< Ayup 39 >

1 Sǝn taƣdiki yawa ɵqkilǝrning ⱪaqan tuƣidiƣanliⱪini bilǝmsǝn? Jǝrǝnlǝrning baliliƣanliⱪini kɵzitip baⱪⱪanmusǝn?
Сән тағдики явайи өшкиләрниң қачан туғидиғанлиғини биләмсән? Җәрәнләрниң балилиғанлиғини күзитип баққанмусән?
2 Ularning boƣaz bolƣili nǝqqǝ ay bolƣanliⱪini saniyalamsǝn? Ularning balilaydiƣan waⱪtidin hǝwiring barmu?
Уларниң боғаз болғили нәччә ай болғанлиғини саналамсән? Уларниң балилайдиған вақтидин хәвириң барму?
3 Ular ⱪǝddini püküp, yetip balilirini tuƣidu, Ular ɵzidiki tolƣaⱪni qiⱪirip taxlaydu;
Улар қәддини пүкүп, йетип балилирини туғиду, Улар өзидики толғақни чиқирип ташлайду;
4 Ularning baliliri küqlinip yetilidu, Ular dalada ɵsüp, [anisining] yenidin qiⱪip ⱪaytip kǝlmǝydu.
Уларниң балилири күчлинип йетилиду, Улар далада өсүп, [анисиниң] йенидин чиқип қайтип кәлмәйду.
5 Yawa exǝkni dalaƣa ⱪoyuwetip ǝrkinlikkǝ qiⱪarƣan kim? Xax exǝkning nohtilirini yexiwǝtkǝn kim?
Явайи ешәкни далаға қоюветип әркинликкә чиқарған ким? Шаш ешәкниң нохтилирини йешивәткән ким?
6 Qɵl-bayawanni uning ɵyi ⱪilƣanmǝn, Xorluⱪnimu uning turalƣusi ⱪilƣanmǝn.
Чөл-баяванни униң өйи қилғанмән, Шорлуқниму униң туралғуси қилғанмән.
7 U xǝⱨǝrning ⱪiyⱪas-sürǝnliridin yiraⱪ turup uni mazaⱪ ⱪilidu; U exǝkqining warⱪirixinimu anglimaydu.
У шәһәрниң қийқас-сүрәнлиридин жирақ туруп уни мазақ қилиду; У ешәкчиниң вақиришиниму аңлимайду.
8 U taƣlarni ɵz yayliⱪim dǝp kezidu, Xu yǝrdiki ⱨǝmmǝ gül-giyaⱨni izdǝp yüridu.
У тағларни өз яйлиғим дәп кезиду, Шу йәрдики һәммә гүл-гияни издәп жүриду.
9 Yawa kala bolsa hizmitinggǝ kirixkǝ razi bolamdu? Sening oⱪurungning yenida turuxⱪa unamdu?
Явайи кала болса хизмитиңгә киришкә рази боламду? Сениң оқуруңниң йенида турушқа унамду?
10 Yawa kalini tana bilǝn baƣlap, tapⱪa qüxürǝlǝmsǝn?! U sanga ǝgixip jilƣilarda mengip tirna tartamdu?
Явайи калини тана билән бағлап, тапқа чүшүрәләмсән?! У саңа әгишип җилғиларда меңип тирна тартамду?
11 Uning küqi zor bolƣanliⱪi üqün uningƣa tayinamsǝn? Əmgikingni uningƣa amanǝt ⱪilamsǝn?
Униң күчи зор болғанлиғи үчүн униңға тайинамсән? Әмгигиңни униңға аманәт қиламсән?
12 Danliringni ɵygǝ kɵtürüp ǝkilixni uningƣa tapxuramsǝn? «[Danlirimni] haminimƣa yiƣixturidu» dǝp uningƣa ixǝnǝmsǝn?
Данлириңни өйгә көтирип әкилишни униңға тапшурамсән? «[Данлиримни] хаминимға жиғиштуриду» дәп униңға ишәнәмсән?
13 Tɵgiⱪux ⱪanatlirini xadliⱪ bilǝn ⱪaⱪidu, Biraⱪ bular lǝylǝkning ⱪanat uqliri ⱨǝm pǝylirigǝ yetǝmdu?
Төгиқуш қанатлирини шатлиқ билән қақиду, Бирақ булар ләйләкниң қанат учлири һәм пәйлиригә йетәмду?
14 U tuhumlirini yǝrgǝ taxlap ⱪoyidu, Tuhumlirim topida issitilsun, dǝydu.
У тухумлирини йәргә ташлап қойиду, Тухумлирим топида исситилсун, дәйду.
15 Ularning tasadipiy dǝssilip yanjilidiƣanliⱪini, Dalidiki birǝr ⱨaywanning asanla ularni dǝssǝp-qǝylǝydiƣanliⱪini untuydu.
Уларниң тәсадипий дәссилип янҗилидиғанлиғини, Далидики бирәр һайванниң асанла уларни дәссәп-чәйләйдиғанлиғини унтуйду.
16 Balilirini ɵzining ǝmǝstǝk baƣrini ⱪattiⱪ ⱪilidu; Uning tuƣutining ǝjri bikarƣa ketidu, Biraⱪ u pisǝnt ⱪilmiƣandǝk turidu.
Балилирини өзиниң әмәстәк бағрини қаттиқ қилиду; Униң туғутиниң әҗри бекарға кетиду, Бирақ у писәнт қилмиғандәк туриду.
17 Qünki Tǝngri uni kǝm ǝⱪil ⱪilƣan, Uningƣa danaliⱪni bǝrmigǝn.
Чүнки Тәңри уни кам әқил қилған, Униңға даналиқни бәрмигән.
18 Ⱨalbuki, u yügürüx aldida mǝydisini yuⱪiriƣa kɵtürginidǝ, At ⱨǝm atliⱪlarni kǝmsitip mazaⱪ ⱪilidu.
Һалбуки, у жүгүрүш алдида мәйдисини жуқуриға көтәргинидә, Ат һәм атлиқларни кәмситип мазақ қилиду.
19 Sǝn atⱪa küq beƣixliƣanmiding? Sǝn uning boyniƣa yǝlpünüp turidiƣan yaylini kiygüzgǝnmiding?
Сән атқа күч беғишлиғанмидиң? Сән униң бойниға йәлпүнүп туридиған яйлини кийгүзгәнмидиң?
20 Sǝn uni ⱨǝywǝtlik purⱪuxliri bilǝn adǝmni ⱪorⱪutidiƣan, Qekǝtkidǝk sǝkrǝydiƣan ⱪilalamsǝn?
Сән уни һәйвәтлик пурқушлири билән адәмни қорқутидиған, Чекәткидәк сәкрәйдиған қилаламсән?
21 U ǝxǝddiylik bilǝn yǝr tatilap-zohqup, Ɵz küqidin xadlinip ketidu, Ⱪoralliⱪ ⱪoxun bilǝn jǝng ⱪilixⱪa atlinidu.
У әшәддийлик билән йәр татилап-зохчуп, Өз күчидин шатлинип кетиду, Қураллиқ қошун билән җәң қилишқа атлиниду.
22 U ⱪorⱪunqⱪa nisbǝtǝn külüpla ⱪoyidu, Ⱨeqnemidin ⱪorⱪmaydu; Ⱪiliqning bisidin u yanmaydu.
У қорқунучқа нисбәтән күлүпла қойиду, Һеч немидин қорқмайду; Қиличниң бисидин у янмайду.
23 Oⱪdan, julaliⱪ nǝyzǝ, Gɵrzimu uning yenida xaraⱪxiydu,
Оқдан, җулалиқ нәйзә, Гөрзиму униң йенида шарақшийду,
24 U yǝrni aqqiⱪ ⱨǝm ƣǝzǝp bilǝn yutuwetidu, [Jǝng] kanayini bir anglapla ⱨayajanlinip ⱪin-ⱪiniƣa patmay ketidu.
У йәрни аччиқ һәм ғәзәп билән жутуветиду, [Җәң] канайини бир аңлапла һаяҗанлинип қин-қиниға патмай кетиду.
25 Kanaylarning awazi bilǝnla u: «Ayⱨay!» dǝydu, U jǝngni yiraⱪtin purap bolidu. U sǝrkǝrdilǝrning towlaxlirini, jǝngqilǝrning warⱪiraxlirini huxalliⱪ bilǝn anglaydu.
Канайларниң авази биләнла у: «Айһай!» дәйду, У җәңни жирақтин пурап болиду. У сәркәрдиләрниң товлашлирини, җәңчиләрниң вақирашлирини хошаллиқ билән аңлайду.
26 Sar sening ǝⱪling bilǝn uqamdu, Ⱪanatlirini jǝnubⱪa ⱪarap kerǝmdu?
Сар сениң әқлиң билән учамду, Қанатлирини җәнупқа қарап керәмду?
27 Bürküt buyruⱪung bilǝn yuⱪiriƣa pǝrwaz ⱪilip kɵtürülǝmdu, Uwisini yuⱪiriƣa salamdu?
Бүркүт буйруғуң билән жуқуриға пәрваз қилип көтириләмду, Угисини жуқуриға саламду?
28 U ⱪoram taxning üstidǝ makanlixidu, U taƣning qoⱪⱪisiƣa ⱪonidu, Tik ⱪiyanimu turalƣusi ⱪilidu.
У қорам ташниң үстидә маканлишиду, У тағниң чоққисиға қониду, Тик қияниму туралғуси қилиду.
29 Xu yǝrdin u owni paylap bayⱪiwalidu, Kɵzliri yiraⱪ-yiraⱪlarni kɵzitidu.
Шу йәрдин у овни пайлап байқивалиду, Көзлири жирақ-жирақларни күзитиду.
30 Uning baliliri ⱪan xoraydu; Ɵltürülgǝnlǝr nǝdǝ bolsa, u xu yǝrdǝ bolidu».
Униң балилири қан шорайду; Өлтүрүлгәнләр нәдә болса, у шу йәрдә болиду».

< Ayup 39 >