< Yǝxaya 3 >
1 Qünki, ⱪara! Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar, Yerusalem wǝ Yǝⱨudaƣa ⱪuwwǝt wǝ yɵlǝnqük bolƣan [barliⱪ nǝrsilǝrni yoⱪ ⱪilidu], — Yǝni ⱪuwwǝt bolƣan pütkül ax-nan, Yɵlǝnqük bolƣan ⱨǝmmǝ su,
Чүнки, қара! Самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар, Йерусалим вә Йәһудаға қувәт вә йөләнчүк болған [барлиқ нәрсиләрни йоқ қилиду], — Йәни қувәт болған пүткүл аш-нан, Йөләнчүк болған һәммә су,
2 Palwan wǝ lǝxkǝr, Sotqi wǝ pǝyƣǝmbǝr, Palqi wǝ aⱪsaⱪal,
Палван вә ләшкәр, Сотчи вә пәйғәмбәр, Палчи вә ақсақал,
3 Əllik bexi, mɵtiwǝr wǝ mǝsliⱨǝtqi, Ⱨünǝrwǝn ustilar wǝ jadu ⱪilƣuqilarni yoⱪ ⱪilidu.
Әллик беши, мөтивәр вә мәслиһәтчи, Һүнәрвән устилар вә җаду қилғучиларни йоқ қилиду.
4 — «[Ularning orniƣa] yaxlarni ǝmǝldar ⱪilimǝn, Bǝthuy balilar ularning üstidin idarǝ ⱪilidu.
— «[Уларниң орниға] яшларни әмәлдар қилимән, Бәтхуй балилар уларниң үстидин идарә қилиду.
5 Puⱪralar bir-birini ezidu, Ⱨǝrbiri ⱪoxnisi tǝripidin ezilidu; Balilar ⱪerilarƣa, Muttǝⱨǝmlǝr mɵtiwǝrlǝrgǝ ǝdǝpsizlik ⱪilidu;
Пухралар бир-бирини езиду, Һәр бири хошниси тәрипидин езилиду; Балилар қериларға, Муттәһәмләр мөтивәрләргә әдәпсизлик қилиду;
6 Xu küni birsi ata jǝmǝtidiki ⱪerindixini tutuwelip, uningƣa: — «Sizning kiyim-keqikingiz bar; bizgǝ yetǝkqi bolung, bu harabilǝr ⱪolingiz astida bolsun», — dǝydu; U jawabǝn ⱪolini kɵtürüp [ⱪǝsǝm iqip]: «Dǝrdinglarƣa dǝrman bolalmaymǝn; Ɵyümdimu ya ax-nan ya kiyim-keqǝk yoⱪ; Meni hǝlⱪⱪǝ yetǝkqi ⱪilmanglar!» — dǝydu.
Шу күни бириси ата җәмәтидики қериндишини тутувелип, униңға: — «Сизниң кийим-кечигиңиз бар; бизгә йетәкчи болуң, бу харабиләр қолиңиз астида болсун», — дәйду; У җававән қолини көтирип [қәсәм ичип]: «Дәрдиңларға дәрман болалмаймән; Өйүмдиму я аш-нан я кийим-кечәк йоқ; Мени хәлиққә йетәкчи қилмаңлар!» — дәйду.
8 Qünki Yerusalem putlixidu-qüxkünlixidu, Yǝⱨuda bolsa yiⱪilidu; Sǝwǝbi, ularning tili wǝ illǝtliri Pǝrwǝrdigarƣa ⱪarxi qiⱪip, Xǝrǝp Igisining kɵzliri aldida isyankarliⱪ ⱪildi.
Чүнки Йерусалим путлишиду-чүшкүнлишиду, Йәһуда болса жиқилиду; Сәвәви, уларниң тили вә илләтлири Пәрвәрдигарға қарши чиқип, Шәрәп Егисиниң көзлири алдида исянкарлиқ қилди.
9 Ularning qirayi ɵzlirigǝ ⱪarxi guwaⱨliⱪ beridu; Ular Sodom xǝⱨiridǝk gunaⱨini ⱨeq yoxurmay, Oquⱪ-axkara jakarlaydu. Ularning jeniƣa way! Ular yamanliⱪni ɵz bexiƣa qüxürgǝn!
Уларниң чирайи өзлиригә қарши гувалиқ бериду; Улар Содом шәһиридәк гунайини һеч йошурмай, Очуқ-ашкарә җакалайду. Уларниң җениға вай! Улар яманлиқни өз бешиға чүшүргән!
10 Ⱨǝⱪⱪaniylarƣa eytⱪinki, Ular aman-esǝnliktǝ turidu, Ular ɵz ǝmllirining mewisini yǝydu;
Һәққанийларға ейтқинки, Улар аман-есәнликтә туриду, Улар өз әмллириниң мевисини йәйду;
11 Rǝzillǝrgǝ way! Bexiƣa yamanliⱪ qüxidu, Qünki ɵz ⱪoli bilǝn ⱪilƣanliri ɵzigǝ yanidu.
Рәзилләргә вай! Бешиға яманлиқ чүшиду, Чүнки өз қоли билән қилғанлири өзигә яниду.
12 Mening hǝlⱪimdǝ bolsa, balilar ularni har ⱪilidu, Ayallar ularni idarǝ ⱪilidu; I hǝlⱪim! Silǝrni yetǝklǝwatⱪanlar silǝrni azduridu, Ular mangidiƣan yolliringlarni yoⱪ ⱪilidu.
Мениң хәлқимдә болса, балилар уларни хар қилиду, Аяллар уларни идарә қилиду; И хәлқим! Силәрни йетәкләватқанлар силәрни аздуриду, Улар маңидиған йоллириңларни йоқ қилиду.
13 Pǝrwǝrdigar Ɵz dǝwasini soraxⱪa orun alidu, Hǝlⱪ-millǝtlǝr üstidin ⱨɵküm qiⱪirixⱪa ɵrǝ turidu;
Пәрвәрдигар Өз дәвасини сорашқа орун алиду, Хәлиқ-милләтләр үстидин һөкүм чиқиришқа өрә туриду;
14 Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪining aⱪsaⱪalliri wǝ ǝmirliri bilǝn dǝwalixip, ularƣa: — Üzümzarni yǝp tügǝtkǝnlǝr silǝr ɵzünglar, Ajiz mɵminlǝrdin alƣan olja ɵyünglarda yatidu, dǝydu.
Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң ақсақаллири вә әмирлири билән дәвалишип, уларға: — Үзүмзарни йәп түгәткәнләр силәр өзүңлар, Аҗиз мөминләрдин алған олҗа өйүңларда ятиду, дәйду.
15 — Silǝrning hǝlⱪimni axundaⱪ ezip, Ajiz mɵminlǝrning yüzlirigǝ dǝssǝp zadi nemǝ ⱪilƣininglar? — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Rǝb Pǝrwǝrdigar.
— Силәрниң хәлқимни ашундақ езип, Аҗиз мөминләрниң йүзлиригә дәссәп зади немә қилғиниңлар? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар.
16 Pǝrwǝrdigar yǝnǝ mundaⱪ dedi: — «Zion ⱪiz-ayalliri tǝkǝbburluⱪ ⱪilip, Ⱪax-kirpiklirini süzüp, Kɵzlirini oynitip, naz ⱪilip taytanglixip, Putlirini jildirlitip mengip yürixidu;
Пәрвәрдигар йәнә мундақ деди: — «Зион қиз-аяллири тәкәббурлуқ қилип, Қаш-кирпиклирини сүзүп, Көзлирини ойнитип, наз қилип тайтаңлишип, Путлирини җилдирлитип меңип жүришиду;
17 Xunga Rǝb Zion ⱪiz-ayallirining bax qoⱪⱪilirini taz ⱪilidu, Pǝrwǝrdigar ularning uyat yǝrlirini eqiwetidu».
Шуңа Рәб Зион қиз-аяллириниң баш чоққилирини таз қилиду, Пәрвәрдигар уларниң уят йәрлирини ечиветиду».
18 Axu küni Rǝb ularni güzǝllikidin mǝⱨrum ⱪilidu; — Ularning oxuⱪ jildiraⱪlirini, Bax jiyǝklirini, ay xǝkillik marjanlirini,
Әшу күни Рәб уларни гөзәллигидин мәһрум қилиду; — Уларниң ошуқ җилдирақлирини, Баш җийәклирини, ай шәкиллик марҗанлирини,
19 Ⱨalⱪilirini, bilǝzüklirini, qümpǝrdǝ-qaqwanlirini,
Һалқилирини, биләйүзүклирини, чүмпәрдә-чачванлирини,
20 Romallirini, oxuⱪ zǝnjirlirini, potilirini, ǝtirdanlirini, tiltumarlirini,
Ромаллирини, ошуқ зәнҗирлирини, потилирини, әтирданлирини, тилтумарлирини,
21 Üzüklirini, burun ⱨalⱪilirini,
Үзүклирини, бурун һалқилирини,
22 Ⱨeytliⱪ tonlirini, yopuⱪlirini, pürkǝnjilirini, ⱨǝmyanlirini,
Һейтлиқ тонлирини, йопуқлирини, пүркәнҗилирини, һәмянлирини,
23 Əynǝklirini, ap’aⱪ iq kɵynǝklirini, sǝllilirini wǝ tor pǝrdilirining ⱨǝmmisini elip taxlaydu.
Әйнәклирини, аппақ ич көйнәклирини, сәллилирини вә тор пәрдилириниң һәммисини елип ташлайду.
24 Əmdi xundaⱪ boliduki, Ətir puriⱪining orniƣa bǝtbuyluⱪ; Potining ornida arƣamqa, Qirayliⱪ yasiƣan qaqlirining ornida taz bexi, Kelixkǝn tonning ornida bɵz rǝhtlǝr, Güzǝllikining ornida daƣmal tamƣisi bolidu.
Әнди шундақ болидуки, Әтир пуриғиниң орниға бәтбуйлуқ; Потиниң орнида арғамча, Чирайлиқ ясиған чачлириниң орнида таз беши, Келишкән тонниң орнида бөз рәхтләр, Гөзәллигиниң орнида дағмал тамғиси болиду.
25 Sening yigitliring ⱪiliqlinip, Baturliring jǝngdǝ yiⱪilidu.
Сениң жигитлириң қиличлинип, Батурлириң җәңдә жиқилиду.
26 [Zionning] ⱪowuⱪliri zar kɵtürüp matǝm tutidu; U yalingaqlanƣan ⱨalda yǝrgǝ olturup ⱪalidu.
[Зионниң] қовуқлири зар көтирип матәм тутиду; У ялаңачланған һалда йәргә олтирип қалиду.