< Yaritilix 17 >
1 Abram toⱪsan toⱪⱪuz yaxⱪa kirgǝndǝ, Pǝrwǝrdigar Abramƣa kɵrünüp uningƣa: — Mǝn Ⱪadir Tǝngridurmǝn. Sǝn Mening aldimda mengip, kamil bolƣin.
Абрам тохсән тоққуз яшқа киргәндә, Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп униңға: — Мән Қадир Тәңридурмән. Сән Мениң алдимда меңип, камил болғин.
2 Mǝn Ɵzüm bilǝn sening arangda ǝⱨdǝmni bekitip, seni intayin zor kɵpǝytimǝn, — dedi.
Мән Өзүм билән сениң араңда әһдәмни бекитип, сени интайин зор көпәйтимән, — деди.
3 Abram ɵzini taxlap yüzini yǝrgǝ yeⱪip yatti; Huda uning bilǝn yǝnǝ sɵzlixip mundaⱪ dedi: —
Абрам өзини ташлап йүзини йәргә йеқип ятти; Худа униң билән йәнә сөзлишип мундақ деди: —
4 Ɵzümgǝ kǝlsǝm, mana, Mening ǝⱨdǝm sǝn bilǝn tüzülgǝndur: — Sǝn nurƣun ǝl-millǝtlǝrning atisi bolisǝn.
Өзүмгә кәлсәм, мана, Мениң әһдәм сән билән түзүлгәндур: — Сән нурғун әл-милләтләрниң атиси болисән.
5 Xuning üqün sening isming buningdin keyin Abram atalmaydu, bǝlki isming Ibraⱨim bolidu; qünki Mǝn seni nurƣun ǝl-millǝtlǝrning atisi ⱪildim.
Шуниң үчүн сениң исмиң буниңдин кейин Абрам аталмайду, бәлки исмиң Ибраһим болиду; чүнки Мән сени нурғун әл-милләтләрниң атиси қилдим.
6 Mǝn seni intayin zor kɵpǝytimǝn; xuning bilǝn sǝndin kɵp ǝl-ⱪowmlarni pǝyda ⱪilimǝn, puxtungdin padixaⱨlar qiⱪidu.
Мән сени интайин зор көпәйтимән; шуниң билән сәндин көп әл-қовмларни пәйда қилимән, пуштуңдин падишалар чиқиду.
7 Mǝn sǝn wǝ sǝndin keyinki nǝslingning Hudasi bolux üqün Ɵzüm sǝn wǝ sǝndin keyinki nǝslingning arisida ǝbǝdiy ǝⱨdǝ süpitidǝ bu ǝⱨdǝmni tiklǝymǝn;
Мән сән вә сәндин кейинки нәслиңниң Худаси болуш үчүн Өзүм сән вә сәндин кейинки нәслиңниң арисида әбәдий әһдә сүпитидә бу әһдәмни тикләймән;
8 Mǝn sanga wǝ sǝndin keyinki nǝslinggǝ sǝn ⱨazir musapir bolup turƣan bu zeminni, yǝni pütkül Ⱪanaan zeminini ǝbǝdiy bir mülük süpitidǝ ata ⱪilimǝn; wǝ Mǝn ularning Hudasi bolimǝn, — dedi.
Мән саңа вә сәндин кейинки нәслиңгә сән һазир мусапир болуп турған бу зиминни, йәни пүткүл Қанаан зиминини әбәдий бир мүлүк сүпитидә ата қилимән; вә Мән уларниң Худаси болимән, — деди.
9 Andin Huda Ibraⱨimƣa yǝnǝ: — Sǝn ɵzüng Mening ǝⱨdǝmni tutⱪin, ɵzüng wǝ sǝndin keyinki nǝslingmu ǝwladtin-ǝwladⱪa buni tutuxi kerǝk.
Андин Худа Ибраһимға йәнә: — Сән өзүң Мениң әһдәмни тутқин, өзүң вә сәндин кейинки нәслиңму әвлаттин-әвлатқа буни тутуши керәк.
10 Mǝn sǝn bilǝn wǝ sǝndin keyinki nǝsling bilǝn tüzgǝn, silǝrning tutuxunglar kerǝk bolƣan ǝⱨdǝm xuki, aranglardiki ⱨǝrbir ǝrkǝk hǝtnǝ ⱪilinsun.
Мән сән билән вә сәндин кейинки нәслиң билән түзгән, силәрниң тутушуңлар керәк болған әһдәм шуки, араңлардики һәр бир әркәк хәтнә қилинсун.
11 Xuning bilǝn silǝr hǝtnilikinglarni kesiwetixinglar kerǝk; bu Mǝn bilǝn silǝrning aranglardiki ǝⱨdining bǝlgisi bolidu.
Шуниң билән силәр хәтнилигиңларни кесиветишиңлар керәк; бу Мән билән силәрниң араңлардики әһдиниң бәлгүси болиду.
12 Barliⱪ ǝwladliringlar, nǝsildin-nǝsilgǝ aranglarda, mǝyli ɵydǝ tuƣulƣanlar bolsun, yaki ǝwladinglardin bolmay yatlardin pulƣa setiwelinƣanlar bolsun, ⱨǝmmǝ ǝrkǝk sǝkkiz künlük bolƣanda hǝtnǝ ⱪilinsun.
Барлиқ әвлатлириңлар, нәсилдин-нәсилгә араңларда, мәйли өйдә туғулғанлар болсун, яки әвладиңлардин болмай ятлардин пулға сетивелинғанлар болсун, һәммә әркәк сәккиз күнлүк болғанда хәтнә қилинсун.
13 Ɵyüngdǝ tuƣulƣanlar bilǝn pulungƣa setiwalƣanlarning ⱨǝmmisi hǝtnǝ ⱪilinixi kerǝk. Xundaⱪ ⱪilƣanda, Mening ǝⱨdǝm tǝnliringlarda ornap, ǝbǝdiy bir ǝⱨdǝ bolidu.
Өйүңдә туғулғанлар билән пулуңға сетивалғанларниң һәммиси хәтнә қилиниши керәк. Шундақ қилғанда, Мениң әһдәм тәнлириңларда орнап, әбәдий бир әһдә болиду.
14 Lekin hǝtniliki turup, tehi hǝtnǝ ⱪilinmiƣan ⱨǝrbir ǝrkǝk Mening ǝⱨdǝmni buzƣan ⱨesablinip, üzüp taxlinidu, — dedi.
Лекин хәтнилиги туруп, техи хәтнә қилинмиған һәр бир әркәк Мениң әһдәмни бузған һесаплинип, үзүп ташлиниду, — деди.
15 Huda Ibraⱨimƣa yǝnǝ sɵz ⱪilip: — Ayaling Sarayni ǝmdi Saray dǝp atimiƣin, bǝlki ismi Saraⱨ bolsun.
Худа Ибраһимға йәнә сөз қилип: — Аялиң Сарайни әнди Сарай дәп атимиғин, бәлки исми Сараһ болсун.
16 Mǝn uningƣa bǝht-bǝrikǝt berip, uningdinmu sanga bir oƣul berimǝn. Mǝn dǝrwǝⱪǝ uni bǝrikǝtlǝymǝn; xuning bilǝn u ǝl-millǝtlǝrning anisi bolidu; hǝlⱪlǝrning padixaⱨlirimu uningdin qiⱪidu, — dedi.
Мән униңға бәхит-бәрикәт берип, униңдинму саңа бир оғул беримән. Мән дәрвәқә уни бәрикәтләймән; шуниң билән у әл-милләтләрниң аниси болиду; хәлиқләрниң падишалириму униңдин чиқиду, — деди.
17 Ibraⱨim [yǝnǝ] ɵzini yǝrgǝ etip düm yetip külüp kǝtti wǝ kɵnglidǝ: «Yüz yaxⱪa kirgǝn adǝmmu baliliⱪ bolalarmu? Toⱪsan yaxⱪa kirgǝn Saraⱨmu bala tuƣarmu?!», — dedi.
Ибраһим [йәнә] өзини йәргә етип дүм йетип күлүп кәтти вә көңлидә: «Йүз яшқа киргән адәмму балилиқ болаларму? Тохсән яшқа киргән Сараһму бала туғарму?!», — деди.
18 Ibraⱨim Hudaƣa: — Aⱨ, Ismail aldingda yaxisa idi! dedi.
Ибраһим Худаға: — Аһ, Исмаил алдиңда яшиса еди! деди.
19 Huda uningƣa: — Yaⱪ, ayaling Saraⱨ jǝzmǝn sanga bir oƣul tuƣup beridu. Sǝn uningƣa «Isⱨaⱪ» dǝp at ⱪoyƣin. Mǝn uning bilǝn ɵz ǝⱨdǝmni tüzimǝn; bu uningdin keyin kelidiƣan nǝsli bilǝn baƣliƣan ǝbǝdiy bir ǝⱨdǝ süpitidǝ bolidu.
Худа униңға: — Яқ, аялиң Сараһ җәзмән саңа бир оғул туғуп бериду. Сән униңға «Исһақ» дәп ат қойғин. Мән униң билән өз әһдәмни түзимән; бу униңдин кейин келидиған нәсли билән бағлиған әбәдий бир әһдә сүпитидә болиду.
20 Ismailƣa kǝlsǝk, uning toƣrisidiki duayingni anglidim. Mana, Mǝn uni bǝrikǝtlǝp, nǝslini kɵpǝytip, intayin zor awutimǝn. Uning puxtidin on ikki ǝmir qiⱪidu; Mǝn uni uluƣ bir hǝlⱪ ⱪilimǝn.
Исмаилға кәлсәк, униң тоғрисидики дуайиңни аңлидим. Мана, Мән уни бәрикәтләп, нәслини көпәйтип, интайин зор көпәйтимән. Униң пуштидин он икки әмир чиқиду; Мән уни улуқ бир хәлиқ қилимән.
21 Biraⱪ ǝⱨdǝmni bolsa Mǝn kelǝr yili dǝl muxu waⱪitta Saraⱨ sanga tuƣup beridiƣan oƣul — Isⱨaⱪ bilǝn tüzimǝn, — dedi.
Бирақ әһдәмни болса Мән келәр жили дәл мошу вақитта Сараһ саңа туғуп беридиған оғул — Исһақ билән түзимән, — деди.
22 Huda Ibraⱨim bilǝn sɵzlixip bolup, uning yenidin yuⱪiriƣa qiⱪip kǝtti.
Худа Ибраһим билән сөзлишип болуп, униң йенидин жуқуриға чиқип кәтти.
23 Xuning bilǝn xu künila Ibraⱨim ɵz oƣli Ismailni, ɵz ɵyidǝ tuƣulƣanlar wǝ pulƣa setiwalƣanlarning ⱨǝmmisini, yǝni uning ɵyidiki barliⱪ ǝrkǝklǝrni elip, Huda uningƣa eytⱪandǝk ularning hǝtnilikini kesip hǝtnǝ ⱪildi.
Шуниң билән шу күнила Ибраһим өз оғли Исмаилни, өз өйидә туғулғанлар вә пулға сетивалғанларниң һәммисини, йәни униң өйидики барлиқ әркәкләрни елип, Худа униңға ейтқандәк уларниң хәтнилигини кесип хәтнә қилди.
24 Ibraⱨimning hǝtniliki kesilip, hǝtnǝ ⱪilinƣanda, toⱪsan toⱪⱪuz yaxⱪa kirgǝnidi.
Ибраһимниң хәтнилиги кесилип, хәтнә қилинғанда, тохсән тоққуз яшқа киргән еди.
25 Uning oƣli Ismailning hǝtniliki kesilip, hǝtnǝ ⱪilinƣanda, on üq yaxta idi.
Униң оғли Исмаилниң хәтнилиги кесилип, хәтнә қилинғанда, он үч яшта еди.
26 Ibraⱨim bilǝn uning oƣli Ismail dǝl xu künning ɵzidǝ hǝtnǝ ⱪilindi wǝ xundaⱪla uning ɵyidiki ⱨǝmmǝ ǝr kixilǝr, mǝyli ɵyidǝ tuƣulƣan bolsun yaki yattin pulƣa setiwelinƣanlar bolsun, ⱨǝmmisi uning bilǝn billǝ hǝtnǝ ⱪilindi.
Ибраһим билән униң оғли Исмаил дәл шу күнниң өзидә хәтнә қилинди вә шундақла униң өйидики һәммә әр кишиләр, мәйли өйидә туғулған болсун яки яттин пулға сетивелинғанлар болсун, һәммиси униң билән биллә хәтнә қилинди.