< Zǝbur 13 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — I Pǝrwǝrdigar, ⱪaqanƣiqǝ? Sǝn meni mǝnggügǝ untumsǝn? Ⱪaqanƣiqǝ didaringni mǝndin yoxurisǝn?
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, қачанғичә? Сән мени мәңгүгә унтумсән? Қачанғичә дидариңни мәндин йошурисән?
2 Ⱪaqanƣiqǝ ⱨǝrküni ⱪayƣurup, ⱪǝlbimdǝ? Ⱪaqanƣiqǝ düxminim mǝndin xadlinip ƣalib yüridu?
Қачанғичә һәр күни қайғуруп, қәлбимдә? Қачанғичә дүшминим мәндин шатлинип ғалип жүриду?
3 Manga ⱪara, manga jawab bǝrgin, i Pǝrwǝrdigar Hudayim! Ɵlüm uyⱪusi meni besip kǝlgüqǝ, Kɵzümni yorutⱪaysǝn,
Маңа қара, маңа җавап бәргин, и Пәрвәрдигар Худайим! Өлүм уйқиси мени бесип кәлгичә, Көзүмни йорутқайсән,
4 Düxminimning: «Mǝn küqiyip uning üstidin ƣǝlibǝ ⱪildim» demǝsliki üqün, Rǝⱪiblirim sǝntürülgǝnlikimni kɵrüp xadlanmasliⱪi üqün, [kɵzümni yorutⱪaysǝn]!
Дүшминимниң: «Мән күчийип униң үстидин ғәлибә қилдим» демәслиги үчүн, Рәқиплирим сәнтүрүлгәнлигимни көрүп шатланмаслиғи үчүн, [көзүмни йорутқайсән]!
5 Biraⱪ mǝn bolsam Sening ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitinggǝ ɵzümni tapxurdum; Yürikim Sening nijatliⱪingdin xadlinidu;
Дүшминимниң: «Мән күчийип униң үстидин ғәлибә қилдим» демәслиги үчүн, Рәқиплирим сәнтүрүлгәнлигимни көрүп шатланмаслиғи үчүн, [көзүмни йорутқайсән]!
6 Mǝn Pǝrwǝrdigarƣa nahxa eytimǝn; Qünki U manga zor meⱨribanliⱪni kɵrsǝtti.
Мән Пәрвәрдигарға нахша ейтимән; Чүнки У маңа зор меһриванлиқни көрсәтти

< Zǝbur 13 >