< Mikaⱨ 6 >
1 Pǝrwǝrdigarning nemǝ dǝwatⱪinini ⱨazir anglanglar: — «Ornungdin tur, taƣlar aldida dǝwayingni bayan ⱪil, Egizliklǝrgǝ awazingni anglatⱪin».
Пәрвәрдигарниң немә дәватқинини һазир аңлаңлар: — «Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил, Егизликләргә авазиңни аңлатқин».
2 «I taƣlar, Wǝ silǝr, yǝr-zeminning ɵzgǝrmǝs ulliri, Pǝrwǝrdigarning dǝwasini anglanglar; Qünki Pǝrwǝrdigarning Ɵz hǝlⱪi bilǝn bir dǝwasi bar, U Israil bilǝn munazilixip ǝyibini kɵrsǝtmǝkqi;
«И тағлар, Вә силәр, йәр-зиминниң өзгәрмәс һуллири, Пәрвәрдигарниң дәвасини аңлаңлар; Чүнки Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи билән бир дәваси бар, У Исраил билән муназилишип әйивини көрсәтмәкчи;
3 I hǝlⱪim, Mǝn sanga zadi nemǝ ⱪildim? Seni nemǝ ixta bizar ⱪiliptimǝn? Mening hataliⱪim toƣruluⱪ guwaⱨliⱪ berixkin!
И хәлқим, Мән саңа зади немә қилдим? Сени немә ишта бизар қилиптимән? Мениң хаталиғим тоғрилиқ гувалиқ беришкин!
4 Qünki Mǝn seni Misir zeminidin elip qiⱪardim, Seni ⱪulluⱪ makanidin ⱨɵrlükkǝ ⱪutⱪuzdum; Aldingda yetǝklǝxkǝ Musa, Ⱨarun wǝ Mǝryǝmlǝrni ǝwǝttim.
Чүнки Мән сени Мисир зиминидин елип чиқардим, Сени қуллуқ маканидин һөрлүккә қутқуздум; Алдиңда йетәкләшкә Муса, Һарун вә Мәрйәмләрни әвәттим.
5 I hǝlⱪim, Pǝrwǝrdigarning ⱨǝⱪⱪaniyliⱪlirini bilip yetixinglar üqün, Moab padixaⱨi Balakning ⱪandaⱪ niyitining barliⱪini, Beorning oƣli Balaamning uningƣa ⱪandaⱪ jawab bǝrgǝnlikini, Xittimdin Gilgalƣiqǝ nemǝ ixlar bolƣanliⱪini ⱨazir esinglarƣa kǝltürünglar.
И хәлқим, Пәрвәрдигарниң һәққанийлиқлирини билип йетишиңлар үчүн, Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини, Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини, Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар.
6 — Mǝn ǝmdi nemini kɵtürüp Pǝrwǝrdigar aldiƣa kelimǝn? Nemǝm bilǝn Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqi Hudaning aldida egilimǝn? Uning aldiƣa kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni, Bir yilliⱪ mozaylarni elip kelǝmdim?
— Мән әнди немини көтирип Пәрвәрдигар алдиға келимән? Немәм билән Һәммидин Алий Болғучи Худаниң алдида егилимән? Униң алдиға көйдүрмә қурбанлиқларни, Бир жиллиқ мозайларни елип келәмдим?
7 Pǝrwǝrdigar mingliƣan ⱪoqⱪarlardin, Tümǝnligǝn zǝytun meyi dǝryaliridin ⱨuzur alamdu? Itaǝtsizlikim üqün tunji balamni, Tenimning puxtini jenimning gunaⱨiƣa atamdimǝn!?
Пәрвәрдигар миңлиған қочқарлардин, Түмәнлигән зәйтун мейи дәриялиридин һозур аламду? Итаәтсизлигим үчүн тунҗа баламни, Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!?
8 I insan, U sanga nemǝ ixning yahxi ikǝnlikini kɵrsǝtti, Bǝrⱨǝⱪ, Pǝrwǝrdigar sǝndin nemǝ tǝlǝp ⱪilƣanliⱪini kɵrsǝtti — Adalǝtni yürgüzüx, Meⱨribanliⱪni sɵyüx, Sening Hudaying bilǝn billǝ kǝmtǝrlik bilǝn mengixtin baxⱪa yǝnǝ nemǝ ixing bolsun?
И инсан, У саңа немә ишниң яхши екәнлигини көрсәтти, Бәрһәқ, Пәрвәрдигар сәндин немә тәләп қилғанлиғини көрсәтти — Адаләтни жүргүзүш, Меһриванлиқни сөйүш, Сениң Худайиң билән биллә кәмтәрлик билән меңиштин башқа йәнә немә ишиң болсун?
9 Pǝrwǝrdigarning awazi xǝⱨǝrgǝ hitab ⱪilip qaⱪiridu; (Pǝm-danaliⱪ bolsa namingƣa ⱨɵrmǝt bilǝn ⱪaraydu!) Əmdi ⱨɵküm paliⱪini wǝ uni Bekitkinini anglanglar: —
Пәрвәрдигарниң авази шәһәргә хитап қилип чақириду; (Пәм-даналиқ болса намиңға һөрмәт билән қарайду!) Әнди һөкүм палиқини вә уни Бекиткинини аңлаңлар: —
10 Rǝzil adǝmning ɵyidǝ rǝzilliktin alƣan bayliⱪlar yǝnǝ barmidu? Kǝm ɵlqǝydiƣan yirginqlik ɵlqǝm yǝnǝ barmidu?
Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду? Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду?
11 Biadil taraza bilǝn, Bir halta sahta taraza taxliri bilǝn pak bolalamdim?
Адилсиз тараза билән, Бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим?
12 Qünki xǝⱨǝrning bayliri zorawanliⱪ bilǝn tolƣan, Uning aⱨalisi yalƣan gǝp ⱪilidu, Ularning aƣzidiki tili aldamqidur.
Чүнки шәһәрниң байлири зораванлиқ билән толған, Униң аһалиси ялған гәп қилиду, Уларниң ағзидики тили алдамчидур.
13 Xunga Mǝn seni urup kesǝl ⱪilimǝn, Gunaⱨliring tüpǝylidin seni harabǝ ⱪilimǝn.
Шуңа Мән сени уруп кесәл қилимән, Гуналириң түпәйлидин сени харабә қилимән.
14 Yǝysǝn, biraⱪ toyunmaysǝn, Otturangda aq-boxluⱪ ⱪalidu, Sǝn mülküngni elip yɵtkimǝkqi bolisǝn, Biraⱪ saⱪliyalmaysǝn; Saⱪlap ⱪaldurƣining bolsimu, uni ⱪiliqⱪa tapxurimǝn.
Йәйсән, бирақ тоюнмайсән, Оттураңда ач-бошлуқ қалиду, Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән, Бирақ сақлалмайсән; Сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән.
15 Teriysǝn, biraⱪ ⱨosul almaysǝn; Zǝytunlarni qǝylǝysǝn, biraⱪ ɵzüngni meyini sürtüp mǝsiⱨ ⱪilalmaysǝn, Yengi xarabni qǝylǝp qiⱪirisǝn, Biraⱪ xarab iqǝlmǝysǝn.
Терийсән, бирақ һосул алмайсән; Зәйтунларни чәйләйсән, бирақ өзүңни мейини сүртүп мәсиһ қилалмайсән, Йеңи шарапни чәйләп чиқирисән, Бирақ шарап ичәлмәйсән.
16 Qünki «Omrining bǝlgilimiliri»ni, «Aⱨabning jǝmǝtidikilǝr ⱪilƣanliri»ni tutisǝn; Sǝn ularning nǝsiⱨǝtliridǝ mangisǝn, Xuning bilǝn Mǝn seni harabǝ, Sǝndǝ turuwatⱪanlarning ⱨǝmmisi isⱪirtix obyekti ⱪilimǝn; Sǝn hǝlⱪimdiki xǝrmǝndiqilikni kɵtürisǝn.
Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни, «Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән; Сән уларниң несиһәтлиридә маңисән, Шуниң билән Мән сени харабә, Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән; Сән хәлқимдики шәрмәндичиликни көтирисән.