< Lawiylar 1 >

1 We Perwerdigar Musani chaqirip jamaet chédiridin uninggha söz qilip mundaq dédi: —
Вә Пәрвәрдигар Мусани чақирип җамаәт чедиридин униңға сөз қилип мундақ деди: —
2 Sen Israillargha söz qilip ulargha mundaq dégin: — Eger silerdin biringlar Perwerdigarning aldigha bir qurbanliqni sunmaqchi bolsanglar, qurbanliqinglarni charpaylardin, yeni kala yaki ushshaq mallardin sunushunglar kérek.
Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — Әгәр силәрдин бириңлар Пәрвәрдигарниң алдиға бир қурбанлиқни сунмақчи болсаңлар, қурбанлиғиңларни чарпайлардин, йәни кала яки ушшақ маллардин сунушуңлар керәк.
3 Eger uning sunidighini kalilardin köydürme qurbanliq bolsa, undaqta u béjirim erkek haywanni keltürsun; uning Perwerdigarning aldida qobul bolushi üchün uni jamaet chédirining kirish aghzining aldida sunsun.
Әгәр униң сунидиғини калилардин көйдүрмә қурбанлиқ болса, ундақта у беҗирим әркәк һайванни кәлтүрсун; униң Пәрвәрдигарниң алдида қобул болуши үчүн уни җамаәт чедириниң кириш ағзиниң алдида сунсун.
4 U qolini köydürme qurbanliqning béshigha qoysun; shuning bilen qurbanliq uning ornigha kafaret bolushqa qobul qilinidu.
У қолини көйдүрмә қурбанлиқниң бешиға қойсун; шуниң билән қурбанлиқ униң орниға кафарәт болушқа қобул қилиниду.
5 Andin u Perwerdigarning huzurida buqini boghuzlisun; kahinlar bolghan Harunning oghulliri qénini keltürüp, jamaet chédirining kirish aghzidiki qurban’gahning üsti qismining etrapigha sepsun.
Андин у Пәрвәрдигарниң һозурида буқини боғузлисун; каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини кәлтүрүп, җамаәт чедириниң кириш ағзидики қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
6 Andin [qurbanliq qilghuchi] köydürme qurbanliq qilin’ghan haywanning térisini soyup, ténini parchilisun
Андин [қурбанлиқ қилғучи] көйдүрмә қурбанлиқ қилинған һайванниң терисини союп, тенини парчилисун
7 we Harun kahinning oghulliri qurban’gahta ot qalap otning üstige otunlarni tizsun.
вә Һарун каһинниң оғуллири қурбангаһта от қалап отниң үстигә отунларни тизсун.
8 Andin kahinlar bolghan Harunning oghulliri gösh parchilirini, béshi we méyi bilen qoshup, qurban’gahdiki otning üstidiki otunning üstige tertip bilen tizip qoysun.
Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири гөш парчилирини, беши вә мейи билән қошуп, қурбангаһдики отниң үстидики отунниң үстигә тәртип билән тизип қойсун.
9 Lékin uning ich-qarni bilen pachaqlirini [qurbanliq sun’ghuchi] suda yusun; andin kahin hemmisini élip kélip qurban’gahning üstide köydürsun. Bu ot arqiliq sunulidighan qurbanliq hésabida, Perwerdigargha xushbuy chiqirilidighan köydürme qurbanliq bolidu.
Лекин униң ич-қарни билән пачақлирини [қурбанлиқ сунғучи] суда жуйсун; андин каһин һәммисини елип келип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
10 Eger u köydürme qurbanliq qilish üchün ushshaq mallardin qoy ya öchke qurbanliq qilay dése, undaqda u béjirim bolghan bir erkikini keltürsun.
Әгәр у көйдүрмә қурбанлиқ қилиш үчүн ушшақ маллардин қой я өшкә қурбанлиқ қилай десә, ундақда у беҗирим болған бир әркикини кәлтүрсун.
11 U uni qurban’gahning shimal teripide Perwerdigarning huzurida boghuzlisun. Andin kahinlar bolghan Harunning oghulliri qénini élip, qurban’gahning üsti qismining etrapigha sepsun.
У уни қурбангаһниң шимал тәрипидә Пәрвәрдигарниң һозурида боғузлисун. Андин каһинлар болған Һарунниң оғуллири қенини елип, қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
12 [qurbanliq qilghuchi] bolsa göshni parchilap, béshi bilen méyini késip ayrisun. Andin kahin bularni élip qurban’gahtiki otning üstidiki otunning üstide tertip boyiche tizip qoysun.
[қурбанлиқ қилғучи] болса гөшни парчилап, беши билән мейини кесип айрисун. Андин каһин буларни елип қурбангаһтики отниң үстидики отунниң үстидә тәртип бойичә тизип қойсун.
13 Lékin uning ich-qarni bilen pachaqlarni [qurbanliq sun’ghuchi] suda yusun; andin kahin hemmisini élip kélip qurban’gahning üstide köydürsun. Bu ot arqiliq sunulidighan qurbanliq hésabida, Perwerdigargha xushbuy chiqirilidighan köydürme qurbanliq bolidu.
Лекин униң ич-қарни билән пачақларни [қурбанлиқ сунғучи] суда жуйсун; андин каһин һәммисини елип келип қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
14 Eger [qurbanliq qilghuchi] Perwerdigargha atap uchar-qanatlardin köydürme qurbanliq qilay dése, undaqta u paxteklerdin yaki kepter bachkiliridin qurbanliq keltürsun.
Әгәр [қурбанлиқ қилғучи] Пәрвәрдигарға атап учар-қанатлардин көйдүрмә қурбанлиқ қилай десә, ундақта у пахтәкләрдин яки кәптәр балилиридин қурбанлиқ кәлтүрсун.
15 Kahin uni qurban’gahning yénigha élip kélip, béshini tolghap üzüp uni qurban’gahning üstide köydürsun; uning qéni siqilip qurban’gahning témigha sürtülsun.
Каһин уни қурбангаһниң йениға елип келип, бешини толғап үзүп уни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; униң қени сиқилип қурбангаһниң темиға сүртүлсун.
16 Lékin tashliqini peyliri bilen qoshup qurban’gahning sherq teripidiki küllükke tashliwetsun;
Лекин ташлиғини пәйлири билән қошуп қурбангаһниң шәриқ тәрипидики күллүккә ташливәтсун;
17 u qurbanliqni ikki qanitining otturisidin yarsun, biraq uni ikki parche qiliwetmisun. Andin kahin buni élip qurban’gahdiki otning üstidiki otunning üstige qoyup köydürsun; bu ot arqiliq sunulidighan qurbanliq hésabida, Perwerdigargha xushbuy chiqirilidighan köydürme qurbanliq bolidu.
у қурбанлиқни икки қанитиниң оттурисидин ярсун, бирақ уни икки парчә қиливәтмисун. Андин каһин буни елип қурбангаһдики отниң үстидики отунниң үстигә қоюп көйдүрсун; бу от арқилиқ сунулидиған қурбанлиқ һесавида, Пәрвәрдигарға хушбуй чиқирилидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.

< Lawiylar 1 >