< Matta 17 >
1 Wǝ altǝ kündin keyin, Əysa Petrus, Yaⱪup wǝ Yaⱪupning inisi Yuⱨannani ayrip elip, egiz bir taƣⱪa qiⱪti.
Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти.
2 U yǝrdǝ uning siyaⱪi ularning kɵz aldidila ɵzgirip, yüzi ⱪuyaxtǝk parlidi, kiyimliri nurdǝk ap’aⱪ bolup qaⱪnidi.
У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди.
3 Wǝ mana, [muhlislarƣa] Musa wǝ Ilyas [pǝyƣǝmbǝrlǝr] uning bilǝn sɵzlixiwatⱪan ⱨalda kɵründi.
Вә мана, [мухлисларға] Муса вә Иляс [пәйғәмбәрләр] униң билән сөзлишиватқан һалда көрүнди.
4 Xuning bilǝn Petrus Əysaƣa: — I Rǝb, bu yǝrdǝ bolƣinimiz nemidegǝn yahxi! Halisang, birini sanga, birini Musaƣa, yǝnǝ birini Ilyasⱪa atap bu yǝrgǝ üq kǝpǝ yasayli! — dedi.
Шуниң билән Петрус Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болғинимиз немидегән яхши! Халисаң, бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди.
5 Uning gepi tügimǝyla, mana nurluⱪ bir bulut ularni ⱪapliwaldi. Mana, buluttin: «Bu Mening sɵyümlük Oƣlumdur, Mǝn uningdin hursǝnmǝn. Uningƣa ⱪulaⱪ selinglar!» degǝn awaz anglandi.
Униң гепи түгимәйла, мана нурлуқ бир булут уларни қапливалди. Мана, булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур, Мән униңдин хурсәнмән. Униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.
6 Muhlislar buni anglap ɵzlirini yǝrgǝ taxlap düm yetip wǝⱨimigǝ qüxti.
Мухлислар буни аңлап өзлирини йәргә ташлап дүм йетип вәһимигә чүшти.
7 Biraⱪ Əysa kelip, ularƣa ⱪolini tǝgküzüp: Ⱪopunglar, ⱪorⱪmanglar, — dedi.
Бирақ Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп: Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди.
8 Ular bexini kɵtürüp ⱪariwidi, Əysadin baxⱪa ⱨeqkimni kɵrmidi.
Улар бешини көтирип қаривиди, Әйсадин башқа һеч кимни көрмиди.
9 Taƣdin qüxüwetip, Əysa ularƣa: — Insan’oƣli ɵlümdin tirildürülmigüqǝ, bu alamǝt kɵrünüxni ⱨeqkimgǝ eytmanglar, — dǝp tapilidi.
Тағдин чүшүветип, Әйса уларға: — Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, бу аламәт көрүнүшни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.
10 Andin muhlisliri uningdin: — Tǝwrat ustazliri nemǝ üqün: «Ilyas [pǝyƣǝmbǝr Mǝsiⱨ kelixtin] awwal ⱪaytip kelixi kerǝk» deyixidu? — dǝp soraxti.
Андин мухлислири униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс [пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин] авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
11 U ularƣa jawabǝn: — Ilyas [pǝyƣǝmbǝr] dǝrwǝⱪǝ [Mǝsiⱨtin] awwal kelidu, ⱨǝmmǝ ixni orniƣa kǝltüridu.
У уларға җававән: — Иляс [пәйғәмбәр] дәрвәқә [Мәсиһтин] авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду.
12 Əmma mǝn silǝrgǝ xuni eytip ⱪoyayki, ilyas alliⱪaqan kǝldi, lekin kixilǝr uni tonumidi, bǝlki uningƣa haliƣanqǝ muamilǝ ⱪildi. Xuningƣa ohxax, Insan’oƣlimu ularning ⱪollirida azab qekix aldida turidu, — dedi.
Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, иляс аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиди, бәлки униңға халиғанчә муамилә қилди. Шуниңға охшаш, Инсаноғлиму уларниң қоллирида азап чекиш алдида туриду, — деди.
13 Xu qaƣda muhlislar uning qɵmüldürgüqi Yǝⱨya toƣrisida sɵzlǝwatⱪanliⱪini qüxǝndi.
Шу чағда мухлислар униң чөмүлдүргүчи Йәһя тоғрисида сөзләватқанлиғини чүшәнди.
14 Ular halayiⱪning yeniƣa barƣinida, bir kixi uning aldiƣa kelip, tizlinip:
Улар халайиқниң йениға барғинида, бир киши униң алдиға келип, тизлинип:
15 Rǝb, oƣlumƣa iqingni aƣritⱪaysǝn! Qünki uning tutⱪaⱪliⱪ kesili bar bolƣaqⱪa, zor azab qekiwatidu; qünki u daim otning yaki suning iqigǝ qüxüp ketidu.
Рәб, оғлумға ичиңни ағритқайсән! Чүнки униң тутқақлиқ кесили бар болғачқа, зор азап чекиватиду; чүнки у дайим отниң яки суниң ичигә чүшүп кетиду.
16 Uni muhlisliringƣa elip kǝlgǝnidim, saⱪaytalmidi, — dedi.
Уни мухлислириңға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
17 Əysa jawabǝn: — Əy etiⱪadsiz wǝ tǝtür dǝwr, silǝr bilǝn ⱪaqanƣiqǝ turay?! Mǝn silǝrgǝ yǝnǝ ⱪaqanƣiqǝ sǝwr ⱪilay? — Balini aldimƣa elip kelinglar — dedi.
Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
18 Xuning bilǝn Əysa [jinƣa] tǝnbiⱨ beriwidi, jin balidin qiⱪip kǝtti, balimu xuan saⱪaydi.
Шуниң билән Әйса [җинға] тәнбиһ беривиди, җин балидин чиқип кәтти, балиму шуан сақайди.
19 Keyin, Əysa ayrim ⱪalƣanda, muhlislar uning yeniƣa kelip: — Biz nemǝ üqün jinni ⱪoƣliwetǝlmiduⱪ? — dǝp soraxti.
Кейин, Әйса айрим қалғанда, мухлислар униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни қоғливетәлмидуқ? — дәп сорашти.
20 U ularƣa: — Ixǝnqinglar bolmiƣanliⱪi üqün. Mǝn silǝrgǝ xuni bǝrⱨǝⱪ eytip ⱪoyayki, silǝrdǝ ⱪiqa uruⱪidǝk zǝrriqǝ ixǝnq bolsila, silǝr awu taƣⱪa: «Bu yǝrdin u yǝrgǝ kɵq» desǝnglar, kɵqidu; xundaⱪla silǝrgǝ mumkin bolmaydiƣan ⱨeq ix bolmaydu.
У уларға: — Ишәшиңлар болмиғанлиғи үчүн. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болсила, силәр аву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч» десәңлар, көчиду; шундақла силәргә мүмкин болмайдиған һеч иш болмайду.
21 Biraⱪ, bundaⱪ jinlarni dua ⱪilix wǝ roza tutux bilǝn bolmisa ⱨǝydigili bolmaydu — dedi.
Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду — деди.
22 Ular Galiliyǝ ɵlkisidǝ aylinip yürginidǝ, Əysa ularƣa: — Insan’oƣli [satⱪunluⱪtin] insanlarning ⱪoliƣa tapxurulidu;
Улар Галилийә өлкисидә айлинип жүргинидә, Әйса уларға: — Инсаноғли [сатқунлуқтин] инсанларниң қолиға тапшурулиду;
23 ular uni ɵltüridu, lekin üqinqi küni u tirilidu, — dedi. Buni anglap muhlislar eƣir ƣǝm-ⱪayƣuƣa qɵmüp kǝtti.
улар уни өлтүриду, лекин үчинчи күни у тирилиду, — деди. Буни аңлап мухлислар еғир ғәм-қайғуға чөмүп кәтти.
24 Andin ular Kǝpǝrnaⱨum xǝⱨirigǝ kǝlginidǝ, [ibadǝthana] «ikki draⱪma» [bejini] yiƣⱪuqilar Petrusning yeniƣa kelip: — Ustazinglar «ikki draⱪma»ni tɵlǝmdu? — dǝp soridi.
Андин улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, [ибадәтхана] «икки драқма» [беҗини] жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар «икки драқма»ни төләмду? — дәп сориди.
25 Tɵlǝydu, — dedi Petrus. Lekin u ɵygǝ kirgixigila, tehi bir nemǝ demǝstila Əysa uningdin: — Simon, seningqǝ bu dunyadiki padixaⱨlar kimlǝrdin baj alidu? Ɵz pǝrzǝntliridinmu, yaki yatlardinmu, — dǝp soridi.
Төләйду, — деди Петрус. Лекин у өйгә киргишигила, техи бир немә демәстила Әйса униңдин: — Симон, сениңчә бу дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму, яки ятлардинму, — дәп сориди.
26 Petrus uningƣa: Yatlardin, — dewidi, Əysa uningƣa: — Undaⱪta, pǝrzǝntlǝr [bajdin] haliy bolidu.
Петрус униңға: Ятлардин, — девиди, Әйса униңға: — Ундақта, пәрзәнтләр [баҗдин] халий болиду.
27 Biraⱪ [baj yiƣⱪuqilarƣa] putlikaxang bolmasliⱪimiz üqün, dengizƣa berip ⱪarmaⱪni taxla. Tutⱪan birinqi beliⱪni elip, aƣzini aqsang, tɵt draⱪmiliⱪ bir tǝnggǝ pul qiⱪidu. Uni elip mǝn wǝ sǝn ikkimizning [beji] üqün ularƣa bǝr, — dedi.
Бирақ [баҗ жиққучиларға] путликашаң болмаслиғимиз үчүн, деңизға берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқни елип, ағзини ачсаң, төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип мән вә сән иккимизниң [беҗи] үчүн уларға бәр, — деди.