< Yǝxua 1 >

1 Wǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪuli bolƣan Musa wapat bolƣandin keyin xundaⱪ boldiki, Pǝrwǝrdigar Musaning hizmǝtkari, Nunning oƣli Yǝxuaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Мусаниң хизмәткари, Нунниң оғли Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
2 Mening ⱪulum Musa wapat boldi. Əmdi sǝn ⱪozƣilip, bu hǝlⱪning ⱨǝmmisini baxlap Iordan dǝryasidin ɵtüp, Mǝn ularƣa, yǝni Israillarƣa tǝⱪdim ⱪilidiƣan zeminƣa kirgin.
Мениң қулум Муса вапат болди. Әнди сән қозғилип, бу хәлиқниң һәммисини башлап Иордан дәриясидин өтүп, Мән уларға, йәни Исраилларға тәқдим қилидиған зиминға киргин.
3 Mǝn Musaƣa eytⱪinimdǝk, putunglarning tapini ⱪǝyǝrgǝ tǝgkǝn bolsa, xu jayni silǝrgǝ bǝrdim;
Мән Мусаға ейтқинимдәк, путуңларниң тапини қәйәргә тәккән болса, шу җайни силәргә бәрдим;
4 qegranglar qɵl-bayawandin tartip Liwanƣiqǝ, Ⱨittiylarning zeminini ɵz iqigǝ elip, Əfrat dǝryasidin kün petixtiki Ottura Dengizƣiqǝ bolidu.
чегараңлар чөл-баявандин тартип Ливанғичә, Һиттийларниң зиминини өз ичигә елип, Әфрат дәриясидин күн петиштики Оттура Деңизғичә болиду.
5 Sening barliⱪ ⱨayat künliringdǝ ⱨeqkim sanga ⱪarxi turalmaydu. Mǝn Ɵzüm Musa bilǝn billǝ bolƣandǝk sening bilǝn billǝ bolup, seni ⱨǝrgiz taxliwǝtmǝymǝn.
Сениң барлиқ һаят күнлириңдә һеч ким саңа қарши туралмайду. Мән Өзүм Муса билән биллә болғандәк сениң билән биллә болуп, сени һәргиз ташливәтмәймән.
6 Sǝn jür’ǝtlik wǝ ⱪǝysǝr bolƣin; qünki sǝn bu hǝlⱪni Mǝn ata-bowiliriƣa berixkǝ ⱪǝsǝm bilǝn wǝdǝ ⱪilƣan zeminƣa mirashor ⱪilip igilitisǝn.
Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки сән бу хәлиқни Мән ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминға мирасхор қилип егилитисән.
7 Mening ⱪulum Musa sanga buyruƣan barliⱪ ⱪanunƣa ǝmǝl ⱪilixⱪa kɵngül bɵlüp, ⱪǝt’iy jür’ǝtlik wǝ tolimu ⱪǝysǝr bolƣin; sǝn ⱪǝyǝrgila barsang ixliring ƣǝlibilik boluxi üqün uningdin ya ong ya solƣa qǝtnǝp kǝtmǝ;
Мениң қулум Муса саңа буйруған барлиқ қанунға әмәл қилишқа көңүл бөлүп, қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин; сән қәйәргила барсаң ишлириң ғәлибилик болуши үчүн униңдин я оң я солға чәтнәп кәтмә;
8 bu ⱪanun kitabini ɵz aƣzingdin neri ⱪilmay, uning iqidǝ pütülgǝnning ⱨǝmmisini tutup, uni keqǝ-kündüz zikir kilip oyla; xundaⱪ ⱪilsang yolliringda ƣǝlibilik bolup, ɵzüng ronaⱪ tapisǝn.
бу қанун китавини өз ағзиңдин нери қилмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, уни кечә-күндүз зикир килип ойла; шундақ қилсаң йоллириңда ғәлибилик болуп, өзүң ронақ таписән.
9 Mana sanga: — Jür’ǝtlik wǝ ⱪǝysǝr bol, dǝp buyruƣanidimƣu? Xunga ⱨeq wǝⱨimigǝ qüxmǝ, yürǝksiz bolma; qünki ⱪǝyǝrgǝ barsang Pǝrwǝrdigar Hudaying sǝn bilǝn birgidur.
Мана саңа: — Җүръәтлик вә қәйсәр бол, дәп буйруған едимғу? Шуңа һеч вәһимигә чүшмә, жүрәксиз болма; чүнки қәйәргә барсаң Пәрвәрдигар Худайиң сән билән биргидур.
10 Xuning bilǝn Yǝxua hǝlⱪning baxliriƣa buyrup: —
Шуниң билән Йәшуа хәлиқниң башлириға буйруп: —
11 Silǝr qedirgaⱨtin ɵtüp hǝlⱪⱪǝ: — Ɵzünglar üqün ozuⱪ-tülük tǝyyar ⱪilinglar, qünki üq kün toxⱪanda silǝr Iordan dǝryasidin ɵtüp Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ beridiƣan zeminni igilǝx üqün kirisilǝr, — dǝnglar, dedi.
Силәр чедиргаһтин өтүп хәлиққә: — Өзүңлар үчүн озуқ-түлүк тәйяр қилиңлар, чүнки үч күн тошқанда силәр Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминни егиләш үчүн кирисиләр, — дәңлар, деди.
12 Yǝxua Rubǝnlǝr bilǝn Gadlar wǝ Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisigǝ sɵz ⱪilip: —
Йәшуа Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә сөз қилип: —
13 Hudaning ⱪuli bolƣan Musaning silǝrgǝ buyrup: — Pǝrwǝrdigar Hudayinglar silǝrgǝ aramliⱪ ata ⱪilip bu zeminni silǝrgǝ bǝrgǝn, dǝp eytⱪinini esinglarda tutunglar.
Худаниң қули болған Мусаниң силәргә буйруп: — Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар.
14 Hotun bala-qaⱪanglar wǝ qarpayliringlar Musa ɵzi silǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilƣan, Iordan dǝryasining bu tǝripidiki zeminda ⱪalsun, lekin aranglarda ⱪanqilik batur palwan bolsanglar, silǝr ɵz ⱪerindaxliringlarning aldida sǝptǝ turup ularƣa yardǝm berip jǝng ⱪilinglar; taki Pǝrwǝrdigar Hudayinglar ⱪerindaxliringlarƣa silǝrgǝ ata ⱪilƣiniƣa ohxax aram ata ⱪilip, ⱪerindaxliringlarƣa u ularƣa miras ⱪilip beridiƣan zeminni igilǝtgüqǝ xundaⱪ ⱪilinglar. Andin silǝr tǝwǝlikinglar bolƣan zeminni, yǝni Hudaning ⱪuli bolƣan Musa silǝrgǝ tǝⱪsim ⱪilƣan, Iordan dǝryasining kün qiⱪix tǝripidiki bu zeminni igilǝx üqün ⱪaytip beringlar, — dedi.
Хотун бала-җақаңлар вә чарпайлириңлар Муса өзи силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң бу тәрипидики зиминда қалсун, лекин араңларда қанчилик батур палван болсаңлар, силәр өз қериндашлириңларниң алдида сәптә туруп уларға ярдәм берип җәң қилиңлар; таки Пәрвәрдигар Худайиңлар қериндашлириңларға силәргә ата қилғиниға охшаш арам ата қилип, қериндашлириңларға у уларға мирас қилип беридиған зиминни егиләтгичә шундақ қилиңлар. Андин силәр тәвәлигиңлар болған зиминни, йәни Худаниң қули болған Муса силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидики бу зиминни егиләш үчүн қайтип бериңлар, — деди.
16 Ular Yǝxuaƣa jawab berip: — Sǝn bizgǝ ǝmr ⱪilƣanning ⱨǝmmisigǝ ǝmǝl ⱪilimiz, sǝn bizni ⱪǝyǝrgǝ ǝwǝtsǝng, xu yǝrgǝ barimiz.
Улар Йәшуаға җавап берип: — Сән бизгә әмир қилғанниң һәммисигә әмәл қилимиз, сән бизни қәйәргә әвәтсәң, шу йәргә баримиз.
17 Biz ⱨǝmmǝ ixta Musaning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salƣinimizdǝk sanga ⱪulaⱪ salimiz; birdinbir tilikimiz, Pǝrwǝrdigar Hudaying Musa bilǝn billǝ bolƣandǝk sening bilǝnmu billǝ bolƣay!
Биз һәммә ишта Мусаниң сөзигә қулақ салғинимиздәк саңа қулақ салимиз; бирдин-бир тилигимиз, Пәрвәрдигар Худайиң Муса билән биллә болғандәк сениң биләнму биллә болғай!
18 Kimki sening ǝmringgǝ itaǝtsizlik ⱪilip, sǝn bizgǝ buyruƣan ⱨǝrⱪandaⱪ sɵzliringgǝ ⱪulaⱪ salmisa, ɵltürülidu! Sǝn pǝⱪǝtla jür’ǝtlik wǝ ⱪǝysǝr bolƣin, — dedi.
Кимки сениң әмриңгә итаәтсизлик қилип, сән бизгә буйруған һәр қандақ сөзлириңгә қулақ салмиса, өлтүрүлиду! Сән пәқәтла җүръәтлик вә қәйсәр болғин, — деди.

< Yǝxua 1 >