< Zǝbur 78 >

1 Asaf yazƣan «Masⱪil»: — I Mening hǝlⱪim, tǝlimimni anglanglar, Aƣzimdiki sɵzlǝrgǝ ⱪulaⱪ selinglar.
Асаф язған «Масқил»: — И Мениң хәлқим, тәлимимни аңлаңлар, Ағзимдики сөзләргә қулақ селиңлар.
2 Mǝn aƣzimni bir tǝmsil bilǝn aqimǝn, Ⱪǝdimki tepixmaⱪlarni elan ⱪilimǝn.
Мән ағзимни бир тәмсил билән ачимән, Қедимки тепишмақларни елан қилимән.
3 Biz bularni angliƣan, bilgǝn, Ata-bowilirimiz ularni bizgǝ eytip bǝrgǝn.
Биз буларни аңлиған, билгән, Ата-бовилиримиз уларни бизгә ейтип бәргән.
4 Biz bularni ularning ǝwladliridin yoxurmaymiz, Kelidiƣan dǝwrgǝ Pǝrwǝrdigarning mǝdⱨiyilirini, Uning küq-ⱪudritini, Uning ⱪilƣan karamǝt ixlirini bayan ⱪilimiz.
Биз буларни уларниң әвлатлиридин йошурмаймиз, Келидиған дәвиргә Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини, Униң күч-қудритини, Униң қилған карамәт ишлирини баян қилимиз.
5 Qünki U Yaⱪupta bir agaⱨ-guwaⱨni bekitkǝn, Israilda bir ⱪanunni ornatⱪan; U ata-bowilirimizƣa bularni ɵz pǝrzǝntlirigǝ ɵgitixni buyruƣan;
Чүнки У Яқупта бир агаһ-гувани бекиткән, Исраилда бир қанунни орнатқан; У ата-бовилиримизға буларни өз пәрзәнтлиригә үгитишни буйруған;
6 Xundaⱪ ⱪilip kelǝr dǝwr, Yǝni tuƣulidiƣan balilarmu bularni bilsun, Ularmu ornidin turup ɵz baliliriƣa bularni ɵgǝtsun;
Шундақ қилип келәр дәвир, Йәни туғулидиған балиларму буларни билсун, Уларму орнидин туруп өз балилириға буларни үгәтсун;
7 Pǝrzǝntliri ümidini Hudaƣa baƣlisun, Tǝngrining ⱪilƣanlirini untumisun, Bǝlki Uning ǝmrlirigǝ kirsun;
Пәрзәнтлири үмүтини Худаға бағлисун, Тәңриниң қилғанлирини унтумисун, Бәлки Униң әмирлиригә кирсун;
8 Ular ata-bowiliriƣa ohximisun dǝp, Yǝni jaⱨil ⱨǝm asiy bir dǝwr, Ɵz ⱪǝlbini durus ⱪilmiƣan, Roⱨi Tǝngrigǝ wapaliⱪta turmiƣan bir dǝwrgǝ ohximisun dǝp, U xundaⱪ [buyruƣandur].
Улар ата-бовилириға охшимисун дәп, Йәни җаһил һәм асий бир дәвир, Өз қәлбини дурус қилмиған, Роһи Тәңригә вапалиқта турмиған бир дәвиргә охшимисун дәп, У шундақ [буйруғандур].
9 Mana Əfraimning ǝwladliri, Ⱪorallanƣan oⱪyaqilar bolsimu, Jǝng künidǝ sǝptin yandi.
Мана Әфраимниң әвлатлири, Қуралланған оқячилар болсиму, Җәң күнидә сәптин янди.
10 Ular Hudaning ǝⱨdisini tutmidi, Bǝlki Uning Tǝwrat-ⱪanunida mengixni rǝt ⱪildi.
Улар Худаниң әһдисини тутмиди, Бәлки Униң Тәврат-қанунида меңишни рәт қилди.
11 Ular Uning ⱪilƣanlirini, Ɵzlirigǝ kɵrsǝtkǝn karamǝtlirini untudi.
Улар Униң қилғанлирини, Өзлиригә көрсәткән карамәтлирини унтуди.
12 U Misirning zeminida, Zoanning dalasida, Ularning ata-bowilirining kɵz aldida mɵjizilǝrni kɵrsǝtkǝnidi;
У Мисирниң зиминида, Зоанниң даласида, Уларниң ата-бовилириниң көз алдида мөҗизиләрни көрсәткән еди;
13 U dengizni bɵlüwetip, Ularni otturisidin ɵtküzgǝn; Sularni dɵwǝ-dɵwǝ ⱪilip tiklidi.
У деңизни бөлүветип, Уларни оттурисидин өткүзгән; Суларни дога-дога қилип тиклиди.
14 U kündüzdǝ bulut bilǝn, Keqidǝ ot nuri bilǝn ularni yetǝklidi.
У күндүздә булут билән, Кечидә от нури билән уларни йетәклиди.
15 Qɵl-bayawanda taxlarni yeriwǝtti, Qongⱪur surlardin urƣup qiⱪⱪandǝk iqimlikni mol ⱪildi;
Чөл-баяванда ташларни йеривәтти, Чоңқур сурлардин урғуп чиққандәк ичимликни мол қилди;
16 U hada taxtin ɵstǝng-eⱪinlarni ⱨasil ⱪildi, Suni dǝryalardǝk aⱪⱪuzdi.
У хада таштин өстәң-еқинларни һасил қилди, Суни дәриялардәк аққузди.
17 Biraⱪ ular yǝnǝ Uning aldida gunaⱨ ⱪiliwǝrdi, Qɵldǝ Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqiƣa asiyliⱪ ⱪildi.
Бирақ улар йәнә Униң алдида гуна қиливәрди, Чөлдә Һәммидин Алий Болғучиға асийлиқ қилди.
18 Ular kɵnglidǝ Tǝngrini sinidi, Nǝpsini ⱪanduruxⱪa yemǝklikni tǝlǝp ⱪildi.
Улар көңлидә Тәңрини синиди, Нәпсини қандурушқа йемәкликни тәләп қилди.
19 Ular Hudani ⱨaⱪarǝtlǝp: — «Tǝngri qɵl-dǝxttǝ dastihan salalamdu?
Улар Худани һақарәтләп: — «Тәңри чөл-дәшттә дәстихан салаламду?
20 Mana U ⱪoram taxni uruwidi, Sular urƣup, Eⱪinlar bulaⱪtǝk texip qiⱪti; Əmdi U bizgǝ nanmu berǝlǝmdu? Ɵz hǝlⱪini gɵx bilǝn tǝminliyǝlǝmdu?» — deyixti.
Мана У қорам ташни урувиди, Сулар урғуп, Еқинлар булақтәк тешип чиқти; Әнди У бизгә нанму берәләмду? Өз хәлқини гөш билән тәминләләмду?» — дейишти.
21 Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar anglap, ƣǝzǝplǝndi; Yaⱪupⱪa ot tutaxti, Israilƣa aqqiⱪi kɵtürüldi;
Шуниң билән Пәрвәрдигар аңлап, ғәзәпләнди; Яқупқа от туташти, Исраилға аччиғи көтирилди;
22 Qünki ular Hudaƣa ixǝnmidi, Uning nijatliⱪiƣa ular tayanmidi,
Чүнки улар Худаға ишәнмиди, Униң ниҗатлиғиға улар таянмиди,
23 U ǝrxtin bulutlarni buyrup, Asman dǝrwazilirini aqⱪanidi;
У әрштин булутларни буйруп, Асман дәрвазилирини ачқан еди;
24 U ular üstigǝ «manna»ni yaƣdurup, Ularƣa ǝrxtiki axliⱪni bǝrgǝnidi;
У улар үстигә «манна»ни яғдуруп, Уларға әрштики ашлиқни бәргән еди;
25 Xuning bilǝn insanlar küq igilirining nenini yegǝnidi; U ularƣa ⱪanƣuqǝ ozuⱪni ǝwǝtkǝnidi.
Шуниң билән инсанлар күч егилириниң ненини йегән еди; У уларға қанғичә озуқни әвәткән еди.
26 Əmdi U asmanda xǝrⱪ xamili qiⱪirip, Küqi bilǝn jǝnub xamilinimu elip kǝldi;
Әнди У асманда шәриқ шамили чиқирип, Күчи билән җәнуп шамилиниму елип кәлди;
27 U gɵxni qang-tozandǝk ular üstigǝ qüxürdi, Dengizlar saⱨilidiki ⱪumlardǝk uqar-ⱪanatlarni yaƣdurdi.
У гөшни чаң-тозандәк улар үстигә чүшүрди, Деңизлар саһилидики қумлардәк учар-қанатларни яғдурди.
28 U bularni ularning bargaⱨining otturisiƣa, Qedirlirining ǝtrapiƣa qüxürdi.
У буларни уларниң баргаһиниң оттурисиға, Чедирлириниң әтрапиға чүшүрди.
29 Ular boluxiqǝ yǝp toyuxti, Qünki ularning nǝpsi tartⱪinini [Huda] ularƣa kǝltürgǝnidi.
Улар болушичә йәп тоюшти, Чүнки уларниң нәпси тартқинини [Худа] уларға кәлтүргән еди.
30 Lekin ular nǝpsi tartⱪinidin tehi zerikmǝyla, Gɵxni eƣizlirida tehi qaynawatⱪinidila,
Лекин улар нәпси тартқинидин техи зерикмәйла, Гөшни еғизлирида техи чайнаватқинидила,
31 Hudaning ƣǝzipi ularƣa ⱪarita ⱪozƣaldi; U ulardin ǝng ⱪamǝtliklirini ⱪiriwǝtti, Israilning sǝrhil yaxlirini yǝrgǝ uruwǝtti.
Худаниң ғәзиви уларға қарита қозғалди; У улардин әң қамәтликлирини қиривәтти, Исраилниң сәрхил яшлирини йәргә урувәтти.
32 Mana, xundaⱪ bolsimu, Ular yǝnila dawamliⱪ gunaⱨ ⱪiliwǝrdi, Uning mɵjizilirigǝ tehiqila ixǝnmidi;
Мана, шундақ болсиму, Улар йәнила давамлиқ гуна қиливәрди, Униң мөҗизилиригә техичила ишәнмиди;
33 Xunga U ularning künlirini biⱨudiliktǝ, Yillirini dǝkkǝ-dükkilik iqidǝ tügǝtküzdi.
Шуңа У уларниң күнлирини беһудиликтә, Жиллирини дәккә-дүккилик ичидә түгәткүзди.
34 U ularni ɵltürgili turƣanda, Andin ular Uni izdidi; Ular yolidin yenip, intilip Tǝngrini izdidi;
У уларни өлтүргили турғанда, Андин улар Уни издиди; Улар йолидин йенип, интилип Тәңрини издиди;
35 Ular Hudaning ularning uyultexi ikǝnlikini, Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqi Tǝngrining ularning ⱨǝmjǝmǝt-ⱪutⱪuzƣuqisi ikǝnlikini esigǝ kǝltürdi.
Улар Худаниң уларниң уюлтеши екәнлигини, Һәммидин Алий Болғучи Тәңриниң уларниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси екәнлигини есигә кәлтүрди.
36 Biraⱪ ular aƣzi bilǝn Uningƣa huxamǝt ⱪildi, Tili bilǝn Uningƣa yalƣan sɵz ⱪildi;
Бирақ улар ағзи билән Униңға хушамәт қилди, Тили билән Униңға ялған сөз қилди;
37 Qünki ularning kɵngli Uningƣa sadiⱪ bolmidi, Ular Uning ǝⱨdisini qing tutmidi.
Чүнки уларниң көңли Униңға садиқ болмиди, Улар Униң әһдисини чиң тутмиди.
38 Biraⱪ U yǝnila rǝⱨimdil idi; Ⱪǝbiⱨlikini kǝqürüp, ularni yoⱪatmidi; U ⱪayta-ⱪayta Ɵz ƣǝzipidin yandi, U ⱪǝⱨrini ⱪozƣiƣini bilǝn ⱨǝmmini tɵkmidi.
Бирақ У йәнила рәһимдил еди; Қәбиһлигини кәчүрүп, уларни йоқатмиди; У қайта-қайта Өз ғәзивидин янди, У қәһрини қозғиғини билән һәммини төкмиди.
39 U ularning pǝⱪǝt ǝt igiliri, Kǝtsǝ ⱪaytip kǝlmǝs bir nǝpǝs ikǝnlikini yad ǝtti.
У уларниң пәқәт әт егилири, Кәтсә қайтип кәлмәс бир нәпәс екәнлигини яд әтти.
40 Ular qɵl-dǝxttǝ xunqǝ kɵp ⱪetim Uning aqqiⱪini kǝltürdi. Xunqǝ kɵp ⱪetim bayawanda kɵngligǝ azar bǝrdi!
Улар чөл-дәшттә шунчә көп қетим Униң аччиғини кәлтүрди. Шунчә көп қетим баяванда көңлигә азар бәрди!
41 Bǝrⱨǝⱪ, ular ⱪaytidin yoldin qǝtnǝp Tǝngrini sinidi, Israildiki Muⱪǝddǝs Bolƣuqining yürikini zedǝ ⱪildi.
Бәрһәқ, улар қайтидин йолдин чәтнәп Тәңрини синиди, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң жүригини зедә қилди.
42 Ular Uning ⱪolini [ǝslimidi]; Ularni zomigǝrning qanggilidin ⱨɵrlükkǝ ⱪutⱪuzƣan künini, Ⱪandaⱪ ⱪilip Misirda karamǝtlǝrni yaritip, Zoan dalasida mɵjizilǝrni kɵrsǝtkinini esidin qiⱪardi.
Улар Униң қолини [әслимиди]; Уларни зомигәрниң чаңгилидин һөрлүккә қутқузған күнини, Қандақ қилип Мисирда карамәтләрни яритип, Зоан даласида мөҗизиләрни көрсәткинини есидин чиқарди.
44 U [Misirliⱪlarning] dǝryalirini, eⱪinlirini ⱪanƣa aylandurup, Ularni iqǝlmǝs ⱪilip ⱪoydi;
У [Мисирлиқларниң] дәриялирини, еқинлирини қанға айландуруп, Уларни ичәлмәс қилип қойди;
45 Ularning arisiƣa nǝxtǝrlik qiwinlarni top-topi bilǝn ǝwǝtti, Ⱨalak ⱪilar paⱪilarni mangdurdi;
Уларниң арисиға нәштәрлик чивинларни топ-топи билән әвәтти, Һалак қилар пақиларни маңдурди;
46 Ularning ziraǝtlirini kepinǝk ⱪurtliriƣa tutup berip, Mǝⱨsulatlirini qekǝtkilǝrgǝ bǝrdi;
Уларниң зираәтлирини кепинәк қурутлириға тутуп берип, Мәһсулатлирини чекәткиләргә бәрди;
47 Üzüm tallirini mɵldür bilǝn urdurup, Ənjürlirini ⱪiraw bilǝn üxxütiwǝtti.
Үзүм таллирини мөлдүр билән урдуруп, Әнҗирлирини қирав билән үшшүтивәтти.
48 U kalilirini mɵldürgǝ soⱪturup, Mallirini qaⱪmaⱪ otlirida [kɵydüriwǝtti].
У калилирини мөлдүргә соқтуруп, Маллирини чақмақ отлирида [көйдүривәтти].
49 U ularƣa ƣǝzipining dǝⱨxǝtlikini — Ⱪǝⱨrini, aqqiⱪini ⱨǝm eƣir külpǝtlǝrni, Balayi’apǝt elip kelidiƣan bir türküm pǝrixtilǝrnimu qüxürdi.
У уларға ғәзивиниң дәһшәтлигини — Қәһрини, аччиғини һәм еғир күлпәтләрни, Балаю-апәт елип келидиған бир түркүм пәриштиләрниму чүшүрди.
50 U Ɵz ƣǝzipi üqün bir yolni tüzlǝp ⱪoydi; Ularning jenini ɵlümdin ayimay, Bǝlki ⱨayatini wabaƣa tapxurdi;
У Өз ғәзиви үчүн бир йолни түзләп қойди; Уларниң җенини өлүмдин айимай, Бәлки һаятини вабаға тапшурди;
51 U Misirda barliⱪ tunji tuƣulƣan balilarni, Ⱨamning qedirlirida ularning ƣururi bolƣan tunji oƣul balilirini ⱪiriwǝtti.
У Мисирда барлиқ тунҗа туғулған балиларни, Һамниң чедирлирида уларниң ғурури болған тунҗа оғул балилирини қиривәтти.
52 U padiqidǝk Ɵz hǝlⱪini Misirdin sǝpǝrgǝ atlandurup, Qɵl-bayawandin ularni ⱪoy padisidǝk baxlap mangdi;
У падичидәк Өз хәлқини Мисирдин сәпәргә атландуруп, Чөл-баявандин уларни қой падисидәк башлап маңди;
53 Ularni aman-esǝn yetǝkligǝqkǝ, Ular ⱪorⱪunqtin haliy bolup mangdi; Düxmǝnlirini bolsa, dengiz yutup kǝtti.
Уларни аман-есән йетәклигәчкә, Улар қорқунучтин халий болуп маңди; Дүшмәнлирини болса, деңиз жутуп кәтти.
54 U ularni Ɵz muⱪǝddǝs zeminining qegrasiƣa, Ong ⱪoli igiliwalƣan bu taƣliⱪⱪa elip kǝldi.
У уларни Өз муқәддәс зимининиң чегарасиға, Оң қоли егиливалған бу тағлиққа елип кәлди.
55 U ǝllǝrni ularning aldidin ⱪoƣliwetip, Zemin üstigǝ tana tartⱪuzup ɵlqǝp, ularƣa tǝⱪsim ⱪildi; Israil ⱪǝbililirini ularning qedirliriƣa olturaⱪlaxturdi.
У әлләрни уларниң алдидин қоғливетип, Зимин үстигә тана тартқузуп өлчәп, уларға тәқсим қилди; Исраил қәбилилирини уларниң чедирлириға олтирақлаштурди.
56 Biraⱪ ular Hudani, Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqini sinap aqqiⱪlandurdi, Uning tapxurƣan guwaⱨ-agaⱨlirini tutmidi;
Бирақ улар Худани, Һәммидин Алий Болғучини синап аччиқландурди, Униң тапшурған гува-агаһлирини тутмиди;
57 Bǝlki ata-bowliridǝk yoldin teyip asiyliⱪ ⱪildi, Hain oⱪyadǝk ⱪeyip kǝtti.
Бәлки ата-бовлиридәк йолдин тейип асийлиқ қилди, Хаин оқядәк қейип кәтти.
58 Ular egizliktǝ ⱪurƣan ibadǝtgaⱨlar bilǝn Uning ƣǝzipini ⱪozƣidi, Oyma butliri bilǝn Uning yürikini ɵrtidi.
Улар егизликтә қурған ибадәтгаһлар билән Униң ғәзивини қозғиди, Ойма бутлири билән Униң жүригини өртиди.
59 Huda ularni anglap ƣǝzǝplǝndi, Israildin intayin yirgǝndi.
Худа уларни аңлап ғәзәпләнди, Исраилдин интайин йиргәнди.
60 U Xiloⱨdiki makanini, Yǝni U insan arisida turƣan qedirni taxlap kǝtti,
У Шилоһдики маканини, Йәни У инсан арисида турған чедирни ташлап кәтти,
61 Ɵzining ⱪudrǝt bǝlgisini bulap ketixkǝ, Xan-xǝripini ixƣaliyǝtqilǝrning ⱪoliƣa bǝrdi;
Өзиниң қудрәт бәлгүсини булап кетишкә, Шан-шәривини ишғалийәтчиләрниң қолиға бәрди;
62 Ɵz hǝlⱪini ⱪiliqⱪa tapxurdi, Ɵzining mirasi bolƣanlardin intayin ƣǝzǝplǝndi.
Өз хәлқини қиличқа тапшурди, Өзиниң мираси болғанлардин интайин ғәзәпләнди.
63 Ot ularning yigitlirini yalmidi, Ⱪizliri toy nahxilirida mahtalmaytti.
От уларниң жигитлирини ялмиди, Қизлири той нахшилирида махталмайтти.
64 Ularning kaⱨinliri ⱪiliq astida yiⱪildi, Lekin tul hotunliri ⱨaza tutmidi.
Уларниң каһинлири қилич астида жиқилди, Лекин тул хотунлири һаза тутмиди.
65 Andin Rǝb birsi uyⱪudin oyƣandǝk oyƣandi, Xarabtin jasarǝtlǝngǝn palwandǝk towlidi.
Андин Рәб бириси уйқидин ойғандәк ойғанди, Шараптин җасарәтләнгән палвандәк товлиди.
66 U rǝⱪiblirini urup qekindürüp, Ularni tügimǝs rǝswaƣa ⱪaldurdi.
У рәқиплирини уруп чекиндүрүп, Уларни түгимәс рәсваға қалдурди.
67 Yüsüpning qedirini xallap, rǝt ⱪildi; Əfraim ⱪǝbilisini tallimidi;
Йүсүпниң чедирини шаллап, рәт қилди; Әфраим қәбилисини таллимиди;
68 Bǝlki Yǝⱨuda ⱪǝbilisini, Yahxi kɵrgǝn Zion teƣini tallidi.
Бәлки Йәһуда қәбилисини, Яхши көргән Зион теғини таллиди.
69 [Xu yǝrdǝ] muⱪǝddǝs jayini taƣ qoⱪⱪiliridǝk, Yǝr-zeminni ǝbǝdiy ornatⱪandǝk mǝzmut bina ⱪildi;
[Шу йәрдә] муқәддәс җайини тағ чоққилиридәк, Йәр-зиминни әбәдий орнатқандәк мәзмут бена қилди;
70 U Ɵz ⱪuli Dawutni tallap, Uni ⱪoy ⱪotanliridin qaⱪiriwaldi;
У Өз қули Давутни таллап, Уни қой қотанлиридин чақиривалди;
71 Ⱪozilirini emitidiƣan saƣliⱪlarni ǝgixip beⱪixtin ayrip, Uni Ɵz hǝlⱪi Yaⱪupni, mirasi bolƣan Israilni beⱪixⱪa qiⱪardi.
Қозилирини емитидиған сағлиқларни әгишип беқиштин айрип, Уни Өз хәлқи Яқупни, мираси болған Исраилни беқишқа чиқарди.
72 Dawut ularni ⱪǝlbidiki durusluⱪi bilǝn baⱪti, Ⱪolining ǝpqilliki bilǝn ularni yetǝklidi.
Давут уларни қәлбидики дуруслуғи билән бақти, Қолиниң әпчиллиги билән уларни йетәклиди.

< Zǝbur 78 >