< Zǝbur 105 >
1 Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytinglar, Uning namini qaⱪirip iltija ⱪilinglar, Uning ⱪilƣanlirini hǝlⱪlǝr arisida ayan ⱪilinglar!
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, Униң намини чақирип илтиҗа қилиңлар, Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!
2 Uningƣa nahxilar eytip, Uni küylǝnglar; Uning pütkül karamǝt mɵjiziliri üstidǝ seƣinip oylininglar.
Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар; Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
3 Muⱪǝddǝs namidin pǝhirlinip danglanglar, Pǝrwǝrdigarni izdigüqilǝrning kɵngli xadlansun!
Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
4 Pǝrwǝrdigarni ⱨǝmdǝ Uning küqini izdǝnglar, Didar-ⱨuzurini tohtimay izdǝnglar.
Пәрвәрдигарни һәмдә Униң күчини издәңлар, Дидар-һозурини тохтимай издәңлар.
5 Uning yaratⱪan mɵjizilirini, Karamǝt-alamǝtlirini ⱨǝm aƣzidin qiⱪⱪan ⱨɵkümlirini ǝstǝ tutunglar,
Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт-аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
6 I Uning ⱪuli Ibraⱨim nǝsli, Ɵzi talliƣanliri, Yaⱪupning oƣulliri!
И Униң қули Ибраһим нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
7 U, Pǝrwǝrdigar — Hudayimiz, Uning ⱨɵkümliri pütkül yǝr yüzididur.
У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
8 Ɵzi tüzgǝn ǝⱨdisini ǝbǝdiy yadida tutidu — — Bu Uning ming ǝwladⱪiqǝ wǝdixlǝxkǝn sɵzidur, —
Өзи түзгән әһдисини әбәдий ядида тутиду — — Бу Униң миң әвлатқичә вәдишләшкән сөзидур, —
9 Yǝni Ibraⱨim bilǝn tüzgǝn ǝⱨdisi, Isⱨaⱪⱪa iqkǝn ⱪǝsimidur.
Йәни Ибраһим билән түзгән әһдиси, Исһаққа ичкән қәсимидур.
10 U buni Yaⱪupⱪimu nizam dǝp jǝzmlǝxtürdi, Israilƣa ǝbǝdiy ǝⱨdǝ ⱪilip berip: —
У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
11 «Sanga Ⱪanaan zeminini berimǝn, Uni mirasing bolƣan nesiwǝng ⱪilimǝn», — dedi,
«Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән», — деди,
12 — Gǝrqǝ xu qaƣda ularning sani az, Etiwarƣa elinmiƣan, xu yǝrdiki musapirlar bolsimu.
— Гәрчә шу чағда уларниң сани аз, Етиварға елинмиған, шу йәрдики мусапирлар болсиму.
13 Ular u yurttin bu yurtⱪa, Bu ǝldin u ⱪǝbiligǝ kezip yürdi;
Улар у жуттин бу жутқа, Бу әлдин у қәбилигә кезип жүрди;
14 U ⱨeqkimning ularni ezixigǝ yol ⱪoymidi, Ularni dǝp padixaⱨlarƣimu tǝnbiⱨ berip: —
У һеч кимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —
15 Mǝn mǝsiⱨ ⱪilƣanlirimƣa tǝgmǝ, Pǝyƣǝmbǝrlirimgǝ yaman ix ⱪilma! — dedi.
Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма! — деди.
16 U axu yurtⱪa aqarqiliⱪni buyrudi, Tirǝk bolƣan ax-nanni ⱪurutuwǝtti.
У әшу жутқа ачарчилиқни буйруди, Тирәк болған аш-нанни қурутувәтти.
17 U ulardin burun bir adǝmni ǝwǝtkǝnidi, Yüsüp ⱪul ⱪilip setilƣanidi.
У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди, Йүсүп қул қилип сетилған еди.
18 Uning putliri zǝnjirdǝ aƣridi, Uning jeni tɵmürgǝ kirip ⱪisildi;
Униң путлири зәнҗирдә ағриди, Униң җени төмүргә кирип қисилди;
19 Xundaⱪla ta ɵzigǝ eytilƣan wǝⱨiy ǝmǝlgǝ axurulƣuqǝ, Pǝrwǝrdigarning sɵz-kalami uni sinap tawlidi;
Шундақла та өзигә ейтилған вәһий әмәлгә ашурулғичә, Пәрвәрдигарниң сөз-калами уни синап тавлиди;
20 Pirǝwn adǝmlirini ǝwǝtip uni boxatⱪuzdi, Ⱪowmlarning ⱨɵkümdari uni ⱨɵrlükkǝ qiⱪardi.
Пирәвн адәмлирини әвәтип уни бошатқузди, Қовмларниң һөкүмдари уни һөрлүккә чиқарди.
21 Uni ɵz ordisiƣa ƣojidar ⱪilip ⱪoydi, Pütün mal-mülkigǝ baxliⱪ ⱪilip tǝyinlǝp,
Уни өз ордисиға ғоҗидар қилип қойди, Пүтүн мал-мүлкигә башлиқ қилип тайинлап,
22 Ɵz wǝzirlirini uning ihtiyarida bolup tǝrbiyilinixkǝ, Aⱪsaⱪalliriƣa danaliⱪ ɵgitixkǝ tapxurdi.
Өз вәзирлирини униң ихтиярида болуп тәрбийилинишкә, Ақсақаллириға даналиқ үгитишкә тапшурди.
23 Xuning bilǝn Israil Misirƣa kǝldi, Yaⱪuplar Ⱨamning zeminida musapir bolup yaxidi.
Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди.
24 [Pǝrwǝrdigar] Ɵz hǝlⱪini kɵp nǝsillik ⱪilip, Əzgüqiliridin küqlük ⱪildi.
[Пәрвәрдигар] Өз хәлқини көп нәсиллик қилип, Әзгүчилиридин күчлүк қилди.
25 U [Misirliⱪlarning] ⱪǝlbidǝ Ɵz hǝlⱪigǝ nǝprǝt ⱨasil ⱪildi, Ularni Ɵz ⱪulliriƣa ⱨiylǝ-mikirlik boluxⱪa mayil ⱪildi.
У [Мисирлиқларниң] қәлбидә Өз хәлқигә нәпрәт һасил қилди, Уларни Өз қуллириға һейлә-микирлик болушқа майил қилди.
26 U Ɵz ⱪuli bolƣan Musani, Ɵzining talliƣini Ⱨarunni yollidi.
У Өз қули болған Мусани, Өзиниң таллиғини Һарунни йоллиди.
27 Ular [Misirda] ilaⱨiy alamǝtlǝrni ayan ⱪilip, Ⱨam zeminida uning mɵjizilirini ornatti.
Улар [Мисирда] илаһий аламәтләрни аян қилип, Һам зиминида униң мөҗизилирини орнатти.
28 Pǝrwǝrdigar ⱪarangƣuluⱪni ǝwǝtip, [Zeminni] zulmǝtkǝ ⱪaplitiwǝtti; [Misirliⱪlar] Uning ǝmrigǝ ⱪarxi turƣan ǝmǝsmu?
Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, [Зиминни] зулмәткә қаплитивәтти; [Мисирлиқлар] Униң әмригә қарши турған әмәсму?
29 U ularning sulirini ⱪanƣa aylandurdi, Beliⱪlirini ⱪurutiwǝtti.
У уларниң сулирини қанға айландурди, Белиқлирини қурутивәтти.
30 Ularning yǝrlirini miȥ-miȥ paⱪilar basti, Xaⱨ-ǝmirlirining ⱨujriliriƣimu ular tolup kǝtti.
Уларниң йәрлирини миж-миж пақилар басти, Шаһ-әмирлириниң һуҗрилириғиму улар толуп кәтти.
31 U bir sɵz bilǝnla, ƣuȥ-ƣuȥ qiwinlar besip kǝldi; Ⱨǝmmǝ bulung-puqⱪaⱪlarda ƣing-ƣing uqar qümülilǝr.
У бир сөз биләнла, ғуж-ғуж чивинлар бесип кәлди; Һәммә булуң-пучқақларда ғиң-ғиң учар чүмүлиләр.
32 U yamƣurning orniƣa mɵldür yaƣdurup, Bu zeminƣa yalⱪunluⱪ ot qüxürdi.
У ямғурниң орниға мөлдүр яғдуруп, Бу зиминға ялқунлуқ от чүшүрди.
33 U üzüm tallirini, ǝnjur dǝrǝhlirini urdi, Zemindiki dǝrǝhlǝrni sunduruwǝtti.
У үзүм таллирини, әнҗур дәрәқлирини урди, Зиминдики дәрәқләрни сундурувәтти.
34 U bir sɵz ⱪilixi bilǝnla, qekǝtkilǝr kǝldi, Sansiz yutⱪur ⱨaxarǝtlǝr miȥildap,
У бир сөз қилиши биләнла, чекәткиләр кәлди, Сансиз жутқур һашарәтләр мижилдап,
35 Zeminida bar bolƣan giyaⱨlarni yutuwǝtti, Etizlarning barliⱪ ⱨosullirini yǝp tügǝtti.
Зиминида бар болған гияларни жутувәтти, Етизларниң барлиқ һосуллирини йәп түгәтти.
36 [Ahirda] zeminidiki barliⱪ tunji tuƣulƣanlarni, Ularning ƣururi bolƣan birinqi oƣul balilirini ⱪiriwǝtti.
[Ахирда] зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, Уларниң ғурури болған биринчи оғул балилирини қиривәтти.
37 Ɵz hǝlⱪini bolsa, altun-kümüxlǝrni kɵtürgüzüp qiⱪardi, Ⱪǝbililiridǝ birsimu yiⱪilip qüxüp ⱪalƣini yoⱪ.
Өз хәлқини болса, алтун-күмүчләрни көтәргүзүп чиқарди, Қәбилилиридә бирисиму жиқилип чүшүп қалғини йоқ.
38 Ularning qiⱪⱪiniƣa Misir huxal boldi, Qünki ularning wǝⱨimisi [Misirliⱪlarƣa] qüxti.
Уларниң чиққиниға Мисир хошал болди, Чүнки уларниң вәһимиси [Мисирлиқларға] чүшти.
39 U ularƣa bulutni sayiwǝn boluxⱪa, Otni tündǝ nur boluxⱪa bǝrdi.
У уларға булутни сайивән болушқа, Отни түндә нур болушқа бәрди.
40 Ular soridi, U bɵdinilǝrni qiⱪardi, Ularni samawiy nan bilǝn ⱪandurdi.
Улар сориди, У бөдиниләрни чиқарди, Уларни самавий нан билән қандурди.
41 U taxni yardi, sular bulduⱪlap qiⱪti; Ⱪaⱪasliⱪta dǝryadǝk aⱪti.
У ташни ярди, сулар булдуқлап чиқти; Қақаслиқта дәриядәк ақти.
42 Qünki U bǝrgǝn muⱪǝddǝs sɵzini, Ɵz ⱪuli Ibraⱨimni ǝstǝ tutti.
Чүнки У бәргән муқәддәс сөзини, Өз қули Ибраһимни әстә тутти.
43 U hǝlⱪini xad-huramliⱪ bilǝn, Ɵz talliƣinini xadiyanǝ tǝntǝnilǝr bilǝn [azadliⱪⱪa] qiⱪardi.
У хәлқини шат-хурамлиқ билән, Өз таллиғинини шатиянә тәнтәниләр билән [азадлиққа] чиқарди.
44 U ularƣa ǝllǝrning zeminlirini berip, Ularni hǝlⱪlǝrning ǝjir-meⱨnǝtlirigǝ muyǝssǝr ⱪildi,
У уларға әлләрниң зиминлирини берип, Уларни хәлиқләрниң әҗир-меһнәтлиригә муйәссәр қилди,
45 Bu, ularning Uning bǝlgilimilirini tutup, Ⱪanunliriƣa itaǝt ⱪilixi üqün idi! Ⱨǝmdusana!
Бу, уларниң Униң бәлгүлимилирини тутуп, Қанунлириға итаәт қилиши үчүн еди! Һәмдусана!