< Zǝbur 106 >
1 Ⱨǝmdusana! Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytinglar! Qünki U meⱨribandur, ǝbǝdiydur Uning meⱨir-muⱨǝbbiti.
Һәмдусана! Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
2 Pǝrwǝrdigarning ⱪudrǝtlik ⱪilƣanlirini kim sɵzlǝp berǝlǝydu? Uning bar xan-xɵⱨritini kim jakarlap berǝlǝydu?
Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду? Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
3 Bǝhtliktur adalǝtni tutⱪan, Daim ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüzgǝn kixi!
Бәхитликтур адаләтни тутқан, Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
4 Hǝlⱪinggǝ bolƣan ⱨimmiting bilǝn meni ǝsligǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Nijatliⱪing bilǝn yenimƣa kelip hǝwǝr alƣin!
Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар; Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!
5 Xuning bilǝn, Sǝn talliƣanliringning bǝrikitini kɵrǝy, Ɵz elingning xadliⱪi bilǝn xad bolay, Ɵz mirasing [bolƣan hǝlⱪing] bilǝn pǝhirlinip, yayrap yürǝy!
Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй, Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай, Өз мирасиң [болған хәлқиң] билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
6 Biz ata-bowilirimiz ⱪatarida gunaⱨ ɵtküzduⱪ, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilduⱪ, yamanliⱪ ǝyliduⱪ.
Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ, Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.
7 Misirda turƣan ata-bowilirimiz mɵjiziliringni nǝzirigǝ almay, Kɵp meⱨribanliⱪliringni esigǝ almidi; Bǝlki dengizda, Ⱪizil Dengiz boyida isyan kɵtürdi.
Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай, Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди; Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.
8 Biraⱪ U ⱪudritimni namayan ⱪilay dǝp, Ɵz nami üqün ularni ⱪutⱪuzdi.
Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп, Өз нами үчүн уларни қутқузди.
9 Uning Ⱪizil Dengizƣa tǝnbiⱨ berixi bilǝn, U ⱪupⱪuruⱪ boldi; Huddi ⱪaƣjiraⱪ qɵllüktin yetǝklǝp mangƣandǝk, U ularni dengiz tǝgliridin [ⱪuruⱪ] ɵtküzdi.
Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән, У қупқуруқ болди; Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк, У уларни деңиз тәглиридин [қуруқ] өткүзди.
10 Ularni ɵq kɵrgǝnlǝrning ⱪolidin ⱨɵrlükkǝ qiⱪardi, Ularƣa ⱨǝmjǝmǝt bolup düxmǝn qanggilidin ⱪutⱪuzdi.
Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди, Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
11 Yawlarni sular basti, Ularning ⱨeqbirsi saⱪ ⱪalmidi.
Явларни сулар басти, Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.
12 Xundila ular Uning sɵzlirigǝ ixǝnq ⱪildi; Ular Uni küylidi.
Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди; Улар Уни күйлиди.
13 Ular Uning ⱪilƣanlirini xunqǝ tez untudi, Nǝsiⱨǝtini kütmidi;
Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди, Несиһәтини күтмиди;
14 Bǝlki dalada aq kɵzlükkǝ baladǝk berildi, Qɵl-bayawanda Tǝngrini sinidi.
Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди, Чөл-баяванда Тәңрини синиди.
15 Xunga U soriƣinini ularƣa bǝrdi, Biraⱪ jüdǝtküqi bir kesǝlni janliriƣa tǝgküzdi.
Шуңа У сориғинини уларға бәрди, Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.
16 Ular bargaⱨda Musaƣa ⱨǝsǝt ⱪildi, Hudaning muⱪǝddǝs bǝndisi Ⱨarunnimu kɵrǝlmidi.
Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди, Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.
17 Yǝr eqilip Datanni yutuwǝtti, Abiramni adǝmliri bilǝn ⱪapsiwaldi.
Йәр ечилип Датанни жутувәтти, Абирамни адәмлири билән қапсивалди.
18 Əgǝxküqiliri arisida ot yeⱪildi; Yalⱪun rǝzillǝrni kɵydüriwǝtti.
Әгәшкүчилири арисида от йеқилди; Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.
19 Ular Ⱨorǝb teƣida mozay butni yasidi, Ⱪuyma ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilip,
Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди, Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,
20 Ɵzlirining pǝhir-xɵⱨriti bolƣuqining orniƣa, Ot-qɵp yǝydiƣan ɵküzning süritini almaxturdi.
Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға, От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
21 Misirda uluƣ ixlarni kɵrsǝtkǝn Nijatkari Tǝngrini ular untudi.
Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
22 Dǝrwǝⱪǝ, Ⱨam diyarida mɵjizilǝr yaratⱪan, Ⱪizil Dengiz boyida ⱪorⱪunqluⱪ ixlarni kɵrsǝtkǝn Hudani [untudi].
Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан, Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани [унтуди].
23 U ularni ⱨalak ⱪilimǝn degǝnidi — Ɵz talliƣini Musa ⱪǝⱨrini yandurux üqün Uning aldida ariqi bolup tik turmiƣan bolsa, — Dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ ⱪilƣan bolar idi.
У уларни һалак қилимән дегән еди — Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса, — Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.
24 Ular yǝnǝ güzǝl zeminni kǝmsitip rǝt ⱪildi, Uning wǝdisigǝ ixǝnmidi;
Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди, Униң вәдисигә ишәнмиди;
25 Bǝlki qedirlirida ⱪaⱪxap yürüp, Pǝrwǝrdigarning awaziƣa ⱪulaⱪ salmidi.
Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп, Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
26 Xunga U ularƣa ⱪǝsǝm ⱪilip ⱪol kɵtürüp: — Silǝrni qɵldǝ yiⱪitip tügǝxtürimǝn —
Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: — Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —
27 Əwladliringlarnimu ǝllǝr arisida yiⱪitip tügǝxtürüp, Yaⱪa yurtlar ara tarⱪitiwetimǝn» — dedi.
Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп, Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.
28 Ular Baal-Peor butⱪa ɵzini etip qoⱪunup, Ɵlüklǝrgǝ atiƣan ⱪurbanliⱪlarni yedi.
Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.
29 Ular ⱪilmixliri bilǝn Uning aqqiⱪini kǝltürdi, Ular arisida waba ⱪozƣaldi;
Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди, Улар арисида ваба қозғалди;
30 Finiⱨas turdi-dǝ, ⱨɵküm yürgüzdi, Xuning bilǝn waba tosuldi;
Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди, Шуниң билән ваба тосулди;
31 Bu ix [Finiⱨasⱪa] ⱨǝⱪⱪaniyǝt dǝp ⱨesablandi, Uning nǝsligimu ǝwladidin ǝwladiƣiqǝ, ǝbǝdiy xundaⱪ ⱨesablandi.
Бу иш [Финиһасқа] һәққанийәт дәп һесапланди, Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
32 Ular yǝnǝ [Pǝrwǝrdigarni] meribaⱨ suliri boyida ƣǝzǝpkǝ kǝltürdi, Ularning sǝwǝbidin Musaƣimu zǝrǝr yǝtti;
Улар йәнә [Пәрвәрдигарни] мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди, Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;
33 Qünki ular uning roⱨini teriktürdi, Uning lǝwliri bihǝstiliktǝ gǝp ⱪilip saldi.
Чүнки улар униң роһини териктүрди, Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди.
34 Ular Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ hilapliⱪ ⱪilip, [Xu] yǝrdiki ⱪowmlarni yoⱪatmidi;
Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, [Шу] йәрдики қовмларни йоқатмиди;
35 Bǝlki yat ǝllǝr bilǝn arilixip, Ularning ⱪiliⱪlirini ɵgǝndi;
Бәлки ят әлләр билән арилишип, Уларниң қилиқлирини үгәнди;
36 Ularning butliriƣa qoⱪundi, Bular ɵzlirigǝ bir tuzaⱪ bolup qiⱪti;
Уларниң бутлириға чоқунди, Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
37 Qünki ular ɵz oƣul-ⱪizlirini soyup, jinlarƣa ⱪurbanliⱪⱪa beƣixlidi.
Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.
38 Xundaⱪ ⱪilip ular bigunaⱨ ⱪanni, Yǝni Ⱪanaandiki butlarƣa atap ⱪurbanliⱪ ⱪilip, ɵz oƣul-ⱪizlirining ⱪenini tɵkti; Zemini ⱪanƣa bulƣinip kǝtti.
Шундақ қилип улар бегуна қанни, Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти; Зимини қанға булғинип кәтти.
39 Ular ɵz ⱪilmixliri bilǝn bulƣandi; Ⱪiliⱪliri bilǝn paⱨixǝ ayaldǝk buzuldi.
Улар өз қилмишлири билән булғанди; Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
40 Xunga Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪidin ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndi, U Ɵz mirasidin yirgǝndi;
Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди, У Өз мирасидин йиргәнди;
41 Ularni yat ǝllǝrning ⱪoliƣa bǝrdi, Ularƣa ɵqmǝnlǝr ular üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪildi.
Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди, Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42 Düxmǝnliri ularni ǝzdi, Ular yaw ⱪoli astida egilip püküldi.
Дүшмәнлири уларни әзди, Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
43 Kɵp ⱪetim [Pǝrwǝrdigar] ularni ⱪutⱪuzdi; Biraⱪ ular bolsa, ɵz haⱨixliri bilǝn Uningƣa asiyliⱪ ⱪildi, Ular ɵz ⱪǝbiⱨliki bilǝn pǝs ⱨalƣa qüxti.
Көп қетим [Пәрвәрдигар] уларни қутқузди; Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди, Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
44 Xundaⱪtimu U ularning nalǝ-pǝryadini angliƣanda, Ularning jǝbir-japaliriƣa etibar bǝrdi;
Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда, Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
45 Ⱨǝm ular bilǝn tüzgǝn ǝⱨdisini ǝslidi, Zor meⱨir-xǝpⱪiti bilǝn, ƣǝzipidin yandi,
Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди, Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,
46 U ularni sürgün ⱪilƣanlarning ⱪǝlbidǝ rǝⱨim oyƣatti.
У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
47 Bizni ⱪutⱪuzƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar Hudayimiz! Muⱪǝddǝs namingƣa tǝxǝkkür eytixⱪa, Tǝntǝnǝ ⱪilip Seni mǝdⱨiyilǝxkǝ, Bizni ǝllǝr arisidin yeningƣa yiƣiwalƣaysǝn!
Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа, Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә, Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән!
48 Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa, Əzǝldin ta ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturulsun! Pütkül hǝlⱪ «Amin» desun! Ⱨǝmdusana!
Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Пүткүл хәлиқ «Амин» десун! Һәмдусана!