< Samu'il 2 19 >

1 Birsi Yoabⱪa: Padixaⱨ Abxalom üqün yiƣlap matǝm tutmaⱪta, dǝp hǝwǝr bǝrdi.
Бириси Йоабқа: Падиша Абшалом үчүн жиғлап матәм тутмақта, дәп хәвәр бәрди.
2 Xuning bilǝn xu kündiki nusrǝt hǝlⱪ üqün musibǝtkǝ aylandi; qünki hǝlⱪ xu künidǝ: Padixaⱨ ɵz oƣli üqün ⱪayƣu-ⱨǝsrǝt tartiwatidu, dǝp anglidi.
Шуниң билән шу күндики нусрәт хәлиқ үчүн мусибәткә айланди; чүнки хәлиқ шу күнидә: Падиша өз оғли үчүн қайғу-һәсрәт тартиватиду, дәп аңлиди.
3 U küni hǝlⱪ soⱪuxtin ⱪeqip hijalǝttǝ ⱪalƣan adǝmlǝrdǝk, oƣriliⱪqǝ xǝⱨǝrgǝ kirdi.
У күни хәлиқ соқуштин қечип хиҗаләттә қалған адәмләрдәк, оғрилиқчә шәһәргә кирди.
4 Padixaⱨ yüzini yepip: I, oƣlum Abxalom, i Abxalom, mening oƣlum, mening oƣlum! — dǝp ⱪattiⱪ awaz bilǝn pǝryad kɵtürdi.
Падиша йүзини йепип: И, оғлум Абшалом, и Абшалом, мениң оғлум, мениң оғлум! — дәп қаттиқ аваз билән пәряд көтәрди.
5 Lekin Yoab padixaⱨning ɵyigǝ kirip, uning ⱪexiƣa kelip: Ɵz jeningni, oƣulliring bilǝn ⱪizliringning jenini, ayalliringning jeni bilǝn kenizǝkliringning jenini ⱪutⱪuzƣan ⱨǝmmǝ hizmǝtkarlarning yüzini sǝn bügün hijalǝttǝ ⱪaldurdung!
Лекин Йоаб падишаниң өйигә кирип, униң қешиға келип: Өз җениңни, оғуллириң билән қизлириңниң җенини, аяллириңниң җени билән кенизәклириңниң җенини қутқузған һәммә хизмәткарларниң йүзини сән бүгүн хиҗаләттә қалдурдуң!
6 Sǝn ɵzünggǝ nǝprǝtlinidiƣanlarni sɵyisǝn, seni sɵyidiƣanlarƣa nǝprǝtlinidiƣandǝk ⱪilisǝn! Qünki sǝn bügün sǝrdarliringni yaki hizmǝtkarliringni nǝziringdǝ ⱨeqnǝrsǝ ǝmǝs degǝndǝk ⱪilding! Qünki bügün Abxalom tirik ⱪelip, biz ⱨǝmmimiz ɵlgǝn bolsaⱪ, nǝziringdǝ yahxi bolattikǝn, dǝp bilip yǝttim.
Сән өзүңгә нәпрәтлинидиғанларни сөйисән, сени сөйидиғанларға нәпрәтлинидиғандәк қилисән! Чүнки сән бүгүн сәрдарлириңни яки хизмәткарлириңни нәзириңдә һеч нәрсә әмәс дегәндәк қилдиң! Чүнки бүгүн Абшалом тирик қелип, биз һәммимиз өлгән болсақ, нәзириңдә яхши болаттикән, дәп билип йәттим.
7 Əmdi qiⱪip hizmǝtkarliringning kɵngligǝ tǝsǝlliy bǝrgin; qünki mǝn Pǝrwǝrdigar bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, ǝgǝr qiⱪmisang, bügün keqǝ ⱨeq adǝm sening bilǝn ⱪalmaydu. Bu bala yaxliⱪingdin tartip bügünki küngiqǝ üstünggǝ qüxkǝn ⱨǝrⱪandaⱪ baladin eƣir bolidu, — dedi.
Әнди чиқип хизмәткарлириңниң көңлигә тәсәллий бәргин; чүнки мән Пәрвәрдигар билән қәсәм қилимәнки, әгәр чиқмисаң, бүгүн кечә һеч адәм сениң билән қалмайду. Бу бала яшлиғиңдин тартип бүгүнки күнгичә үстүңгә чүшкән һәр қандақ баладин еғир болиду, — деди.
8 Xuning bilǝn padixaⱨ qiⱪip dǝrwazida olturdi, ⱨǝmmǝ hǝlⱪⱪǝ: Mana, padixaⱨ dǝrwazida olturidu, degǝn hǝwǝr yǝtküzülgǝndǝ, ularning ⱨǝmmisi padixaⱨning ⱪexiƣa kǝldi. Əmma Israillar bolsa ⱨǝmmisi ⱪeqip, ɵz ɵyigǝ ⱪaytip kǝtti.
Шуниң билән падиша чиқип дәрвазида олтарди, һәммә хәлиққә: Мана, падиша дәрвазида олтириду, дегән хәвәр йәткүзүлгәндә, уларниң һәммиси падишаниң қешиға кәлди. Амма Исраиллар болса һәммиси қечип, өз өйигә қайтип кәтти.
9 Əmdi Israil ⱪǝbilisidiki ⱨǝmmǝ hǝlⱪ ƣulƣula ⱪilixip: Padixaⱨ bizni düxmǝnlirimizning ⱪolidin azad ⱪilƣan, bizni Filistiylǝrning ⱪolidin ⱪutⱪuzƣanidi. Əmma, u ⱨazir Abxalom tüpǝylidin zemindin ɵzini ⱪaquruwatidu.
Әнди Исраил қәбилисидики һәммә хәлиқ ғул-ғула қилишип: Падиша бизни дүшмәнлиримизниң қолидин азат қилған, бизни Филистийләрниң қолидин қутқузған еди. Амма, у һазир Абшалом түпәйлидин зиминдин өзини қачуруватиду.
10 Lekin biz üstimizgǝ padixaⱨ boluxⱪa mǝsiⱨ ⱪilƣan Abxalom bolsa jǝngdǝ ɵldi. Əmdi nemixⱪa padixaⱨni yandurup elip kelixkǝ gǝp ⱪilmaysilǝr? deyixti.
Лекин биз үстимизгә падиша болушқа мәсиһ қилған Абшалом болса җәңдә өлди. Әнди немишкә падишани яндуруп елип келишкә гәп қилмайсиләр? дейишти.
11 Dawut padixaⱨ Zadok bilǝn Abiyatar kaⱨinlarƣa adǝm ǝwǝtip: Silǝr Yǝⱨudaning aⱪsaⱪalliriƣa: [Padixaⱨ mundaⱪ dǝydu]: — Ⱨǝmmǝ Israillarning padixaⱨni ordisiƣa ⱪayturup kelǝyli, deyixkǝn tǝliplirining ⱨǝmmisi padixaⱨning ⱪuliⱪiƣa yǝtkǝn yǝrdǝ, nemixⱪa silǝr bu ixta ulardin keyin ⱪalisilǝr?
Давут падиша Задок билән Абиятар каһинларға адәм әвәтип: Силәр Йәһуданиң ақсақаллириға: [Падиша мундақ дәйду]: — Һәммә Исраилларниң падишани ордисиға қайтуруп келәйли, дейишкән тәлиплириниң һәммиси падишаниң қулиқиға йәткән йәрдә, немишкә силәр бу ишта улардин кейин қалисиләр?
12 Silǝr mening ⱪerindaxlirim, mening ǝt-ustihanlirim turup, nemixⱪa padixaⱨni elip kelixtǝ ⱨǝmmisidin keyin ⱪalisilǝr?! — dǝnglar.
Силәр мениң қериндашлирим, мениң әт-устиханлирим туруп, немишкә падишани елип келиштә һәммисидин кейин қалисиләр?! — дәңлар.
13 Wǝ xundaⱪla yǝnǝ Amasaƣimu: Padixaⱨ mundaⱪ dǝydu: — Sǝn mening ǝt-ustihanlirim ǝmǝsmusǝn? Əgǝr seni Yoabning ornida mening ⱪeximda daim turidiƣan ⱪoxunning sǝrdari ⱪilmisam, Huda meni ursun ⱨǝm uningdin artuⱪ jazalisun — dǝnglar, — dedi.
Вә шундақла йәнә Амасағиму: Падиша мундақ дәйду: — Сән мениң әт-устиханлирим әмәсмусән? Әгәр сени Йоабниң орнида мениң қешимда дайим туридиған қошунниң сәрдари қилмисам, Худа мени урсун һәм униңдин артуқ җазалисун — дәңлар, — деди.
14 Buning bilǝn u Yǝⱨudadiki adǝmlǝrning kɵngüllirini bir adǝmning kɵnglidǝk ɵzigǝ mayil ⱪildi. Ular padixaⱨⱪa adǝm mangdurup: Sǝn ɵzüng bilǝn ⱨǝmmǝ hizmǝtkarliring birgǝ yenip kelinglar, dǝp hǝwǝr yǝtküzdi.
Буниң билән у Йәһудадики адәмләрниң көңүллирини бир адәмниң көңлидәк өзигә майил қилди. Улар падишаға адәм маңдуруп: Сән өзүң билән һәммә хизмәткарлириң биргә йенип келиңлар, дәп хәвәр йәткүзди.
15 Xuning bilǝn padixaⱨ yenip Iordan dǝryasiƣiqǝ kǝldi. Yǝⱨudadiki adǝmlǝr padixaⱨni Iordan dǝryasidin ɵtküzimiz dǝp, padixaⱨning aldiƣa Gilgalƣa barƣanidi.
Шуниң билән падиша йенип Иордан дәриясиғичә кәлди. Йәһудадики адәмләр падишани Иордан дәриясидин өткүзимиз дәп, падишаниң алдиға Гилгалға барған еди.
16 Baⱨurimdin qiⱪⱪan Binyaminliⱪ Geraning oƣli Ximǝy aldirap kelip, Yǝⱨudadiki adǝmlǝr bilǝn qüxüp, padixaⱨning aldiƣa qiⱪti.
Баһуримдин чиққан Биняминлиқ Гераниң оғли Шимәй алдирап келип, Йәһудадики адәмләр билән чүшүп, падишаниң алдиға чиқти.
17 Ximǝygǝ Binyamin ⱪǝbilisidin ming adǝm ǝgǝxti; ular bilǝn Saulning jǝmǝtidǝ hizmǝtkar bolƣan Ziba, uning on bǝx oƣli wǝ yigirmǝ hizmǝtkarimu uningƣa ⱪoxulup kǝldi; bularning ⱨǝmmisi Iordan dǝryasidin ɵtüp padixaⱨning aldiƣa qiⱪti.
Шимәйгә Бинямин қәбилисидин миң адәм әгәшти; улар билән Саулниң җәмәтидә хизмәткар болған Зиба, униң он бәш оғли вә жигирмә хизмәткариму униңға қошулуп кәлди; буларниң һәммиси Иордан дәриясидин өтүп падишаниң алдиға чиқти.
18 Bir kemǝ padixaⱨning ihtiyariƣa ⱪoyulup, ailǝ tawabiatlirini ɵtküzüx üqün uyan-buyan ɵtüp yürǝtti. Padixaⱨ Iordan dǝryasidin ɵtkǝndǝ, Geraning oƣli Ximǝy kelip uning aldida yiⱪilip turup
Бир кемә падишаниң ихтияриға қоюлуп, аилә тавабиатлирини өткүзүш үчүн уян-буян өтүп жүрәтти. Падиша Иордан дәриясидин өткәндә, Гераниң оғли Шимәй келип униң алдида жиқилип туруп
19 padixaⱨⱪa: Ƣojam ⱪulliriƣa ⱪǝbiⱨlik sanimiƣayla; ƣojam padixaⱨ Yerusalemdin qiⱪⱪan kündǝ ⱪullirining ⱪilƣan ⱪǝbiⱨlikini ǝslirigǝ kǝltürmigǝyla; u padixaⱨning kɵngligǝ kǝlmisun.
падишаға: Ғоҗам қуллириға қәбиһлик санимиғайла; ғоҗам падиша Йерусалимдин чиққан күндә қуллириниң қилған қәбиһлигини әслиригә кәлтүрмигәйла; у падишаниң көңлигә кәлмисун.
20 Qünki ⱪulliri ɵzining gunaⱨ ⱪilƣinimni obdan bilidu; xunga mana, mǝn Yüsüpning jǝmǝtidin ⱨǝmmidin awwal bügün ƣojam padixaⱨni ⱪarxi elixⱪa qiⱪtimmǝn, — dedi.
Чүнки қуллири өзиниң гуна қилғинимни убдан билиду; шуңа мана, мән Йүсүпниң җәмәтидин һәммидин авал бүгүн ғоҗам падишани қарши елишқа чиқтиммән, — деди.
21 Zǝruiyaning oƣli Abixay buni anglap: Ximǝy Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨ ⱪilƣinini ⱪarƣiƣan tursa, ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinix lazim bolmamdu? — dedi.
Зәруияниң оғли Абишай буни аңлап: Шимәй Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғинини қарғиған турса, өлүмгә мәһкүм қилиниш лазим болмамду? — деди.
22 Lekin Dawut: I Zǝruiyaning oƣulliri, silǝrning mening bilǝn nemǝ karinglar? Bügün silǝr manga ⱪarxi qiⱪmaⱪqimusilǝr? Bügünki kündǝ Israilda adǝmlǝr ɵlümgǝ mǝⱨkum ⱪilinixi kerǝkmu? Bügün Israilƣa padixaⱨ ikǝnlikimni bilmǝymǝnmu? — dedi.
Лекин Давут: И Зәруияниң оғуллири, силәрниң мениң билән немә кариңлар? Бүгүн силәр маңа қарши чиқмақчимусиләр? Бүгүнки күндә Исраилда адәмләр өлүмгә мәһкүм қилиниши керәкму? Бүгүн Исраилға падиша екәнлигимни билмәймәнму? — деди.
23 Andin padixaⱨ Ximǝygǝ: Sǝn ɵlmǝysǝn, — dedi. Padixaⱨ uningƣa ⱪǝsǝm ⱪildi.
Андин падиша Шимәйгә: Сән өлмәйсән, — деди. Падиша униңға қәсәм қилди.
24 Əmdi Saulning nǝwrisi Mǝfiboxǝt padixaⱨni ⱪarxi alƣili kǝldi. Padixaⱨ kǝtkǝn kündin tartip saⱪ-salamǝt ⱪaytip kǝlgǝn küngiqǝ, u ya putlirining tirniⱪini almiƣan ya saⱪilini yasimiƣan wǝ yaki kiyimlirini yumiƣanidi.
Әнди Саулниң нәвриси Мәфибошәт падишани қарши алғили кәлди. Падиша кәткән күндин тартип сақ-саламәт қайтип кәлгән күнгичә, у я путлириниң тирниқини алмиған я сақилини ясимиған вә яки кийимлирини жуймиған еди.
25 U padixaⱨni ⱪarxi alƣili Yerusalemdin kǝlgǝndǝ, padixaⱨ uningdin: I Mǝfiboxǝt, nemixⱪa mening bilǝn barmiding? — dǝp soridi.
У падишани қарши алғили Йерусалимдин кәлгәндә, падиша униңдин: И Мәфибошәт, немишкә мениң билән бармидиң? — дәп сориди.
26 U: I, ƣojam padixaⱨ, ⱪulliri aⱪsaⱪ bolƣaqⱪa, exikimni toⱪup, minip padixaⱨ bilǝn billǝ baray, dedim. Əmma hizmǝtkarim meni aldap ⱪoyuptu;
У: И, ғоҗам падиша, қуллири ақсақ болғачқа, ешигимни тоқуп, минип падиша билән биллә барай, дедим. Амма хизмәткарим мени алдап қоюпту;
27 u yǝnǝ ƣojam padixaⱨing aldida ⱪullirining ƣǝywitini ⱪildi. Lekin ƣojam padixaⱨ Hudaning bir pǝrixtisidǝktur; xuning üqün siligǝ nemǝ layiⱪ kɵrünsǝ, xuni ⱪilƣayla.
у йәнә ғоҗам падишасиң алдида қуллириниң ғәйвитини қилди. Лекин ғоҗам падиша Худаниң бир пәриштисидәктур; шуниң үчүн силигә немә лайиқ көрүнсә, шуни қилғайла.
28 Qünki atamning jǝmǝtining ⱨǝmmisi ƣojam padixaⱨning aldida ɵlgǝn adǝmlǝrdǝk idi; lekin sili ɵz ⱪullirini ɵzliri bilǝn ⱨǝmdastihan bolƣanlar arisida ⱪoydila; mening padixaⱨning aldida pǝryad ⱪilƣili nemǝ ⱨǝⱪⱪim bar? — dedi.
Чүнки атамниң җәмәтиниң һәммиси ғоҗам падишаниң алдида өлгән адәмләрдәк еди; лекин сили өз қуллирини өзлири билән һәмдәстихан болғанлар арисида қойдила; мениң падишаниң алдида пәряд қилғили немә һәққим бар? — деди.
29 Padixaⱨ uningƣa: Nemixⱪa ixliring toƣrisida sɵzliwerisǝn? Mening ⱨɵkümüm, sǝn bilǝn Ziba yǝrlǝrni bɵlüxiwelinglar, — dedi.
Падиша униңға: Немишкә ишлириң тоғрисида сөзливерисән? Мениң һөкүмүм, сән билән Зиба йәрләрни бөлүшивелиңлар, — деди.
30 Mǝfiboxǝt padixaⱨⱪa: Ƣojam padixaⱨ aman-esǝn ɵz ɵyigǝ kǝlgǝndin keyin, Ziba ⱨǝmmisini alsimu razimǝn! — dedi.
Мәфибошәт падишаға: Ғоҗам падиша аман-есән өз өйигә кәлгәндин кейин, Зиба һәммисини алсиму разимән! — деди.
31 Gileadliⱪ Barzillaymu Rogelimdin qüxüp padixaⱨni Iordan dǝryasidin ɵtküzüp ⱪoyuxⱪa kelip, padixaⱨ bilǝn billǝ Iordan dǝryasidin ɵtti.
Гилеадлиқ Барзиллайму Рогелимдин чүшүп падишани Иордан дәриясидин өткүзүп қоюшқа келип, падиша билән биллә Иордан дәриясидин өтти.
32 Əmdi Barzillay heli yaxanƣan bir adǝm bolup, sǝksǝn yaxⱪa kirgǝnidi. Padixaⱨ Maⱨanaimda turƣan waⱪitta, uni ⱪamdiƣan dǝl muxu adǝm idi; qünki u heli katta bir kixi idi.
Әнди Барзиллай хелә яшанған бир адәм болуп, сәксән яшқа киргән еди. Падиша Маһанаимда турған вақитта, уни қамдиған дәл мошу адәм еди; чүнки у хелә катта бир киши еди.
33 Padixaⱨ Barzillayƣa: Mening bilǝn barƣin, mǝn sǝndin Yerusalemda ɵzümningkidǝ hǝwǝr alimǝn, dedi.
Падиша Барзиллайға: Мениң билән барғин, мән сәндин Йерусалимда өзүмниңкидә хәвәр алимән, деди.
34 Lekin Barzillay padixaⱨⱪa: Mening birnǝqqǝ künlük ɵmrüm ⱪalƣandu, padixaⱨ bilǝn birgǝ Yerusalemƣa baramdim?
Лекин Барзиллай падишаға: Мениң бир нәччә күнлүк өмрүм қалғанду, падиша билән биргә Йерусалимға барамдим?
35 Ⱪulliri sǝksǝn yaxⱪa kirdim. Yahxi-yamanni yǝnǝ pǝrⱪ etǝlǝymǝnmu? Yǝp-iqkinimning tǝmini tetalamdim? Yigit nǝƣmiqilǝr bilǝn ⱪiz nǝƣmiqilǝrning awazini angliyalamdim? Nemixⱪa ⱪulliri ƣojam padixaƣa yǝnǝ yük bolimǝn?
Қуллири сәксән яшқа кирдим. Яхши-яманни йәнә пәриқ етәләймәнму? Йәп-ичкинимниң тәмини теталамдим? Жигит нәғмичиләр билән қиз нәғмичиләрниң авазини аңлаламдим? Немишкә қуллири ғоҗам падишаға йәнә жүк болимән?
36 Ⱪulliri pǝⱪǝt padixaⱨni Iordan dǝryasidin ɵtküzüp andin azraⱪ uzitip ⱪoyay degǝn; padixaⱨ buning üqün nemixⱪa manga xunqǝ xapaǝt kɵrsitidila?
Қуллири пәқәт падишани Иордан дәриясидин өткүзүп андин азрақ узитип қояй дегән; падиша буниң үчүн немишкә маңа шунчә шапаәт көрситидила?
37 Ⱪullirining ɵlgǝndǝ ɵz xǝⱨirimdǝ, atam bilǝn anamning ⱪǝbrisining yenida yetixim üqün ⱪaytip ketixigǝ ijazǝt bǝrgǝyla. Əmdi mana, bu yǝrdǝ ɵz ⱪulliri Kimⱨam bar ǝmǝsmu? U ƣojam padixaⱨ bilǝn ɵtüp barsun, uningƣa ɵzlirigǝ nemǝ layiⱪ kɵrünsǝ xuni ⱪilƣayla, — dedi.
Қуллириниң өлгәндә өз шәһиримдә, атам билән анамниң қәбриниң йенида йетишим үчүн қайтип кетишигә иҗазәт бәргәйла. Әнди мана, бу йәрдә өз қуллири Кимһам бар әмәсму? У ғоҗам падиша билән өтүп барсун, униңға өзлиригә немә лайиқ көрүнсә шуни қилғайла, — деди.
38 Padixaⱨ: Kimⱨam mening bilǝn ɵtüp barsun; sanga nemǝ layiⱪ kɵrünsǝ uningƣa xuni ⱪilay, xundaⱪla sǝn mǝndin ⱨǝr nemǝ sorisang, sanga ⱪilimǝn, — dedi.
Падишаһ: Кимһам мениң билән өтүп барсун; саңа немә лайиқ көрүнсә униңға шуни қилай, шундақла сән мәндин һәр немә сорисаң, саңа қилимән, — деди.
39 Andin hǝlⱪning ⱨǝmmisi Iordan dǝryasidin ɵtti, padixaⱨmu ɵtti. Andin padixaⱨ Barzillayni sɵyüp uningƣa bǝht tilidi; Barzillay ɵz yurtiƣa yenip kǝtti.
Андин хәлиқниң һәммиси Иордан дәриясидин өтти, падишаму өтти. Андин падиша Барзиллайни сөйүп униңға бәхит тилиди; Барзиллай өз жутиға йенип кәтти.
40 Padixaⱨ Gilgalƣa qiⱪti, Kimⱨam uning bilǝn bardi. Yǝⱨudadiki barliⱪ adǝmlǝr bilǝn Israilning hǝlⱪining yerimi padixaⱨni dǝryadin ɵtküzüp uzitip ⱪoyƣanidi.
Падиша Гилгалға чиқти, Кимһам униң билән барди. Йәһудадики барлиқ адәмләр билән Исраилниң хәлқиниң йерими падишани дәриядин өткүзүп узитип қойған еди.
41 Andin mana, Israilning barliⱪ adǝmliri padixaⱨning ⱪexiƣa kelip: Nemixⱪa ⱪerindaxlirimiz Yǝⱨudaning adǝmliri oƣriliⱪqǝ padixaⱨni wǝ padixaⱨning ailǝ-tawabiatlirini, xundaⱪla Dawutⱪa ǝgǝxkǝn ⱨǝmmǝ adǝmlǝrni Iordan dǝryasidin ɵtküzüxkǝ muyǝssǝr bolidu? — dedi.
Андин мана, Исраилниң барлиқ адәмлири падишаниң қешиға келип: Немишкә қериндашлиримиз Йәһуданиң адәмлири оғрилиқчә падишани вә падишаниң аилә-тавабиатлирини, шундақла Давутқа әгәшкән һәммә адәмләрни Иордан дәриясидин өткүзүшкә муйәссәр болиду? — деди.
42 Yǝⱨudaning ⱨǝmmǝ adǝmliri Israilning adǝmlirigǝ jawap berip: Qünki padixaⱨ bilǝn bizning tuƣⱪanqiliⱪimiz bar, nemixⱪa bu ix üqün bizdin hapa bolisilǝr? Biz padixaⱨningkidin bir nemini yiduⱪmu, yaki u bizgǝ bir in’am bǝrdimu? — dedi.
Йәһуданиң һәммә адәмлири Исраилниң адәмлиригә җавап берип: Чүнки падиша билән бизниң туққанчилиғимиз бар, немишкә бу иш үчүн биздин хапа болисиләр? Биз падишаниңкидин бир немини йидуқму, яки у бизгә бир инъам бәрдиму? — деди.
43 Israilning adǝmliri Yǝⱨudaning adǝmlirigǝ jawab berip: Ⱪǝbilǝ boyiqǝ alƣanda, padixaⱨning [on ikki] ülüxtin oni bizgǝ tǝwǝdur, silǝrgǝ nisbǝtǝn bizning Dawut bilǝn tehimu qongraⱪ buradǝrqilikimiz bar. Nemixⱪa bizni kɵzgǝ ilmaysilǝr? Padixaⱨimizni yandurup elip kelixkǝ awwal tǝxǝbbus ⱪilƣanlar biz ǝmǝsmiduⱪ? — dedi. Əmma Yǝⱨudaning adǝmlirining sɵzliri Israilning adǝmlirining sɵzliridin tehimu ⱪattiⱪ idi.
Исраилниң адәмлири Йәһуданиң адәмлиригә җавап берип: Қәбилә бойичә алғанда, падишаниң [он икки] үлүштин они бизгә тәвәдур, силәргә нисбәтән бизниң Давут билән техиму чоңрақ бурадәрчилигимиз бар. Немишкә бизни көзгә илмайсиләр? Падишасимизни яндуруп елип келишкә авал тәшәббус қилғанлар биз әмәсмидуқ? — деди. Амма Йәһуданиң адәмлириниң сөзлири Исраилниң адәмлириниң сөзлиридин техиму қаттиқ еди.

< Samu'il 2 19 >