣanlarni ⱨɵrmǝtlisǝ, Ɵzigǝ ziyanliⱪ bolƣan tǝⱪdirdimu iqkǝn ⱪǝsimini ɵzgǝrtmisǝ,
Пәс адәмни көзгә илмиса, Пәрвәрдигардин әйминидиғанларни һөрмәтлисә, Өзигә зиянлиқ болған тәғдирдиму ичкән қәсимини өзгәртмисә,
5 Pulni hǝⱪlǝrgǝ ɵsümgǝ bǝrmisǝ, Bigunaⱨlarning ziyiniƣa para almisa; Kimki muxularni ⱪilsa, Mǝnggügǝ tǝwrǝnmǝs.
Пулни хәқләргә өсүмгә бәрмисә, Бигуналарниң зийиниға пара алмиса; Кимки мошуларни қилса, Мәңгүгә тәврәнмәс.