< Yaritilix 33 >

1 Yaⱪup bexini kɵtürüp ⱪariwidi, mana Əsaw tɵt yüz kixi bilǝn keliwatatti. Xuning bilǝn u balilirini ayrip, Leyaⱨ, Raⱨilǝ wǝ ikki dedǝkkǝ tapxurdi;
Яқуп бешини көтирип қаривиди, мана Әсав төрт йүз киши билән келивататти. Шуниң билән у балилирини айрип, Леяһ, Раһилә вә икки дедәккә тапшурди;
2 u ikki dedǝk wǝ ularning balilirini ⱨǝmmining aldida mangdurdi, andin Leyaⱨ bilǝn uning balilirini, ǝng ahirida Raⱨilǝ bilǝn Yüsüpni mangdurdi.
у икки дедәк вә уларниң балилирини һәмминиң алдида маңдурди, андин Леяһ билән униң балилирини, әң ахирида Раһилә билән Йүсүпни маңдурди.
3 Ɵzi bolsa ularning aldiƣa ɵtüp mangdi, u akisining aldiƣa yetip barƣuqǝ yǝttǝ ⱪetim yǝrgǝ bax urup tǝzim ⱪildi.
Өзи болса уларниң алдиға өтүп маңди, у акисиниң алдиға йетип барғичә йәттә қетим йәргә баш уруп тазим қилди.
4 Əsaw uning aldiƣa yügürüp kelip, uni ⱪuqaⱪlap, boyniƣa girǝ selip, uni sɵydi; ⱨǝr ikkisi yiƣlixip kǝtti.
Әсав униң алдиға жүгүрүп келип, уни қучағлап, бойниға бешини қоюп, уни сөйди; һәр иккиси жиғлишип кәтти.
5 Andin Əsaw bexini kɵtürüp ⱪarap, ayallar wǝ balilarni kɵrüp: — Bu sǝn bilǝn billǝ kǝlgǝnlǝr kimlǝr? — dǝp soridi. Yaⱪup: — Bular Huda xapaǝt ⱪilip kǝminilirigǝ bǝrgǝn balilardur, — dedi.
Андин Әсав бешини көтирип қарап, аяллар вә балиларни көрүп: — Бу сән билән биллә кәлгәнләр кимләр? — дәп сориди. Яқуп: — Булар Худа шапаәт қилип кәминилиригә бәргән балилардур, — деди.
6 Andin ikki dedǝk wǝ ularning baliliri aldiƣa berip, uningƣa tǝzim ⱪildi;
Андин икки дедәк вә уларниң балилири алдиға берип, униңға тазим қилди;
7 Andin Leyaⱨmu uning baliliri bilǝn aldiƣa berip, tǝzim ⱪildi, ahirida Yüsüp bilǝn Raⱨilǝ aldiƣa berip, tǝzim ⱪildi.
Андин Леяһму униң балилири билән алдиға берип, тазим қилди, ахирида Йүсүп билән Раһилә алдиға берип, тазим қилди.
8 Əsaw: — Manga yolda uqriƣan axu topliringda nemǝ mǝⱪsiting bar? — dewidi, Yaⱪup jawab berip: — Bu hojamning aldida iltipat tepixim üqündur, dedi.
Әсав: — Маңа йолда учриған әшу топлириңда немә мәхситиң бар? — девиди, Яқуп җавап берип: — Бу ғоҗамниң алдида илтипат тепишим үчүндур, деди.
9 Lekin Əsaw: — Əy ⱪerindixim, mǝndǝ yetip axⱪudǝk bar. Sening ɵz nǝrsiliring ɵzünggǝ ⱪalsun, dedi.
Лекин Әсав: — Әй қериндишим, мәндә йетип ашқидәк бар. Сениң өз нәрсилириң өзүңгә қалсун, деди.
10 Əmma Yaⱪup: — Undaⱪ ⱪilmiƣin; ǝgǝr mǝn nǝzǝrliridǝ iltipat tapⱪan bolsam, sowƣitimni ⱪolumdin ⱪobul ⱪilƣayla; qünki silining meni huxalliⱪ bilǝn ⱪobul ⱪilƣanlirini kɵrüp, didarlirini kɵrginimdǝ Hudaning didarini kɵrgǝndǝk boldum!
Амма Яқуп: — Ундақ қилмиғин; әгәр мән нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, соғитимни қолумдин қобул қилғайла; чүнки силиниң мени хошаллиқ билән қобул қилғанлирини көрүп, дидарлирини көргинимдә Худаниң дидарини көргәндәк болдум!
11 Əmdi sanga kǝltürülgǝn, [Hudadin kɵrgǝn] bu bǝrikǝtlirimni ⱪobul ⱪilƣayla; qünki Huda manga xapaǝt kɵrsǝtti, ⱨǝmmǝ nǝrsilirim bar boldi, — dǝp uningdin ⱪayta-ⱪayta ɵtünüwidi, u ⱪobul ⱪildi.
Әнди саңа кәлтүрүлгән, [Худадин көргән] бу бәрикәтлиримни қобул қилғайла; чүнки Худа маңа шапаәт көрсәтти, һәммә нәрсилирим бар болди, — дәп униңдин қайта-қайта өтүнүвиди, у қобул қилди.
12 Andin Əsaw: — Əmdi biz ⱪozƣilip sǝpirimizni dawamlaxturayli, mǝn sening aldingda mangay, dedi.
Андин Әсав: — Әнди биз қозғилип сәпиримизни давамлаштурайли, мән сениң алдиңда маңай, деди.
13 U uningƣa jawabǝn: — Hojam kɵrdilǝ, balilar kiqik, ⱪeximda emidiƣan ⱪoza wǝ mozaylar bar; ǝgǝr mǝn bularni bir künla aldirtip ⱪoƣlap mangdursam, pütkül pada ɵlüp ketidu.
У униңға җававән: — Ғоҗам көрдилә, балилар кичик, қешимда емидиған қоза вә мозайлар бар; әгәр мән буларни бир күнла алдиртип қоғлап маңдурсам, пүткүл пада өлүп кетиду.
14 Xunga ɵtünimǝnki, hojam kǝminiliridin aldida mangƣaq tursun; mǝn aldimdiki mal-qarwilarning mengixiƣa, xundaⱪla balilarning mengixiƣa ⱪarap asta mengip, hojamning ⱪexiƣa Seirƣa udul baray, dedi.
Шуңа өтүнимәнки, ғоҗам кәминилиридин алдида маңғач турсун; мән алдимдики мал-чарвиларниң меңишиға, шундақла балиларниң меңишиға қарап аста меңип, ғоҗамниң қешиға Сеирға удул барай, деди.
15 U waⱪitta Əsaw: — Undaⱪ bolsa, mǝn ɵzüm bilǝn kǝlgǝn kixilǝrdin birnǝqqini ⱪexingda ⱪoyup ketǝy, dedi. Lekin u jawab berip: — Buning nemǝ ⱨajiti? Pǝⱪǝt hojamning nǝziridǝ iltipat tapsamla xu kupayǝ, dedi.
У вақитта Әсав: — Ундақ болса, мән өзүм билән кәлгән кишиләрдин бир нәччини қешиңда қоюп кетәй, деди. Лекин у җавап берип: — Буниң немә һаҗити? Пәқәт ғоҗамниң нәзиридә илтипат тапсамла шу купайә, деди.
16 Əsaw u küni yolƣa qiⱪip Seirƣa yenip kǝtti.
Әсав у күни йолға чиқип Сеирға йенип кәтти.
17 Yaⱪup sǝpǝr ⱪilip, Sukkot degǝn jayƣa kǝlgǝndǝ, u yǝrgǝ bir ɵy selip, malliriƣa lapaslarni yasidi. Xunga bu yǝr «Sukkot» dǝp ataldi.
Яқуп сәпәр қилип, Суккот дегән җайға кәлгәндә, у йәргә бир өй селип, маллириға лапасларни ясиди. Шуңа бу йәр «Суккот» дәп аталди.
18 Xu tǝriⱪidǝ Yaⱪup Padan-Aramdin ⱪaytip, Ⱪanaan zeminidiki Xǝkǝm xǝⱨirigǝ aman-esǝn kǝldi. U xǝⱨǝrning aldida qedir tikti.
Шу тәриқидә Яқуп Падан-Арамдин қайтип, Қанаан зиминидики Шәкәм шәһиригә аман-есән кәлди. У шәһәрниң алдида чедир тикти.
19 Andin u qedir tikkǝn yǝrning bir ⱪisimini Xǝkǝmning atisi bolƣan Ⱨamorning oƣulliridin bir yüz ⱪǝsitigǝ setiwelip,
Андин у чедир тиккән йәрниң бир қисимини Шәкәмниң атиси болған Һаморниң оғуллиридин бир йүз қәситигә сетивелип,
20 Xu yǝrdǝ bir ⱪurbangaⱨ selip, namini «Əl-Əloⱨǝ-Israil» dǝp atidi.
Шу йәрдә бир қурбангаһ селип, намини «Әл-Әлоһә-Исраил» дәп атиди.

< Yaritilix 33 >