< Ⱪanun xǝrⱨi 18 >

1 Lawiy kaⱨinlar wǝ xuningdǝk barliⱪ Lawiylar ⱪǝbilisining Israilda ⱨeqⱪandaⱪ nesiwisi yaki mirasi bolmaydu; ular Pǝrwǝrdigarƣa atap otta sunulidiƣan ⱪurbanliⱪlardin wǝ [Pǝrwǝrdigarning] mirasidin yeyixkǝ bolidu,
Лавий каһинлар вә шуниңдәк барлиқ Лавийлар қәбилисиниң Исраилда һеч қандақ несивиси яки мираси болмайду; улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин вә [Пәрвәрдигарниң] мирасидин йейишкә болиду,
2 Biraⱪ ularning ⱪerindaxliri arisida ⱨeqⱪandaⱪ mirasi bolmaydu; Pǝrwǝrdigar eytⱪandǝk, U Ɵzi ularning mirasidur.
Бирақ уларниң қериндашлири арисида һеч қандақ мираси болмайду; Пәрвәрдигар ейтқандәк, У Өзи уларниң мирасидур.
3 Kaⱨinlarning ⱪurbanliⱪ ⱪilidiƣan hǝlⱪtin alidiƣan ülüxi mundaⱪ: — (mǝyli kala yaki ⱪoy bolsun) ⱪol, engǝk gɵxi wǝ üqǝy-ⱪerini kaⱨinlarƣa berilidu.
Каһинларниң қурбанлиқ қилидиған хәлиқтин алидиған үлүши мундақ: — (мәйли кала яки қой болсун) қол, еңәк гөши вә үчәй-қерини каһинларға берилиду.
4 Silǝrning axliⱪinglardin, yengi xarabinglardin wǝ zǝytun meyinglardin dǝslǝpki pixⱪan ⱨosulni wǝ ⱪoyliringlardin dǝslǝpki ⱪirⱪilƣan yungni uningƣa berisilǝr;
Силәрниң ашлиғиңлардин, йеңи шарабиңлардин вә зәйтун мейиңлардин дәсләпки пишқан һосулни вә қойлириңлардин дәсләпки қирқилған жуңни униңға берисиләр;
5 qünki Pǝrwǝrdigar Hudaying uni wǝ uning ǝwladlirini Ɵz namida hizmitidǝ daim turuxⱪa barliⱪ ⱪǝbililiringlar iqidin talliwalƣan.
чүнки Пәрвәрдигар Худайиң уни вә униң әвлатлирини Өз намида хизмитидә дайим турушқа барлиқ қәбилилириңлар ичидин талливалған.
6 Əgǝr Lawiy bolƣan bir adǝm pütkül Israildiki ⱨǝrⱪandaⱪ xǝⱨǝr-yezidin, yǝni ɵzi makanlaxⱪan jaydin qiⱪip, Pǝrwǝrdigar tallaydiƣan jayƣa kǝlsǝ
Әгәр Лавий болған бир адәм пүткүл Исраилдики һәр қандақ шәһәр-йезидин, йәни өзи маканлашқан җайдин чиқип, Пәрвәрдигар таллайдиған җайға кәлсә
7 wǝ xu yǝrdǝ Pǝrwǝrdigar aldida turƣuqi barliⱪ ⱪerindaxliriƣa ohxax Pǝrwǝrdigar Hudasining namida hizmǝttǝ turƣan bolsa,
вә шу йәрдә Пәрвәрдигар алдида турғучи барлиқ қериндашлириға охшаш Пәрвәрдигар Худасиниң намида хизмәттә турған болса,
8 undaⱪta (mǝyli u atisidin ⱪalƣan mirasini setiwǝtkǝn yaki setiwǝtmigǝn bolsun) uning yǝydiƣan ülüxi ⱪerindaxliriningkidǝk boluxi kerǝk.
ундақта (мәйли у атисидин қалған мирасини сетивәткән яки сетивәтмигән болсун) униң йәйдиған үлүши қериндашлириниңкидәк болуши керәк.
9 Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying sanga beridiƣan zeminƣa kirgǝn qaƣda, sǝn xu yǝrdiki ǝllǝrning yirginqlik adǝtlirini ɵgǝnmǝsliking kerǝk.
Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминға киргән чағда, сән шу йәрдики әлләрниң жиркиничлик адәтлирини үгәнмәслигиң керәк.
10 Aranglarda ɵz oƣli yaki ⱪizini ottin ɵtküzidiƣan, palqiliⱪ, rǝmqilik, ǝpsaniylik, jadugǝrlik
Араңларда өз оғли яки қизини оттин өткүзидиған, палчилиқ, рәмчилик, әпсанийлик, җадугәрлик
11 yaki dǝmidiqilik ⱪilƣuqi yaki jinkǝx, seⱨirgǝr yaki ɵlgǝnlǝrdin yol soriƣuqi ⱨeqⱪandaⱪ kixi bolmisun;
яки дәмидичилик қилғучи яки җинкәш, сеһиргәр яки өлгәнләрдин йол сориғучи һеч қандақ киши болмисун;
12 qünki bundaⱪ ixlarni ⱪilidiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixi Pǝrwǝrdigarƣa nǝprǝtlik bolidu; bu yirginqlik ixlar tüpǝylidin Pǝrwǝrdigar Hudaying xu ǝllǝrni aldinglardin ⱨǝydǝp qiⱪiridu.
чүнки бундақ ишларни қилидиған һәр қандақ киши Пәрвәрдигарға нәпрәтлик болиду; бу жиркиничлик ишлар түпәйлидин Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңлардин һайдап чиқириду.
13 Sǝn Pǝrwǝrdigar Hudaying aldida ǝyibsiz mukǝmmǝl boluxung kerǝk;
Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида әйипсиз мукәммәл болушуң керәк;
14 qünki sǝn zemindin ⱨǝydǝydiƣan bu ǝllǝr rǝmqilǝr wǝ palqilarƣa ⱪulaⱪ salidu; biraⱪ Pǝrwǝrdigar Hudaying seni undaⱪ ⱪilixⱪa yol ⱪoymaydu.
чүнки сән зиминдин һайдайдиған бу әлләр рәмчиләр вә палчиларға қулақ салиду; бирақ Пәрвәрдигар Худайиң сени ундақ қилишқа йол қоймайду.
15 Pǝrwǝrdigar Hudaying silǝr üqün aranglardin, ⱪerindaxliringlar arisidin manga ohxaydiƣan bir pǝyƣǝmbǝr turƣuzidu; silǝr uningƣa ⱪulaⱪ selinglar.
Пәрвәрдигар Худайиң силәр үчүн араңлардин, қериндашлириңлар арисидин маңа охшайдиған бир пәйғәмбәр турғузиду; силәр униңға қулақ селиңлар.
16 Bu silǝr Ⱨorǝb teƣida yiƣilƣan kündǝ Pǝrwǝrdigar Hudayinglardin: «Pǝrwǝrdigar Hudayimning awazini yǝnǝ anglimayli, bu dǝⱨxǝtlik otni kɵrmǝyli, bolmisa ɵlüp ketimiz» dǝp tǝlǝp ⱪilƣininglarƣa pütünlǝy mas kelidu.
Бу силәр Һорәб теғида жиғилған күндә Пәрвәрдигар Худайиңлардин: «Пәрвәрдигар Худайимниң авазини йәнә аңлимайли, бу дәһшәтлик отни көрмәйли, болмиса өлүп кетимиз» дәп тәләп қилғиниңларға пүтүнләй мас келиду.
17 Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar manga: «Ularning manga degǝn sɵzi yahxi boldi.
Шу чағда Пәрвәрдигар маңа: «Уларниң маңа дегән сөзи яхши болди.
18 Mǝn ularƣa ⱪerindaxliri arisidin sanga ohxaydiƣan bir pǝyƣǝmbǝrni turƣuzimǝn, Mǝn Ɵz sɵzlirimni uning aƣziƣa salimǝn wǝ u Mǝn uningƣa barliⱪ tapiliƣinimni ularƣa sɵzlǝydu.
Мән уларға қериндашлири арисидин саңа охшайдиған бир пәйғәмбәрни турғузимән, Мән Өз сөзлиримни униң ағзиға салимән вә у Мән униңға барлиқ тапилиғинимни уларға сөзләйду.
19 Wǝ xundaⱪ boliduki, u Mening namimda dǝydiƣan sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salmaydiƣan ⱨǝrⱪandaⱪ kixi bolsa, Mǝn uningdin ⱨesab alimǝn.
Вә шундақ болидуки, у Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, Мән униңдин һесап алимән.
20 Əmma Mening namimda baxbaxtaⱪliⱪ ⱪilip Mǝn uningƣa tapilimiƣan birǝr sɵzni sɵzlisǝ yaki baxⱪa ilaⱨlarning namida sɵz ⱪilidiƣan pǝyƣǝmbǝr bolsa, xu pǝyƣǝmbǝr ɵltürülsun.
Амма Мениң намимда башбаштақлиқ қилип Мән униңға тапилимиған бирәр сөзни сөзлисә яки башқа илаһларниң намида сөз қилидиған пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәр өлтүрүлсун.
21 Əgǝr sǝn kɵnglüngdǝ: «Pǝrwǝrdigar ⱪilmiƣan sɵzni ⱪandaⱪ pǝrⱪ etimiz» desǝng,
Әгәр сән көңлүңдә: «Пәрвәрдигар қилмиған сөзни қандақ пәриқ етимиз» десәң,
22 bir pǝyƣǝmbǝr Pǝrwǝrdigarning namida sɵz ⱪilƣan bolsa wǝ u bexarǝt ⱪilƣan ix toƣra qiⱪmisa yaki ǝmǝlgǝ axurulmisa, undaⱪta bu sɵz Pǝrwǝrdigardin qiⱪmiƣan; xu pǝyƣǝmbǝr baxbaxtaⱪliⱪ bilǝn sɵzligǝn dǝp, uningdin ⱪorⱪma.
бир пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң намида сөз қилған болса вә у бешарәт қилған иш тоғра чиқмиса яки әмәлгә ашурулмиса, ундақта бу сөз Пәрвәрдигардин чиқмиған; шу пәйғәмбәр башбаштақлиқ билән сөзлигән дәп, униңдин қорқма.

< Ⱪanun xǝrⱨi 18 >