< Misirdin chiqish 33 >
1 Perwerdigar Musagha mundaq dédi: — Sen ornungdin turup, özüng Misir zéminidin élip kelgen xelq bilen bille mushu yerdin kétip: «Men séning neslingge uni bérimen» dep qesem qilip Ibrahimgha, Ishaqqa we Yaqupqa wede qilghan zémin’gha barghin.
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — Сән орнуңдин туруп, өзүң Мисир зиминидин елип кәлгән хәлиқ билән биллә мошу йәрдин кетип: «Мән сениң нәслиңгә уни беримән» дәп қәсәм қилип Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилған зиминға барғин.
2 Shuning bilen séning aldingda bir Perishte ewetip, Qanaaniy, Amoriy, Hittiy, Perizziylerni, Hiwiy bilen Yebusiylarni heydep chiqirip,
Шуниң билән сениң алдиңда бир Пәриштә әвәтип, Ⱪананий, аморий, Һиттий, пәриззийләрни, һивий билән йәбусийларни һайдап чиқирип,
3 séni süt bilen hesel éqip turidighan zémin’gha keltürimen. Chünki siler boyni qattiq bir xelq bolghachqa, yolda silerni halak qiliwetmeslikim üchün, Özüm silerning aranglarda bolup, shu [zémin’gha] bille chiqmaymen, — dédi.
сени сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға кәлтүримән. Чүнки силәр бойни қаттиқ бир хәлиқ болғачқа, йолда силәрни һалак қиливәтмәслигим үчүн, Өзүм силәрниң араңларда болуп, шу [зиминға] биллә чиқмаймән, — деди.
4 Xalayiq bu qattiq sözni anglap, qayghugha chömüp héchqaysisi öz zibu-zinnetlirini taqimidi.
Халайиқ бу қаттиқ сөзни аңлап, қайғуға чөмүп һеч қайсиси өз зибу-зиннәтлирини тақимиди.
5 Chünki Perwerdigar Musagha söz qilip: — Sen bérip Israillargha: «[Perwerdigar]: — Siler boyni qattiq bir xelq ikensiler; eger Men Perwerdigar aranglargha chiqip bir deqiqila tursam, silerni yoqitiwetken bolattim. Emdi siler özünglardiki zibu-zinnetlerni éliwétinglar; shu chaghda Men silerge néme qilidighinimni bilimen, dédi», dep éytqin, — dégenidi.
Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: — Сән берип Исраилларға: «[Пәрвәрдигар]: — Силәр бойни қаттиқ бир хәлиқ екәнсиләр; әгәр Мән Пәрвәрдигар араңларға чиқип бир дәқиқила турсам, силәрни йоқитивәткән болаттим. Әнди силәр өзүңлардики зибу-зиннәтләрни еливетиңлар; шу чағда Мән силәргә немә қилидиғинимни билимән, деди», дәп ейтқин, — дегән еди.
6 Shunga Israillar Horeb téghidin ayrilipla zibu-zinnetlirini özliridin éliwetti.
Шуңа Исраиллар Һорәб теғидин айрилипла зибу-зиннәтлирини өзлиридин еливәтти.
7 Shuning bilen Musa öz chédirini élip, uni chédirgahning sirtida, chédirgahdin nériraq bir jaygha tikip, uni «körüshüsh chédiri» dep atidi. Kimki Perwerdigarni izdep, yol sorimaqchi bolsa chédirgahning sirtidiki «körüshüsh chédiri»gha baratti.
Шуниң билән Муса өз чедирини елип, уни чедиргаһниң сиртида, чедиргаһдин нерирақ бир җайға тикип, уни «көрүшүш чедири» дәп атиди. Кимки Пәрвәрдигарни издәп, йол соримақчи болса чедиргаһниң сиртидики «көрүшүш чедири»ға баратти.
8 Shundaq bolattiki, her qétim Musa chédirgha chiqsa, pütkül xalayiq qopup, herbiri öz chédirining ishikide öre turup, Musa chédirgha kirip bolghuche uning keynidin qariship turatti.
Шундақ болаттики, һәр қетим Муса чедирға чиқса, пүткүл халайиқ қопуп, һәр бири өз чедириниң ишигидә өрә туруп, Муса чедирға кирип болғичә униң кәйнидин қаришип туратти.
9 Andin Musa her qétim chédirgha kirip ketse shundaq bolattiki, bulut tüwrüki chüshüp, chédirning kirish éghizida toxtaytti; shuning bilen Perwerdigar Musa bilen sözlishetti.
Андин Муса һәр қетим чедирға кирип кәтсә шундақ болаттики, булут түврүги чүшүп, чедирниң кириш еғизида тохтайтти; шуниң билән Пәрвәрдигар Муса билән сөзлишәтти.
10 Pütkül xalayiq bulut tüwrükining jamaet chédirining kirish éghizida toxtighinini köretti; uni körginide xelqning hemmisi qopup, herbiri öz chédirining ishikide turup sejde qilishatti.
Пүткүл халайиқ булут түврүгиниң җамаәт чедириниң кириш еғизида тохтиғинини көрәтти; уни көргинидә хәлиқниң һәммиси қопуп, һәр бири өз чедириниң ишигидә туруп сәҗдә қилишатти.
11 Shu chaghlarda Perwerdigar Musa bilen kishiler öz dost-buradiri bilen sözleshkendek, yüzmuyüz sözlishetti. Andin Musa chédirgahgha yénip kéletti; lékin uning xizmetkari bolghan nunning oghli Yeshua dégen yash yigit chédirning ichidin chiqmaytti.
Шу чағларда Пәрвәрдигар Муса билән кишиләр өз дост-бурадири билән сөзләшкәндәк, йүзму-йүз сөзлишәтти. Андин Муса чедиргаһға йенип келәтти; лекин униң хизмәткари болған нунниң оғли Йәшуа дегән яш жигит чедирниң ичидин чиқмайтти.
12 Musa Perwerdigargha mundaq dédi: — Mana, Sen daim manga: «Bu xelqni élip chiqqin» dep kelding; lékin Özüng manga: «Men séni ismingni bilip tonuymen», we shuningdek «Nezirim aldida iltipat tapting» dégen bolsangmu, Sen méning bilen birge kimni ewetidighiningni manga ayan qilmiding.
Муса Пәрвәрдигарға мундақ деди: — Мана, Сән дайим маңа: «Бу хәлиқни елип чиққин» дәп кәлдиң; лекин Өзүң маңа: «Мән сени исмиңни билип тонуймән», вә шуниңдәк «Нәзирим алдида илтипат таптиң» дегән болсаңму, Сән мениң билән биргә кимни әвәтидиғиниңни маңа аян қилмидиң.
13 Eger men rasttinla neziringde iltipat tapqan bolsam, özümning Séni tonushum üchün, neziringde iltipat tépiwérishim üchün manga Öz yolungni ayan qilghaysen; mana, bu xelqning Öz xelqing bolghinini neziringde tutqaysen! — dédi.
Әгәр мән растинла нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өзүмниң Сени тонушум үчүн, нәзириңдә илтипат тепиверишим үчүн маңа Өз йолуңни аян қилғайсән; мана, бу хәлиқниң Өз хәлқиң болғинини нәзириңдә тутқайсән! — деди.
14 U jawab bérip: Men Özüm [sen] bille bille bérip, sanga aram ata qilimen, — dédi.
У җавап берип: Мән Өзүм [сән] биллә биллә берип, саңа арам ата қилимән, — деди.
15 Musa uninggha jawaben: — Eger Sen Özüng [biz] bilen bille mangmisang, bizni bu yerdin chiqarmighaysen;
Муса униңға җававән: — Әгәр Сән Өзүң [биз] билән биллә маңмисаң, бизни бу йәрдин чиқармиғайсән;
16 chünki, men we xelqing neziringde iltipat tapqinimiz némidin bilinidu? Ejeba, Özüngning biz bilen bille mangghiningdin bilinmemdu? Shu sewebtin men we xelqing yer yüzidiki herbir taipilerdin alahide perqlenmemduq?! — dédi.
чүнки, мән вә хәлқиң нәзириңдә илтипат тапқинимиз немидин билиниду? Әҗәба, Өзүңниң биз билән биллә маңғиниңдин билинмәмду? Шу сәвәптин мән вә хәлқиң йәр йүзидики һәр бир таипиләрдин алаһидә пәриқләнмәмдуқ?! — деди.
17 Perwerdigar Musagha: — Mushu iltijayingnimu ijabet qilimen; chünki sen nezirimde iltipat tapting we Men séni ismingni bilip tonuymen, dédi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мошу илтиҗайиңниму иҗабәт қилимән; чүнки сән нәзиримдә илтипат таптиң вә Мән сени исмиңни билип тонуймән, деди.
18 Shuning bilen Musa: — Öz shan-sherpingni manga körsetkeysen, — dédi.
Шуниң билән Муса: — Өз шан-шәрпиңни маңа көрсәткәйсән, — деди.
19 [Perwerdigar]: — Özümning pütkül méhribanliqimni séning köz aldingdin ötküzimen we aldingda «Yahweh» dégen namni jakarlaymen. Kimge shapaet qilmaqchi bolsam shuninggha shapaet körsitimen, kimge rehim-shepqet körsetmekchi bolsam, shuninggha rehim-shepqet körsitimen, dédi.
[Пәрвәрдигар]: — Өзүмниң пүткүл меһриванлиғимни сениң көз алдиңдин өткүзимән вә алдиңда «Яһвәһ» дегән намни җакалаймән. Кимгә шапаәт қилмақчи болсам шуниңға шапаәт көрситимән, кимгә рәһим-шәпқәт көрсәтмәкчи болсам, шуниңға рәһим-шәпқәт көрситимән, деди.
20 Perwerdigar uninggha: — Sen yüzümni körelmeysen; chünki héch ademzat Méni körse tirik qalmaydu, dédi.
Пәрвәрдигар униңға: — Сән йүзүмни көрәлмәйсән; чүнки һеч адәмзат Мени көрсә тирик қалмайду, деди.
21 Andin Perwerdigar: — Mana, yénimda bir jay bardur; sen shu yerdiki qoram tashning üstide turghin.
Андин Пәрвәрдигар: — Мана, йенимда бир җай бардур; сән шу йәрдики қорам ташниң үстидә турғин.
22 Méning shan-sheripim ötidighan waqitta, shundaq boliduki, Men séni shu qoram tashning yériqida turghuzup, Men ötüp bolghuche séni qolum bilen yépip turimen.
Мениң шан-шәривим өтидиған вақитта, шундақ болидуки, Мән сени шу қорам ташниң йериқида турғузуп, Мән өтүп болғичә сени қолум билән йепип туримән.
23 Andin qolumni tartiwalimen; shuning bilen sen Méning arqa teripimni körisen, lékin yüzüm körünmeydu, — dédi.
Андин қолумни тартивалимән; шуниң билән сән Мениң арқа тәрипимни көрисән, лекин йүзүм көрүнмәйду, — деди.