< Qɵl-bayawandiki sǝpǝr 26 >
1 Wabadin keyin Pǝrwǝrdigar Musa bilǝn Ⱨarunning oƣli Əliazarƣa sɵz ⱪilip: —
Вабадин кейин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунниң оғли Әлиазарға сөз қилип: —
2 Silǝr pütkül Israillarning jamaiti iqidǝ yigirmǝ yaxtin axⱪan, jǝnggǝ qiⱪalaydiƣanlarni ata jǝmǝti boyiqǝ ⱨesablap sanaⱪtin ɵtküzünglar, — dedi.
Силәр пүткүл Исраилларниң җамаити ичидә жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларни ата җәмәти бойичә һесаплап санақтин өткүзүңлар, — деди.
3 Xuning bilǝn Musa bilǝn kaⱨin Əliazar Moab tüzlǝnglikliridǝ, yǝni Yerihoning yenidiki Iordan dǝryasining boyida Israillar bilǝn sɵzlixip ularƣa:
Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар Моаб түзләңликлиридә, йәни Йерихониң йенидики Иордан дәриясиниң бойида Исраиллар билән сөзлишип уларға:
4 «Pǝrwǝrdigarning Musa wǝ Misirdin qiⱪⱪan Israillarƣa buyruƣini boyiqǝ, silǝrdin yigirmǝ yaxtin axⱪanlarning ⱨǝmmisi [tizimlinip] sanaⱪtin ɵtküzülüxi kerǝk» dǝp uⱪturdi. [tizimlitilƣan sanlar mundaⱪ boldi]: —
«Пәрвәрдигарниң Муса вә Мисирдин чиққан Исраилларға буйруғини бойичә, силәрдин жигирмә яштин ашқанларниң һәммиси [тизимлинип] санақтин өткүзүлүши керәк» дәп уқтурди. [тизимлитилған санлар мундақ болди]: —
5 Israilning tunji oƣli Rubǝn idi. Rubǝnning ǝwladliri, yǝni Ⱨanuⱪning nǝslidin bolƣan Ⱨanuⱪ jǝmǝti; Palluning nǝslidin bolƣan Pallu jǝmǝti;
Исраилниң тунҗа оғли Рубән еди. Рубәнниң әвлатлири, йәни Һануқниң нәслидин болған Һануқ җәмәти; Паллуниң нәслидин болған Паллу җәмәти;
6 Ⱨǝzron nǝslidin bolƣan Ⱨǝzron jǝmǝti; Karmi nǝslidin bolƣan Karmi jǝmǝti.
Һәзрон нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Карми нәслидин болған Карми җәмәти.
7 Bular Rubǝnning jǝmǝtliri bolup, ulardin sanaⱪtin ɵtküzülgini jǝmiy ⱪiriⱪ üq ming yǝttǝ yüz ottuz kixi boldi.
Булар Рубәнниң җәмәтлири болуп, улардин санақтин өткүзүлгини җәмий қириқ үч миң йәттә йүз оттуз киши болди.
9 Eliabning oƣulliri Nimuǝl, Datan, Abiram idi. Datan bilǝn Abiram ǝslidǝ jamaǝt iqidin qaⱪirilƣan mɵtiwǝrlǝr bolsimu, Koraⱨ guruⱨidikilǝr Pǝrwǝrdigar bilǝn takallaxⱪanda, ular bilǝn birlixip Musa wǝ Ⱨarun bilǝn takallaxⱪanidi.
Елиабниң оғуллири Нимуәл, Датан, Абирам еди. Датан билән Абирам әслидә җамаәт ичидин чақирилған мөтивәрләр болсиму, Кораһ гуруһидикиләр Пәрвәрдигар билән такаллашқанда, улар билән бирлишип Муса вә Һарун билән такаллашқан еди.
10 Yǝr aƣzini eqip ularni Koraⱨ bilǝn birgǝ yutup kǝtkǝn; xu qaƣda Koraⱨ guruⱨidikilǝrning ⱨǝmmisi ɵlgǝn; baxⱪilarƣa ibrǝt bolsun dǝp, ot uning ikki yüz ǝllik adimini yutup kǝtkǝn.
Йәр ағзини ечип уларни Кораһ билән биргә жутуп кәткән; шу чағда Кораһ гуруһидикиләрниң һәммиси өлгән; башқиларға ибрәт болсун дәп, от униң икки йүз әллик адимини жутуп кәткән.
11 Lekin Koraⱨning ǝwladliri ɵlüp kǝtmigǝn.
Лекин Кораһниң әвлатлири өлүп кәтмигән.
12 Ximeonning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Nǝmuǝlning nǝslidin bolƣan Nǝmuǝl jǝmǝti; Yamin nǝslidin bolƣan Yamin jǝmǝti; Yaⱪin nǝslidin bolƣan Yaⱪin jǝmǝti;
Шимеонниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Нәмуәлниң нәслидин болған Нәмуәл җәмәти; Ямин нәслидин болған Ямин җәмәти; Яқин нәслидин болған Яқин җәмәти;
13 Zǝraⱨ nǝslidin bolƣan Zǝraⱨ jǝmǝti; Saul nǝslidin bolƣan Saul jǝmǝti.
Зәраһ нәслидин болған Зәраһ җәмәти; Саул нәслидин болған Саул җәмәти.
14 Bular Ximeonning jǝmǝtliri bolup, jǝmiy yigirmǝ ikki ming ikki yüz adǝm qiⱪti.
Булар Шимеонниң җәмәтлири болуп, җәмий жигирмә икки миң икки йүз адәм чиқти.
15 Gad ⱪǝbilisidin, jǝmǝt boyiqǝ, Zǝfon nǝslidin bolƣan Zǝfon jǝmǝti; Ⱨaggi nǝslidin bolƣan Ⱨaggi jǝmǝti; xuni nǝslidin bolƣan xuni jǝmǝti;
Гад қәбилисидин, җәмәт бойичә, Зәфон нәслидин болған Зәфон җәмәти; Һагги нәслидин болған Һагги җәмәти; шуни нәслидин болған шуни җәмәти;
16 Ozni nǝslidin bolƣan Ozni jǝmǝti; eri nǝslidin bolƣan eri jǝmǝti;
Озни нәслидин болған Озни җәмәти; ери нәслидин болған ери җәмәти;
17 Arod nǝslidin bolƣan Arod jǝmǝti; Arǝli nǝslidin bolƣan Arǝli jǝmǝti.
Арод нәслидин болған Арод җәмәти; Арәли нәслидин болған Арәли җәмәти.
18 Bular Gad ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝtliri boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
Булар Гад әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәтлири бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ миң бәш йүз адәм чиқти.
19 Yǝⱨudaning oƣulliri Er bilǝn Onan idi; bu ikkisi Ⱪanaan zeminida ɵlüp kǝtkǝn.
Йәһуданиң оғуллири Ер билән Онан еди; бу иккиси Қанаан зиминида өлүп кәткән.
20 Yǝⱨudaning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Xilaⱨning nǝslidin bolƣan Xilaⱨ jǝmǝti; Pǝrǝzning nǝslidin bolƣan Pǝrǝz jǝmǝti; Zǝraⱨning nǝslidin bolƣan Zǝraⱨ jǝmǝti.
Йәһуданиң әвлатлири, җәмәти бойичә, Шилаһниң нәслидин болған Шилаһ җәмәти; Пәрәзниң нәслидин болған Пәрәз җәмәти; Зәраһниң нәслидин болған Зәраһ җәмәти.
21 Pǝrǝzning ǝwladliri Ⱨǝzronning nǝslidin bolƣan Ⱨǝzron jǝmǝti; Ⱨamulning nǝslidin bolƣan Ⱨamul jǝmǝti.
Пәрәзниң әвлатлири Һәзронниң нәслидин болған Һәзрон җәмәти; Һамулниң нәслидин болған Һамул җәмәти.
22 Bular Yǝⱨudaning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy yǝtmix altǝ ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
Булар Йәһуданиң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий йәтмиш алтә миң бәш йүз адәм чиқти.
23 Issakarning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Tolaning nǝslidin bolƣan Tola jǝmǝti; Puaⱨning nǝslidin bolƣan Puaⱨ jǝmǝti;
Иссакарниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Толаниң нәслидин болған Тола җәмәти; Пуаһниң нәслидин болған Пуаһ җәмәти;
24 Yaxubning nǝslidin bolƣan Yaxub jǝmǝti; Ximronning nǝslidin bolƣan Ximron jǝmǝti.
Яшубниң нәслидин болған Яшуб җәмәти; Шимронниң нәслидин болған Шимрон җәмәти.
25 Bular Issakarning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix tɵt ming üq yüz adǝm qiⱪti.
Булар Иссакарниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң үч йүз адәм чиқти.
26 Zǝbulunning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Sǝrǝdning nǝslidin bolƣan Sǝrǝd jǝmǝti; Elon nǝslidin bolƣan Elon jǝmǝti; Jaⱨliyǝlning nǝslidin bolƣan Jaⱨliyǝl jǝmǝti.
Зәбулунниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Сәрәдниң нәслидин болған Сәрәд җәмәти; Елон нәслидин болған Елон җәмәти; Җаһлийәлниң нәслидин болған Җаһлийәл җәмәти.
27 Bular Zǝbulunning jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix ming bǝx yüz adǝm qiⱪti.
Булар Зәбулунниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш миң бәш йүз адәм чиқти.
28 Yüsüpning oƣulliri: — jǝmǝt boyiqǝ, Manassǝⱨ bilǝn Əfraim idi.
Йүсүпниң оғуллири: — җәмәт бойичә, Манассәһ билән Әфраим еди.
29 Manassǝⱨning ǝwladliri: — Makirning nǝslidin bolƣan Makir jǝmǝti (Makirdin Gilead tɵrǝlgǝn), Gileadning nǝslidin bolƣan Gilead jǝmǝti idi.
Манассәһниң әвлатлири: — Макирниң нәслидин болған Макир җәмәти (Макирдин Гилеад төрәлгән), Гилеадниң нәслидин болған Гилеад җәмәти еди.
30 Tɵwǝndikilǝr Gileadning ǝwladliri: — Yǝǝzǝrning nǝslidin bolƣan Yǝǝzǝr jǝmǝti; Ⱨǝlǝkning nǝslidin bolƣan Ⱨǝlǝk jǝmǝti;
Төвәндикиләр Гилеадниң әвлатлири: — Йәәзәрниң нәслидин болған Йәәзәр җәмәти; Һәләкниң нәслидин болған Һәләк җәмәти;
31 Asriyǝlning nǝslidin bolƣan Asriyǝl jǝmǝti; Xǝkǝmning nǝslidin bolƣan Xǝkǝm jǝmǝti;
Асрийәлниң нәслидин болған Асрийәл җәмәти; Шәкәмниң нәслидин болған Шәкәм җәмәти;
32 Xǝmidaning nǝslidin bolƣan Xǝmida jǝmǝti; Ⱨǝfǝrning nǝslidin bolƣan Ⱨǝfǝr jǝmǝti.
Шәмиданиң нәслидин болған Шәмида җәмәти; Һәфәрниң нәслидин болған Һәфәр җәмәти.
33 Ⱨǝfǝrning oƣli Zǝlofiⱨad oƣul pǝrzǝnt kɵrmǝy ⱪiz pǝrzǝnt kɵrgǝn; Zǝlofiⱨadning ⱪizlirining ismi Maⱨlaⱨ, Noaⱨ, Ⱨoglaⱨ, Milkaⱨ, Tirzaⱨ idi.
Һәфәрниң оғли Зәлофиһад оғул пәрзәнт көрмәй қиз пәрзәнт көргән; Зәлофиһадниң қизлириниң исми Маһлаһ, Ноаһ, Һоглаһ, Милкаһ, Тирзаһ еди.
34 Bular Manassǝⱨning jǝmǝtliri bolup, sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ǝllik ikki ming yǝttǝ yüz adǝm qiⱪti.
Булар Манассәһниң җәмәтлири болуп, санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик икки миң йәттә йүз адәм чиқти.
35 Tɵwǝndikilǝr Əfraimning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ: — Xutilaⱨning nǝslidin bolƣan Xutilaⱨ jǝmǝti; Bǝkǝrning nǝslidin bolƣan Bǝkǝr jǝmǝti; Taⱨanning nǝslidin bolƣan Taⱨan jǝmǝti.
Төвәндикиләр Әфраимниң әвлатлири, җәмәти бойичә: — Шутилаһниң нәслидин болған Шутилаһ җәмәти; Бәкәрниң нәслидин болған Бәкәр җәмәти; Таһанниң нәслидин болған Таһан җәмәти.
36 Xutilaning ǝwladliri Eranning nǝslidin bolƣan Eran jǝmǝti.
Шутиланиң әвлатлири Еранниң нәслидин болған Еран җәмәти.
37 Mana bular Əfraim ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ⱨǝrⱪaysi jǝmǝtlǝr boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ottuz ikki ming bǝx yüz adǝm qiⱪti. Jǝmǝtliri boyiqǝ, ularning ⱨǝmmisi Yüsüpning ǝwladliri idi.
Мана булар Әфраим әвлатлириниң җәмәтлири болуп, һәр қайси җәмәтләр бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий оттуз икки миң бәш йүз адәм чиқти. Җәмәтлири бойичә, уларниң һәммиси Йүсүпниң әвлатлири еди.
38 Binyaminning ǝwladliri, jǝmǝti boyiqǝ, Belaning nǝslidin bolƣan Bela jǝmǝti; Axbǝlning nǝslidin bolƣan Axbǝl jǝmǝti; Aⱨiramning nǝslidin bolƣan Aⱨiram jǝmǝti;
Биняминниң әвлатлири, җәмәти бойичә, Беланиң нәслидин болған Бела җәмәти; Ашбәлниң нәслидин болған Ашбәл җәмәти; Аһирамниң нәслидин болған Аһирам җәмәти;
39 Xǝfufamning nǝslidin bolƣan Xufam jǝmǝti; Ⱨufamning nǝslidin bolƣan Ⱨufam jǝmǝti.
Шәфуфамниң нәслидин болған Шуфам җәмәти; Һуфамниң нәслидин болған Һуфам җәмәти.
40 Ard bilǝn Naaman Belaning oƣulliri idi; Ardning nǝslidin bolƣan Ard jǝmǝti; Naamanning nǝslidin bolƣan Naaman jǝmǝti.
Ард билән Нааман Беланиң оғуллири еди; Ардниң нәслидин болған Ард җәмәти; Нааманниң нәслидин болған Нааман җәмәти.
41 Bular Binyaminning ǝwladliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming altǝ yüz adǝm qiⱪti.
Булар Биняминниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң алтә йүз адәм чиқти.
42 Tɵwǝndikilǝr Danning ǝwladliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ, Xuⱨamning nǝslidin bolƣan Xuⱨam jǝmǝti; jǝmǝt boyiqǝ bular Danning jǝmǝtliri idi.
Төвәндикиләр Данниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә, Шуһамниң нәслидин болған Шуһам җәмәти; җәмәт бойичә булар Данниң җәмәтлири еди.
43 Xuⱨamning ⱨǝmmǝ jǝmǝti sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy atmix tɵt ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
Шуһамниң һәммә җәмәти санақтин өткүзүлгәндә җәмий атмиш төрт миң төрт йүз адәм чиқти.
44 Axirning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Yimnaⱨning nǝslidin bolƣan Yimnaⱨ jǝmǝti; Yexwining nǝslidin bolƣan Yexwi jǝmǝti; Beriyaⱨning nǝslidin bolƣan Beriyaⱨ jǝmǝti.
Аширниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Йимнаһниң нәслидин болған Йимнаһ җәмәти; Йешвиниң нәслидин болған Йешви җәмәти; Берияһниң нәслидин болған Берияһ җәмәти.
45 Beriyaⱨning ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Ⱨǝbǝrning nǝslidin bolƣan Ⱨǝbǝr jǝmǝti; Malkiǝlning nǝslidin bolƣan Malkiǝl jǝmǝti.
Берияһниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Һәбәрниң нәслидин болған Һәбәр җәмәти; Малкиәлниң нәслидин болған Малкиәл җәмәти.
46 Axirning ⱪizining ismi Seraⱨ idi.
Аширниң қизиниң исми Сераһ еди.
47 Bular Axir ǝwladlirining jǝmǝtliri bolup, ular jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ǝllik üq ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
Булар Ашир әвлатлириниң җәмәтлири болуп, улар җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий әллик үч миң төрт йүз адәм чиқти.
48 Naftalining ǝwladliri, jǝmǝt boyiqǝ, Yaⱨziǝlning nǝslidin bolƣan Yaⱨziǝl jǝmǝti; Gunining nǝslidin bolƣan Guni jǝmǝti;
Нафталиниң әвлатлири, җәмәт бойичә, Яһзиәлниң нәслидин болған Яһзиәл җәмәти; Гуниниң нәслидин болған Гуни җәмәти;
49 Yǝzǝrning nǝslidin bolƣan Yǝzǝr jǝmǝti; Xillǝmning nǝslidin bolƣan Xillǝm jǝmǝti.
Йәзәрниң нәслидин болған Йәзәр җәмәти; Шилләмниң нәслидин болған Шилләм җәмәти.
50 Bular Naftalining jǝmǝtliri bolup, jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy ⱪiriⱪ bǝx ming tɵt yüz adǝm qiⱪti.
Булар Нафталиниң җәмәтлири болуп, җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгәндә җәмий қириқ бәш миң төрт йүз адәм чиқти.
51 Yuⱪiriⱪilar Israillardin sanaⱪtin ɵtküzülgǝnlǝr bolup, jǝmiy altǝ yüz bir ming yǝttǝ yüz ottuz adǝm qiⱪti.
Жуқириқилар Исраиллардин санақтин өткүзүлгәнләр болуп, җәмий алтә йүз бир миң йәттә йүз оттуз адәм чиқти.
52 Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
53 Zemin muxularƣa royhǝtkǝ elinƣan san boyiqǝ miras ⱪilip tǝⱪsim ⱪilinsun.
Зимин мошуларға ройхәткә елинған сан бойичә мирас қилип тәқсим қилинсун.
54 Mirasni adǝm sani kɵp ⱪǝbililǝrgǝ kɵprǝk, adǝm sani az ⱪǝbililǝrgǝ azraⱪ bɵl; miras royhǝttin ɵtküzülgǝn adǝm saniƣa ⱪarap ⱨǝrbir adǝmgǝ bɵlüp berilsun.
Мирасни адәм сани көп қәбилиләргә көпрәк, адәм сани аз қәбилиләргә азрақ бөл; мирас ройхәттин өткүзүлгән адәм саниға қарап һәр бир адәмгә бөлүп берилсун.
55 Ⱨalbuki, zemin qǝk taxlinix yoli bilǝn bɵlünsun; ular mirasⱪa ɵzlirining ata jǝmǝt-ⱪǝbilisining nami boyiqǝ warisliⱪ ⱪilsun.
Һалбуки, зимин чәк ташлиниш йоли билән бөлүнсун; улар мирасқа өзлириниң ата җәмәт-қәбилисиниң нами бойичә варислиқ қилсун.
56 Miras ularƣa qǝk taxlax yoli bilǝn adǝm sanining az-kɵplükigǝ ⱪarap ⱨǝrbir [ailǝ-jǝmǝtkǝ] bɵlüp berilsun.
Мирас уларға чәк ташлаш йоли билән адәм саниниң аз-көплүгигә қарап һәр бир [аилә-җәмәткә] бөлүп берилсун.
57 Tɵwǝndikilǝr ata jǝmǝt boyiqǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝn Lawiylar: — Gǝrxonning nǝslidin bolƣan Gǝrxon jǝmǝti; Koⱨatning nǝslidin bolƣan Koⱨat jǝmǝti; Mǝrarining nǝslidin bolƣan Mǝrari jǝmǝti.
Төвәндикиләр ата җәмәт бойичә санақтин өткүзүлгән Лавийлар: — Гәршонниң нәслидин болған Гәршон җәмәти; Коһатниң нәслидин болған Коһат җәмәти; Мәрариниң нәслидин болған Мәрари җәмәти.
58 Bular Lawiylarning jǝmǝtliri: — Libni jǝmǝti, Ⱨebron jǝmǝti, Maⱨli jǝmǝti, Muxi jǝmǝti, Koraⱨ jǝmǝti. Koⱨattin Amram tɵrǝlgǝn.
Булар Лавийларниң җәмәтлири: — Либни җәмәти, Һеброн җәмәти, Маһли җәмәти, Муши җәмәти, Кораһ җәмәти. Коһаттин Амрам төрәлгән.
59 Amramning ayalining ismi Yokǝbǝd bolup, Lawiyning Misirda tuƣulƣan ⱪizi idi; u Amramƣa Ⱨarun, Musa wǝ ularning aqisi Mǝryǝmni tuƣup bǝrgǝn.
Амрамниң аялиниң исми Йокәбәд болуп, Лавийниң Мисирда туғулған қизи еди; у Амрамға Һарун, Муса вә уларниң һәдиси Мәрйәмни туғуп бәргән.
60 Ⱨarundin Nadab, Abiⱨu, Əliazar, Itamar tɵrǝlgǝn.
Һарундин Надаб, Абиһу, Әлиазар, Итамар төрәлгән.
61 Lekin Nadab bilǝn Abiⱨu Pǝrwǝrdigarning aldiƣa ƣǝyriy bir otni sunƣanda ɵlüp kǝtkǝn.
Лекин Надаб билән Абиһу Пәрвәрдигарниң алдиға ғәйрий бир отни сунғанда өлүп кәткән.
62 Lawiylar iqidǝ bir ayliⱪtin axⱪan barliⱪ ǝrkǝklǝr sanaⱪtin ɵtküzülgǝndǝ jǝmiy yigirmǝ üq ming adǝm qiⱪti. Ular Israillar iqidǝ sanaⱪtin ɵtküzülmigǝn, qünki ularƣa Israillar iqidǝ ⱨeqⱪandaⱪ miras [zemin] bɵlüp berilmigǝn.
Лавийлар ичидә бир айлиқтин ашқан барлиқ әркәкләр санақтин өткүзүлгәндә җәмий жигирмә үч миң адәм чиқти. Улар Исраиллар ичидә санақтин өткүзүлмигән, чүнки уларға Исраиллар ичидә һеч қандақ мирас [зимин] бөлүп берилмигән.
63 Yuⱪirida eytilƣan adǝmlǝr Moab tüzlǝnglikliridǝ, Yerihoning udulidiki Iordan dǝryasi boyida Musa bilǝn kaⱨin Əliazar tǝripidin sanaⱪtin ɵtküzülgǝn Israillardur.
Жуқирида ейтилған адәмләр Моаб түзләңликлиридә, Йерихониң удулидики Иордан дәрияси бойида Муса билән каһин Әлиазар тәрипидин санақтин өткүзүлгән Исраиллардур.
64 Biraⱪ bu adǝmlǝr iqidǝ Musa bilǝn kaⱨin Ⱨarun ilgiri Sinay qɵlidǝ sanaⱪtin ɵtküzgǝndǝ sanaⱪtin ɵtküzülgǝn birmu adǝm yoⱪ idi.
Бирақ бу адәмләр ичидә Муса билән каһин Һарун илгири Синай чөлидә санақтин өткүзгәндә санақтин өткүзүлгән бирму адәм йоқ еди.
65 Qünki Pǝrwǝrdigar ular toƣrisida: «Ular qɵldǝ ɵlmǝy ⱪalmaydu» dǝp eytⱪanidi. Xunga, Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb bilǝn Nunning oƣli Yǝxuadin baxⱪa birimu ⱪalmiƣan.
Чүнки Пәрвәрдигар улар тоғрисида: «Улар чөлдә өлмәй қалмайду» дәп ейтқан еди. Шуңа, Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуадин башқа бириму қалмиған.