< Yǝrǝmiya 16 >

1 Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Sǝn ayal zatini ǝmringgǝ almaysǝn, xundaⱪla muxu zeminda oƣul-ⱪiz pǝrzǝnt tapmaysǝn.
Сән аял затини әмриңгә алмайсән, шундақла мошу зиминда оғул-қиз пәрзәнт тапмайсән.
3 Qünki Pǝrwǝrdigar bu yǝrdǝ tuƣulƣan oƣul-ⱪizlar, bu zeminda ularni tuƣⱪan anilar wǝ ularni tuƣdurƣan atilar toƣrisida mundaⱪ dǝydu: —
Чүнки Пәрвәрдигар бу йәрдә туғулған оғул-қизлар, бу зиминда уларни туққан анилар вә уларни туғдурған атилар тоғрисида мундақ дәйду: —
4 Ular ǝlǝmlik kesǝllǝr bilǝn ɵlidu; ular üqün ⱨeq matǝm tutulmaydu, ular kɵmülmǝydu; ɵlükliri tezǝktǝk tupraⱪ yüzidǝ yatidu, ular ⱪiliq, ⱪǝⱨǝtqilik bilǝn yǝp ketilidu; jǝsǝtliri asmandiki uqar-ⱪanatlar wǝ zemindiki ⱨaywanatlar üqün ozuⱪ bolidu.
Улар әләмлик кесәлләр билән өлиду; улар үчүн һеч матәм тутулмайду, улар көмүлмәйду; өлүклири тезәктәк тупрақ йүзидә ятиду, улар қилич, қәһәтчилик билән йәп кетилиду; җәсәтлири асмандики учар-қанатлар вә зиминдики һайванатлар үчүн озуқ болиду.
5 Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Sǝn [Yǝrǝmiya], ⱨaza boluwatⱪan ⱨeqbir ɵygǝ kirmǝ, yaki ɵlgǝnlǝr üqün aⱨ-zar kɵtürüx yaki ɵkünüxkǝ barma; qünki Mǝn bu hǝlⱪtin hatirjǝmlikimni, meⱨir-muⱨǝbbitimni wǝ rǝⱨimdilliklirimni elip taxlidim, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән [Йәрәмия], һаза болуватқан һеч бир өйгә кирмә, яки өлгәнләр үчүн аһ-зар көтириш яки өкүнүшкә барма; чүнки Мән бу хәлиқтин хатирҗәмлигимни, меһир-муһәббитимни вә рәһимдилликлиримни елип ташлидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
6 Uluƣlardin tartip pǝslǝrgiqǝ bu zeminda ɵlidu; ular yǝrgǝ kɵmülmǝydu; ⱨeqkim ular üqün aⱨ-zar kɵtürmǝydu, yaki ularni dǝp, ya ǝtlirini tilmaydu, ya qaqlirini qüxürüwǝtmǝydu;
Улуқлардин тартип пәсләргичә бу зиминда өлиду; улар йәргә көмүлмәйду; һеч ким улар үчүн аһ-зар көтәрмәйду, яки уларни дәп, я әтлирини тилмайду, я чачлирини чүшүрүвәтмәйду;
7 ular ⱪariliⱪ tutⱪanlarni yoⱪlap, nan oxtumaydu, ɵlgǝnlǝr üqün kɵngül sorimaydu; ata-anisi ɵlgǝnlǝr üqün ⱨeqkim tǝsǝlli ⱪǝdǝⱨini sunmaydu.
улар қарилиқ тутқанларни йоқлап, нан уштумайду, өлгәнләр үчүн көңүл соримайду; ата-аниси өлгәнләр үчүн һеч ким тәсәлли қәдәһини сунмайду.
8 Sǝn bolsang ǝl-yurt bilǝn billǝ yǝp-iqixkǝ toy-bǝzmǝ bolƣan ɵygimu kirmǝ;
Сән болсаң әл-жут билән биллә йәп-ичишкә той-бәзмә болған өйгиму кирмә;
9 qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn ɵz künliringlarda wǝ ɵz kɵz aldinglarda, bu yǝrdin tamaxining sadasini, xad-huramliⱪ sadasini wǝ toyi boluwatⱪan yigit-ⱪizning awazlirini tohtitimǝn.
чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз күнлириңларда вә өз көз алдиңларда, бу йәрдин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизниң авазлирини тохтитимән.
10 Xundaⱪ boliduki, sǝn bu hǝlⱪⱪǝ bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini eytⱪiningda, ular sǝndin: «Nemixⱪa Pǝrwǝrdigar muxundaⱪ zor bir külpǝtni beximizƣa qüxürüxkǝ bekitkǝn? Bizning ⱪǝbiⱨlikimiz zadi nemǝ? Pǝrwǝrdigar Hudayimiz aldida zadi sadir ⱪilƣan nemǝ gunaⱨimiz bardu?» — dǝp soraydu.
Шундақ болидуки, сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «Немишкә Пәрвәрдигар мошундақ зор бир күлпәтни бешимизға чүшүрүшкә бекиткән? Бизниң қәбиһлигимиз зади немә? Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду.
11 Əmdi sǝn ularƣa mundaⱪ dǝysǝn: — Qünki ata-bowiliringlar Mǝndin waz kǝqkǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — ⱨǝmdǝ baxⱪa ilaⱨlarƣa ǝgixip ularning ⱪulluⱪida bolƣan, ularƣa qoⱪunƣan; ular Mǝndin waz kǝqkǝn, Tǝwrat-ⱪanunumni ⱨeq tutmiƣan;
Әнди сән уларға мундақ дәйсән: — Чүнки ата-бовилириңлар Мәндин ваз кәчкән, — дәйду Пәрвәрдигар, — һәмдә башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болған, уларға чоқунған; улар Мәндин ваз кәчкән, Тәврат-қанунумни һеч тутмиған;
12 silǝr bolsanglar, ata-bowililiringlardin tehimu bǝttǝr ⱪilƣansilǝr; mana, ⱨǝrbiringlar ɵz rǝzil kɵnglidiki jaⱨilliⱪning kǝynigǝ kirip, Manga ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣansilǝr;
силәр болсаңлар, ата-бовилилириңлардин техиму бәттәр қилғансиләр; мана, һәр бириңлар өз рәзил көңлидики җаһиллиқниң кәйнигә кирип, Маңа һеч қулақ салмиғансиләр;
13 Xunga Mǝn silǝrni bu zemindin elip, silǝr yaki ata-bowiliringlar ⱨeq bilmǝydiƣan baxⱪa bir zeminƣa taxlaymǝn; silǝr xu yǝrdǝ keqǝ-kündüz baxⱪa ilaⱨlarning ⱪulluⱪida bolisilǝr; qünki Mǝn silǝrgǝ ⱨeq meⱨirni kɵrsǝtmǝymǝn.
Шуңа Мән силәрни бу зиминдин елип, силәр яки ата-бовилириңлар һеч билмәйдиған башқа бир зиминға ташлаймән; силәр шу йәрдә кечә-күндүз башқа илаһларниң қуллуғида болисиләр; чүнки Мән силәргә һеч меһирни көрсәтмәймән.
14 Xunga mana, xu künlǝr keliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — «Israillarni Misir zeminidin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn!» degǝn ⱪǝsǝm ⱪaytidin ixlitilmǝydu,
Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду,
15 bǝlki [xu künlǝrdǝ] «Israillarni ximaliy zeminidin wǝ Ɵzi ularni ⱨǝydigǝn barliⱪ zeminlǝrdin ⱪutⱪuzup qiⱪarƣan Pǝrwǝrdigarning ⱨayati bilǝn!» dǝp ⱪǝsǝm iqilidu. Qünki Mǝn ularni ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminiƣa ⱪayturimǝn.
бәлки [шу күнләрдә] «Исраилларни шималий зиминидин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ зиминләрдин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Чүнки Мән уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминиға қайтуримән.
16 Ⱨalbuki, mana ⱨazir bolsa, Mǝn nurƣun beliⱪqilarni ǝwǝtip ularni tutⱪuzuxⱪa qaⱪirimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar; — andin nurƣun owqilarni ǝwǝtip ularni ⱪoƣlap owlaxⱪa qaⱪirimǝn; ular ularni ⱨǝrbir taƣdin, ⱨǝrbir egizliktin, ⱪiya taxlarning ƣar-ⱪisilqaⱪliridin tepiwalidu.
Һалбуки, мана һазир болса, Мән нурғун белиқчиларни әвәтип уларни тутқузушқа чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — андин нурғун овчиларни әвәтип уларни қоғлап овлашқа чақиримән; улар уларни һәр бир тағдин, һәр бир егизликтин, қия ташларниң ғар-қисилчақлиридин тепивалиду.
17 Qünki kɵzlirim ularning barliⱪ yolliri üstidǝ turidu; ular aldimda ⱨeq suⱪunalmidi, ularning ⱪǝbiⱨliki kɵzlirimdin ⱨeq yoxurulmidi.
Чүнки көзлирим уларниң барлиқ йоллири үстидә туриду; улар алдимда һеч суқуналмиди, уларниң қәбиһлиги көзлиримдин һеч йошурулмиди.
18 Lekin Mǝn awwal ularning ⱪǝbiⱨlikini wǝ gunaⱨini bexiƣa ⱨǝssilǝp ⱪayturimǝn; qünki ular zeminimni yirginqlik nǝrsilǝrning ɵlükliri bilǝn bulƣiƣan, Mening mirasimni lǝnǝtlik nǝrsiliri bilǝn toldurƣan.
Лекин Мән авал уларниң қәбиһлигини вә гунайини бешиға һәссиләп қайтуримән; чүнки улар зиминимни жиркиничлик нәрсиләрниң өлүклири билән булғиған, Мениң мирасимни ләнәтлик нәрсилири билән толдурған.
19 — I Pǝrwǝrdigar, Sǝn mening küqüm wǝ ⱪorƣinimsǝn, azab-oⱪubǝt künidǝ baxpanaⱨimsǝn. Əllǝr bolsa yǝr yüzining qǝt-qǝtliridin yeningƣa kelidu wǝ: «Bǝrⱨǝⱪ, ata-bowilirimiz yalƣanqiliⱪ ⱨǝm bimǝnilikkǝ mirashorluⱪ ⱪilƣan; bu nǝrsilǝrdǝ ⱨeq payda yoⱪtur.
— И Пәрвәрдигар, Сән мениң күчүм вә қорғинимсән, азап-оқубәт күнидә башпанаһимсән. Әлләр болса йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин йениңға келиду вә: «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған; бу нәрсиләрдә һеч пайда йоқтур.
20 Insanlar ɵz-ɵzigǝ hudalarni yasiyalamdu?! Lekin yasiƣini Huda ǝmǝstur!» — dǝydu.
Инсанлар өз-өзигә худаларни ясаламду?! Лекин ясиғини Худа әмәстур!» — дәйду.
21 — Xunga, mana, Mǝn bu ⱪetim [bu rǝzil hǝlⱪⱪǝ] xuni obdan bildürimǝn, — ularƣa Mening ⱪolum wǝ küq-ⱪudritimni obdan bildürimǝn; xuning bilǝn ular Mening namimning Pǝrwǝrdigar ikǝnlikini bilidu!
— Шуңа, мана, Мән бу қетим [бу рәзил хәлиққә] шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән; шуниң билән улар Мениң намимниң Пәрвәрдигар екәнлигини билиду!

< Yǝrǝmiya 16 >