< Yaritilix 32 >
1 Yaⱪup ɵz yoliƣa ketip baratti; yolda Hudaning pǝrixtiliri uningƣa uqridi.
Яқуп өз йолиға кетип баратти; йолда Худаниң пәриштилири униңға учриди.
2 Yaⱪup ularni kɵrüp: — Bu jay Hudaning bargaⱨi ikǝn! — dǝp, bu jayning namini «Maⱨanaim» dǝp ⱪoydi.
Яқуп уларни көрүп: — Бу җай Худаниң баргаһи екән! — дәп, бу җайниң намини «Маһанаим» дәп қойди.
3 Andin Yaⱪup Seir zeminidiki «Edom yayliⱪi»ƣa, akisi Əsawning ⱪexiƣa aldin hǝwǝrqilǝrni ǝwǝtip,
Андин Яқуп Сеир зиминидики «Едом яйлиғи»ға, акиси Әсавниң қешиға алдин хәвәрчиләрни әвәтип,
4 ularƣa jekilǝp: — Silǝr hojamƣa, yǝni Əsawƣa: «Kǝminiliri Yaⱪup mundaⱪ dedi: — Mǝn Labanning ⱪexida musapir bolup, ta muxu waⱪitⱪiqǝ turdum.
уларға җекиләп: — Силәр ғоҗамға, йәни Әсавға: «Кәминилири Яқуп мундақ деди: — Мән Лабанниң қешида мусапир болуп, та мошу вақитқичә турдум.
5 Əmdi mǝndǝ kala, exǝk wǝ ⱪoylar, ⱪul-dedǝklǝrmu bar; mǝn ɵzlirining nǝziridǝ iltipat taparmǝnmikin dǝp hojamƣa hǝwǝr yǝtküzüxni layiⱪ kɵrdüm», dǝnglar, — dedi.
Әнди мәндә кала, ешәк вә қойлар, қул-дедәкләрму бар; мән өзлириниң нәзиридә илтипат тапармәнмекин дәп ғоҗамға хәвәр йәткүзүшни лайиқ көрдүм», дәңлар, — деди.
6 Hǝwǝrqilǝr Yaⱪupning yeniƣa yenip kelip: — Biz akiliri Əsawning ⱪexiƣa barduⱪ; u tɵt yüz kixini elip, silining aldiliriƣa keliwatidu, — dedi.
Хәвәрчиләр Яқупниң йениға йенип келип: — Биз акилири Әсавниң қешиға бардуқ; у төрт йүз кишини елип, силиниң алдилириға келиватиду, — деди.
7 Yaⱪup naⱨayiti ⱪorⱪup, ƣǝm-ƣussigǝ qüxüp adǝmlirini ⱪoy, kala wǝ tɵgilirigǝ ⱪoxup, ikki topⱪa ayridi.
Яқуп наһайити қорқуп, ғәм-ғуссигә чүшүп адәмлирини қой, кала вә төгилиригә қошуп, икки топқа айриди.
8 U: — «Əgǝr Əsaw kelip bir topimizƣa ⱨujum ⱪilsa, yǝnǝ bir top ⱪeqip ⱪutulup ⱪalar» — dǝp oylidi.
У: — «Әгәр Әсав келип бир топимизға һуҗум қилса, йәнә бир топ қечип қутулуп қалар» — дәп ойлиди.
9 Andin Yaⱪup mundaⱪ dua ⱪildi: — I atam Ibraⱨimning Hudasi wǝ atam Isⱨaⱪning Hudasi! Manga: «Ɵz zemining wǝ uruⱪ-tuƣⱪanliringning ⱪexiƣa yenip kǝtkin, sanga yahxiliⱪ ⱪilimǝn» dǝp wǝdǝ ⱪilƣan Pǝrwǝrdigar!
Андин Яқуп мундақ дуа қилди: — И атам Ибраһимниң Худаси вә атам Исһақниң Худаси! Маңа: «Өз зиминиң вә уруқ-туққанлириңниң қешиға йенип кәткин, саңа яхшилиқ қилимән» дәп вәдә қилған Пәрвәрдигар!
10 — Mǝn Sening Ɵz ⱪulungƣa kɵrsǝtkǝn ɵzgǝrmǝs barliⱪ meⱨribanliⱪing wǝ barliⱪ wapadarliⱪing aldida ⱨeqnemǝ ǝmǝsmǝn; qünki mǝn bu Iordan dǝryasidin ɵtkinimdǝ yalƣuz bir ⱨasam bar idi. Əmdi mǝn ikki top adǝm bolup ⱪaytiwatimǝn.
— Мән Сениң Өз қулуңға көрсәткән өзгәрмәс барлиқ меһриванлиғиң вә барлиқ вападарлиғиң алдида һеч немә әмәсмән; чүнки мән бу Иордан дәриясидин өткинимдә ялғуз бир һасам бар еди. Әнди мән икки топ адәм болуп қайтиватимән.
11 Ɵtünüp ⱪalay, meni akam Əsawning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣaysǝn; qünki u kelip mǝn bilǝn hotun-balilirimni ɵltürüwetǝmdikin, dǝp ⱪorⱪimǝn.
Өтүнүп қалай, мени акам Әсавниң қолидин қутқузғайсән; чүнки у келип мән билән хотун-балилиримни өлтүрүветәмдикин, дәп қорқимән.
12 Sǝn: «Mǝn jǝzmǝn sanga zor yahxiliⱪ ⱪilip, sening nǝslingni dengizdiki ⱪumdǝk ⱨǝddi-ⱨesabsiz kɵp ⱪilimǝn», degǝniding, — dedi.
Сән: «Мән җәзмән саңа зор яхшилиқ қилип, сениң нәслиңни деңиздики қумдәк һәдди-һесапсиз көп қилимән», дегән едиң, — деди.
13 U xu keqisi xu yǝrdǝ ⱪonup ⱪaldi; andin u ⱪol ilikidiki mallardin elip, akisi Əsawƣa ikki yüz ɵqkǝ, yigirmǝ tekǝ, ikki yüz saƣliⱪ, yigirmǝ ⱪoqⱪar, ottuz qixi tɵgini taylaⱪliri bilǝn, ⱪiriⱪ inǝk, on buⱪa, yigirmǝ mada exǝk, on ⱨangga exǝkni sowƣat ⱪilip tǝyyarlap,
У шу кечиси шу йәрдә қонуп қалди; андин у қол илигидики маллардин елип, акиси Әсавға икки йүз өчкә, жигирмә текә, икки йүз сағлиқ, жигирмә қочқар, оттуз чиши төгини тайлақлири билән, қириқ инәк, он буқа, жигирмә мада ешәк, он һаңга ешәкни соғат қилип тәйярлап,
16 Bularni ayrim-ayrim top ⱪilip hizmǝtkarlirining ⱪoliƣa tapxurup, ularƣa jekilǝp: — Silǝr mǝndin burun mengip, ⱨǝr topning arisida ariliⱪ ⱪoyup ⱨǝydǝp menginglar, — dedi.
Буларни айрим-айрим топ қилип хизмәткарлириниң қолиға тапшуруп, уларға җекиләп: — Силәр мәндин бурун меңип, һәр топниң арисида арилиқ қоюп һайдап меңиңлар, — деди.
17 U ǝng aldidiki top bilǝn mangƣan kixikǝ ǝmr ⱪilip: — Akam Əsaw sanga uqriƣanda, ǝgǝr u sǝndin: «Kimning adimisǝn? Ⱪǝyǝrgǝ barisǝn? Aldingdiki janiwarlar kimning?» — dǝp sorisa,
У әң алдидики топ билән маңған кишикә әмир қилип: — Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр у сәндин: «Кимниң адимисән? Қәйәргә барисән? Алдиңдики җаниварлар кимниң?» — дәп сориса,
18 Undaⱪta sǝn jawab berip: «Bular kǝminiliri Yaⱪupning bolup, hojam Əsawƣa ǝwǝtkǝn sowƣattur. Mana, u ɵzimu kǝynimizdin keliwatidu» — degin, dedi.
Ундақта сән җавап берип: «Булар кәминилири Яқупниң болуп, ғоҗам Әсавға әвәткән соғаттур. Мана, у өзиму кәйнимиздин келиватиду» — дегин, деди.
19 Xu tǝriⱪidǝ u ikkinqi, üqinqi wǝ ulardin keyinki padilarni ⱨǝydǝp mangƣuqi kixilǝrgimu ohxax ǝmr ⱪilip: — Əsaw sizlǝrgǝ uqriƣanda, silǝrmu uningƣa xundaⱪ dǝnglar, andin: — Mana, kǝminiliri Yaⱪup ɵzimu arⱪimizdin keliwatidu, — dǝnglar, dedi; qünki u: — Mǝn aldimda barƣan sowƣat bilǝn uni meni kǝqürüm ⱪildurup, andin yüzini kɵrsǝm, meni ⱪobul ⱪilarmikin, — dǝp oyliƣanidi.
Шу тәриқидә у иккинчи, үчинчи вә улардин кейинки падиларни һайдап маңғучи кишиләргиму охшаш әмир қилип: — Әсав сизләргә учриғанда, силәрму униңға шундақ дәңлар, андин: — Мана, кәминилири Яқуп өзиму арқимиздин келиватиду, — дәңлар, деди; чүнки у: — Мән алдимда барған соғат билән уни мени кәчүрүм қилдуруп, андин йүзини көрсәм, мени қобул қилармекин, — дәп ойлиған еди.
21 Xundaⱪ ⱪilip sowƣat aldin ǝwǝtildi; u xu keqisi bargaⱨda ⱪonup ⱪaldi.
Шундақ қилип соғат алдин әвәтилди; у шу кечиси баргаһда қонуп қалди.
22 U xu keqidǝ ⱪopup, ikki ayali wǝ ikki dediki wǝ on bir oƣlini elip, Yabbok keqikidin ɵtüp kǝtti.
У шу кечидә қопуп, икки аяли вә икки дедиги вә он бир оғлини елип, Яббок кечигидин өтүп кәтти.
23 U ularni eⱪindin ɵtküzdi, xundaⱪla ⱨǝmmǝ tǝǝlluⱪinimu u ⱪarxi tǝrǝpkǝ ɵtküzdi.
У уларни еқиндин өткүзди, шундақла һәммә тәәллуғиниму у қарши тәрәпкә өткүзди.
24 Yaⱪup bolsa bu ⱪatta yalƣuz ⱪaldi; bir zat kelip xu yǝrdǝ uning bilǝn tang atⱪuqǝ qelixti.
Яқуп болса бу қатта ялғуз қалди; бир зат келип шу йәрдә униң билән таң атқичә челишти.
25 Lekin bu zat uni yengǝlmǝydiƣanliⱪini kɵrüp, uning yotisining yiriⱪiƣa ⱪolini tǝgküzüp ⱪoydi; xuning bilǝn ular qelixiwatⱪanda Yaⱪupning yotisi ⱪazandin qiⱪip kǝtti.
Лекин бу зат уни йеңәлмәйдиғанлиғини көрүп, униң янпишиниң йириқиға қолини тәккүзүп қойди; шуниң билән улар челишиватқанда Яқупниң янпиши қазандин чиқип кәтти.
26 U zat: — Meni ⱪoyup bǝrgin, qünki tang atay dǝp ⱪaldi, dedi. — Sǝn meni bǝrikǝtlimigüqǝ, seni ⱪoyup bǝrmǝymǝn, dedi Yaⱪup.
У зат: — Мени қоюп бәргин, чүнки таң атай дәп қалди, деди. — Сән мени бәрикәтлимигичә, сени қоюп бәрмәймән, деди Яқуп.
27 U uningdin: — Eting nemǝ? dǝp soridi. U: etim Yaⱪup, — dedi.
У униңдин: — Етиң немә? дәп сориди. У: етим Яқуп, — деди.
28 U uningƣa: — Sening eting buningdin keyin Yaⱪup bolmay, bǝlki Israil bolidu; qünki sǝn Huda bilǝnmu, insan bilǝnmu elixip ƣalib kǝlding, — dedi.
У униңға: — Сениң етиң буниңдин кейин Яқуп болмай, бәлки Исраил болиду; чүнки сән Худа биләнму, инсан биләнму елишип ғалип кәлдиң, — деди.
29 Andin Yaⱪup uningdin: — Namingni manga dǝp bǝrgin, dewidi, u: — Nemixⱪa mening namimni soraysǝn? — dedi wǝ xu yǝrdǝ uningƣa bǝht-bǝrikǝt ata ⱪildi.
Андин Яқуп униңдин: — Намиңни маңа дәп бәргин, девиди, у: — Немишкә мениң намимни сорайсән? — деди вә шу йәрдә униңға бәхит-бәрикәт ата қилди.
30 Xuning bilǝn Yaⱪup: — Hudani yüzmu-yüz kɵrüp, jenim ⱪutulup ⱪaldi, dǝp u jayning namini «Pǝniǝl» dǝp atidi.
Шуниң билән Яқуп: — Худани йүзму-йүз көрүп, җеним қутулуп қалди, дәп у җайниң намини «Пәниәл» дәп атиди.
31 U Pǝniǝldin ɵtüp mangƣanda, kün uning üstibexini yorutti; ǝmma u yotisi tüpǝylidin aⱪsap mangatti.
У Пәниәлдин өтүп маңғанда, күн униң үстибешини йорутти; амма у янпиши түпәйлидин ақсап маңатти.
32 Bu sǝwǝbtin Israillar bügüngiqǝ yotining ügisidiki pǝyni yemǝydu; qünki xu Zat Yaⱪupning yotisining yiriⱪiƣa, yǝni uning peyigǝ ⱪolini tǝgküzüp ⱪoyƣanidi.
Бу сәвәптин Исраиллар бүгүнгичә йотиниң үгисидики пәйни йемәйду; чүнки шу Зат Яқупниң янпишиниң йириқиға, йәни униң пейигә қолини тәккүзүп қойған еди.