< Ⱨagay 1 >
1 Darius padixaⱨning ikkinqi yili, altinqi ayning birinqi küni, Pǝrwǝrdigarning sɵzi Ⱨagay pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ Xealtiǝlning oƣli, Yǝⱨudaning waliyisi Zǝrubbabǝlgǝ ⱨǝm Yǝⱨozadakning oƣli, bax kaⱨin Yǝxuaƣa kǝldi: —
Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни, Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлгә һәм Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаға кәлди: —
2 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Bu hǝlⱪ: «Waⱪti kǝlmidi, Pǝrwǝrdigarning ɵyini ⱪurux waⱪti tehi kǝlmidi» — dǝydu.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу хәлиқ: «Вақти кәлмиди, Пәрвәрдигарниң өйини қуруш вақти техи кәлмиди» — дәйду.
3 Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi Ⱨagay pǝyƣǝmbǝr arⱪiliⱪ kelip mundaⱪ deyildi: —
Вә Пәрвәрдигарниң сөзи Һагай пәйғәмбәр арқилиқ келип мундақ дейилди: —
4 Bu ɵy tehiqila harabǝ tursa, bu silǝr tahtaydin bezǝlgǝn ɵyliringlarda yaxaydiƣan waⱪitmu?
Бу өй техичила харабә турса, бу силәр тахтайдин безәлгән өйлириңларда яшайдиған вақитму?
5 Mana, Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — — Ⱪiliwatⱪininglar üstidǝ kɵngül ⱪoyup oylininglar!
Мана, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Қиливатқиниңлар үстидә көңүл қоюп ойлиниңлар!
6 Teriƣininglar kɵp, yiƣiwalidiƣininglar az; Yǝysilǝr, biraⱪ toymaysilǝr; Iqisilǝr, biraⱪ ⱪanmaysilǝr; Kiyisilǝr, biraⱪ ⱨeqⱪandaⱪ illimaysilǝr; Ix ⱨǝⱪⱪi alƣuqi bolsa, Huddi ix ⱨǝⱪⱪini tɵxük ⱨǝmyanƣa salƣanƣa ohxaxtur.
Териғиниңлар көп, жиғивалидиғиниңлар аз; Йәйсиләр, бирақ тоймайсиләр; Ичисиләр, бирақ қанмайсиләр; Кийисиләр, бирақ һеч қандақ иллимайсиләр; Иш һәққи алғучи болса, Худди иш һәққини төшүк һәмянға салғанға охшаштур.
7 — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ⱪiliwatⱪininglar üstidǝ kɵngül ⱪoyup oylininglar!
— Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қиливатқиниңлар үстидә көңүл қоюп ойлиниңлар!
8 Taƣⱪa qiⱪip, yaƣaqni elip kelinglar, ɵyni ⱪurunglar; xundaⱪ ⱪilsanglar Mǝn uningdin hursǝn bolimǝn, xan-xǝrǝpkǝ eriximǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
Таққа чиқип, яғачни елип келиңлар, өйни қуруңлар; шундақ қилсаңлар Мән униңдин хурсән болимән, шан-шәрәпкә еришимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
9 — Silǝr kɵpni küttünglar, mana, erixkininglar az boldi; uni ɵygǝ epkǝlgininglarda, Mǝn uni püwlǝp yoⱪattim; bu nemǝ üqün? — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — — Qünki Mening ɵyümning harabǝ bolƣiniƣa ⱪarimay, ɵz ɵyünglarni [selixⱪa] yügürüxüp yürüwatisilǝr.
— Силәр көпни күттүңлар, мана, еришкиниңлар аз болди; уни өйгә епкәлгиниңларда, Мән уни пүвләп йоқаттим; бу немә үчүн? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — — Чүнки Мениң өйүмниң харабә болғиниға қаримай, өз өйүңларни [селишқа] жүгүрүшүп жүрүватисиләр.
10 Xunga üstünglarda asmanlar xǝbnǝmni bǝrmǝydu, zeminmu ⱨosulini bǝrmǝydu;
Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду, зиминму һосулини бәрмәйду;
11 Mǝn zeminƣa, taƣⱪa, ziraǝtlǝrgǝ, yengi xarablarƣa, zǝytun meyiƣa, tupraⱪning ündürmilirigǝ, insanlarƣa, mal-waranlarƣa wǝ ⱪollardiki barliⱪ ǝjirlǝrgǝ ⱪurƣaⱪqiliⱪni qaⱪirdim.
Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, йеңи шарапларға, зәйтун мейиға, тупрақниң үндүрмилиригә, инсанларға, мал-варанларға вә қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим.
12 Xuning bilǝn Xealtiǝlning oƣli Zǝrubbabǝl ⱨǝm Yǝⱨozadakning oƣli bax kaⱨin Yǝxua wǝ hǝlⱪning ⱪaldisining ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigar Hudasining awaziƣa, xuningdǝk Pǝrwǝrdigar Hudasining Ⱨagay pǝyƣǝmbǝrni ǝwǝtixi bilǝn, uning sɵzlirigǝ ⱪulaⱪ saldi; hǝlⱪ Pǝrwǝrdigar aldida ⱪorⱪti.
Шуниң билән Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл һәм Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуа вә хәлиқниң қалдисиниң һәммиси Пәрвәрдигар Худасиниң авазиға, шуниңдәк Пәрвәрдигар Худасиниң Һагай пәйғәмбәрни әвәтиши билән, униң сөзлиригә қулақ салди; хәлиқ Пәрвәрдигар алдида қорқти.
13 Andin Pǝrwǝrdigarning ǝlqisi Ⱨagay Pǝrwǝrdigarning hǝwirini hǝlⱪⱪǝ yǝtküzüp: — «Mǝn silǝr bilǝn billidurmǝn» — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — dedi.
Андин Пәрвәрдигарниң әлчиси Һагай Пәрвәрдигарниң хәвирини хәлиққә йәткүзүп: — «Мән силәр билән биллидурмән» — дәйду Пәрвәрдигар, — деди.
14 Wǝ Pǝrwǝrdigar Xealtiǝlning oƣli, Yǝⱨudaning waliyisi Zǝrubbabǝlning roⱨini, xundaⱪla Yǝⱨozadakning oƣli, bax kaⱨin Yǝxuaning roⱨini ⱨǝm hǝlⱪ ⱪaldisining ⱨǝrbirining roⱨini ⱪozƣidi; ular samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Hudasining ɵyigǝ kelip ixlidi.
Вә Пәрвәрдигар Шеалтиәлниң оғли, Йәһуданиң валийиси Зәруббабәлниң роһини, шундақла Йәһозадакниң оғли, баш каһин Йәшуаниң роһини һәм хәлиқ қалдисиниң һәр бириниң роһини қозғиди; улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Худасиниң өйигә келип ишлиди.
15 Bu Darius padixaⱨning ikkinqi yili, altinqi ayning yigirmǝ tɵtinqi küni idi.
Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди.