< Yunus 3 >

1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi ikkinqi ⱪetim Yunusⱪa yetip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим Юнусқа йетип мундақ дейилди: —
2 «Ornungdin tur, Ninǝwǝ degǝn axu büyük xǝⱨǝrgǝ berip, Mǝn sanga tapxurƣan hǝwǝrni ularƣa jakarla».
«Орнуңдин тур, Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, Мән саңа тапшурған хәвәрни уларға җакала».
3 Yunus ornidin turup Pǝrwǝrdigarning sɵzi boyiqǝ Ninǝwǝ xǝⱨirigǝ bardi. Ninǝwǝ bolsa naⱨayiti büyük bir xǝⱨǝr bolup, xǝⱨǝrning ɵzila üq künlük yol idi.
Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Нинәвә шәһиригә барди. Нинәвә болса наһайити бүйүк бир шәһәр болуп, шәһәрниң өзила үч күнлүк йол еди.
4 Yunus xǝⱨǝr iqigǝ kirip bir kün mangdi, u: — Ⱪiriⱪ kündin keyin, Ninǝwǝ xǝⱨiri wǝyran ⱪilinidu! — dǝp jakarlidi.
Юнус шәһәр ичигә кирип бир күн маңди, у: — Қириқ күндин кейин, Нинәвә шәһири вәйран қилиниду! — дәп җакалиди.
5 Ninǝwǝdikilǝr Hudaning sɵzigǝ ixǝndi. Ular roza tutulsun dǝp elan ⱪilip, mɵtiwǝrlǝrdin tartip ǝng kiqikigiqǝ ularning ⱨǝmmisi bɵz kiyim kiydi.
Нинәвәдикиләр Худаниң сөзигә ишәнди. Улар роза тутулсун дәп елан қилип, мөтивәрләрдин тартип әң кичигигичә уларниң һәммиси бөз кийим кийди.
6 Bu sɵz padixaⱨⱪa yǝtkǝndǝ, umu tǝhtidin turup, tonini taxlap bɵz kiyim kiyip küllükkǝ kirip olturdi.
Бу сөз падишаға йәткәндә, уму тәхтидин туруп, тонини ташлап бөз кийим кийип күллүккә кирип олтарди.
7 U yǝnǝ ǝmri arⱪiliⱪ pütkül Ninǝwǝ xǝⱨirigǝ munularni jakarlidi: — «Padixaⱨ ⱨǝm aⱪsɵngǝklǝrning yarliⱪi boyiqǝ, Ninǝwǝ xǝⱨiridiki ⱨeqⱪandaⱪ adǝm, at-ulaƣ, kala, ⱪoy padiliri ⱨeqnǝrsigǝ eƣiz tǝgmisun; ⱨeqnǝrsini yemisun, sumu iqmisun.
У йәнә әмри арқилиқ пүткүл Нинәвә шәһиригә мунуларни җакалиди: — «Падиша һәм ақсүнәкләрниң ярлиғи бойичә, Нинәвә шәһиридики һеч қандақ адәм, ат-улақ, кала, қой падилири һеч нәрсигә еғиз тәгмисун; һеч нәрсини йемисун, суму ичмисун.
8 Ⱨǝrbir adǝm wǝ ⱨaywan bɵz kiysun, ⱨǝrbiri Hudaƣa ⱪattiⱪ pǝryad kɵtürsun; ⱨǝrbiri yaman yoldin yansun, ⱨǝrbiri ⱪolini zorawanliⱪtin üzsun;
Һәр бир адәм вә һайван бөз кийсун, һәр бири Худаға қаттиқ пәряд көтәрсун; һәр бири яман йолдин янсун, һәр бири қолини зораванлиқтин үзсун;
9 kim bilidu, buning bilǝn Huda ⱪattiⱪ ƣǝzipidin yenip bizni ⱨalak ⱪilmasmikin?».
ким билиду, буниң билән Худа қаттиқ ғәзивидин йенип бизни һалак қилмасмекин?».
10 Xuning bilǝn Huda ularning ǝmǝllirini, yǝni yaman yollardin yanƣanliⱪini kɵrüp, ularƣa ⱪaratⱪan bala-ⱪazani qüxürüxtin yenip, xu baliyaⱪazani qüxürmidi.
Шуниң билән Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллардин янғанлиғини көрүп, уларға қаратқан балайиқазани чүшүрүштин йенип, шу балияқазани чүшүрмиди.

< Yunus 3 >