< Ayup 2 >
1 Yǝnǝ bir küni, Hudaning oƣulliri Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa ⱨazir boluxⱪa kǝldi. Xǝytanmu ularning arisiƣa kiriwaldi.
Йәнә бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болушқа кәлди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди.
2 Pǝrwǝrdigar Xǝytandin: — Nǝdin kǝlding? — dǝp soridi. Xǝytan Pǝrwǝrdigarƣa jawabǝn: — Yǝr yüzini kezip paylap, uyaⱪ-buyaⱪlarni aylinip qɵrgilǝp kǝldim, — dedi.
Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, — деди.
3 Pǝrwǝrdigar uningƣa: — Mening ⱪulum Ayupⱪa diⱪⱪǝt ⱪilƣansǝn? Yǝr yüzidǝ uningdǝk mukǝmmǝl, durus, Hudadin ⱪorⱪidiƣan ⱨǝm yamanliⱪtin yiraⱪ turidiƣan adǝm yoⱪ. Mǝyli sǝn Meni uni bikardin-bikar yutuwetixkǝ dǝwǝt ⱪilƣan bolsangmu, u yǝnila sadaⱪǝtlikidǝ qing turuwatidu, — dedi.
Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ. Мәйли сән Мени уни бекардин-бекар жутуветишкә дәвәт қилған болсаңму, у йәнила садақәтлигидә чиң туруватиду, — деди.
4 Xǝytan Pǝrwǝrdigarƣa jawabǝn: — Ⱨǝr adǝm ɵz jenini dǝp terisini berixkimu razi bolidu, ⱨǝtta ⱨǝmmǝ nemisinimu berixkǝ tǝyyardur;
Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Һәр адәм өз җенини дәп терисини беришкиму рази болиду, һәтта һәммә немисиниму беришкә тәйярдур;
5 Biraⱪ Sǝn ⱨazir ⱪolungni sozup uning sɵngǝk-ǝtlirigǝ tǝgsǝng, u Sǝndin yüz ɵrüp tillimisa [Xǝytan bolmay ketǝy]! — dedi.
Бирақ Сән һазир қолуңни созуп униң сүйәк-әтлиригә тәгсәң, у Сәндин йүз өрүп тиллимиса [Шәйтан болмай кетәй]! — деди.
6 Pǝrwǝrdigar Xǝytanƣa: — Mana, u ⱨazir sening ⱪolungda turuwatidu! Biraⱪ uning jeniƣa tǝgmǝ! — dedi.
Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, у һазир сениң қолуңда туруватиду! Бирақ униң җениға тәгмә! — деди.
7 Xundaⱪ ⱪilip Xǝytan Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuridin qiⱪip, Ayupning bǝdinini tapinidin bexiƣiqǝ intayin azabliⱪ ⱨürrǝk-ⱨürrǝk yarilar bilǝn toxⱪuziwǝtti.
Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Аюпниң бәдинини тапинидин бешиғичә интайин азаплиқ һүррәк-һүррәк ярилар билән тошқузивәтти.
8 Ayup bolsa bǝdinini tatilax-ƣirdax üqün bir sapal parqisini ⱪoliƣa elip, küllükkǝ kirip olturdi.
Аюп болса бәдинини татилаш-ғирдаш үчүн бир сапал парчисини қолиға елип, күллүккә кирип олтарди.
9 Ayali uningƣa: — Əjǝba sǝn tehiqǝ ɵz sadaⱪǝtlikingdǝ qing turuwatamsǝn? Hudani ⱪarƣa, ɵlüpla tügǝx! — dedi.
Аяли униңға: — Әҗәба сән техичә өз садақәтлигиңдә чиң туруватамсән? Худани қарға, өлүпла түгәш! — деди.
10 Lekin Ayup uningƣa: — Sǝn ⱨamaⱪǝt ayallardǝk gǝp ⱪiliwatisǝn. Biz Hudaning yahxiliⱪini ⱪobul ⱪilƣanikǝnmiz, ǝjǝba uningdin kǝlgǝn külpǝtnimu ⱪobul ⱪiliximiz kerǝk ǝmǝsmu? — dedi. Ixlarda Ayup eƣizda ⱨeqⱪandaⱪ gunaⱨ ɵtküzmidi.
Лекин Аюп униңға: — Сән һамақәт аяллардәк гәп қиливатисән. Биз Худаниң яхшилиғини қобул қилған екәнмиз, әҗәба униңдин кәлгән күлпәтниму қобул қилишимиз керәк әмәсму? — деди. Ишларда Аюп еғизда һеч қандақ гуна өткүзмиди.
11 Ayupning dostliridin üqǝylǝn uningƣa qüxkǝn külpǝttin hǝwǝrdar boldi. Ular, yǝni Temanliⱪ Elifaz, Xuhaliⱪ Bildad wǝ Naamatliⱪ Zofar degǝn kixilǝr bolup, ɵz yurtliridin qiⱪip, Ayupⱪa ⱨesdaxliⱪ bildürüx ⱨǝm tǝsǝlli berix üqün uning yeniƣa berixⱪa billǝ kelixkǝnidi.
Аюпниң достлиридин үчәйлән униңға чүшкән күлпәттин хәвәрдар болди. Улар, йәни Теманлиқ Елифаз, Шухалиқ Билдад вә Нааматлиқ Зофар дегән кишиләр болуп, өз жутлиридин чиқип, Аюпқа һесдашлиқ билдүрүш һәм тәсәлли бериш үчүн униң йениға беришқа биллә келишкән еди.
12 Ular kelip yiraⱪtinla uningƣa ⱪariwidi, uni toniyalmay ⱪaldi-dǝ, awazlirini kɵtürüp yiƣlap taxlidi. Ⱨǝrbiri ɵz tonlirini yirtiwetip, topa-qanglarni asmanƣa etip ɵz baxliriƣa qeqixti.
Улар келип жирақтинла униңға қаривиди, уни тоналмай қалди-дә, авазлирини көтирип жиғлап ташлиди. Һәр бири өз тонлирини житиветип, топа-чаңларни асманға етип өз башлириға чечишти.
13 Ular uning bilǝn billǝ daⱪ yǝrdǝ yǝttǝ keqǝ-kündüz olturdi, uningƣa ⱨeqkim gǝp ⱪilmidi; qünki ular uning dǝrd-ǝlimining intayin azabliⱪ ikǝnlikini kɵrüp yǝtkǝnidi.
Улар униң билән биллә дақ йәрдә йәттә кечә-күндүз олтарди, униңға һеч ким гәп қилмиди; чүнки улар униң дәрд-әлиминиң интайин азаплиқ екәнлигини көрүп йәткән еди.