< Əstǝr 1 >
1 Aⱨaxwerox (Ⱨindistandin Ⱨǝbǝxistanƣiqǝ bir yüz yigirmǝ yǝttǝ ɵlkigǝ ⱨɵkümranliⱪ ⱪilƣan Aⱨaxwerox)ning tǝhttiki künliridǝ xundaⱪ bir wǝⱪǝ boldi: —
Аһашверош (Һиндистандин Һәбәшистанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған Аһашверош)ниң тәхттики күнлиридә шундақ бир вақиә болди: —
2 Xu künlǝrdǝ, u padixaⱨ Aⱨaxwerox Xuxan ⱪǝl’ǝsidiki xaⱨanǝ tǝhtidǝ olturƣinida,
Шу күнләрдә, у падиша Аһашверош Шушан қәлъәсидики шаһанә тәхтидә олтарғинида,
3 u sǝltǝnǝt sürüp üqinqi yili barliⱪ ǝmirliri wǝ bǝg-ⱨakimliriƣa ziyapǝt bǝrdi; Pars wǝ Medianing ⱪoxuni, xuningdǝk ⱨǝrⱪaysi ɵlkilǝrning esilzadiliri wǝ bǝglirining ⱨǝmmisi uning ⱨuzuriƣa ⱨazir boldi.
у сәлтәнәт сүрүп үчинчи жили барлиқ әмирлири вә бәг-һакимлириға зияпәт бәрди; Парс вә Медианиң қошуни, шуниңдәк һәр қайси өлкиләрниң есилзадилири вә бәглириниң һәммиси униң һозуриға һазир болди.
4 U sǝltǝnitining bayliⱪining xanu-xǝwkiti wǝ ⱨǝywitining katta julasini kɵp künlǝr, yǝni bir yüz sǝksǝn kün kɵrgǝzmǝ ⱪildi.
У сәлтәнитиниң байлиғиниң шану-шәвкити вә һәйвитиниң катта җуласини көп күнләр, йәни бир йүз сәксән күн көргәзмә қилди.
5 Bu künlǝr ɵtüp kǝtkǝndin keyin padixaⱨ yǝnǝ Xuxan ⱪǝl’ǝsidiki barliⱪ hǝlⱪⱪǝ qong-kiqik demǝy, ordining qarbeƣidiki ⱨoylida yǝttǝ kün ziyapǝt bǝrdi.
Бу күнләр өтүп кәткәндин кейин падиша йәнә Шушан қәлъәсидики барлиқ хәлиққә чоң-кичик демәй, ординиң чарбеғидики һойлида йәттә күн зияпәт бәрди.
6 U yǝr aⱪ wǝ kɵk kǝndir yiptin toⱪulƣan pǝrdilǝr bilǝn bezǝlgǝn bolup, bu pǝrdilǝr mǝrmǝr tax tüwrüklǝrgǝ bekitilgǝn kümüx ⱨalⱪilarƣa aⱪ rǝnglik kǝndir yip wǝ sɵsün yungluⱪ xoynilar bilǝn esilƣanidi; aⱪ ⱪaxtax wǝ aⱪ mǝrmǝr taxlar, sǝdǝp wǝ ⱪara mǝrmǝr taxlar yatⱪuzulƣan mǝydan üstigǝ altun-kümüxtin yasalƣan diwanlar ⱪoyulƣanidi.
У йәр ақ вә көк кәндир жиптин тоқулған пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләргә бекитилгән күмүч һалқиларға ақ рәңлик кәндир жип вә сөсүн жуңлуқ шойнилар билән есилған еди; ақ қашташ вә ақ мәрмәр ташлар, сәдәп вә қара мәрмәр ташлар ятқузулған мәйдан үстигә алтун-күмүчтин ясалған диванлар қоюлған еди.
7 Iqimliklǝr altun jamlarda tutup iqilǝtti; jamlar bir-birigǝ ohximaytti; xaⱨanǝ mǝy-xarablar padixaⱨning sǝltǝnitigǝ yarixa mol idi.
Ичимликләр алтун җамларда тутуп ичиләтти; җамлар бир-биригә охшимайтти; шаһанә мәй-шараплар падишаниң сәлтәнитигә яриша мол еди.
8 Xarab iqix ⱪaidisi boyiqǝ, zorlaxⱪa ruhsǝt ⱪilinmaytti; qünki padixaⱨ ordidiki barliⱪ ƣojidarlarƣa, ⱨǝrkimning iqixi ɵz haⱨixi boyiqǝ bolsun, dǝp bekitip bǝrgǝnidi.
Шарап ичиш қаидиси бойичә, зорлашқа рухсәт қилинмайтти; чүнки падиша ордидики барлиқ ғоҗидарларға, һәр кимниң ичиши өз хаһиши бойичә болсун, дәп бекитип бәргән еди.
9 Hanix Waxtimu padixaⱨ Aⱨaxweroxning ordisida ayallar üqün ziyapǝt bǝrdi.
Ханиш Ваштиму падиша Аһашверошниң ордисида аяллар үчүн зияпәт бәрди.
10 Yǝttinqi küni Aⱨaxwerox padixaⱨ xarabtin kǝypi qaƣ bolƣinida, aldida hizmitidǝ turƣan Mǝⱨuman, Bizta, Ⱨarbona, Bigta, Abagta, Zetar, Karkas degǝn yǝttǝ ⱨǝrǝm’aƣisini
Йәттинчи күни Аһашверош падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, алдида хизмитидә турған Мәһуман, Бизта, Һарбона, Бигта, Абагта, Зетар, Каркас дегән йәттә һәрәмъағисини
11 hanix Waxtining puⱪralar wǝ ǝmirlǝrning aldida güzǝllikini kɵrsǝtsun dǝp, uni hanixliⱪ tajini kiyip kelixkǝ qarⱪirƣili ǝwǝtti; qünki u tolimu qirayliⱪ idi.
ханиш Ваштиниң пухралар вә әмирләрниң алдида гөзәллигини көрсәтсун дәп, уни ханишлиқ таҗини кийип келишкә чарқирғили әвәтти; чүнки у толиму чирайлиқ еди.
12 Lekin ⱨǝrǝm’aƣiliri hanix Waxtiƣa padixaⱨning ǝmrini yǝtküzgǝndǝ, u kelixni rǝt ⱪildi; xuning bilǝn padixaⱨ intayin ƣǝzǝplinip, uning ⱪǝⱨri ɵrlidi.
Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у келишни рәт қилди; шуниң билән падиша интайин ғәзәплинип, униң қәһри өрлиди.
13 Xu waⱪitlarda padixaⱨning ixliri toƣruluⱪ ⱪanun-ǝⱨkamlarni pixxiⱪ bilgǝnlǝrdin mǝsliⱨǝt sorax aditi bar idi; xunga padixaⱨ wǝziyǝtni pixxiⱪ qüxinidiƣan danixmǝnlǝrdin soridi
Шу вақитларда падишаниң ишлири тоғрилиқ қанун-әһкамларни пишшиқ билгәнләрдин мәслиһәт сораш адити бар еди; шуңа падиша вәзийәтни пишшиқ чүшинидиған данишмәнләрдин сориди
14 (u qaƣda danixmǝnlǝrdin uning yenida Karxina, Xetar, Admata, Tarxix, Mǝrǝs, Marsena, Mǝmukan ⱪatarliⱪ yǝttǝ Pars bilǝn Medianing ǝmirliri bar idi; ular daim padixaⱨ bilǝn kɵrüxüp turatti, padixaⱨliⱪta ular aldinⱪi ⱪatarda turatti).
(у чағда данишмәнләрдин униң йенида Каршина, Шетар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсена, Мәмукан қатарлиқ йәттә Парс билән Медианиң әмирлири бар еди; улар дайим падиша билән көрүшүп туратти, падишалиқта улар алдинқи қатарда туратти).
15 Padixaⱨ ulardin: — Hanix Waxti mǝnki padixaⱨ Aⱨaxweroxning ⱨǝrǝm’aƣilar arⱪiliⱪ yǝtküzgǝn ǝmrim boyiqǝ ix ⱪilmiƣini üqün uni ⱪanun boyiqǝ ⱪandaⱪ bir tǝrǝp ⱪilix kerǝk? — dǝp soridi.
Падиша улардин: — Ханиш Вашти мәнки падиша Аһашверошниң һәрәмъағилар арқилиқ йәткүзгән әмрим бойичә иш қилмиғини үчүн уни қанун бойичә қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.
16 Mǝmukan padixaⱨ wǝ ǝmirlǝrning aldida jawap berip: — Hanix Waxti aliylirining zitiƣa tegipla ⱪalmay, bǝlki padixaⱨimiz Aⱨaxweroxning ⱨǝrⱪaysi ɵlkiliridiki barliⱪ ǝmirlǝr wǝ barliⱪ puⱪralarningmu zitiƣa tǝgdi.
Мәмукан падиша вә әмирләрниң алдида җавап берип: — Ханиш Вашти алийлириниң зитиға тегипла қалмай, бәлки падишасимиз Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридики барлиқ әмирләр вә барлиқ пухраларниңму зитиға тәгди.
17 Qünki hanixning xu ⱪilƣini barliⱪ ayallarning ⱪuliⱪiƣa yǝtsǝ, ular «Padixaⱨ Aⱨaxwerox: «Hanixi Waxtini yenimƣa elip kelinglar» dǝp ǝmr ⱪilsa, u kǝlmǝptu!» dǝp ɵz ǝrlirini mǝnsitmǝydiƣan ⱪilip ⱪoyidu.
Чүнки ханишниң шу қилғини барлиқ аялларниң қулиқиға йәтсә, улар «Падиша Аһашверош: «Ханиши Ваштини йенимға елип келиңлар» дәп әмир қилса, у кәлмәпту!» дәп өз әрлирини мәнситмәйдиған қилип қойиду.
18 Pars wǝ Mediadiki mǝlikǝ-hanimlar hanixning bu ixini anglap, bügünla padixaⱨning barliⱪ bǝg-ǝmirlirigǝ xuningƣa ohxax dǝydiƣan bolidu, xuning bilǝn mǝnsitmǝslik wǝ hapiliⱪ üzülmǝydu.
Парс вә Медиадики мәликә-ханимлар ханишниң бу ишини аңлап, бүгүнла падишаниң барлиқ бәг-әмирлиригә шуниңға охшаш дәйдиған болиду, шуниң билән мәнситмәслик вә хапилиқ үзүлмәйду.
19 Padixaⱨimƣa muwapiⱪ kɵrünsǝ, aliyliridin mundaⱪ bir yarliⱪ qüxürülsun, xuningdǝk u Parslar wǝ Medialarning mǝnggü ɵzgǝrtilmǝydiƣan ⱪanun-bǝlgilimiliri iqigǝ pütülgǝyki, Waxti ikkinqi padixaⱨ Aⱨaxweroxning ⱨuzuriƣa kǝlmigǝy; uning hanixliⱪ mǝrtiwisi uningdin yahxi birsigǝ berilgǝy.
Падишасимға мувапиқ көрүнсә, алийлиридин мундақ бир ярлиқ чүшүрүлсун, шуниңдәк у Парслар вә Медиаларниң мәңгү өзгәртилмәйдиған қанун-бәлгүлимилири ичигә пүтүлгәйки, Вашти иккинчи падиша Аһашверошниң һозуриға кәлмигәй; униң ханишлиқ мәртивиси униңдин яхши бирисигә берилгәй.
20 Aliylirining jakarliƣan yarliⱪi pütün sǝltǝnitigǝ yetip anglanƣan ⱨaman (uning sǝltǝnitining zemini bipayan bolsimu), ayallarning ⱨǝrbiri ɵz erigǝ, mǝyli qong bolsun kiqik bolsun ularƣa ⱨɵrmǝt ⱪilidiƣan bolidu, — dedi.
Алийлириниң җакалиған ярлиғи пүтүн сәлтәнитигә йетип аңланған һаман (униң сәлтәнитиниң зимини бепаян болсиму), аялларниң һәр бири өз еригә, мәйли чоң болсун кичик болсун уларға һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
21 Mǝmukanning bu gepi padixaⱨ bilǝn ǝmirlirini hux ⱪildi; padixaⱨ uning gepi boyiqǝ ix kɵrdi.
Мәмуканниң бу гепи падиша билән әмирлирини хуш қилди; падиша униң гепи бойичә иш көрди.
22 U padixaⱨning barliⱪ ɵlkilirigǝ, ⱨǝrbir ɵlgigǝ ɵz yeziⱪi bilǝn, ⱨǝrⱪaysi ǝl-millǝtkǝ ɵz tili bilǝn hǝtlǝrni ǝwǝtip: «Ⱨǝrbir ǝr kixi ɵz ailisi iqidǝ hojayin bolsun, xundaⱪla ɵz ana tili bilǝn sɵzlisun» degǝn ǝmrni qüxürdi.
У падишаниң барлиқ өлкилиригә, һәр бир өлгигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләткә өз тили билән хәтләрни әвәтип: «Һәр бир әр киши өз аилиси ичидә ғоҗайин болсун, шундақла өз ана тили билән сөзлисун» дегән әмирни чүшүрди.