< Zebur 28 >

1 Dawut yazghan küy: — I Perwerdigar, Sanga nida qilimen; I méning Qoram Téshim, manga süküt qilmighaysen; Chünki Sen jimjit turuwalisang, Men chongqur hanggha chüshidighanlargha oxshashla bolimen.
Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, Саңа нида қилимән; И мениң Қорам Тешим, маңа сүкүт қилмиғайсән; Чүнки Сән җим-җит турувалисаң, Мән чоңқур һаңға чүшидиғанларға охшашла болимән.
2 Sanga peryad kötürginimde, Séning muqeddes kalamxananggha qolumni kötürginimde, Méning iltijalirimning sadasini anglighaysen!
Саңа пәряд көтәргинимдә, Сениң муқәддәс каламханаңға қолумни көтәргинимдә, Мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиғайсән!
3 Méni reziller we qebihlik qilghuchilar bilen bille tashliwetmigeysen; Ular aghzida yéqinliri bilen dostane sözleshsimu, Könglide öchmenlik bardur.
Мени рәзилләр вә қәбиһлик қилғучилар билән биллә ташливәтмигәйсән; Улар ағзида йеқинлири билән достанә сөзләшсиму, Көңлидә өчмәнлик бардур.
4 Ularning qilmishlirigha qarap, Ishlirining yamanliqigha qarap ish tutqaysen; Qolining qilghanliri boyiche özlirige yandurghaysen; Tégishlik jazani özlirige qayturghaysen.
Уларниң қилмишлириға қарап, Ишлириниң яманлиғиға қарап иш тутқайсән; Қолиниң қилғанлири бойичә өзлиригә яндурғайсән; Тегишлик җазани өзлиригә қайтурғайсән.
5 Chünki ular ne Perwerdigarning qilghanlirini, Ne qollirining ishligenlirini héch nezirige almaydu, [Perwerdigar] ularni ghulitip, qaytidin bash kötürgüzmeydu.
Чүнки улар нә Пәрвәрдигарниң қилғанлирини, Нә қоллириниң ишлигәнлирини һеч нәзиригә алмайду, [Пәрвәрдигар] уларни ғулитип, қайтидин баш көтәргүзмәйду.
6 Perwerdigargha teshekkür-medhiye qayturulsun; Chünki U méning iltijalirimning sadasini anglighan.
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун; Чүнки У мениң илтиҗалиримниң садасини аңлиған.
7 Perwerdigar méning küchüm, méning qalqinimdur; Méning könglüm uninggha ishendi, Shuning bilen yardem taptim; Shunga könglüm zor shadlinidu, Öz küyüm bilen men Uni medhiyileymen.
Пәрвәрдигар мениң күчүм, мениң қалқинимдур; Мениң көңлүм униңға ишәнди, Шуниң билән ярдәм таптим; Шуңа көңлүм зор шатлиниду, Өз күйүм билән мән Уни мәдһийиләймән.
8 Perwerdigar Öz [xelqining] küchidur, Shundaqla mesih qilghinigha qutquzghuchi qorghandur.
Пәрвәрдигар Өз [хәлқиниң] күчидур, Шундақла мәсиһ қилғиниға қутқузғучи қорғандур.
9 Öz xelqingni qutquzghaysen, Mirasingni beriketlik qilghaysen; Ularni padichidek béqip ozuqlandurghaysen, Menggüge ularni kötürüp yürgeysen.
Өз хәлқиңни қутқузғайсән, Мирасиңни бәрикәтлик қилғайсән; Уларни падичидәк беқип озуқландурғайсән, Мәңгүгә уларни көтирип жүргәйсән.

< Zebur 28 >