< Zǝbur 14 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — Əhmǝⱪ kixi kɵnglidǝ: «Ⱨeqbir Huda yoⱪ» — dǝydu. Ular qiriklixip, Yirginqlik ⱪǝbiⱨlikni ⱪilixti; Ularning iqidǝ meⱨribanliⱪ ⱪilƣuqi yoⱪtur;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду. Улар чириклишип, жиркиничлик қәбиһликни қилишти; Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур;
2 Pǝrwǝrdigar ǝrxtǝ turup, adǝm balilirini kɵzitip: «Bu insanlarning arisida insapni qüxinidiƣan birǝrsi barmidu? Hudani izdǝydiƣanlar barmidu?
Пәрвәрдигар әрштә туруп, адәм балилирини күзитип: «Бу инсанларниң арисида инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду? Худани издәйдиғанлар бармиду?
3 Ⱨǝmmǝ adǝm yoldin qiⱪti, Ⱨǝmmǝ adǝm qiriklixip kǝtti, Meⱨribanliⱪ ⱪilƣuqi yoⱪ, ⱨǝtta birimu yoⱪtur.
Һәммә адәм йолдин чиқти, Һәммә адәм чириклишип кәтти, Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
4 Nanni yegǝndǝk Mening hǝlⱪimni yutuwalƣan bu ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilar ⱨeqnemini bilmǝmdu?» — dǝydu. Ular Pǝrwǝrdigarƣa ⱨeqbir iltija ⱪilmaydu.
Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған бу қәбиһлик қилғучилар һеч немини билмәмду?» — дәйду. Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
5 Mana ularni ƣayǝt zor ⱪorⱪunq basti; Qünki Huda ⱨǝⱪⱪaniylarning dǝwrididur.
Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти; Чүнки Худа һәққанийларниң дәвридидур.
6 «Silǝr ezilgǝnlǝrning kɵngligǝ pükkǝn ümidini yoⱪ ⱪilmaⱪqi bolisilǝr; Biraⱪ Pǝrwǝrdigar uning baxpanaⱨidur!»
«Силәр езилгәнләрниң көңлигә пүккән үмүтини йоқ қилмақчи болисиләр; Бирақ Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!»
7 Aⱨ, Israilning nijatliⱪi Ziondin qiⱪip kǝlgǝn bolsa idi! Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪini asarǝttin qiⱪirip, Azadliⱪⱪa erixtürgǝn qaƣda, Yaⱪup xadlinidu, Israil huxallinidu!
Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди! Пәрвәрдигар Өз хәлқини асарәттин чиқирип, Азатлиққа ериштүргән чағда, Яқуп шатлиниду, Исраил хошаллиниду!