< Markus 1 >

1 Hudaning oƣli Əysa Mǝsiⱨning hux hǝwirining baxlinixi:
Худаниң оғли Әйса Мәсиһниң хуш хәвириниң башлиниши:
2 Yǝxaya pǝyƣǝmbǝrning yazmisida hatirilǝngǝndǝk: — «Mana, aldingda ǝlqimni ǝwǝtimǝn. U sening yolungni aldin’ala tǝyyarlaydu.
Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида хатириләнгәндәк: — «Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән. У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду.
3 Anglanglar, dalada birsining towliƣan awazini! U: «Pǝrwǝrdigarning yolini tǝyyarlanglar, Uning üqün qiƣir yollirini tüptüz ⱪilinglar!» — dǝydu».
Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!» — дәйду».
4 Kixilǝrni qɵmüldürüx elip baridiƣan Yǝⱨya [pǝyƣǝmbǝr] qɵl-bayawanda pǝyda bolup, gunaⱨlarƣa kǝqürüm elip kelidiƣan, towa ⱪilixni bildüridiƣan [suƣa] «qɵmüldürüx»ni jakarlaxⱪa baxlidi.
Кишиләрни чөмүлдүрүш елип баридиған Йәһя [пәйғәмбәр] чөл-баяванда пәйда болуп, гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған [суға] «чөмүлдүрүш»ни җакалашқа башлиди.
5 Pütün Yǝⱨudiyǝ ɵlkisidikilǝr wǝ pütkül Yerusalem xǝⱨiridikilǝr uning aldiƣa qiⱪip, gunaⱨlirini iⱪrar ⱪilixi bilǝn uning tǝripidin Iordan dǝryasida qɵmüldürüldi.
Пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләр вә пүткүл Йерусалим шәһиридикиләр униң алдиға чиқип, гуналирини иқрар қилиши билән униң тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди.
6 Yǝⱨya bolsa tɵgǝ yungidin ⱪilinƣan kiyim kiygǝn, beligǝ kɵn tasma baƣliƣanidi; yemǝkliki qekǝtkǝ bilǝn yawa ⱨǝrǝ ⱨǝsili idi.
Йәһя болса төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди; йемәклиги чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди.
7 U mundaⱪ dǝp jakarlaytti: — Mǝndin ⱪudrǝtlik bolƣan biri mǝndin keyin kelidu. Mǝn ⱨǝtta engixip kǝxlirining boƣⱪuqini yexixkimu layiⱪ ǝmǝsmǝn!
У мундақ дәп җакалайтти: — Мәндин қудрәтлик болған бири мәндин кейин келиду. Мән һәтта еңишип кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
8 Mǝn silǝrni suƣila qɵmüldürimǝn, lekin u silǝrni Muⱪǝddǝs Roⱨⱪa qɵmüldüridu.
Мән силәрни суғила чөмүлдүримән, лекин у силәрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүриду.
9 Xu künlǝrdǝ xundaⱪ boldiki, Əysa Galiliyǝ ɵlkisining Nasarǝt xǝⱨiridin kelip, Yǝⱨya tǝripidin Iordan dǝryasida qɵmüldürüldi.
Шу күнләрдә шундақ болдики, Әйса Галилийә өлкисиниң Насарәт шәһиридин келип, Йәһя тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди.
10 U sudin qiⱪⱪandila, asmanlarning yerilip, Roⱨning kǝptǝr ⱪiyapitidǝ qüxüp, ɵz üstigǝ ⱪonuwatⱪanliⱪini kɵrdi.
У судин чиққандила, асманларниң йерилип, Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди.
11 Xuning bilǝn asmanlardin: «Sǝn Mening sɵyümlük Oƣlum, Mǝn sǝndin toluⱪ hursǝnmǝn!» degǝn bir awaz anglandi.
Шуниң билән асманлардин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.
12 Wǝ Roⱨ dǝrⱨal uni qɵl-bayawanƣa süylǝp qiⱪardi.
Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди.
13 U qɵldǝ ⱪiriⱪ kün turup, Xǝytan tǝripidin sinilip turatti. U xu yǝrdǝ yawayi ⱨaywanlar bilǝn billǝ idi; xu künlǝrdǝ pǝrixtilǝr uning hizmitini ⱪildi.
У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти. У шу йәрдә явайи һайванлар билән биллә еди; шу күнләрдә пәриштиләр униң хизмитини қилди.
14 Əmdi Yǝⱨya solanƣandin keyin, Əysa Galiliyǝ ɵlkisigǝ berip: «Waⱪit-saiti toxti, Hudaning padixaⱨliⱪi yeⱪinlaxti! Towa ⱪilinglar, hux hǝwǝrgǝ ixininglar!» dǝp Hudaning padixaⱨliⱪining hux hǝwirini jakarlaxⱪa baxlidi.
Әнди Йәһя соланғандин кейин, Әйса Галилийә өлкисигә берип: «Вақит-саити тошти, Худаниң падишалиғи йеқинлашти! Товва қилиңлар, хуш хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалашқа башлиди.
16 [Xu künlǝrdǝ] u Galiliyǝ dengizi boyida ketiwetip, Simon bilǝn inisi Andriyasni kɵrdi. Ular beliⱪqi bolup, dengizƣa tor taxlawatatti.
[Шу күнләрдә] у Галилийә деңизи бойида кетиветип, Симон билән иниси Андриясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти.
17 Əysa ularƣa: — Mening kǝynimdin menginglar, mǝn silǝrni adǝm tutⱪuqi beliⱪqi ⱪilimǝn! — dedi.
Әйса уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар, мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди.
18 Ular xuan torlirini taxlap, uningƣa ǝgixip mangdi.
Улар шуан торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.
19 U xu yǝrdin bir’az ɵtüp Zǝbǝdiyning oƣli Yaⱪupni inisi Yuⱨanna bilǝn kɵrdi. Bu ikkisi kemidǝ turup torlirini ongxawatatti.
У шу йәрдин бир аз өтүп Зәбәдийниң оғли Яқупни иниси Юһанна билән көрди. Бу иккиси кемидә туруп торлирини оңшавататти.
20 U xuan ularnimu qaⱪirdi. Ular atisi Zǝbǝdiyni mǝdikarlar bilǝn billǝ kemidǝ ⱪaldurup, ɵzliri uning bilǝn mangdi.
У шуан уларниму чақирди. Улар атиси Зәбәдийни мәдикарлар билән биллә кемидә қалдуруп, өзлири униң билән маңди.
21 Ular KǝpǝrNaⱨum xǝⱨirigǝ kirdi. Xabat küni u udul sinagogⱪa kirip, tǝlim berixkǝ baxlidi.
Улар КәпәрНаһум шәһиригә кирди. Шабат күни у удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди.
22 Halayiⱪ uning tǝlimigǝ ⱨǝyranuⱨǝs boluxti. Qünki uning tǝlimliri Tǝwrat ustazliriningkigǝ ohximaytti, bǝlki tolimu nopuzluⱪ idi.
Халайиқ униң тәлимигә һәйрануһәс болушти. Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.
23 Sinagogta napak roⱨ qaplaxⱪan bir adǝm bar idi. U:
Синагогта напак роһ чаплашқан бир адәм бар еди. У:
24 — I Nasarǝtlik Əysa, biz bilǝn karing bolmisun! Sǝn bizni yoⱪatⱪili kǝldingmu? Mǝn sening kimlikingni bilimǝn, sǝn Hudaning Muⱪǝddǝs bolƣuqisisǝn! — dǝp towlaytti.
— И Насарәтлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Сән бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, сән Худаниң Муқәддәс болғучисисән! — дәп товлайтти.
25 Lekin Əysa [jinƣa] tǝnbiⱨ berip: — Aƣzingni yum, bu adǝmdin qiⱪ! — dedi.
Лекин Әйса [җинға] тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм, бу адәмдин чиқ! — деди.
26 Napak roⱨ ⱨeliⱪi adǝmning tenini tartixturup, ⱪattiⱪ warⱪiriƣiniqǝ uningdin qiⱪip kǝtti.
Напак роһ һелиқи адәмниң тенини тартиштуруп, қаттиқ вақириғиничә униңдин чиқип кәтти.
27 Halayiⱪ ⱨǝmmisi buningdin intayin ⱨǝyran bolup, ɵzara ƣulƣula ⱪilixip: — Bu ⱪandaⱪ ix? Yengi bir tǝlimƣu! Qünki u ⱨoⱪuⱪ bilǝn ⱨǝtta napak roⱨlarƣimu buyruⱪ ⱪilalaydikǝn, ularmu uning sɵzigǝ boysunidikǝn, — deyixti.
Халайиқ һәммиси буниңдин интайин һәйран болуп, өз ара ғул-ғула қилишип: — Бу қандақ иш? Йеңи бир тәлимғу! Чүнки у һоқуқ билән һәтта напак роһларғиму буйруқ қилалайдикән, уларму униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти.
28 Buningdin uning xɵⱨriti xu ⱨaman pütün Galiliyǝ ɵlkisining ǝtrapiƣa pur kǝtti.
Буниңдин униң шөһрити шу һаман пүтүн Галилийә өлкисиниң әтрапиға пур кәтти.
29 Ular sinagogdin qiⱪipla, Yaⱪup wǝ Yuⱨanna bilǝn Simon wǝ Andriyasning ɵyigǝ bardi.
Улар синагогдин чиқипла, Яқуп вә Юһанна билән Симон вә Андриясниң өйигә барди.
30 Əmma Simonning ⱪeynanisi ⱪizitma iqidǝ yetip ⱪalƣanidi. Ular dǝrⱨal uning ǝⱨwalini [Əysaƣa] eytti.
Амма Симонниң қейинаниси қизитма ичидә йетип қалған еди. Улар дәрһал униң әһвалини [Әйсаға] ейтти.
31 U ayalning ⱪexiƣa berip, ⱪolidin tutup, yɵlǝp ɵrǝ turƣuzdi. Uning ⱪizitmisi dǝrⱨal yandi wǝ u ularni kütüxkǝ kirixti.
У аялниң қешиға берип, қолидин тутуп, йөләп өрә турғузди. Униң қизитмиси дәрһал янди вә у уларни күтүшкә киришти.
32 Kǝqⱪurun kün patⱪanda, kixilǝr barliⱪ aƣriⱪlarni wǝ jin qaplaxⱪanlarni uning aldiƣa elip kelixti.
Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти.
33 Pütün xǝⱨǝrdikilǝr ixik aldiƣa toplaxⱪanidi.
Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди.
34 Xuning bilǝn u ⱨǝr türlük kesǝllǝrgǝ giriptar bolƣan nurƣun kixilǝrni saⱪaytti wǝ nurƣun jinlarni kixilǝrdin ⱨǝydiwǝtti. Lekin u jinlarning gǝp ⱪilixⱪa yol ⱪoymidi, qünki ular uning kim ikǝnlikini bilixǝtti.
Шуниң билән у һәр түрлүк кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун җинларни кишиләрдин һайдивәтти. Лекин у җинларниң гәп қилишқа йол қоймиди, чүнки улар униң ким екәнлигини билишәтти.
35 Ətisi ǝtigǝn tang tehi atmastinla, u ornidin turup, [xǝⱨǝrdin] qiⱪip, hilwǝt bir jayƣa berip dua-tilawǝt ⱪildi.
Әтиси әтигән таң техи атмастинла, у орнидин туруп, [шәһәрдин] чиқип, хилвәт бир җайға берип дуа-тилавәт қилди.
36 Simon bilǝn uning ⱨǝmraⱨliri uni izdǝp qiⱪti.
Симон билән униң һәмраһлири уни издәп чиқти.
37 Uni tapⱪanda: — Ⱨǝmmǝ adǝm seni izdixiwatidu! — deyixti.
Уни тапқанда: — Һәммә адәм сени издишиватиду! — дейишти.
38 U ularƣa: — Baxⱪa yǝrlǝrgǝ, ǝtraptiki yezilarƣimu sɵz-kalamni jakarlixim üqün barayli. Qünki mǝn dǝl muxu ix üqün kelixim, — dedi.
У уларға: — Башқа йәрләргә, әтраптики йезиларғиму сөз-каламни җакалишим үчүн барайли. Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим, — деди.
39 Xundaⱪ ⱪilip, u pütkül Galiliyǝ ɵlkisini aylinip, sinagoglirida sɵz-kalamni jakarlaytti ⱨǝmdǝ jinlarni kixilǝrdin ⱨǝydiwetǝtti.
Шундақ қилип, у пүткүл Галилийә өлкисини айлинип, синагоглирида сөз-каламни җакалайтти һәмдә җинларни кишиләрдин һайдиветәтти.
40 Mahaw kesili bar bir kixi uning aldiƣa kelip yelinip, tizlinip turup: — Əgǝr halisingiz, meni kesilimdin pak ⱪilalaysiz! — dǝp ɵtündi.
Мохо кесили бар бир киши униң алдиға келип йелинип, тизлинип туруп: — Әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — дәп өтүнди.
41 Əysa iqi aƣriƣaq ⱪolini sozup uningƣa tǝgküzüp turup: — Halaymǝn, pak ⱪilinƣin! — dewidi,
Әйса ичи ағриғач қолини созуп униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак қилинғин! — девиди,
42 xu sɵz bilǝnla mahaw kesili dǝrⱨal bimardin ketip, u pak ⱪilindi.
шу сөз биләнла мохо кесили дәрһал бемардин кетип, у пак қилинди.
43 U uningƣa: — Ⱨazir bu ixni ⱨeqkimgǝ eytma, bǝlki udul berip [mǝs’ul] kaⱨinƣa ɵzüngni kɵrsitip, kaⱨinlarda guwaⱨliⱪ bolux üqün, Musa bu kesǝldin paklanƣanlarƣa ǝmr ⱪilƣan [ⱪurbanliⱪlarni] sunƣin, — dǝp uni ⱪattiⱪ agaⱨlandurup yolƣa saldi.
У униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип [мәсъул] каһинға өзүңни көрситип, каһинларда гувалиқ болуш үчүн, Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған [қурбанлиқларни] сунғин, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди.
45 Biraⱪ u adǝm qiⱪip, bu ixni kɵp yǝrlǝrdǝ jar selip, kǝng yeyiwǝtti. Xuning bilǝn Əysa ⱨeqⱪandaⱪ xǝⱨǝrgǝ oquⱪ-axkara kirǝlmǝy, bǝlki xǝⱨǝrlǝr sirtidiki hilwǝt jaylarda turuxⱪa mǝjbur boldi; halayiⱪ ⱨǝr tǝrǝptin uning yeniƣa toplixatti.
Бирақ у адәм чиқип, бу ишни көп йәрләрдә җар селип, кәң йейивәтти. Шуниң билән Әйса һеч қандақ шәһәргә очуқ-ашкарә кирәлмәй, бәлки шәһәрләр сиртидики хилвәт җайларда турушқа мәҗбур болди; халайиқ һәр тәрәптин униң йениға топлишатти.

< Markus 1 >