< Padixaⱨlar 1 19 >
1 Lekin Aⱨab Iliyasning ⱨǝmmǝ ⱪilƣinini, jümlidin ⱨǝmmǝ pǝyƣǝmbǝrlǝrni ⱪiliqlap ɵltürginini Yizǝbǝlgǝ eytip bǝrdi.
Лекин Аһаб Илиясниң һәммә қилғинини, җүмлидин һәммә пәйғәмбәрләрни қиличлап өлтүргинини Йизәбәлгә ейтип бәрди.
2 Yizǝbǝl bolsa Iliyasⱪa bir hǝwǝrqi ǝwǝtip: — Əgǝr ǝtǝ muxu waⱪitⱪiqǝ sǝn xularning janliriƣa ⱪilƣiningdǝk mǝn sening jeningni ohxax ⱪilmisam, ilaⱨlar mangimu xundaⱪ ⱪilsun ⱨǝmdǝ uningdinmu ziyadǝ ⱪilsun! — dǝp eytⱪuzdi.
Йизәбәл болса Илиясқа бир хәвәрчи әвәтип: — Әгәр әтә мошу вақитқичә сән шуларниң җанлириға қилғиниңдәк мән сениң җениңни охшаш қилмисам, илаһлар маңиму шундақ қилсун һәмдә униңдинму зиядә қилсун! — дәп ейтқузди.
3 U buni bilgǝndǝ, ɵz jenini ⱪutⱪuzmaⱪ üqün ⱪeqip Yǝⱨuda tǝwǝsidiki Bǝǝr-Xebaƣa bardi. U u yǝrdǝ ɵz hizmǝtkarini ⱪaldurup ⱪoyup,
У буни билгәндә, өз җенини қутқузмақ үчүн қечип Йәһуда тәвәсидики Бәәр-Шебаға барди. У у йәрдә өз хизмәткарини қалдуруп қоюп,
4 Ɵzi qɵlning iqigǝ ⱪarap bir kün yol mangdi. U u yǝrdiki bir xiwaⱪning ⱪexiƣa kelip uning astida olturup, ɵzining ɵlümigǝ tilǝk tilǝp: — I Pǝrwǝrdigar ǝmdi boldi, jenimni alƣin; nemila degǝnbilǝn mǝn ata-bowilirimdin artuⱪ ǝmǝsmǝn, — dedi.
Өзи чөлниң ичигә қарап бир күн йол маңди. У у йәрдики бир шивақниң қешиға келип униң астида олтирип, өзиниң өлүмигә тиләк тиләп: — И Пәрвәрдигар әнди болди, җенимни алғин; немила дегәнбилән мән ата-бовилиримдин артуқ әмәсмән, — деди.
5 U xu xiwaⱪ astida yetip uhlap ⱪaldi. Mana bir pǝrixtǝ uni noⱪup uningƣa: — Ⱪopup, nan yegin, dedi.
У шу шивақ астида йетип ухлап қалди. Мана бир пәриштә уни ноқуп униңға: — Қопуп, нан йегин, деди.
6 U ⱪarisa bexida ⱪiziⱪ qoƣlarda pixiwatⱪan bir poxkal wǝ bir koza su turatti. U yǝp-iqip yǝnǝ uhliƣili yatti.
У қариса бешида қизиқ чоғларда пишиватқан бир пошкал вә бир коза су туратти. У йәп-ичип йәнә ухлиғили ятти.
7 Andin Pǝrwǝrdigarning pǝrixtisi yǝnǝ kelip ikkinqi ⱪetim uni noⱪup uningƣa: — Ⱪopup nan yegin. Bolmisa yolungning eƣirini kɵtürǝlmǝysǝn, dedi.
Андин Пәрвәрдигарниң пәриштиси йәнә келип иккинчи қетим уни ноқуп униңға: — Қопуп нан йегин. Болмиса йолуңниң еғирини көтирәлмәйсән, деди.
8 U ⱪopup yǝp-iqti. Xu taamdin alƣan ⱪuwwǝt bilǝn u ⱪiriⱪ keqǝ-kündüz mengip Hudaning teƣi Ⱨorǝbgǝ yetip bardi.
У қопуп йәп-ичти. Шу таамдин алған қувәт билән у қириқ кечә-күндүз меңип Худаниң теғи Һорәбгә йетип барди.
9 U u yǝrdiki ƣarƣa kirip ⱪondi. Wǝ mana, Pǝrwǝrdigarning sɵzi uningƣa kelip mundaⱪ deyildi: — I Iliyas, bu yǝrdǝ nemǝ ⱪiliwatisǝn?
У у йәрдики ғарға кирип қонди. Вә мана, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилди: — И Илияс, бу йәрдә немә қиливатисән?
10 U jawab berip: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda Pǝrwǝrdigar üqün zor otluⱪ muⱨǝbbǝt bilǝn ⱨǝsǝt ⱪildim. Qünki Israillar Sening ǝⱨdǝngni taxlap ⱪurbangaⱨliringni yiⱪitip, Sening pǝyƣǝmbǝrliringni ⱪiliq bilǝn ɵltürdi. Mǝn, yalƣuz mǝnla ⱪaldim wǝ ular mening jenimni alƣili ⱪǝstlǝwatidu, dedi.
У җавап берип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим. Чүнки Исраиллар Сениң әһдәңни ташлап қурбангаһлириңни жиқитип, Сениң пәйғәмбәрлириңни қилич билән өлтүрди. Мән, ялғуз мәнла қалдим вә улар мениң җенимни алғили қәстләватиду, деди.
11 U uningƣa: — Qiⱪip, Pǝrwǝrdigarning aldida taƣda turƣin, dedi. Mana, Pǝrwǝrdigar ɵtüp ketiwatatti; [uning aldida] zor küqlük bir xamal qiⱪip, taƣlarni sundurup, ⱪoram taxlarni parqilap qeⱪiwǝtti. Lekin Pǝrwǝrdigar xamalda ǝmǝs idi. Xamaldin keyin bir yǝr tǝwrǝx boldi. Lekin Pǝrwǝrdigar yǝr tǝwrǝxtǝ ǝmǝs idi.
У униңға: — Чиқип, Пәрвәрдигарниң алдида тағда турғин, деди. Мана, Пәрвәрдигар өтүп кетивататти; [униң алдида] зор күчлүк бир шамал чиқип, тағларни сундуруп, қорам ташларни парчилап чеқивәтти. Лекин Пәрвәрдигар шамалда әмәс еди. Шамалдин кейин бир йәр тәврәш болди. Лекин Пәрвәрдигар йәр тәврәштә әмәс еди.
12 Yǝr tǝwrǝxtin keyin bir lawuldiƣan ot kɵtürüldi. Lekin Pǝrwǝrdigar otta ǝmǝs idi. Ottin keyin boxⱪina, mulayim bir awaz anglandi.
Йәр тәврәштин кейин бир лавулдиған от көтирилди. Лекин Пәрвәрдигар отта әмәс еди. Оттин кейин бошқина, мулайим бир аваз аңланди.
13 Wǝ xundaⱪ boldiki, Iliyas xuni anglap, yüzini yepinqisi bilǝn orap ƣarning aƣziƣa berip turdi. Mana, bir awaz qiⱪip uningƣa: — I Iliyas, sǝn bu yǝrdǝ nemǝ ⱪiliwatisǝn? — dedi.
Вә шундақ болдики, Илияс шуни аңлап, йүзини йепинчиси билән орап ғарниң ағзиға берип турди. Мана, бир аваз чиқип униңға: — И Илияс, сән бу йәрдә немә қиливатисән? — деди.
14 U jawab berip: — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Huda Pǝrwǝrdigar üqün zor otluⱪ muⱨǝbbǝt bilǝn ⱨǝsǝt ⱪildim. Qünki Israillar Sening ǝⱨdǝngni taxlap ⱪurbangaⱨliringni yiⱪitip, Sening pǝyƣǝmbǝrliringni ⱪiliq bilǝn ɵltürdi. Mǝn yalƣuz mǝnla ⱪaldim wǝ ular mening jenimni alƣili ⱪǝstlǝwatidu, dedi.
У җавап берип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Худа Пәрвәрдигар үчүн зор отлуқ муһәббәт билән һәсәт қилдим. Чүнки Исраиллар Сениң әһдәңни ташлап қурбангаһлириңни жиқитип, Сениң пәйғәмбәрлириңни қилич билән өлтүрди. Мән ялғуз мәнла қалдим вә улар мениң җенимни алғили қәстләватиду, деди.
15 Pǝrwǝrdigar uningƣa mundaⱪ dedi: — Barƣin, kǝlgǝn yolung bilǝn ⱪaytip, andin Dǝmǝxⱪning qɵligǝ barƣin. U yǝrgǝ barƣanda Ⱨazaǝlni Suriyǝ üstigǝ padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪilƣin.
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Барғин, кәлгән йолуң билән қайтип, андин Дәмәшқниң чөлигә барғин. У йәргә барғанда Һазаәлни Сурийә үстигә падиша болушқа мәсиһ қилғин.
16 Andin Nimxining oƣli Yǝⱨuni Israilning üstigǝ padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪilƣin; ɵz ornungƣa pǝyƣǝmbǝr boluxⱪa Abǝl-Mǝⱨolaⱨliⱪ Xafatning oƣli Elixanimu mǝsiⱨ ⱪilƣin.
Андин Нимшиниң оғли Йәһуни Исраилниң үстигә падиша болушқа мәсиһ қилғин; өз орнуңға пәйғәмбәр болушқа Абәл-Мәһолаһлиқ Шафатниң оғли Елишаниму мәсиһ қилғин.
17 Wǝ xundaⱪ boliduki, Ⱨazaǝlning ⱪiliqidin ⱪeqip ⱪutulƣan ⱨǝrbirini Yǝⱨu ɵltüridu; Yǝⱨuning ⱪiliqidin ⱪeqip ⱪutulƣan ⱨǝrbirini Elixa ɵltüridu.
Вә шундақ болидуки, Һазаәлниң қиличидин қечип қутулған һәр бирини Йәһу өлтүриду; Йәһуниң қиличидин қечип қутулған һәр бирини Елиша өлтүриду.
18 Lekin Israilda yǝttǝ ming kixini, yǝni Baalning aldida tizlirini pükmigǝn wǝ uningƣa aƣzini sɵygüzmigǝn ⱨǝrbirini ɵzümgǝ saⱪlap ⱪaldurdum, — dedi.
Лекин Исраилда йәттә миң кишини, йәни Баалниң алдида тизлирини пүкмигән вә униңға ағзини сөйгүзмигән һәр бирини өзүмгә сақлап қалдурдум, — деди.
19 U u yǝrdin qiⱪip, Xafatning oƣli Elixani tapti. U qaƣda u yǝr ⱨǝydǝwatatti; uning aldida on ikki jüp uy bar idi, u on ikkinqisi bilǝn ⱪox ⱨǝydǝwatatti. Iliyas kelip uning üstigǝ ɵz yepinqisini taxlap artip ⱪoydi.
У у йәрдин чиқип, Шафатниң оғли Елишани тапти. У чағда у йәр һайдавататти; униң алдида он икки җүп уй бар еди, у он иккинчиси билән қош һайдавататти. Илияс келип униң үстигә өз йепинчисини ташлап артип қойди.
20 U uylarni taxlap Iliyasning kǝynidin yügürüp kelip: — Meni berip atam bilǝn anamni sɵygili ⱪoyƣin, andin mǝn kelip sanga ǝgixǝy, — dedi. U uningƣa: — Ⱪaytⱪin; mǝn sanga nemǝ ⱪildim? — dedi.
У уйларни ташлап Илиясниң кәйнидин жүгүрүп келип: — Мени берип атам билән анамни сөйгили қойғин, андин мән келип саңа әгишәй, — деди. У униңға: — Қайтқин; мән саңа немә қилдим? — деди.
21 U uningdin ayrilip, ɵzi ixlǝtkǝn bir jüp uyni soyup, ularning jabduⱪini otun ⱪilip, gɵxini pixurup hǝlⱪⱪǝ beriwidi, ular yedi. Andin u ornidin ⱪopup Iliyasning kǝynidin ǝgixip, uning hizmitidǝ boldi.
У униңдин айрилип, өзи ишләткән бир җүп уйни союп, уларниң җабдуқини отун қилип, гөшини пиширип хәлиққә беривиди, улар йеди. Андин у орнидин қопуп Илиясниң кәйнидин әгишип, униң хизмитидә болди.