< Zǝkǝriya 1 >
1 Darius padixaⱨning ikkinqi yili sǝkkizinqi ayda, Pǝrwǝrdigarning sɵzi Iddoning nǝwrisi, Bǝrǝkiyaning oƣli Zǝkǝriya pǝyƣǝmbǝrgǝ kelip mundaⱪ deyildi: —
Дариус падишаниң иккинчи жили сәккизинчи айда, Пәрвәрдигарниң сөзи Иддониң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Зәкәрия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилди: —
2 — «Pǝrwǝrdigar ata-bowiliringlardin intayin ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndi.
— «Пәрвәрдигар ата-бовилириңлардин интайин қаттиқ ғәзәпләнди.
3 Xunga sǝn ularƣa: «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar: — «Mening yenimƣa ⱪaytip kelinglar, Mǝn silǝrning yeninglarƣa ⱪaytip kelimǝn» dǝydu», — degin.
Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — «Мениң йенимға қайтип келиңлар, Мән силәрниң йениңларға қайтип келимән» дәйду», — дегин.
4 — Ata-bowiliringlardǝk bolmanglar; qünki ilgiriki pǝyƣǝmbǝrlǝr ularƣa: «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar: — Rǝzil yolliringlardin, rǝzil ⱪilmixliringlardin yenip towa ⱪilinglar, degǝn», — dǝp jakarliƣan. Biraⱪ ular Manga ⱪulaⱪ salmiƣan, boysunmiƣan, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
— Ата-бовилириңлардәк болмаңлар; чүнки илгәрки пәйғәмбәрләр уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — Рәзил йоллириңлардин, рәзил қилмишлириңлардин йенип товва қилиңлар, дегән», — дәп җакалиған. Бирақ улар Маңа қулақ салмиған, бойсунмиған, — дәйду Пәрвәрдигар.
5 — Silǝrning ata-bowiliringlar ⱨazir ⱪeni? Pǝyƣǝmbǝrlǝr bolsa, mǝnggü yaxamdu?
— Силәрниң ата-бовилириңлар һазир қени? Пәйғәмбәрләр болса, мәңгү яшамду?
6 Lekin Mening pǝyƣǝmbǝrlǝrgǝ buyruƣan sɵzlirim wǝ bǝlgilimilirim, ata-bowiliringlarning bexiƣimu qüxkǝn ǝmǝsmidi?». Xuning bilǝn ular yolidin yenip: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar yollirimiz wǝ ⱪilmixlirimiz boyiqǝ bizni ⱪandaⱪ ⱪilimǝn desǝ, xundaⱪ ⱪildi, — degǝn.
Лекин Мениң пәйғәмбәрләргә буйруған сөзлирим вә бәлгүлимилирим, ата-бовилириңларниң бешиғиму чүшкән әмәсмиди?». Шуниң билән улар йолидин йенип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар йоллиримиз вә қилмишлиримиз бойичә бизни қандақ қилимән десә, шундақ қилди, — дегән.
7 Darius padixaⱨning ikkinqi yili, on birinqi ay, yǝni «Xebat eyi»ning yigirmǝ tɵtinqi küni, Pǝrwǝrdigarning kalami Iddoning nǝwrisi, Bǝrǝkiyaning oƣli Zǝkǝriya pǝyƣǝmbǝrgǝ kǝldi. U mundaⱪ bexarǝtni kɵrdi: —
Дариус падишаниң иккинчи жили, он биринчи ай, йәни «Шебат ейи»ниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң калами Иддониң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Зәкәрия пәйғәмбәргә кәлди. У мундақ бешарәтни көрди: —
8 Mǝn keqidǝ [alamǝt kɵrünüxlǝrni] kɵrdüm; mana, toruⱪ atⱪa mingǝn bir adǝmni kɵrdüm; u qongⱪur oymanliⱪtiki hadas dǝrǝhliri arisida turatti; uning kǝynidǝ toruⱪ, ala-taƣil wǝ aⱪ atlar bar idi.
Мән кечидә [аламәт көрүнүшләрни] көрдүм; мана, торуқ атқа мингән бир адәмни көрдүм; у чоңқур ойманлиқтики хадас дәрәқлири арисида туратти; униң кәйнидә торуқ, ала-тағил вә ақ атлар бар еди.
9 Mǝn uningdin: «Tǝⱪsir, bular nemǝ?» — dǝp soridim. Mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtǝ manga: «Mǝn sanga bularning nemǝ ikǝnlikini kɵrsitimǝn» — dedi.
Мән униңдин: «Тәхсир, булар немә?» — дәп соридим. Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа: «Мән саңа буларниң немә екәнлигини көрситимән» — деди.
10 Hadas dǝrǝhliri arisida turƣan zat jawabǝn: «Bular Pǝrwǝrdigarning yǝr yüzini uyan-buyan kezixkǝ ǝwǝtkǝnliri» — dedi.
Хадас дәрәқлири арисида турған зат җававән: «Булар Пәрвәрдигарниң йәр йүзини уян-буян кезишкә әвәткәнлири» — деди.
11 Bu atlar hadas dǝrǝhliri arisida turƣan Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisigǝ jawab ⱪilip: «Biz yǝr yüzidǝ uyan-buyan kezip kǝlduⱪ; mana, pütkül yǝr yüzi tiptinq, aramliⱪta turuwatidu» — dedi.
Бу атлар хадас дәрәқлири арисида турған Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә җавап қилип: «Биз йәр йүзидә уян-буян кезип кәлдуқ; мана, пүткүл йәр йүзи типтинч, арамлиқта туруватиду» — деди.
12 Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi jawabǝn: «I samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, ⱪaqanƣiqǝ sǝn bu yǝtmix yildin beri aqqiⱪlinip keliwatⱪan Yerusalem wǝ Yǝⱨudaning xǝⱨǝrlirigǝ rǝⱨim ⱪilmaysǝn?» — dedi.
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси җававән: «И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, қачанғичә сән бу йәтмиш жилдин бери аччиқлинип келиватқан Йерусалим вә Йәһуданиң шәһәрлиригә рәһим қилмайсән?» — деди.
13 Pǝrwǝrdigar mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtigǝ yeⱪimliⱪ sɵzlǝr, tǝsǝlli bǝrgüqi sɵzlǝr bilǝn jawab bǝrdi.
Пәрвәрдигар мән билән сөзлишиватқан пәриштигә йеқимлиқ сөзләр, тәсәлли бәргүчи сөзләр билән җавап бәрди.
14 Xuning bilǝn mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtǝ manga mundaⱪ dedi: «Sǝn mundaⱪ jakarliƣin: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar: «Yerusalem wǝ Zionƣa bolƣan otluⱪ muⱨǝbbitimdin yürikim lawildap kɵyidu!
Шуниң билән мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа мундақ деди: «Сән мундақ җакалиғин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: «Йерусалим вә Зионға болған отлуқ муһәббитимдин жүригим лавилдап көйиду!
15 Xuning bilǝn Mǝn ǝrkin-azadiliktǝ yaxawatⱪan ǝllǝrgǝ ⱪattiⱪ ƣǝzǝplinimǝn; qünki Mǝn [hǝlⱪimgǝ] sǝlla ƣǝzǝplinip ⱪoyiwidim, ular ⱨǝddidin exip [hǝlⱪimgǝ] zor azar ⱪildi», dǝydu.
Шуниң билән Мән әркин-азатиликтә яшаватқан әлләргә қаттиқ ғәзәплинимән; чүнки Мән [хәлқимгә] сәлла ғәзәплинип қойивидим, улар һәддидин ешип [хәлқимгә] зор азар қилди», дәйду.
16 Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn Yerusalemƣa rǝⱨim-xǝpⱪǝtlǝr bilǝn ⱪaytip kǝldim; Mening ɵyüm uning iqidǝ ⱪurulidu» — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — «wǝ Yerusalem üstigǝ «ɵlqǝm tanisi» yǝnǝ tartilidu».
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Йерусалимға рәһим-шәпқәтләр билән қайтип кәлдим; Мениң өйүм униң ичидә қурулиду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — «вә Йерусалим үстигә «өлчәм таниси» йәнә тартилиду».
17 — Yǝnǝ mundaⱪ jakarliƣin: «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: Mening xǝⱨǝrlirim yǝnǝ awatlixidu, Pǝrwǝrdigar yǝnǝ Zionƣa tǝsǝlli beridu wǝ Yerusalemni yǝnǝ talliwalidu».
— Йәнә мундақ җакалиғин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мениң шәһәрлирим йәнә аватлишиду, Пәрвәрдигар йәнә Зионға тәсәлли бериду вә Йерусалимни йәнә талливалиду».
18 Andin mǝn beximni kɵtürdüm, mana tɵt münggüzni kɵrdüm.
Андин мән бешимни көтәрдим, мана төрт мүңгүзни көрдүм.
19 Mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtidin: «Bular nemǝ?» dǝp soridim. U manga: «Bu Yǝⱨuda, Israil wǝ Yerusalemni tarⱪitiwǝtkǝn münggüzlǝrdur» — dedi.
Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Булар немә?» дәп соридим. У маңа: «Бу Йәһуда, Исраил вә Йерусалимни тарқитивәткән мүңгүзләрдур» — деди.
20 Wǝ Pǝrwǝrdigar manga tɵt ⱨünǝrwǝnni kɵrsǝtti.
Вә Пәрвәрдигар маңа төрт һүнәрвәнни көрсәтти.
21 Mǝn: «Bu [ⱨünǝrwǝnlǝr] nemǝ ix ⱪilƣili kǝldi?» dǝp soridim. U: «Mana bular bolsa Yǝⱨudadikilǝrni ⱨeqkim ⱪǝddini rusliyalmiƣudǝk dǝrijidǝ tarⱪitiwǝtkǝn münggüzlǝr; biraⱪ bu [ⱨünǝrwǝnlǝr münggüzlǝrni] dǝkkǝ-dükkigǝ qüxürgili, yǝni ǝllǝrning Yǝⱨudaning zeminini tarⱪitiwetix üqün kɵtürgǝn münggüzlirini yǝrgǝ taxliwǝtkili kǝldi!» — dedi.
Мән: «Бу [һүнәрвәнләр] немә иш қилғили кәлди?» дәп соридим. У: «Мана булар болса Йәһудадикиләрни һеч ким қәддини руслалмиғидәк дәриҗидә тарқитивәткән мүңгүзләр; бирақ бу [һүнәрвәнләр мүңгүзләрни] дәккә-дүккигә чүшүргили, йәни әлләрниң Йәһуданиң зиминини тарқитиветиш үчүн көтәргән мүңгүзлирини йәргә ташливәткили кәлди!» — деди.