< Chöl-bayawandiki seper 25 >

1 Israillar Shittimda turghan mezgilde, xelq Moab qizliri bilen buzuqluq qilishqa bérilip ketti.
Исраиллар Шиттимда турған мәзгилдә, хәлиқ Моаб қизлири билән бузуқлуқ қилишқа берилип кәтти.
2 U qizlar Israillarni öz ilahlirigha atalghan qurbanliqlargha qatnishishqa chaqirdi; [Israillarmu] qurbanliqlardin yeydighan, ularning ilahlirigha birlikte choqunidighan boldi.
У қизлар Исраилларни өз илаһлириға аталған қурбанлиқларға қатнишишқа чақирди; [Исраилларму] қурбанлиқлардин йәйдиған, уларниң илаһлириға бирликтә чоқунидиған болди.
3 Israillar Baal-Péor bilen ene shu teriqide baghlinip ketkenliki üchün, Perwerdigarning Israillargha achchiqi qozghaldi.
Исраиллар Баал-Пеор билән әнә шу тәриқидә бағлинип кәткәнлиги үчүн, Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалди.
4 Perwerdigar Musagha: — Perwerdigarning qattiq ghezipi Israillargha chüshmisun üchün, xelqning emirlirining hemmisini tutup, ularni Méning aldimda aptapta ésip qoyghin, — dédi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви Исраилларға чүшмисун үчүн, хәлиқниң әмирлириниң һәммисини тутуп, уларни Мениң алдимда аптапта есип қойғин, — деди.
5 Shuning bilen Musa Israilning soraqchilirigha: — Siler bérip herbiringlar özünglarning Baal-Péor bilen baghlinip ketken ademlirini öltürüwétinglar, — dédi.
Шуниң билән Муса Исраилниң сорақчилириға: — Силәр берип һәр бириңлар өзүңларниң Баал-Пеор билән бағлинип кәткән адәмлирини өлтүрүветиңлар, — деди.
6 We Musa pütkül Israil jamaiti bilen jamaet chédirining derwazisi aldida yigha-zar qilip turuwatqanda, mana Israillardin bireylen kélip ularning köz aldidila Midiyaniy bir qizni öz qérindashlirining yénigha élip mangdi.
Вә Муса пүткүл Исраил җамаити билән җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида жиға-зерә қилип туруватқанда, мана Исраиллардин бирәйлән келип уларниң көз алдидила Мидияний бир қизни өз қериндашлириниң йениға елип маңди.
7 Kahin Harunning newrisi, Eliazarning oghli Finihas buni körüp, jamaet ichidin qopti-de, qoligha neyze élip,
Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас буни көрүп, җамаәт ичидин қопти-дә, қолиға нәйзә елип,
8 héliqi Israil ademning arqisidin chédirning ichkirige kirip, qiz bilen ikkisining qarnigha neyze tiqiwetti. Israillar arisida tarqalghan waba ene shu chaghdila toxtidi.
һелиқи Исраил адәмниң арқисидин чедирниң ичкиригә кирип, қиз билән иккисиниң қарниға нәйзә тиқивәтти. Исраиллар арисида тарқалған ваба әнә шу чағдила тохтиди.
9 Shu chaghda waba tégip ölgenler jemiy yigirme töt ming ademge yetkenidi.
Шу чағда ваба тегип өлгәнләр җәмий жигирмә төрт миң адәмгә йәткән еди.
10 Andin Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
11 — «Kahin Harunning newrisi, Eliazarning oghli Finihas Méni dep wapasizliqqa bolghan hesitimni öz hesiti bilip, Méning Israillargha bolghan ghezipimni yandurdi. Shunga gerche Men wapasizliqqa bolghan hesitimdin ghezeplen’gen bolsammu, Israillarni yoqitiwetmidim.
— «Каһин Һарунниң нәвриси, Әлиазарниң оғли Финиһас Мени дәп вапасизлиққа болған һәситимни өз һәсити билип, Мениң Исраилларға болған ғәзивимни яндурди. Шуңа гәрчә Мән вапасизлиққа болған һәситимдин ғәзәпләнгән болсамму, Исраилларни йоқитивәтмидим.
12 Shunga sen: — «Mana, Men uninggha öz aman-xatirjemlik ehdemni teqdim qilimen!
Шуңа сән: — «Мана, Мән униңға өз аман-хатирҗәмлик әһдәмни тәқдим қилимән!
13 Bu [ehde] uninggha we uning ewladlirigha tewe bolidighan menggülük kahinliq ehdisi bolidu, chünki u öz Xudasini dep wapasizliqqa heset qilip, Israillar üchün kafaret keltürdi» — dep jakarlighin».
Бу [әһдә] униңға вә униң әвлатлириға тәвә болидиған мәңгүлүк каһинлиқ әһдиси болиду, чүнки у өз Худасини дәп вапасизлиққа һәсәт қилип, Исраиллар үчүн кафарәт кәлтүрди» — дәп җакалиғин».
14 Öltürülgen yeni héliqi Midiyaniy qiz bilen bille öltürülgen Israil ademning ismi Zimri bolup, Saluning oghli, Shiméon qebilisidiki bir jemetning emiri idi.
Өлтүрүлгән йәни һелиқи Мидияний қиз билән биллә өлтүрүлгән Исраил адәмниң исми Зимри болуп, Салуниң оғли, Шимеон қәбилисидики бир җәмәтниң әмри еди.
15 Öltürülgen Midiyaniy qizning ismi Kozbi bolup, Zurning qizi idi; Zur bolsa Midiyaniy bir qebilining bashliqi idi.
Өлтүрүлгән Мидияний қизниң исми Козби болуп, Зурниң қизи еди; Зур болса Мидияний бир қәбилиниң башлиғи еди.
16 Perwerdigar Musagha: —
Пәрвәрдигар Мусаға: —
17 Sen Midiyaniylargha aram bermey zerbe bergin;
Сән Мидиянийларға арам бәрмәй зәрбә бәргин;
18 Chünki ular hiyle-mikir ishlitip silerge aram bermigen; Péordiki ishta, shundaqla ularning singlisi bolghan Midiyanning bir emirining qizi Kozbining ishidimu hiyle-mikir ishlitip silerni azdurghan, — dédi. Kozbi waba tarqalghan künide Péordiki ish sewebidin öltürüldi.
Чүнки улар һейлә-микир ишлитип силәргә арам бәрмигән; Пеордики ишта, шундақла уларниң сиңлиси болған Мидиянниң бир әмриниң қизи Козбиниң ишидиму һейлә-микир ишлитип силәрни аздурған, — деди. Козби ваба тарқалған күнидә Пеордики иш сәвәвидин өлтүрүлди.

< Chöl-bayawandiki seper 25 >