< Samu'il 2 23 >

1 Tɵwǝndikilǝr Dawutning ahirⱪi sɵzliridur: — Yǝssǝning oƣli Dawutning bexariti, Yuⱪiri mǝrtiwigǝ kɵtürülgǝn, Yaⱪupning Hudasi tǝrǝpidin mǝsiⱨlǝngǝn, Israilning sɵyümlük küyqisining bexarǝt sɵzliri mana: —
Төвәндикиләр Давутниң ахирқи сөзлиридур: — Йәссәниң оғли Давутниң бешарити, Жуқири мәртивигә көтирилгән, Яқупниң Худаси тәрәпидин мәсиһләнгән, Исраилниң сөйүмлүк күйчисиниң бешарәт сөзлири мана: —
2 Pǝrwǝrdigarning Roⱨi mǝn arⱪiliⱪ sɵz ⱪildi, Uning sɵzliri tilimdidur.
Пәрвәрдигарниң Роһи мән арқилиқ сөз қилди, Униң сөзлири тилимдидур.
3 Israilning Hudasi sɵz ⱪildi, Israilning Ⱪoram Texi manga xundaⱪ dedi: — Kimki adǝmlǝrning arisida adalǝt bilǝn sǝltǝnǝt ⱪilsa, Kimki Hudadin ⱪorⱪux bilǝn sǝltǝnǝt ⱪilsa,
Исраилниң Худаси сөз қилди, Исраилниң Қорам Теши маңа шундақ деди: — Кимки адәмләрниң арисида адаләт билән сәлтәнәт қилса, Кимки Худадин қорқуш билән сәлтәнәт қилса,
4 U ⱪuyax qiⱪⱪandiki tang nuridǝk, Bulutsiz sǝⱨǝrdǝk bolidu, Yamƣurdin keyin asman süzük boluxi bilǝn, Yumran maysilar tupraⱪtin qiⱪidu, mana u xundaⱪ bolidu.
У қуяш чиққандики таң нуридәк, Булутсиз сәһәрдәк болиду, Ямғурдин кейин асман сүзүк болуши билән, Юмран майсилар тупрақтин чиқиду, мана у шундақ болиду.
5 Bǝrⱨǝⱪ, mening ɵyüm Tǝngri aldida xundaⱪ ǝmǝsmu? Qünki U mǝn bilǝn mǝnggülük ǝⱨdǝ tüzdi, Bu ǝⱨdǝ ⱨǝmmǝ ixlarda mupǝssǝl ⱨǝm mustǝⱨkǝmdur; Qünki mening barliⱪ nijatliⱪ ixlirimni, Ⱨǝmmǝ intizarliⱪimni, U bǝrⱪ urƣuzmamdu?
Бәрһәқ, мениң өйүм Тәңри алдида шундақ әмәсму? Чүнки У мән билән мәңгүлүк әһдә түзди, Бу әһдә һәммә ишларда мупәссәл һәм мустәһкәмдур; Чүнки мениң барлиқ ниҗатлиқ ишлиримни, Һәммә интизарлиғимни, У бәрқ урғузмамду?
6 Lekin iplaslarning ⱨǝmmisi tikǝnlǝrdǝk, Ⱨeqkim ⱪolida tutalmiƣaqⱪa, qɵriwetilidu.
Лекин ипласларниң һәммиси тикәнләрдәк, Һеч ким қолида туталмиғачқа, чөриветилиду.
7 Ularƣa ⱪol uzatⱪuqi ɵzini tɵmür ⱪoral wǝ nǝyzǝ sepi bilǝn ⱪorallandurmisa bolmaydu; Ular ⱨaman turƣan yeridǝ otta kɵydürüwetilidu!
Уларға қол узатқучи өзини төмүр қурал вә нәйзә сепи билән қуралландурмиса болмайду; Улар һаман турған йеридә отта көйдүрүветилиду!
8 Dawutning palwanlirining isimliri tɵwǝndikidǝk hatirilǝngǝndur: — Tahkimonluⱪ Yoxǝb-Baxsǝbǝt sǝrdarlarning bexi idi. U bir ⱪetimliⱪ jǝngdǝ nǝyzǝ oynitip, sǝkkiz yüz adǝmni ɵltürgǝnidi.
Давутниң палванлириниң исимлири төвәндикидәк хатириләнгәндур: — Тахкимонлуқ Йошәб-Башсәбәт сәрдарларниң беши еди. У бир қетимлиқ җәңдә нәйзә ойнитип, сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди.
9 Keyinkisi Ahohiy Dodoning oƣli Əliazar idi; Filistiylǝr yiƣilip jǝng ⱪilmaⱪqi boldi; xu waⱪitta Dawut wǝ uningƣa ⱨǝmraⱨ bolup qiⱪⱪan üq palwan ularni jǝnggǝ qaⱪirdi; Əliazar xu üqtin biri idi. Lekin Israillar qekindi;
Кейинкиси Ахохий Додониң оғли Әлиазар еди; Филистийләр жиғилип җәң қилмақчи болди; шу вақитта Давут вә униңға һәмраһ болуп чиққан үч палван уларни җәңгә чақирди; Әлиазар шу үчтин бири еди. Лекин Исраиллар чекинди;
10 u ⱪozƣilip, taki beliki telip, ⱪoli ⱪiliqⱪa qaplixip ⱪalƣuqǝ Filistiylǝrni ⱪirdi. U küni Pǝrwǝrdigar Israillarni qong nusrǝtkǝ erixtürdi. Hǝlⱪ uning ⱪexiƣa ⱪaytⱪanda pǝⱪǝt olja yiƣix ixila ⱪalƣanidi.
у қозғилип, таки белиги телип, қоли қиличқа чаплишип қалғичә Филистийләрни қирди. У күни Пәрвәрдигар Исраилларни чоң нусрәткә ериштүрди. Хәлиқ униң қешиға қайтқанда пәқәт олҗа жиғиш ишила қалған еди.
11 Wǝ uningdin keyinkisi Ⱨararliⱪ Agiyning oƣli Xammaⱨ idi. Bir küni Filistiylǝr ⱪoxun bolup yiƣilƣanidi; yeⱪin ǝtrapta ⱪoyuⱪ ɵskǝn bir ⱪizil maxliⱪ bar idi. Kixilǝr Filistilǝrning aldidin ⱪaqⱪanidi,
Вә униңдин кейинкиси Һарарлиқ Агийниң оғли Шаммаһ еди. Бир күни Филистийләр қошун болуп жиғилған еди; йеқин әтрапта қоюқ өскән бир қизил машлиқ бар еди. Кишиләр Филистиләрниң алдидин қачқан еди,
12 Xammaⱨ bolsa ⱪizil maxliⱪ otturisida mǝzmut turup, uni ⱪoƣdap Filistiylǝrni ⱪirdi; xuning bilǝn Pǝrwǝrdigar [Israillarƣa] ƣayǝt zor nusrǝt ata ⱪildi.
Шаммаһ болса қизил машлиқ оттурисида мәзмут туруп, уни қоғдап Филистийләрни қирди; шуниң билән Пәрвәрдигар [Исраилларға] ғайәт зор нусрәт ата қилди.
13 Orma waⱪtida ottuz yolbaxqi iqidin yǝnǝ üqi Adullamning ƣariƣa qüxüp, Dawutning yeniƣa kǝldi. Filistiylǝrning ⱪoxuni Rǝfayim wadisiƣa bargaⱨ ⱪurƣanidi;
Орма вақтида оттуз йолбашчи ичидин йәнә үчи Адулламниң ғариға чүшүп, Давутниң йениға кәлди. Филистийләрниң қошуни Рәфайим вадисиға баргаһ қурған еди;
14 u qaƣda Dawut ⱪorƣanda idi, Filistiylǝrning ⱪarawulgaⱨi bolsa Bǝyt-Lǝⱨǝmdǝ idi.
у чағда Давут қорғанда еди, Филистийләрниң қаравулгаһи болса Бәйт-Ләһәмдә еди.
15 Dawut ussap: Aⱨ, birsi manga Bǝyt-Lǝⱨǝmning dǝrwazisining yenidiki ⱪuduⱪtin su ǝkilip bǝrgǝn bolsa yahxi bolatti! — dewidi,
Давут уссап: Аһ, бириси маңа Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су әкилип бәргән болса яхши болатти! — девиди,
16 bu üq palwan Filistiylǝrning lǝxkǝrgaⱨidin bɵsüp ɵtüp, Bǝyt-Lǝⱨǝmning dǝrwazisining yenidiki ⱪuduⱪtin su tartti wǝ Dawutⱪa elip kǝldi; lekin u uningdin iqkili unimidi, bǝlki suni Pǝrwǝrdigarƣa atap tɵküp:
бу үч палван Филистийләрниң ләшкәргаһидин бөсүп өтүп, Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су тартти вә Давутқа елип кәлди; лекин у униңдин ичкили унимиди, бәлки суни Пәрвәрдигарға атап төкүп:
17 — I Pǝrwǝrdigar, bundaⱪ ix mǝndin neri bolsun! Bu üq adǝmning ɵz ⱨayatiƣa tǝwǝkkul ⱪilip berip ǝkǝlgǝn bu su ularning ⱪeniƣa ohxax ǝmǝsmu! — dedi. Xuning üqün u iqixkǝ unimidi. Bu üq palwan ⱪilƣan ixlar dǝl xular idi.
— И Пәрвәрдигар, бундақ иш мәндин нери болсун! Бу үч адәмниң өз һаятиға тәвәккул қилип берип әкәлгән бу су уларниң қениға охшаш әмәсму! — деди. Шуниң үчүн у ичишкә унимиди. Бу үч палван қилған ишлар дәл шулар еди.
18 Zǝruiyaning oƣli Yoabning inisi Abixay bu üqining bexi idi. U üq yüz adǝm bilǝn ⱪarxilixip nǝyzisini piⱪiritip ularni ɵltürgǝn. Xuning bilǝn u bu «üq palwan» iqidǝ nami qiⱪⱪanidi.
Зәруияниң оғли Йоабниң иниси Абишай бу үчиниң беши еди. У үч йүз адәм билән қаршилишип нәйзисини пиқиритип уларни өлтүргән. Шуниң билән у бу «үч палван» ичидә нами чиққан еди.
19 U bu üqǝylǝnning iqidǝ ǝng ⱨɵrmǝtliki idi, xunga ularning bexi idi; lekin u awwalⱪi üqǝylǝngǝ yǝtmǝytti.
У бу үчәйләнниң ичидә әң һөрмәтлиги еди, шуңа уларниң беши еди; лекин у авалқи үчәйләнгә йәтмәйтти.
20 Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya Kabzǝǝldin bolup, bir batur palwan idi; u kɵp ⱪaltis ixlarni ⱪilƣan. U Moabiy Ariǝlning ikki oƣlini ɵltürgǝn. Yǝnǝ ⱪar yaƣⱪan bir küni azgalƣa qüxüp, bir xirni ɵltürgǝnidi.
Йәһояданиң оғли Беная Кабзәәлдин болуп, бир батур палван еди; у көп қалтис ишларни қилған. У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән. Йәнә қар яққан бир күни азгалға чүшүп, бир ширни өлтүргән еди.
21 U ⱨǝm küqtünggür bir misirliⱪni ɵltürgǝnidi. Misirliⱪning ⱪolida bir nǝyzǝ bar idi, lekin Binayaning ⱪolida bir ⱨasila bar idi. U misirliⱪning ⱪolidin nǝyzisini tartiwelip, ɵz nǝyzisi bilǝn uni ɵltürdi.
У һәм күчтүңгүр бир мисирлиқни өлтүргән еди. Мисирлиқниң қолида бир нәйзә бар еди, лекин Бенаяниң қолида бир һасила бар еди. У мисирлиқниң қолидин нәйзисини тартивелип, өз нәйзиси билән уни өлтүрди.
22 Bu ixlarni Yǝⱨoyadaning oƣli Binaya ⱪilƣan bolup, u üq palwan arisida nam qiⱪarƣanidi.
Бу ишларни Йәһояданиң оғли Беная қилған болуп, у үч палван арисида нам чиқарған еди.
23 U ottuz yolbaxqi iqidǝ ⱨɵrmǝtlik idi. Lekin u awwalⱪi üq palwanƣa yǝtmǝytti. Dawut uni ɵzining pasiban begi ⱪildi.
У оттуз йолбашчи ичидә һөрмәтлик еди. Лекин у авалқи үч палванға йәтмәйтти. Давут уни өзиниң пасибан беги қилди.
24 Ottuz yolbaxqi iqidǝ Yoabning inisi Asaⱨǝl, Bǝyt-Lǝⱨǝmlik Dodoning oƣli Əl-Ⱨanan bar idi.
Оттуз йолбашчи ичидә Йоабниң иниси Асаһәл, Бәйт-Ләһәмлик Додониң оғли Әл-Һанан бар еди.
25 [Buningdin baxⱪa]: Ⱨarodluⱪ Xammaⱨ, Ⱨarodluⱪ Elika,
[Буниңдин башқа]: Һародлуқ Шаммаһ, Һародлуқ Елика,
26 Patliliⱪ Ⱨǝlǝz, Tǝkoaliⱪ Ikkǝxning oƣli Ira,
Патлилиқ Һәләз, Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира,
27 Anatotluⱪ Abiezǝr, Ⱨuxatliⱪ Mibonnay,
Анатотлуқ Абиезәр, Һушатлиқ Мибоннай,
28 Ahoⱨluⱪ Zalmon, Nitofatliⱪ Maⱨaray,
Ахоһлуқ Залмон, Нитофатлиқ Маһарай,
29 Nitofatliⱪ Baanaⱨning oƣli Hǝlǝb, Binyaminlardin Gibeaⱨliⱪ Ribayning oƣli Ittay,
Нитофатлиқ Баанаһниң оғли Хәләб, Биняминлардин Гибеаһлиқ Рибайниң оғли Иттай,
30 Piratonluⱪ Binaya, Gaax wadiliridin Ⱨidday,
Пиратонлуқ Беная, Гааш вадилиридин Һиддай,
31 Arbatliⱪ Abi-Albon, Barⱨumluⱪ Azmawǝt,
Арбатлиқ Аби-Албон, Барһумлуқ Азмавәт,
32 Xaalbonluⱪ Əliyaⱨba, Yaxǝnning oƣulliri, Ⱨararliⱪ Xammaⱨning [oƣli] Yonatan, Ⱨararliⱪ Xararning oƣli Aⱨiyam,
Шаалбонлуқ Әлияһба, Яшәнниң оғуллири, Һарарлиқ Шаммаһниң [оғли] Йонатан, Һарарлиқ Шарарниң оғли Аһиям,
34 Maakatiy Ahasbayning oƣli Əlifǝlǝt, Gilonluⱪ Aⱨitofǝlning oƣli Eliyam,
Маакатий Ахасбайниң оғли Әлифәләт, Гилонлуқ Аһитофәлниң оғли Елиям,
35 Karmǝllik Ⱨǝzray, Arbiliⱪ Paaray,
Кармәллик Һәзрай, Арбилиқ Паарай,
36 Zobaⱨdin bolƣan Natanning oƣli Igal, Gadliⱪ Banni,
Зобаһдин болған Натанниң оғли Игал, Гадлиқ Банни,
37 Ammoniy Zǝlǝk, Bǝǝrotluⱪ Naⱨaray (u Zǝruiyaning oƣli Yoabning yaraƣ kɵtürgüqisi idi),
Аммоний Зәләк, Бәәротлуқ Наһарай (у Зәруияниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси еди),
38 Yitriliⱪ Ira, Yitriliⱪ Garǝb
Йитрилиқ Ира, Йитрилиқ Гарәб
39 wǝ Ⱨittiy Uriya ⱪatarliⱪlar bolup, ularning ⱨǝmmisi ottuz yǝttǝ kixi idi.
вә Һиттий Урия қатарлиқлар болуп, уларниң һәммиси оттуз йәттә киши еди.

< Samu'il 2 23 >