< Yunus 4 >
1 Əmma bu ix Yunusni intayin narazi ⱪilip, uni ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndürdi.
Амма бу иш Юнусни интайин нарази қилип, уни қаттиқ ғәзәпләндүрди.
2 U Pǝrwǝrdigarƣa: — «Aⱨ, Pǝrwǝrdigar, ɵz yurtumdiki qaƣda Sening xundaⱪ ⱪilidiƣanliⱪingni demigǝnmidim? Xunga mǝn ǝslidǝ Tarxixⱪa ⱪaqmaⱪqi bolƣanmǝn; qünki mǝn bilimǝnki, Sǝn meⱨir-xǝpⱪǝtlik, rǝⱨimdil, asan ƣǝzǝplǝnmǝydiƣan, qongⱪur meⱨribanliⱪⱪa tolƣan, kixilǝrning bexiƣa külpǝt qüxürüxtin yanƣuqi Hudadursǝn.
У Пәрвәрдигарға: — «Аһ, Пәрвәрдигар, өз жутумдики чағда Сениң шундақ қилидиғанлиғиңни демигәнмидим? Шуңа мән әслидә Таршишқа қачмақчи болғанмән; чүнки мән билимәнки, Сән меһри-шәпқәтлик, рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, чоңқур меһриванлиққа толған, кишиләрниң бешиға күлпәт чүшүрүштин янғучи Худадурсән.
3 Əmdi Pǝrwǝrdigar, jenimni mǝndin elip kǝt, ɵlüm mǝn üqün yaxaxtin ǝwzǝl» — dedi.
Әнди Пәрвәрдигар, җенимни мәндин елип кәт, өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл» — деди.
4 Pǝrwǝrdigar uningdin: — Bundaⱪ aqqiⱪlanƣining toƣrimu? — dǝp soridi.
Пәрвәрдигар униңдин: — Бундақ аччиқланғиниң тоғриму? — дәп сориди.
5 Andin keyin Yunus xǝⱨǝrdin qiⱪip, xǝⱨǝrning xǝrⱪiy tǝripigǝ berip olturdi. U xu yǝrdǝ ɵzigǝ bir qǝllǝ yasap, xǝⱨǝrdǝ zadi nemǝ ixlar bolarkin dǝp uning sayisidǝ olturdi.
Андин кейин Юнус шәһәрдин чиқип, шәһәрниң шәрқий тәрипигә берип олтарди. У шу йәрдә өзигә бир чәллә ясап, шәһәрдә зади немә ишлар боларкин дәп униң сайисидә олтарди.
6 Pǝrwǝrdigar Huda Yunusni ɵz parakǝndiqilikidin ⱪutⱪuzux üqün, uning bexiƣa sayǝ qüxsun dǝp uningƣa bir kiqik dǝrǝhni ɵstürüp tǝyyarlidi. Yunus kiqik dǝrǝhtin intayin hursǝn boldi.
Пәрвәрдигар Худа Юнусни өз паракәндичилигидин қутқузуш үчүн, униң бешиға сайә чүшсун дәп униңға бир кичик дәрәқни өстүрүп тәйярлиди. Юнус кичик дәрәқтин интайин хурсән болди.
7 Biraⱪ ikkinqi küni tang atⱪanda Huda bir ⱪurtni tǝyyarlap ǝwǝtti. Ⱪurt bu kiqik dǝrǝhni pilikigǝ zǝrbǝ ⱪilip uni ⱪurutuwǝtti.
Бирақ иккинчи күни таң атқанда Худа бир қурутни тәйярлап әвәтти. Қурут бу кичик дәрәқни пилигигә зәрбә қилип уни қурутувәтти.
8 Kün ⱪizarƣanda, Huda intayin issiⱪ bir xǝrⱪ xamilini tǝyyarlidi; kün tǝptini Yunusning bexiƣa qüxürdi, uni ⱨalidin kǝtküzdi. U ɵzigǝ ɵlüm tilǝp: — Ɵlüm mǝn üqün yaxaxtin ǝwzǝl, — dedi.
Күн қизарғанда, Худа интайин иссиқ бир шәриқ шамилини тәйярлиди; күн тәптини Юнусниң бешиға чүшүрди, уни һалидин кәткүзди. У өзигә өлүм тиләп: — Өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл, — деди.
9 Biraⱪ Huda uningdin: — Sening axu kiqik dǝrǝh sǝwǝbidin xundaⱪ aqqiⱪlinixing toƣrimu? — dǝp soridi. U jawab berip: — Ⱨǝǝ, ⱨǝtta ɵlgüdǝk aqqiⱪim kǝlgini toƣridur, — dedi.
Бирақ Худа униңдин: — Сениң әшу кичик дәрәқ сәвәвидин шундақ аччиқлинишиң тоғриму? — дәп сориди. У җавап берип: — Һәә, һәтта өлгидәк аччиғим кәлгини тоғридур, — деди.
10 Pǝrwǝrdigar uningƣa mundaⱪ dedi: — «Sǝn ⱨeq ǝjringni singdürmigǝn ⱨǝm ɵzüng ɵstürmigǝn bu kiqik dǝrǝhkǝ iqingni aƣritting; biraⱪ u bir keqidila ɵzi ɵsüp, bir keqidila ⱪurup kǝtti;
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән һеч әҗриңни сиңдүрмигән һәм өзүң өстүрмигән бу кичик дәрәққә ичиңни ағриттиң; бирақ у бир кечидила өзи өсүп, бир кечидила қуруп кәтти;
11 Əmdi Mening ong ⱪoli bilǝn sol ⱪolini pǝrⱪ etǝlmǝydiƣan yüz yigirmǝ ming adǝm olturaⱪlaxⱪan, xundaⱪla nurƣun mal-waranlirimu bolƣan Ninǝwǝdǝk bundaⱪ büyük xǝⱨǝrdikilǝrgǝ iqimni aƣritip rǝⱨim ⱪiliximƣa toƣra kǝlmǝmdu?».
Әнди Мениң оң қоли билән сол қолини пәриқ етәлмәйдиған йүз жигирмә миң адәм олтирақлашқан, шундақла нурғун мал-варанлириму болған Нинәвәдәк бундақ бүйүк шәһәрдикиләргә ичимни ағритип рәһим қилишимға тоғра кәлмәмду?».