< Yo'el 2 >
1 Zion teƣida kanay qelinglar, Muⱪǝddǝs teƣimda agaⱨ signalini anglitinglar; Zeminda turƣuqi ⱨǝmmǝylǝn dir-dir titrisun; Qünki Pǝrwǝrdigarning küni kelidu, u yeⱪindidur.
Зион теғида канай челиңлар, Муқәддәс теғимда агаһ сигналини аңлитиңлар; Зиминда турғучи һәммәйлән дир-дир титрисун; Чүнки Пәрвәрдигарниң күни келиду, у йеқиндидур.
2 U kün bolsa ⱪarangƣu ⱨǝm sür kün, Bulutlar ⱪaplanƣan ⱨǝm ⱪapⱪarangƣu zulmǝt kün, — tang sǝⱨǝr taƣlar üstigǝ yeyilƣandǝk, Zor ⱨǝm küqlük bir hǝlⱪ kelidu; Ularƣa ohxax bolƣuqilar bolup baⱪmiƣan, Ulardin keyinmu, dǝwrdin-dǝwrgǝ yǝnǝ bolmaydu.
У күн болса қараңғу һәм сүр күн, Булутлар қапланған һәм қапқараңғу зулмәт күн, — таң сәһәр тағлар үстигә йейилғандәк, Зор һәм күчлүк бир хәлиқ келиду; Уларға охшаш болғучилар болуп бақмиған, Улардин кейинму, дәвирдин-дәвиргә йәнә болмайду.
3 Ularning aldida kɵydürgüqi ot mangidu, Ularning kǝynidǝ bolsa bir yalⱪun kɵydürüp ɵtidu; Kelixtin burun zemin «Erǝn baƣqisi»dǝk, Biraⱪ ularning tapini tǝgkǝndin keyin gül-giyaⱨsiz qɵl-bayawan bolidu; Bǝrⱨǝⱪ, ulardin ⱨeqnemǝ ⱪeqip ⱪutulalmaydu.
Уларниң алдида көйдүргүчи от маңиду, Уларниң кәйнидә болса бир ялқун көйдүрүп өтиду; Келиштин бурун зимин «Ерән бағчиси»дәк, Бирақ уларниң тапини тәккәндин кейин гүл-гиясиз чөл-баяван болиду; Бәрһәқ, улардин һеч немә қечип қутулалмайду.
4 Ularning ⱪiyapiti atⱪa ohxaydu, Atliⱪ lǝxkǝrdǝk qapidu.
Уларниң қияпити атқа охшайду, Атлиқ ләшкәрдәк чапиду.
5 Jǝng ⱨarwiliri güldürligǝndǝk sada bilǝn ular taƣ qoⱪⱪiliridin sǝkrǝp ɵtidu; Pahalni paraslap kɵydürgǝn ot awazidǝk taraslap mangidu, Dǝbdǝbilik sǝp tüzǝp turƣan küqlük ⱪoxundǝk yüridu,
Җәң һарвулири гүлдүрлигәндәк сада билән улар тағ чоққилиридин сәкрәп өтиду; Пахални параслап көйдүргән от авазидәк тараслап маңиду, Дәбдәбилик сәп түзәп турған күчлүк қошундәк жүриду,
6 Ularning aldida ǝllǝr ⱪattiⱪ azablinidu, Ⱨǝmmǝ qiray tatirip ketidu.
Уларниң алдида әлләр қаттиқ азаплиниду, Һәммә чирай татирип кетиду.
7 Ular palwanlardǝk yügüridu; Jǝngqilǝrdǝk sepildin artilip ɵtidu; Ⱨǝmmisi ɵz aldiƣa ⱪarap yürüx ⱪilidu; Sǝplirini ⱨeq buzmaydu.
Улар палванлардәк жүгүриду; Җәңчиләрдәк сепилдин артилип өтиду; Һәммиси өз алдиға қарап жүрүш қилиду; Сәплирини һеч бузмайду.
8 Ⱨeqⱪaysisi ɵz ⱪerindixini ⱪistimaydu; Ⱨǝrⱪaysisi ɵz yolida mangidu; Ⱪorallarƣa etilsimu, yarilanmay ɵtüp mangidu;
Һеч қайсиси өз қериндишини қистимайду; Һәр қайсиси өз йолида маңиду; Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду;
9 Xǝⱨǝrning ⱨǝmmǝ yerigǝ qepixidu; Sepil üstidǝ yügürüp yüridu; Ɵylǝrgǝ yamixip qiⱪidu; Derizilǝrdin oƣridǝk kiridu.
Шәһәрниң һәммә йеригә чепишиду; Сепил үстидә жүгүрүп жүриду; Өйләргә ямишип чиқиду; Деризиләрдин оғридәк кириду.
10 Ular aldida yǝr-zeminni titrǝk basidu, Asmanlar tǝwrinip ketidu; Ⱪuyax ⱨǝm ay ⱪarangƣulixip ketidu, Yultuzlar julasini ⱪayturuwalidu.
Улар алдида йәр-зиминни титрәк басиду, Асманлар тәвринип кетиду; Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду, Юлтузлар җуласини қайтурувалиду.
11 Pǝrwǝrdigar Ɵz ⱪoxuni aldida awazini ⱪoyuwetidu, Qünki Uning bargaⱨi payansizdur; Uning sɵzini orunliƣuqi küqlüktur; Qünki Pǝrwǝrdigarning küni uluƣ, intayin dǝⱨxǝtliktur; Kim uni kɵtürǝlisun?
Пәрвәрдигар Өз қошуни алдида авазини қоюветиду, Чүнки Униң баргаһи паянсиздур; Униң сөзини орунлиғучи күчлүктур; Чүнки Пәрвәрдигарниң күни улуқ, интайин дәһшәтликтур; Ким уни көтирәлисун?
12 Biraⱪ ⱨǝtta ⱨazirmu, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — Qin kɵnglünglǝr bilǝn, rozilar bilǝn, yiƣilar bilǝn matǝm tutup Mening yenimƣa ⱪaytip kelinglar;
Бирақ һәтта һазирму, — дәйду Пәрвәрдигар, — Чин көңлүңләр билән, розилар билән, жиғилар билән матәм тутуп Мениң йенимға қайтип келиңлар;
13 Kiyim-keqikinglarni ǝmǝs, bǝlki yürǝk-baƣringlarni tilip, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning yeniƣa ⱪaytip beringlar; Qünki U meⱨir-xǝpⱪǝtlik ⱨǝm rǝⱨimdil, Asan ƣǝzǝplǝnmǝydu, zor meⱨir-muⱨǝbbǝtliktur, Yamanliⱪtin yanidiƣan [Huda]dur.
Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип, Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға қайтип бериңлар; Чүнки У меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил, Асан ғәзәпләнмәйду, зор меһир-муһәббәтликтур, Яманлиқтин янидиған [Худа]дур.
14 Kim bilidu, U jazalaxtin yenip, rǝⱨim ⱪilip birǝr bǝrikǝtni, Pǝrwǝrdigar Hudayinglarƣa sunƣudǝk birǝr «axliⱪ ⱨǝdiyǝ» ⱨǝm «xarab ⱨǝdiyǝ»ni ⱪaldurup ketǝmdu tehi?
Ким билиду, У җазалаштин йенип, рәһим қилип бирәр бәрикәтни, Пәрвәрдигар Худайиңларға сунғидәк бирәр «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә»ни қалдуруп кетәмду техи?
15 Zion teƣida kanay qelinglar, «Roza tutayli» dǝp [Hudaƣa] mǝhsus bir mǝzgilni ayringlar, Jamaǝtkǝ mǝhsus yiƣilimiz, dǝp jakarlanglar;
Зион теғида канай челиңлар, «Роза тутайли» дәп [Худаға] мәхсус бир мәзгилни айриңлар, Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар;
16 Əlni yiƣinglar, jamaǝtni paklandurunglar, Aⱪsaⱪallarni jǝm ⱪilinglar, balilarni, emiwatⱪanlarnimu yiƣinglar; Toy ⱪiliwatⱪan yigit ɵz ɵyidin, Yatliⱪ bolidiƣan ⱪiz ⱨujrisidin qiⱪsun;
Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар, Ақсақалларни җәм қилиңлар, балиларни, емиватқанларниму жиғиңлар; Той қиливатқан жигит өз өйидин, Ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун;
17 Kaⱨinlar, yǝni Pǝrwǝrdigarning hizmǝtqiliri aywan bilǝn ⱪurbangaⱨ otturisida yiƣa-zar kɵtürsun, Ular eytsunki, «I Pǝrwǝrdigar, Ɵz hǝlⱪinggǝ iqingni aƣritⱪaysǝn, Ɵz mirasingni horluⱪtin saⱪlap, Ularni ǝllǝrgǝ sɵz-qɵqǝk boluxⱪa ⱪoymiƣaysǝn; Əl-yurtlar arisida: «Ularning Hudasi ⱪeni?» deyilmisun».
Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтәрсун, Улар ейтсунки, «И Пәрвәрдигар, Өз хәлқиңгә ичиңни ағритқайсән, Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап, Уларни әлләргә сөз-чөчәк болушқа қоймиғайсән; Әл-жутлар арисида: «Уларниң Худаси қени?» дейилмисун».
18 Andin Pǝrwǝrdigar Ɵz zeminiƣa otluⱪ muⱨǝbbitini, Ɵz hǝlⱪigǝ rǝⱨim-xǝpⱪǝtni kɵrsǝtti;
Андин Пәрвәрдигар Өз зиминиға отлуқ муһәббитини, Өз хәлқигә рәһим-шәпқәтни көрсәтти;
19 Pǝrwǝrdigar jawabǝn Ɵz hǝlⱪigǝ mundaⱪ dedi: — «Mana, Mǝn silǝrgǝ buƣday, yengi xarab wǝ zǝytun meyini ǝwǝtimǝn, Silǝr bulardin ⱪandurulisilǝr; Wǝ Mǝn silǝrni ⱪaytidin ǝllǝr arisida xǝrmǝndǝ ⱪilip ⱪoymaymǝn;
Пәрвәрдигар җававән Өз хәлқигә мундақ деди: — «Мана, Мән силәргә буғдай, йеңи шарап вә зәйтун мейини әвәтимән, Силәр булардин қандурулисиләр; Вә Мән силәрни қайтидин әлләр арисида шәрмәндә қилип қоймаймән;
20 Ⱨǝm ximaldin kǝlgüqini silǝrdin yiraⱪ ⱪilip, Uning aldi ⱪismini xǝrⱪiy dengizƣa, Kǝyni ⱪismini ƣǝrbiy dengizƣa ⱪoƣliwetimǝn; Uni qɵl bir zeminƣa ⱨǝydiwetimǝn; Uning sesiⱪliⱪi purap turidu, Pasiⱪ ⱨidi qiⱪidu; Qünki u «qong ixlarni ⱪilƣuqimǝn» dǝp ɵzini uluƣ ⱪilmaⱪqi bolidu.
Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип, Униң алди қисмини шәрқий деңизға, Кәйни қисмини ғәрбий деңизға қоғливетимән; Уни чөл бир зиминға һайдиветимән; Униң сесиқлиғи пурап туриду, Пасиқ һиди чиқиду; Чүнки у «чоң ишларни қилғучимән» дәп өзини улуқ қилмақчи болиду.
21 Ⱪorⱪma, i zemin; Xadlinip huxal bol; Qünki Pǝrwǝrdigar uluƣ ixlarni ⱪilƣan.
Қорқма, и зимин; Шатлинип хошал бол; Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған.
22 I daladiki ⱨaywanlar, ⱪorⱪmanglar; Qünki qɵllüktiki ot-qɵplǝr bǝrⱪ urmaⱪta; Dǝrǝh mewisini bǝrmǝktǝ, Ənjür dǝrihi, üzüm teli toluⱪ ⱨosul beridu.
И даладики һайванлар, қорқмаңлар; Чүнки чөллүктики от-чөпләр бәрқ урмақта; Дәрәқ мевисини бәрмәктә, Әнҗир дәриғи, үзүм тели толуқ һосул бериду.
23 Ⱨǝm silǝr, Zionning baliliri, xadlinip Pǝrwǝrdigar Hudayinglardin hursǝn bolunglar; Qünki U ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ boyiqǝ silǝrgǝ «awwalⱪi yamƣurlar»ni beridu; U silǝrgǝ ⱨɵl-yeƣin beridu, Yǝni baxta bolƣandǝk «awwalⱪi yamƣurlar» ⱨǝm «keyinki yamƣurlar»ni yaƣduridu.
Һәм силәр, Зионниң балилири, шатлинип Пәрвәрдигар Худайиңлардин хурсән болуңлар; Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду; У силәргә һөл-йеғин бериду, Йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду.
24 Hamanlar buƣdayƣa tolƣan bolidu, Idix-küplǝr yengi xarab ⱨǝm maylarƣa tolup taxidu.
Хаманлар буғдайға толған болиду, Идиш-күпләр йеңи шарап һәм майларға толуп ташиду.
25 Wǝ Mǝn silǝrgǝ qekǝtkilǝr, qekǝtkǝ liqinkiliri, «wǝyranqi ⱪurt»lar, «qixligüqi ⱪurt»lar, Yǝni Mǝn aranglarƣa ǝwǝtkǝn uluƣ ⱪoxunum yegǝn yillarni ⱪayturup berimǝn;
Вә Мән силәргә чекәткиләр, чекәткә личинкилири, «вәйранчи қурут»лар, «чишлигүчи қурут»лар, Йәни Мән араңларға әвәткән улуқ қошунум йегән жилларни қайтуруп беримән;
26 Silǝr boluxiqǝ yǝp, ⱪandurulisilǝr, Xuningdǝk silǝrgǝ karamǝt ixlarni kɵrsǝtkǝn Pǝrwǝrdigar Hudayinglarning namini mǝdⱨiyilǝysilǝr; Xuning bilǝn Mening hǝlⱪim ⱨǝrgiz yǝnǝ hijalǝtkǝ ⱪalmaydu.
Силәр болушичә йәп, қандурулисиләр, Шуниңдәк силәргә карамәт ишларни көрсәткән Пәрвәрдигар Худайиңларниң намини мәдһийиләйсиләр; Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
27 Silǝr Mening Israil iqidǝ turƣanliⱪimni, Xundaⱪla Mǝnki Pǝrwǝrdigar silǝrning Hudayinglar ikǝnlikimni, Mǝndin baxⱪa ⱨeqkim bolmaydiƣanliⱪini bilisilǝr; Xuning bilǝn Mening hǝlⱪim ⱨǝrgiz yǝnǝ hijalǝtkǝ ⱪalmaydu.
Силәр Мениң Исраил ичидә турғанлиғимни, Шундақла Мәнки Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлар екәнлигимни, Мәндин башқа һеч ким болмайдиғанлиғини билисиләр; Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
28 Ⱨǝm keyin, Mǝn Ɵz Roⱨimni barliⱪ ǝt igiliri üstigǝ ⱪuyimǝn; Silǝrning oƣul-ⱪizliringlar bexarǝt beridu, Ⱪeriliringlar alamǝt qüxlǝrni kɵridu, Yigitliringlar ƣayibanǝ alamǝt kɵrünüxlǝrni kɵridu;
Һәм кейин, Мән Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән; Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду, Қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду, Жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду;
29 Bǝrⱨǝⱪ, xu künlǝrdǝ ⱪullar üstigimu, dedǝklǝr üstigimu Roⱨimni ⱪuyimǝn.
Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллар үстигиму, дедәкләр үстигиму Роһумни қуйимән.
30 Mǝn asmanlarda, zemindǝ karamǝtlǝrni, Ⱪan, ot, is-tütǝk tüwrüklirini kɵrsitimǝn.
Мән асманларда, зиминдә карамәтләрни, Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
31 Pǝrwǝrdigarning uluƣ ⱨǝm dǝⱨxǝtlik küni kǝlmigüqǝ, Ⱪuyax ⱪarangƣuluⱪⱪa, Ay ⱪanƣa aylandurulidu.
Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни кәлмигичә, Қуяш қараңғулуққа, Ай қанға айландурулиду.
32 Ⱨǝm xundaⱪ ǝmǝlgǝ axuruliduki, Pǝrwǝrdigarning namini qaⱪirip nida ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisi ⱪutⱪuzulidu; Qünki Pǝrwǝrdigar deginidǝk, Zion teƣida ⱨǝm Yerusalemda, Ⱨǝmdǝ Pǝrwǝrdigar qaⱪirmaⱪqi bolƣan «ⱪaldisi»lar üqün ⱪutⱪuzux-nijat bolidu.
Һәм шундақ әмәлгә ашурулидуки, Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду; Чүнки Пәрвәрдигар дегинидәк, Зион теғида һәм Йерусалимда, Һәмдә Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар үчүн қутқузуш-ниҗат болиду.