< Ⱨabakkuk 1 >
1 Ⱨabakkuk pǝyƣǝmbǝr kɵrgǝn, uningƣa yüklǝngǝn wǝⱨiy: —
Һабаккук пәйғәмбәр көргән, униңға жүкләнгән вәһий: —
2 Aⱨ Pǝrwǝrdigar, ⱪaqanƣiqǝ mǝn Sanga nida ⱪilimǝn, Sǝn anglimaysǝn? Mǝn Sanga: «Zulum-zorawanliⱪ!» dǝp nalǝ-pǝryad kɵtürimǝn, Biraⱪ Sǝn ⱪutⱪuzmaysǝn.
Аһ Пәрвәрдигар, қачанғичә мән Саңа нида қилимән, Сән аңлимайсән? Мән Саңа: «Зулум-зораванлиқ!» дәп налә-пәряд көтиримән, Бирақ Сән қутқузмайсән.
3 Sǝn nemixⱪa manga ⱪǝbiⱨlikni kɵrgüzisǝn, Nemixⱪa japa-zulumƣa ⱪarap turisǝn? Qünki bulangqiliⱪ, zulum-zorawanliⱪ kɵz aldimdidur; Jǝnggi-jedǝllǝr bar, Dǝwalar kɵpǝymǝktǝ.
Сән немишкә маңа қәбиһликни көргүзисән, Немишкә җапа-зулумға қарап турисән? Чүнки булаңчилиқ, зулум-зораванлиқ көз алдимдидур; Җәңги-җедәлләр бар, Дәвалар көпәймәктә.
4 Xunga ⱪanun palǝq bolup ⱪaldi, Adalǝt mǝydanƣa ⱨeq qiⱪmaydu; Qünki rǝzillǝr ⱨǝⱪⱪaniy adǝmni ⱪistimaⱪta; Xunga ⱨɵkümlǝr burmilinip qiⱪirilidu.
Шуңа қанун паләч болуп қалди, Адаләт мәйданға һеч чиқмайду; Чүнки рәзилләр һәққаний адәмни қистимақта; Шуңа һөкүмләр бурмилинип чиқирилиду.
5 Əllǝr arisida bolidiƣan bir ixni kɵrüp beⱪinglar, obdan ⱪaranglar, ⱨǝyranuⱨǝs ⱪelinglar! Qünki silǝrning dǝwringlarda bir ix ⱪilimǝnki, Birsi silǝrgǝ bayan ⱪilƣan tǝƣdirdimu silǝr ixǝnmǝyttinglar.
Әлләр арисида болидиған бир ишни көрүп беқиңлар, убдан қараңлар, һәйрануһәс қелиңлар! Чүнки силәрниң дәвриңларда бир иш қилимәнки, Бириси силәргә баян қилған тәғдирдиму силәр ишәнмәйттиңлар.
6 Qünki mana, Mǝn ⱨeliⱪi mijǝzi osal ⱨǝm aldiraⱪsan ǝl kaldiylǝrni ornidin turƣuzimǝn; Əsli ɵzigǝ tǝwǝ ǝmǝs makanlarni igilǝx üqün, Ular yǝr yüzining kǝngri jaylirini besip mangidu;
Чүнки мана, Мән һелиқи мүҗәзи осал һәм алдирақсан әл калдийләрни орнидин турғузимән; Әсли өзигә тәвә әмәс маканларни егиләш үчүн, Улар йәр йүзиниң кәңри җайлирини бесип маңиду;
7 Ular ɵzlirining deginini ⱨesab ⱪilidu ⱨǝm ɵzini haliƣanqǝ yuⱪiri tutidu;
Улар өзлириниң дегинини һесап қилиду һәм өзини халиғанчә жуқури тутиду;
8 Ularning atliri yilpizlardin ittik, Kǝqtǝ owƣa qiⱪidiƣan bɵrilǝrdin ǝxǝddiydur; Atliⱪ lǝxkǝrlǝr atlirini mǝƣruranǝ qapqitidu; Atliⱪ lǝxkǝrlǝr yiraⱪtin kelidu, Ular owƣa xungƣuƣan bürküttǝk uqup yüridu.
Уларниң атлири илпизлардин иштик, Кәчтә овға чиқидиған бөриләрдин әшәддийдур; Атлиқ ләшкәрләр атлирини мәғруранә чапчитиду; Атлиқ ләшкәрләр жирақтин келиду, Улар овға шуңғуған бүркүттәк учуп жүриду.
9 Ularning ⱨǝmmisi zulum-zorawanliⱪⱪa kelidu; Ularning top-top adǝmliri yüzlirini aldiƣa bekitip, alƣa basidu, Əsirlǝrni ⱪumdǝk kɵp yiƣidu.
Уларниң һәммиси зулум-зораванлиққа келиду; Уларниң топ-топ адәмлири йүзлирини алдиға бекитип, алға басиду, Әсирләрни қумдәк көп жиғиду.
10 Bǝrⱨǝⱪ, u padixaⱨlarni mazaⱪ ⱪilidu, Əmirlǝrnimu nǝzirigǝ almaydu; U ⱨǝmmǝ istiⱨkamlarni mǝshirǝ ⱪilidu, Qünki u topa-tupraⱪlarni dɵwǝ-dɵwǝ ⱪilip, ularni ixƣal ⱪilidu.
Бәрһәқ, у падишаларни мазақ қилиду, Әмирләрниму нәзиригә алмайду; У һәммә истиһкамларни мәсқирә қилиду, Чүнки у топа-тупрақларни дога-дога қилип, уларни ишғал қилиду.
11 Xundaⱪ ⱪilip u xamaldǝk ƣuyuldap ɵtidu, Ⱨǝddidin exip gunaⱨkar bolidu; Uning bu küq-ⱪudriti ɵzigǝ ilaⱨ bolup sanilidu.
Шундақ қилип у шамалдәк ғуюлдап өтиду, Һәддидин ешип гунакар болиду; Униң бу күч-қудрити өзигә илаһ болуп санилиду.
12 Sǝn Əzǝldin Bar Bolƣuqi ǝmǝsmu, i Pǝrwǝrdigar Hudayim, mening Muⱪǝddǝs Bolƣuqim? Biz ɵlmǝymiz, i Pǝrwǝrdigar; Sǝn uni jazayingni bǝja kǝltürüx üqün bekitkǝnsǝn; Sǝn, i Ⱪoram Tax Bolƣuqi, uni [bizgǝ] ibrǝt ⱪilip tüzitixkǝ bǝlgiligǝnsǝn.
Сән Әзәлдин Бар Болғучи әмәсму, и Пәрвәрдигар Худайим, мениң Муқәддәс Болғучим? Биз өлмәймиз, и Пәрвәрдигар; Сән уни җазайиңни беҗа кәлтүрүш үчүн бекиткәнсән; Сән, и Қорам Таш Болғучи, уни [бизгә] ибрәт қилип түзитишкә бәлгүлигәнсән.
13 Sening kɵzüng xunqǝ ƣubarsiz idiki, Rǝzillikkǝ ⱪarap turmaytting; Əmdi nemixⱪa Sǝn munapiⱪliⱪ ⱪilƣanlarƣa ⱪarap turisǝn, Rǝzillǝr ɵzidin adil bolƣan kixini yutuwalƣinida, nemixⱪa süküt ⱪilisǝn?
Сениң көзүң шунчә ғубарсиз едики, Рәзилликкә қарап турмайттиң; Әнди немишкә Сән мунапиқлиқ қилғанларға қарап турисән, Рәзилләр өзидин адил болған кишини жутувалғинида, немишкә сүкүт қилисән?
14 Sǝn adǝmlǝrni huddi dengizdiki beliⱪlardǝk, Huddi ɵzliri üstidǝ ⱨeq yetǝkligüqisi yoⱪ ɵmiligüqi ⱨaywanlarƣa ohxax ⱪilisǝn;
Сән адәмләрни худди деңиздики белиқлардәк, Худди өзлири үстидә һеч йетәклигүчиси йоқ өмилигүчи һайванларға охшаш қилисән;
15 Xu [kaldiy kixi] ularning ⱨǝmmisini qanggikiƣa ilinduridu, Ularni ɵz tori bilǝn tutuwalidu, Ularni yiƣma toriƣa yiƣidu; Xuning bilǝn huxal bolup xadlinidu;
Шу [калдий киши] уларниң һәммисини чаңгикиға илиндуриду, Уларни өз тори билән тутувалиду, Уларни жиғма ториға жиғиду; Шуниң билән хошал болуп шатлиниду;
16 Wǝ toriƣa ⱪurbanliⱪ sunidu, Yiƣma toriƣa isriⱪ salidu, Qünki xular arⱪiliⱪ uning nesiwisi mol, Nemǝtliri lǝzzǝtlik boldi.
Вә ториға қурбанлиқ суниду, Жиғма ториға исриқ салиду, Чүнки шулар арқилиқ униң несивиси мол, Немәтлири ләззәтлик болди.
17 Əmdi u xu tǝriⱪidǝ torini tohtawsiz boxitiwǝrsǝ, Xu tǝriⱪidǝ ǝllǝrni ⱨeq rǝⱨim ⱪilmay ⱪiriwǝrsǝ bolamdu?
Әнди у шу тәриқидә торини тохтавсиз бошитивәрсә, Шу тәриқидә әлләрни һеч рәһим қилмай қиривәрсә боламду?