< Zebur 88 >
1 Korahning oghulliri üchün yézilghan küy-naxsha: — Neghmichilerning béshigha tapshurulup, «Maxalat-léanot» ahangida oqulsun dep, Ezraliq Héman yazghan «Masqil»: — I Perwerdigar, nijatliqim bolghan Xuda, Kéche-kündüz Sanga nale qilip keldim.
Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: — Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Махалат-леанот» аһаңида оқулсун дәп, Әзралиқ Һеман язған «Масқил»: — И Пәрвәрдигар, ниҗатлиғим болған Худа, Кечә-күндүз Саңа налә қилип кәлдим.
2 Duayim Séning aldinggha kirip ijabet bolsun; Nidayimgha qulaq salghaysen;
Дуайим Сениң алдиңға кирип иҗабәт болсун; Нидайимға қулақ салғайсән;
3 Chünki derdlerdin jénim toyghan, Hayatim tehtisaragha yéqinlashqan, (Sheol )
Чүнки дәрдләрдин җеним тойған, Һаятим тәһтисараға йеқинлашқан, (Sheol )
4 Hanggha chüshüwatqanlar qatarida hésablinimen; Küch-madari qurughan ademdek bolup qaldim.
Һаңға чүшүватқанлар қатарида һесаплинимән; Күч-мадари қуруған адәмдәк болуп қалдим.
5 Ölükler arisigha tashlan’ghanmen, Qirilip qebride yatqanlardek; Sen ularni yene eslimeysen, Ular qolungdin üzüp élinip yiraq qilin’ghan.
Өлүкләр арисиға ташланғанмән, Қирилип қәбирдә ятқанлардәк; Сән уларни йәнә әслимәйсән, Улар қолуңдин үзүп елинип жирақ қилинған.
6 Sen méni hangning eng tégige, Zulmetlik jaylargha, déngizning chongqur yerlirige chömdürdüng.
Сән мени һаңниң әң тегигә, Зулмәтлик җайларға, деңизниң чоңқур йәрлиригә чөмдүрдүң.
7 Qehring üstümge éghir yüktek basti, Barliq dolqunliring bilen méni qiyniding.
Қәһриң үстүмгә еғир жүктәк басти, Барлиқ долқунлириң билән мени қийнидиң.
8 Mendin dost-buraderlirimni yiraqlashturdung; Ularni mendin yirgendürdüng; Men qamalghanmen, héch chiqalmaymen.
Мәндин дост-бурадәрлиримни жирақлаштурдуң; Уларни мәндин йиргәндүрдүң; Мән қамалғанмән, һеч чиқалмаймән.
9 Közlirim azab-oqubettin xireleshti; Her küni Sanga nida qilimen, i Perwerdigar, Qollirimni Sanga kötürüp keldim.
Көзлирим азап-оқубәттин хирәләшти; Һәр күни Саңа нида қилимән, и Пәрвәрдигар, Қоллиримни Саңа көтирип кәлдим.
10 Ölüklerge möjize körsitersenmu? Merhumlar ornidin turup Sanga teshekkür éytarmu?
Өлүкләргә мөҗизә көрситәрсәнму? Мәрһумлар орнидин туруп Саңа тәшәккүр ейтарму?
11 Özgermes muhebbiting qebride bayan qilinarmu? Halaket diyarida sadiqliq-heqiqiting maxtilarmu?
Өзгәрмәс муһәббитиң қәбирдә баян қилинарму? Һалакәт диярида садиқлиқ-һәқиқитиң махтиларму?
12 Karametliring zülmette tonularmu? Heqqaniyliqing «untulush zémini»de bilinermu?
Карамәтлириң зүлмәттә тонуларму? Һәққанийлиғиң «унтулуш зимини»дә билинәрму?
13 Biraq men bolsam, Perwerdigar, Sanga peryad kötürimen, Tang seherde duayim aldinggha kiridu.
Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигар, Саңа пәряд көтиримән, Таң сәһәрдә дуайим алдиңға кириду.
14 I Perwerdigar, némige jénimni tashliwetting? Némige jamalingni mendin yoshurdung?
И Пәрвәрдигар, немигә җенимни ташливәттиң? Немигә җамалиңни мәндин йошурдуң?
15 Yashliqimdin tartip men ézilgen, bimardurmen; Wehshetliringni körüwérip héch halim qalmidi.
Яшлиғимдин тартип мән езилгән, бемардурмән; Вәһшәтлириңни көрүверип һеч һалим қалмиди.
16 Qehring üstümdin ötti; Wehimiliring méni nabut qildi.
Қәһриң үстүмдин өтти; Вәһимилириң мени набут қилди.
17 Ular kün boyi tashqin suliridek méni orawaldi, Tamamen méni chömdürdi.
Улар күн бойи ташқин сулиридәк мени оравалди, Тамамән мени чөмдүрди.
18 Jan dostlirimni, aghinilirimni méningdin yiraqlashturdung, Méning eziz dostum bolsa qarangghuluqtur!
Җан достлиримни, ағинилиримни мениңдин жирақлаштурдуң, Мениң әзиз достум болса қараңғулуқтур!