< Ayup 5 >

1 Ⱪeni, iltija ⱪilip baⱪ, sanga jawab ⱪilƣuqi barmikin? Muⱪǝddǝslǝrning ⱪaysisidin panaⱨ tilǝysǝn?
Қени, илтиҗа қилип бақ, саңа җавап қилғучи бармекин? Муқәддәсләрниң қайсисидин панаһ тиләйсән?
2 Qünki ǝhmǝⱪning aqqiⱪi ɵzini ɵltüridu, Ⱪǝⱨri nadanning jeniƣa zamin bolidu.
Чүнки ахмақниң аччиғи өзини өлтүриду, Қәһри наданниң җениға замин болиду.
3 Mǝn ɵz kɵzüm bilǝn ǝhmǝⱪning yiltiz tartⱪanliⱪini kɵrgǝnmǝn; Lekin xu ⱨaman uning makanini «Lǝnǝtkǝ uqraydu!» dǝp bildim,
Мән өз көзүм билән ахмақниң йилтиз тартқанлиғини көргәнмән; Лекин шу һаман униң маканини «Ләнәткә учрайду!» дәп билдим,
4 Uning baliliri amanliⱪtin yiraⱪtur; Ular xǝⱨǝr dǝrwazisida sot ⱪilinƣanda basturuldi; Ularƣa ⱨeqkim ⱨimayiqi bolmaydu.
Униң балилири аманлиқтин жирақтур; Улар шәһәр дәрвазисида сот қилинғанда бастурулди; Уларға һеч ким һимайичи болмайду.
5 Uning ⱨosulini aqlar yǝp tügitidu; Ular ⱨǝtta tikǝn arisida ⱪalƣanlirinimu elip tügitidu; Ⱪiltaⱪqimu uning mal-mülüklirini yutuwelixⱪa tǝyyar turidu.
Униң һосулини ачлар йәп түгитиду; Улар һәтта тикән арисида қалғанлириниму елип түгитиду; Қилтақчиму униң мал-мүлүклирини жутувелишқа тәйяр туриду.
6 Qünki awariqilik ǝzǝldin topidin ünüp qiⱪmaydu, Külpǝtmu yǝrdin ɵsüp qiⱪⱪanmu ǝmǝs.
Чүнки аваричилик әзәлдин топидин үнүп чиқмайду, Күлпәтму йәрдин өсүп чиққанму әмәс.
7 Biraⱪ uqⱪun yuⱪiriƣa uqidiƣandǝk, Insan külpǝt tartixⱪa tuƣulƣandur.
Бирақ учқун жуқуриға учидиғандәк, Инсан күлпәт тартишқа туғулғандур.
8 Ornungda mǝn bolsam, Tǝngriƣila murajiǝt ⱪilattim, Mǝn iximni Hudayimƣila tapxuriwetǝttim.
Орнуңда мән болсам, Тәңриғила мураҗиәт қилаттим, Мән ишимни Худайимғила тапшуриветәттим.
9 U ⱨesabsiz karamǝtlǝrni, San-sanaⱪsiz mɵjizilǝrni yaritidu.
У һесапсиз карамәтләрни, Сан-санақсиз мөҗизиләрни яритиду.
10 U yǝrgǝ yamƣur tǝⱪdim ⱪilidu; U dala üstigǝ su ǝwǝtip beridu.
У йәргә ямғур тәқдим қилиду; У дала үстигә су әвәтип бериду.
11 U pǝs orunda turidiƣanlarning mǝrtiwisini üstün ⱪilidu; Matǝm tutⱪanlar amanliⱪⱪa kɵtürülidu.
У пәс орунда туридиғанларниң мәртивисини үстүн қилиду; Матәм тутқанлар аманлиққа көтирилиду.
12 U ⱨiyligǝrlǝrning niyǝtlirini bikar ⱪiliwetidu, Nǝtijidǝ ular ixini püttürǝlmǝydu.
У һейлигәрләрниң нийәтлирини бекар қиливетиду, Нәтиҗидә улар ишини пүттүрәлмәйду.
13 U mǝkkarlarni ɵz ⱨiyligǝrlikidin tuzaⱪⱪa alidu; Əgrilǝrning nǝyrǝngliri eⱪitip ketilidu.
У мәккарларни өз һейлигәрлигидин қапқанқа алиду; Әгирләрниң нәйрәңлири еқитип кетилиду.
14 Kündüzdǝ ular ⱪarangƣuluⱪⱪa uqraydu; Qüxtǝ tün keqidǝk silaxturup mangidu.
Күндүздә улар қараңғулуққа учрайду; Чүштә түн кечидәк силаштуруп маңиду.
15 Biraⱪ u miskinlǝrni mǝkkarlarning ⱪiliqi wǝ aƣzidin ⱪutⱪuzidu, Ularni küqlüklǝrning qanggilidin ⱪudrǝtlik ⱪoli bilǝn ⱪutⱪuzidu.
Бирақ у мискинләрни мәккарларниң қиличи вә ағзидин қутқузиду, Уларни күчлүкләрниң чаңгилидин қудрәтлик қоли билән қутқузиду.
16 Xunga, ajizlar üqün ümid tuƣulidu, Ⱪǝbiⱨlik aƣzini yumidu.
Шуңа, аҗизлар үчүн үмүт туғулиду, Қәбиһлик ағзини юмиду.
17 Ⱪara, Tǝngri ibrǝt bǝrgǝn adǝm bǝhtliktur, Xunga, Ⱨǝmmigǝ Ⱪadirning tǝrbiyisigǝ sǝl ⱪarima jumu!
Қара, Тәңри ибрәт бәргән адәм бәхитликтур, Шуңа, Һәммигә Қадирниң тәрбийисигә сәл қарима җуму!
18 Qünki U adǝmni yarilanduridu, andin yarini tangidu; U sanjiydu, biraⱪ Uning ⱪolliri yǝnǝ saⱪaytidu.
Чүнки У адәмни яриландуриду, андин ярини таңиду; У санҗийду, бирақ Униң қоллири йәнә сақайтиду.
19 U seni altǝ ⱪiyinqiliⱪtin ⱪutⱪuzidu; Ⱨǝtta yǝttǝ külpǝttǝ ⱨeqⱪandaⱪ yamanliⱪ sanga tǝgmǝydu.
У сени алтә қийинчилиқтин қутқузиду; Һәтта йәттә күлпәттә һеч қандақ яманлиқ саңа тәгмәйду.
20 Aqarqiliⱪta U sening ülüminggǝ, Uruxta U sanga urulƣan ⱪiliq zǝrbisigǝ nijatkar bolidu.
Ачарчилиқта У сениң үлүмиңгә, Урушта У саңа урулған қилич зәрбисигә ниҗаткар болиду.
21 Sǝn zǝⱨǝrlik tillarning zǝrbisidimu baxpanaⱨliⱪ iqigǝ yoxurunisǝn, Wǝyranqiliⱪ kǝlgǝndǝ uningdin ⱨeq ⱪorⱪmaydiƣan bolisǝn.
Сән зәһәрлик тилларниң зәрбисидиму башпанаһлиқ ичигә йошурунисән, Вәйранчилиқ кәлгәндә униңдин һеч қорқмайдиған болисән.
22 Wǝyranqiliⱪ wǝ ⱪǝⱨǝtqilik aldida külüpla ⱪoyisǝn; Yǝr yüzidiki ⱨaywanlardinmu ⱨeq ⱪorⱪmaysǝn.
Вәйранчилиқ вә қәһәтчилик алдида күлүпла қойисән; Йәр йүзидики һайванлардинму һеч қорқмайсән.
23 Sǝn daladiki taxlar bilǝn ǝⱨdidax bolisǝn; Yawayi ⱨaywanlarmu sǝn bilǝn inaⱪ ɵtidu.
Сән даладики ташлар билән әһдидаш болисән; Явайи һайванларму сән билән енақ өтиду.
24 Sǝn qediringning tinq-amanliⱪta bolidiƣanliⱪini bilip yetisǝn; Mal-mülküngni editlisǝng, ⱨǝmmǝ nemǝngning tǝl ikǝnlikini bayⱪaysǝn.
Сән чедириңниң теч-аманлиқта болидиғанлиғини билип йетисән; Мал-мүлкүңни едитлисәң, һәммә немәңниң тәл екәнлигини байқайсән.
25 Nǝsling kɵp bolidiƣanliⱪini, Pǝrzǝntliringning ot-qɵptǝk kɵp ikǝnlikini bilisǝn.
Нәслиң көп болидиғанлиғини, Пәрзәнтлириңниң от-чөптәк көп екәнлигини билисән.
26 Sǝn ɵz waⱪtidila yetilip yiƣilƣan bir baƣ buƣdaydǝk, Pǝⱪǝt waⱪit-saiting pixip yetilgǝndila yǝrlikinggǝ kirisǝn.
Сән өз вақтидила йетилип жиғилған бир бағ буғдайдәк, Пәқәт вақит-саитиң пишип йетилгәндила йәрлигиңгә кирисән.
27 Biz ɵzimiz buni tǝkxürüp kɵrgǝnmiz — ular ⱨǝⱪiⱪǝtǝn xundaⱪtur. Xunga ɵzüng anglap bil, bularni ɵzünggǝ tǝtbiⱪlap oylap baⱪ».
Биз өзимиз буни тәкшүрүп көргәнмиз — улар һәқиқәтән шундақтур. Шуңа өзүң аңлап бил, буларни өзүңгә тәтбиқлап ойлап бақ».

< Ayup 5 >