< Ayup 24 >

1 — Nemixⱪa Ⱨǝmmigǝ Ⱪadir [soraⱪ] künlirini bekitmǝydu? Nemixⱪa Uni tonuƣanlar Uning xu künlirini bikardin-bikar kütidu?
— Немишкә Һәммигә Қадир [сорақ] күнлирини бекитмәйду? Немишкә Уни тонуғанлар Униң шу күнлирини бекардин-бекар күтиду?
2 Mana, adǝmlǝr pasil ⱪilinƣan taxlarni yɵtkiwetidu; Ular zorawanliⱪ bilǝn baxⱪilarning padilirini bulap-talap ɵzliri [oquⱪ-axkara] baⱪidu;
Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду; Улар зораванлиқ билән башқиларниң падилирини булап-талап өзлири [очуқ-ашкарә] бақиду;
3 Ular yetim-yesirlarning exikini bulap ⱨǝydǝp ketidu; Ular tul hotunning kalisini kepillik üqün eliwalidu.
Улар житим-йесирларниң ешигини булап һайдап кетиду; Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду.
4 Ular miskinlǝrni yoldin neri ittiriwetidu; Xuning bilǝn zemindiki ezilgǝnlǝrning ⱨǝmmisi mɵküxüwalidu.
Улар мискинләрни йолдин нери иштириветиду; Шуниң билән зиминдики езилгәнләрниң һәммиси мөкүшүвалиду.
5 Mana, ular dǝxt-bayawanlardiki yawayi exǝklǝrdǝk, Tang sǝⱨǝrdǝ olja izdǝx «hizmiti»gǝ qiⱪidu; Janggal ular wǝ ularning baliliri üqün yemǝklik tǝminlǝydu.
Мана, улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк, Таң сәһәрдә олҗа издәш «хизмити»гә чиқиду; Җаңгал улар вә уларниң балилири үчүн йемәклик тәминләйду.
6 Ular yamanning [kaliliri] üqün dalada ot-qɵp oridu, Uning üqün axⱪan-taxⱪan üzümlirini teriydu;
Улар яманниң [калилири] үчүн далада от-чөп ориду, Униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду;
7 Ular keqini kiyimsiz yalang ɵtküzidu, Soƣuⱪta bolsa yepinƣudǝk kiyimi yoⱪtur.
Улар кечини кийимсиз ялаң өткүзиду, Соғта болса йепинғидәк кийими йоқтур.
8 Ular taƣⱪa yaƣⱪan yamƣurlar bilǝn süzmǝ bolup ketidu, Panaⱨsizliⱪidin taxni ⱪuqaⱪlixidu.
Улар таққа яққан ямғурлар билән сүзмә болуп кетиду, Панаһсизлиғидин ташни қучағлишиду.
9 Adǝmlǝr atisiz balilarni ǝmqǝktin bulap ketidu, Ular miskinlǝrdin [bowaⱪlarni] kepillikkǝ alidu.
Адәмләр атисиз балиларни әмчәктин булап кетиду, Улар мискинләрдин [бовақларни] кепилликкә алиду.
10 [Miskinlǝr bolsa] kiyimsiz, yeling ɵtidu, Baxⱪilar üqün buƣday baƣlirini kɵtürsimu, yǝnila aq ⱪalidu;
[Мискинләр болса] кийимсиз, йелиң өтиду, Башқилар үчүн буғдай бағлирини көтәрсиму, йәнила ач қалиду;
11 Ular baxⱪilarning ɵyidǝ zǝytunlarni qǝylǝp yaƣ qiⱪarƣan bolsimu, Ⱨoylilirida xarab kɵlqikini qǝyligǝn bolsimu, Yǝnila ussuzluⱪta ⱪalidu.
Улар башқиларниң өйидә зәйтунларни чәйләп яғ чиқарған болсиму, Һойлилирида шарап көлчигини чәйлигән болсиму, Йәнила уссузлуқта қалиду.
12 Xǝⱨǝrdin adǝmlǝrning aⱨ-zarliri qiⱪip turidu, Ⱪiliq yegǝnlǝrning janliri nalǝ-pǝryad kɵtüridu; Biraⱪ Tǝngri ⱨeqkimning iplasliⱪini ǝyiblimǝydu.
Шәһәрдин адәмләрниң аһ-зарлири чиқип туриду, Қилич йегәнләрниң җанлири налә-пәряд көтириду; Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду.
13 — Nurƣa ⱪarxi isyan kɵtüridiƣanlarmu bar; Ular nurning yollirini bilmǝydu, Uning tǝriⱪiliridǝ turmaydu.
— Нурға қарши исян көтиридиғанларму бар; Улар нурниң йоллирини билмәйду, Униң тәриқилиридә турмайду.
14 Ⱪatil tang nuri kelixi bilǝn ornidin turup, Kǝmbǝƣǝllǝr wǝ miskinlǝrni ɵltüridu; Keqidǝ u oƣridǝk yüridu.
Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп, Кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду; Кечидә у оғридәк жүриду.
15 Zinahormu «Meni ⱨeq kɵz kɵrmǝydu» dǝp zawal waⱪtini kütidu, Baxⱪilar meni tonumisun dǝp ayalning qümbilini yüzigǝ tartiwalidu.
Зинахорму «Мени һеч көз көрмәйду» дәп завал вақтини күтиду, Башқилар мени тонумисун дәп аялниң чүмбилини йүзигә тартивалиду.
16 Ⱪarangƣuluⱪta [oƣrilar] ɵyning tamlirini kolap texidu; Kündüzdǝ ular ɵzlirini ɵz ɵyigǝ ⱪamap ⱪoyidu; Ular nurni tonumaydu.
Қараңғулуқта [оғрилар] өйниң тамлирини колап тешиду; Күндүздә улар өзлирини өз өйигә қамап қойиду; Улар нурни тонумайду.
17 Ular üqün tang sǝⱨǝr ɵlüm sayisidǝk tuyulidu; Ular ⱪap-ⱪarangƣuluⱪning wǝⱨimilirini dost tutidu.
Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду; Улар қап-қараңғулуқниң вәһимилирини дост тутиду.
18 Ular sularning yüzidiki kɵpüklǝrdǝk yoⱪap kǝtsun! Ularning yǝr-zemindiki nesiwisi lǝnǝt ⱪilinƣanki, Xunga ulardin ⱨeqkim üzümzarliⱪⱪa yǝnǝ mangmisun!
Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун! Уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинғанки, Шуңа улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмисун!
19 Ⱪurƣaⱪqiliⱪ ⱨǝm tomuz issiⱪ ⱪar sulirinimu yǝp tügitidu; Tǝⱨtisaramu ohxaxla gunaⱨ ⱪilƣanlarni yǝp tügǝtsun! (Sheol h7585)
Қурғақчилиқ һәм томуз иссиқ қар сулириниму йәп түгитиду; Тәһтисараму охшашла гуна қилғанларни йәп түгәтсун! (Sheol h7585)
20 Uni, tuƣⱪan anisimu untusun! Ⱪurt xɵlgǝylirini eⱪitip uni yesun! Əskǝ ⱨeq elinmisun! Xuning bilǝn ⱨǝⱪⱪaniysizliⱪ dǝrǝhtǝk kesilsun!
Уни, туққан анисиму унтусун! Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун! Әскә һеч елинмисун! Шуниң билән һәққанийсизлиқ дәрәқтәк кесилсун!
21 U balisi yoⱪ tuƣmaslardin olja alidu, U tul hotunlarƣimu ⱨeq xǝpⱪǝt kɵrsǝtmǝydu.
У балиси йоқ туғмаслардин олҗа алиду, У тул хотунларғиму һеч шәпқәт көрсәтмәйду.
22 Biraⱪ [Huda] Ɵz ⱪudriti bilǝn mundaⱪ küq-ⱨoⱪuⱪi barlarning [künini] uzartidu; Ular ⱨǝtta ⱨayatidin ümidsizlǝnsimu ⱪaytidin ornidin turidu.
Бирақ [Худа] Өз қудрити билән мундақ күч-һоқуқи барларниң [күнини] узартиду; Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду.
23 [Huda] yǝnila ularni amanliⱪta muⱪimlaxturidu, Xunga ular hatirjǝm bolidu; U ularning yollirini kɵzdǝ tutⱪan ǝmǝsmu?
[Худа] йәнила уларни аманлиқта муқимлаштуриду, Шуңа улар хатирҗәм болиду; У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?
24 Ularning mǝrtiwisi birdǝmlik ɵstürülidu, Andin ular yoⱪ bolidu; Ular ongda ⱪaldurulidu, andin baxⱪa adǝmlǝrgǝ ohxaxla yiƣip elip ketilidu; Ular pǝⱪǝtla pixⱪan sǝrhil buƣday baxaⱪliridǝk kesilip ketidu.
Уларниң мәртивиси бирдәмлик өстүрүлиду, Андин улар йоқ болиду; Улар оңда қалдурулиду, андин башқа адәмләргә охшашла жиғип елип кетилиду; Улар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду.
25 Bu ixlar mundaⱪ bolmisa, ⱪeni kim meni yalƣanqi dǝp ispatliyalaydu. Mening gǝplirimni kim ⱪuruⱪ gǝp deyǝlǝydu?».
Бу ишлар мундақ болмиса, қени ким мени ялғанчи дәп испатлалайду. Мениң гәплиримни ким қуруқ гәп дейәләйду?».

< Ayup 24 >