< Yǝxaya 4 >

1 Xu küni yǝttǝ ayal bir ǝrni tutuwelip, uningdin: — «Biz ɵz nenimizni yǝymiz, ɵz kiyim-keqǝklirimizni kiyimiz; pǝⱪǝt bizni rǝswaliⱪtin halas ⱪilix üqün, bizni namingizƣa tǝwǝ ⱪilixingizni ɵtünimiz!» — dǝydu.
Шу күни йәттә аял бир әрни тутувелип, униңдин: — «Биз өз ненимизни йәймиз, өз кийим-кечәклиримизни кийимиз; пәқәт бизни рәсвалиқтин халас қилиш үчүн, бизни намиңизға тәвә қилишиңизни өтүнимиз!» — дәйду.
2 Xu küni «Pǝrwǝrdigarning xehi» uning güzǝlliki ⱨǝm xǝripini kɵrsǝtküqi bolidu, Zemin bǝrgǝn mewǝ bolsa, Ⱪeqip ⱪutulƣan Israildikilǝrgǝ xɵⱨrǝt wǝ güzǝllik kǝltüridu.
Шу күни «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду, Зимин бәргән мевә болса, Қечип қутулған Исраилдикиләргә шөһрәт вә гөзәллик кәлтүриду.
3 Ⱨǝm xundaⱪ ix boliduki, Zionda ⱪalƣanlar, Yerusalemda tohtitilƣanlar, Yǝni Yerusalemda ⱨayat dǝp tizimlanƣanlarning ⱨǝmmisi pak-muⱪǝddǝs dǝp atilidu.
Һәм шундақ иш болидуки, Зионда қалғанлар, Йерусалимда тохтитилғанлар, Йәни Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду.
4 Xu qaƣda Rǝb adalǝt yürgüzgüqi roⱨ ⱨǝm kɵydürgüqi roⱨ bilǝn, Zion ⱪizlirining pasiⱪliⱪini yuyup, Yerusalemning ⱪan daƣlirini tazilaydu.
Шу чағда Рәб адаләт жүргүзгүчи роһ һәм көйдүргүчи роһ билән, Зион қизлириниң пасиқлиғини жуюп, Йерусалимниң қан дағлирини тазилайду.
5 Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar kündüzdǝ Zion teƣidiki ⱨǝrbir ɵy, Xundaⱪla barliⱪ ibadǝt sorunlarning üstigǝ is-tütǝk wǝ bulut, Kǝqtǝ bolsa ot yalⱪunining julasini yaritidu; Qünki xan-xǝrǝpning üstidǝ sayiwǝn bar bolidu.
Шу чағда Пәрвәрдигар күндүздә Зион теғидики һәр бир өй, Шундақла барлиқ ибадәт сорунларниң үстигә ис-түтәк вә булут, Кәчтә болса от ялқуниниң җуласини яритиду; Чүнки шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду.
6 Xu küni, kündüzdǝ tomuz issiⱪⱪa sayǝ ⱪilidiƣan, Hǝtǝrdin panaⱨlinidiƣan, boran-yamƣurlarƣa dalda bolidiƣan bir sayiwǝnlik kǝpǝ bolidu».
Шу күни, күндүздә томуз иссиққа сайә қилидиған, Хәтәрдин панаһлинидиған, боран-ямғурларға далда болидиған бир сайивәнлик кәпә болиду».

< Yǝxaya 4 >