< Zebur 27 >
1 Dawut yazghan küy: — Perwerdigar méning nurum we nijatliqimdur; Men yene kimdin qorqay? Perwerdigar hayatimning qorghinidur; Men kimning aldida titrey?
Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мениң нурум вә ниҗатлиғимдур; Мән йәнә кимдин қорқай? Пәрвәрдигар һаятимниң қорғинидур; Мән кимниң алдида титрәй?
2 Yamanliq qilghuchilar «Uning etlirini yeyli» dep manga hujum qilghanda, Reqiblirim, düshmenlirim manga yéqinlashqanda, Putliship, yiqildi ular.
Яманлиқ қилғучилар «Униң әтлирини йәйли» дәп маңа һуҗум қилғанда, Рәқиплирим, дүшмәнлирим маңа йеқинлашқанда, Путлишип, жиқилди улар.
3 Zor qoshun bargah qurup méni qorshawgha alsimu, Qelbimde héch qorqunch yoq; Manga urush qozghisimu, yenila xatirjem turiwérimen.
Зор қошун баргаһ қуруп мени қоршавға алсиму, Қәлбимдә һеч қорқунуч йоқ; Маңа уруш қозғисиму, йәнила хатирҗәм туриверимән.
4 Perwerdigardin birla nersini tilep keldim; Men shuninggha intilimektimenki: — Ömür boyi Perwerdigarning öyide bolsam, Perwerdigarning güzellikige qarap yürsem, Uning ibadetxanisida turup, yéteklishige muyesser bolsam, deymen.
Пәрвәрдигардин бирла нәрсини тиләп кәлдим; Мән шуниңға интилимәктимәнки: — Өмүр бойи Пәрвәрдигарниң өйидә болсам, Пәрвәрдигарниң гөзәллигигә қарап жүрсәм, Униң ибадәтханисида туруп, йетәклишигә муйәссәр болсам, дәймән.
5 Béshimgha kün chüshkende, U méni sayiwini astigha alidu; Méni chédirining ichide aman saqlap yoshuruwalidu. U méni uyultash üstige muqim turghuzidu.
Бешимға күн чүшкәндә, У мени сайивини астиға алиду; Мени чедириниң ичидә аман сақлап йошурувалиду. У мени уюлташ үстигә муқим турғузиду.
6 Shunga hazir etrapimdiki düshmenlirim aldida béshim yuqiri kötürülidu. Uning muqeddes chédirida tentene qilip qurbanliqlar sunimen; Naxsha-küyler éytimen, munajatlarni éytimen Perwerdigargha!
Шуңа һазир әтрапимдики дүшмәнлирим алдида бешим жуқури көтирилиду. Униң муқәддәс чедирида тәнтәнә қилип қурбанлиқлар сунимән; Нахша-күйләр ейтимән, мунаҗатларни ейтимән Пәрвәрдигарға!
7 Nida qilghinimda awazimni anglighaysen, i Perwerdigar; Manga méhir-shepqet körsitip, ijabet qilghaysen.
Нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Маңа меһри-шәпқәт көрситип, иҗабәт қилғайсән.
8 Öz könglüm: «Uning didarini izdenglar!» deydu; Didaringni, i Perwerdigar, özüm izdeymen.
Өз көңлүм: «Униң дидарини издәңлар!» дәйду; Дидариңни, и Пәрвәрдигар, өзүм издәймән.
9 Mendin Özüngni qachurmighaysen! Ghezeplen’gende qulungni néri qoghlimighaysen; Sen méningdin yardimingni ayimay kelding; Sen mendin ayrilmighaysen, méni tashliwetmigeysen, i Nijatkarim Xuda!
Мәндин Өзүңни қачурмиғайсән! Ғәзәпләнгәндә қулуңни нери қоғлимиғайсән; Сән мениңдин ярдимиңни айимай кәлдиң; Сән мәндин айрилмиғайсән, мени ташливәтмигәйсән, и Ниҗаткарим Худа!
10 Ata-anam méni tashliwetsimu, Perwerdigar méni quchiqigha alidu.
Ата-анам мени ташливәтсиму, Пәрвәрдигар мени қучиғиға алиду.
11 Manga Öz yolungni ögetkeysen, i Perwerdigar; Küshendilirim [paylap yürmekte], Méni tüz yolgha bashlighaysen.
Маңа Өз йолуңни үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар; Күшәндилирим [пайлап жүрмәктә], Мени түз йолға башлиғайсән.
12 Méni reqiblirimning meylige tapshurmighaysen, Chünki manga qara chaplashmaqchi bolghan yalghanchilar xéli köptur, Ularning nepeslirimu zorawanliqtur.
Мени рәқиплиримниң мәйлигә тапшурмиғайсән, Чүнки маңа қара чаплашмақчи болған ялғанчилар хелә көптур, Уларниң нәпәслириму зораванлиқтур.
13 Ah, Perwerdigarning méhribanliqini tiriklerning zéminide körüshke közüm yetmigen bolsa...!
Аһ, Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тирикләрниң зиминидә көрүшкә көзүм йәтмигән болса...!
14 Perwerdigarni telmürüp kütkin! Jigerlik bol, qelbing merdane bolsun! Shundaq qil, Perwerdigarni telmürüp kütkin!
Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин! Җигәрлик бол, қәлбиң мәртанә болсун! Шундақ қил, Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күткин!