< Zebur 89 >

1 Ezrahliq Étan yazghan «Masqil»: — Perwerdigarning özgermes muhebbitini ebediy küyleymen, Aghzimda dewrdin-dewrgiche heqiqet-sadaqitingni ayan qilimen.
Әзраһлиқ Етан язған «Масқил»: — Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс муһәббитини әбәдий күйләймән, Ағзимда дәвирдин-дәвиргичә һәқиқәт-садақитиңни аян қилимән.
2 Chünki men: Özgermes muhebbet menggüge tiklinip mangidu, Sen heqiqet-sadaqitingni ershielada mustehkemlewatisen — dep bildim;
Чүнки мән: Өзгәрмәс муһәббәт мәңгүгә тиклинип маңиду, Сән һәқиқәт-садақитиңни әршиәлада мустәһкәмләватисән — дәп билдим;
3 Sen dédingki: — «Men talliwalghinim bilen ehde tüzgenmen; Qulum Dawutqa qesem qildim: —
Сән дедиңки: — «Мән талливалғиним билән әһдә түзгәнмән; Қулум Давутқа қәсәм қилдим: —
4 Séning ewladingni menggü dawam qildurimen, Textingni ewladtin-ewladqa qurup chiqimen». (Sélah)
Сениң әвладиңни мәңгү давам қилдуримән, Тәхтиңни әвлаттин-әвлатқа қуруп чиқимән». (Селаһ)
5 Hem asmanlarmu Séning möjiziliringni tebrikleydu, i Perwerdigar, Muqeddeslerning jamaitide ular heqiqet-sadaqitingni medhiyileydu;
Һәм асманларму Сениң мөҗизилириңни тәбрикләйду, и Пәрвәрдигар, Муқәддәсләрниң җамаитидә улар һәқиқәт-садақитиңни мәдһийиләйду;
6 Chünki asmanlarda Perwerdigarning tengdishi barmu? Qudret Igisining oghulliri arisida Perwerdigargha oxshaydighan kim bar?
Чүнки асманларда Пәрвәрдигарниң тәңдиши барму? Қудрәт Егисиниң оғуллири арисида Пәрвәрдигарға охшайдиған ким бар?
7 Tengrining heywisi muqeddeslerning mejlisidikilerni qattiq titritidu, Uning etrapidikilerning hemmisi üchün U qorqunchluqtur.
Тәңриниң һәйвиси муқәддәсләрниң мәҗлисидикиләрни қаттиқ титритиду, Униң әтрапидикиләрниң һәммиси үчүн У қорқунучлуқтур.
8 I Perwerdigar, samawiy qoshunlarning Serdari bolghan Xuda, Qudretlik Yah, Sanga oxshaydighan kim bar? Etrapingda heqiqet-sadaqiting turuqluqtur.
И Пәрвәрдигар, самавий қошунларниң Сәрдари болған Худа, Қудрәтлик Яһ, Саңа охшайдиған ким бар? Әтрапиңда һәқиқәт-садақитиң туруқлуқтур.
9 Déngizning meghrurluqi üstidin höküm sürisen, Dolqunliri örkeshligende, sen ularni tinchlandurisen;
Деңизниң мәғрурлуғи үстидин һөкүм сүрисән, Долқунлири өркәшлигәндә, сән уларни тиничландурисән;
10 Rahabni ölgüdek yanjidingsen, Küchlük biliking bilen düshmenliringni tiripiren qilip tarqitiwetting.
Раһабни өлгидәк янҗидиңсән, Күчлүк билигиң билән дүшмәнлириңни тирипирән қилип тарқитивәттиң.
11 Asmanlar séningki, yermu Séningkidur, Jahan hem uninggha tolghan hemmini berpa qilding.
Асманлар сениңки, йәрму Сениңкидур, Җаһан һәм униңға толған һәммини бәрпа қилдиң.
12 Shimal we jenubni, ularni yaratqansen, Tabor we Hermon choqqiliri namingni yangritip küyler.
Шимал вә җәнупни, уларни яратқансән, Табор вә Һәрмон чоққилири намиңни яңритип күйләр.
13 Qudretlik bilek séningkidur; Küchlüktur Séning qolung, ong qolung hem kötürüklüktur.
Қудрәтлик биләк сениңкидур; Күчлүктур Сениң қолуң, оң қолуң һәм көтириклүктур.
14 Textingning uli heqqaniyliq hem adalettur, Muhebbet hem heqiqet-sadaqet daim didaring aldida mangidu.
Тәхтиңниң ули һәққанийлиқ һәм адаләттур, Муһәббәт һәм һәқиқәт-садақәт дайим дидариң алдида маңиду.
15 Tentene sadasini bilgen xelq bextliktur; Ular Séning jamalingning nurida mangidu, i Perwerdigar!
Тәнтәнә садасини билгән хәлиқ бәхитликтур; Улар Сениң җамалиңниң нурида маңиду, и Пәрвәрдигар!
16 Ular namingda kün boyi shad bolar, Heqqaniyliqingda ular kötürüldi.
Улар намиңда күн бойи шат болар, Һәққанийлиғиңда улар көтирилди.
17 Chünki ularning küchining shan-sheripi özüngdursen, Séning iltipating bilen münggüzimiz kötürülidu.
Чүнки уларниң күчиниң шан-шәриви өзүңдурсән, Сениң илтипатиң билән мүңгүзимиз көтирилиду.
18 Chünki Perwerdigar bizning qalqinimiz, Israildiki Muqeddes Bolghuchi Shahimizdur.
Чүнки Пәрвәрдигар бизниң қалқинимиз, Исраилдики Муқәддәс Болғучи Шаһимиздур.
19 Sen burun Öz mömin bendengge ghayibane alamette körünüp söz qilip shuni dégenidingsen: — «Men bir ezimet üstige yardimimni qondurdum, El arisidin men talliwalghan birsini kötürdüm;
Сән бурун Өз мөмин бәндәңгә ғайипанә аламәттә көрүнүп сөз қилип шуни дегән едиңсән: — «Мән бир әзимәт үстигә ярдимимни қондурдум, Әл арисидин мән талливалған бирисини көтәрдим;
20 Qulum Dawutni taptim, Muqeddes méyim bilen Men uni mesih qilip tiklidim.
Қулум Давутни таптим, Муқәддәс мейим билән Мән уни мәсиһ қилип тиклидим.
21 Qolum uninggha yar bolushqa békitilgen, Bilikim uni küchlendüridu.
Қолум униңға яр болушқа бекитилгән, Билигим уни күчләндүриду.
22 Düshmen uningdin héch alwan-séliq almaydu, Peskesh adem uni qistimaydu;
Дүшмән униңдин һеч алван-селиқ алмайду, Пәскәш адәм уни қистимайду;
23 Belki Men reqiblirini uning aldida yanjiymen, Uni öch körgenlerni yer bilen yeksan qilimen;
Бәлки Мән рәқиплирини униң алдида янҗиймән, Уни өч көргәнләрни йәр билән йәксан қилимән;
24 Öz heqiqet-sadaqitim hem méhir-muhebbitim uninggha yar bolar, Hem Méning namim bilen uning münggüzi kötürülidu.
Өз һәқиқәт-садақитим һәм меһир-муһәббитим униңға яр болар, Һәм Мениң намим билән униң мүңгүзи көтирилиду.
25 Men uning qolini déngiz üstide, Ong qolini deryalar üstide qoyimen.
Мән униң қолини деңиз үстидә, Оң қолини дәриялар үстидә қойимән.
26 U Méni chaqirip deyduki: — «Sen méning Atam, méning Tengrim, Nijatliqim bolghan qoram téshimdursen!».
У Мени чақирип дәйдуки: — «Сән мениң Атам, мениң Тәңрим, Ниҗатлиғим болған қорам тешимдурсән!».
27 Men yene uni Méning tunji oghlum dep, Dunya padishahliridin eng yuqurisi qilimen.
Мән йәнә уни Мениң тунҗа оғлум дәп, Дуния падишалиридин әң жуқуриси қилимән.
28 Méning muhebbitimni uning üchün ebediy qaldurimen, Méning ehdem uning bilen mehkem turidu;
Мениң муһәббитимни униң үчүн әбәдий қалдуримән, Мениң әһдәм униң билән мәһкәм туриду;
29 Men uning neslini ebediyleshtürimen, Uning textini asmanning künliridek dawam qildurimen.
Мән униң нәслини әбәдийләштүримән, Униң тәхтини асманниң күнлиридәк давам қилдуримән.
30 Mubada oghulliri Tewrat-qanunumdin chiqip, Hökümlirim boyiche yürmise,
Мабада оғуллири Тәврат-қанунумдин чиқип, Һөкүмлирим бойичә жүрмисә,
31 Belgilimilirimni buzsa, Emrlirimge itaet qilmisa,
Бәлгүлимилиримни бузса, Әмирлиримгә итаәт қилмиса,
32 — U waqitta itaetsizlikini tayaq bilen, Gunahini yara-jarahet bilen jazalaymen.
— У вақитта итаәтсизлигини таяқ билән, Гунайини яра-җараһәт билән җазалаймән.
33 Lékin muhebbitimni uningdin üzüp qoymaymen, Heqiqet-sadaqitimge xiyanet qilmaymen;
Лекин муһәббитимни униңдин үзүп қоймаймән, Һәқиқәт-садақитимгә хиянәт қилмаймән;
34 Men tüzgen ehdemni esla buzmaymen, Lewlirimdin chiqqanlirini héch özgertmeymen.
Мән түзгән әһдәмни әсла бузмаймән, Ләвлиримдин чиққанлирини һеч өзгәртмәймән.
35 Men bir qétim pak-muqeddeslikimge qesem ichtim — Dawutqa qeti yalghan sözlimeymen: —
Мән бир қетим пак-муқәддәслигимгә қәсәм ичтим — Давутқа қәти ялған сөзлимәймән: —
36 «Uning ewladi ebediy dawamlishar; Uning texti köz aldimdiki quyash kebi turar;
«Униң әвлади әбәдий давамлишар; Униң тәхти көз алдимдики қуяш кәби турар;
37 U ay kebi menggülük mustehkemliner, Asmandiki turghun guwahchidek mezmut turar». (Sélah)
У ай кәби мәңгүлүк мустәһкәмлинәр, Асмандики турғун гувачидәк мәзмут турар». (Селаһ)
38 Biraq Sen bularni chetke qéqip, ténip ketting; Sen mesih qilghan padishahqa qattiq ghezeplending.
Бирақ Сән буларни чәткә қеқип, тенип кәттиң; Сән мәсиһ қилған падишаға қаттиқ ғәзәпләндиң.
39 Qulung bilen tüzgen ehdidin waz kechting, Uning tajini yerge tashlap dagh tegküzdung.
Қулуң билән түзгән әһдидин ваз кәчтиң, Униң таҗини йәргә ташлап дағ тәккүздуң.
40 Uning barliq tam-pasillirini yiqitip, Qel’elirini xarabilikke aylandurdung.
Униң барлиқ там-пасиллирини жиқитип, Қәлъәлирини харабиликкә айландурдуң.
41 Yoldin ötüwatqanlarning hemmisi uni bulimaqta, U barliq qoshniliri aldida reswa boldi.
Йолдин өтүватқанларниң һәммиси уни булимақта, У барлиқ хошнилири алдида рәсва болди.
42 Uni ezgenlerning ong qolini yuqiri kötürdüng, Pütkül düshmenlirini xushal qilding.
Уни әзгәнләрниң оң қолини жуқури көтәрдиң, Пүткүл дүшмәнлирини хошал қилдиң.
43 Berheq, Sen uning qilichining bisini qayriwetting, Jengde uni tik turghuzmiding.
Бәрһәқ, Сән униң қиличиниң бисини қайривәттиң, Җәңдә уни тик турғузмидиң.
44 Uning julaliqini yoqitip, Uning textini yerge örüwettingsen.
Униң җулалиқини йоқитип, Униң тәхтини йәргә өрүвәттиңсән.
45 Yashliq künlirini Sen qisqartting, Uni xijaletke chömdürdüng. (Sélah)
Яшлиқ күнлирини Сән қисқарттиң, Уни хиҗаләткә чөмдүрдүң. (Селаһ)
46 Qachan’ghiche, i Perwerdigar? Özüngni ebediy yoshuriwéremsen? Qehring ot kebi menggü yanarmu?
Қачанғичә, и Пәрвәрдигар? Өзүңни әбәдий йошуриверәмсән? Қәһриң от кәби мәңгү янарму?
47 Manga nisbeten, ömürning qis ikenlikini este tutqin! Némishqimu barliq insan balilirini bihudilikke yaratqansen?
Маңа нисбәтән, өмүрниң қис екәнлигини әстә тутқин! Немишқиму барлиқ инсан балилирини беһудиликкә яратқансән?
48 Qéni, qaysi adem yashap ölümni körmeydiken? U jénini tehtisaraning changgilidin qutquzalamdiken? (Sélah) (Sheol h7585)
Қени, қайси адәм яшап өлүмни көрмәйдикән? У җенини тәһтисараниң чаңгилидин қутқузаламдикән? (Селаһ) (Sheol h7585)
49 Sen heqiqet-sadaqitingde Dawutqa qesem ichken, Awwalqi méhir-muhebbetler qeyerde qaldi, ya Rebbim?
Сән һәқиқәт-садақитиңдә Давутқа қәсәм ичкән, Авалқи меһир-муһәббәтләр қәйәрдә қалди, я Рәббим?
50 Qulliring uchrawatqan mesxirilerni yad etkeysen, i Reb — Men ichimde pütkül küchlük ellerning mazaqlirini kötürüp yürimen —
Қуллириң учраватқан мәсқириләрни яд әткәйсән, и Рәб — Мән ичимдә пүткүл күчлүк әлләрниң мазақлирини көтирип жүримән —
51 Düshmenliringning Özüng mesih qilghanning qedemlirini qanchilik mesxiriliginini, I Perwerdigar, yad etkeysen!
Дүшмәнлириңниң Өзүң мәсиһ қилғанниң қәдәмлирини қанчилик мәсқирилигинини, И Пәрвәрдигар, яд әткәйсән!
52 Perwerdigargha menggüge teshekkür-medhiye qayturulsun! Amin! Amin!
Пәрвәрдигарға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Амин! Амин!

< Zebur 89 >