< Misirdin chiqish 14 >
2 — Sen Israillargha: «Siler burulup Migdol bilen déngizning ariliqidiki Pi-Hahirotning aldigha bérip chédir tikinglar; Baal-Zéfonning udulidiki déngizning boyida chédir tikinglar», dégin.
— Сән Исраилларға: «Силәр бурулуп Мигдол билән деңизниң арилиғидики Пи-Һаһиротниң алдиға берип чедир тикиңлар; Баал-Зефонниң удулидики деңизниң бойида чедир тикиңлар», дегин.
3 Shuning bilen Pirewn: «Israillar zéminda ézip qaldi, chölning ichide qamilip qaldi» dep oylaydu;
Шуниң билән Пирәвн: «Исраиллар зиминда езип қалди, чөлниң ичидә қамилип қалди» дәп ойлайду;
4 Israillarni qoghlisun dep Men Pirewnning könglini qattiq qilimen; shundaq qilip, Men Pirewn we uning pütkül qoshunliri arqiliq Öz ulughluqumni ayan qilimen; we misirliqlar Méning Perwerdigar ikenlikimni bilidu, — dédi. Israillar Xudaning sözi boyiche qildi.
Исраилларни қоғлисун дәп Мән Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилимән; шундақ қилип, Мән Пирәвн вә униң пүткүл қошунлири арқилиқ Өз улуқлуғумни аян қилимән; вә мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, — деди. Исраиллар Худаниң сөзи бойичә қилди.
5 «U xelq qéchip ketti» dep Misirning padishahigha xewer bériliwidi, Pirewn bilen emeldarliri xelq toghrisidiki qararidin yénip: «Israillarni qulluqtin qoyuwetkinimiz, bu zadi néme qilghinimiz?!» — déyishti.
«У хәлиқ қечип кәтти» дәп Мисирниң падишасиға хәвәр бериливиди, Пирәвн билән әмәлдарлири хәлиқ тоғрисидики қараридин йенип: «Исраилларни қуллуқтин қоювәткинимиз, бу зади немә қилғинимиз?!» — дейишти.
6 [Pirewn] derhal jeng harwisini qoshturup, öz xelqini bashlap yolgha chiqti.
[Пирәвн] дәрһал җәң һарвусини қоштуруп, өз хәлқини башлап йолға чиқти.
7 U yene alte yüz xillan’ghan jeng harwisi, shundaqla Misirdiki barliq jeng harwilirini yighdurup, ularning herbirige leshker bashliqlirini olturghuzup élip mangdi.
У йәнә алтә йүз хилланған җәң һарвуси, шундақла Мисирдики барлиқ җәң һарвулирини жиғдуруп, уларниң һәр биригә ләшкәр башлиқлирини олтарғузуп елип маңди.
8 Perwerdigar Misirning padishahi Pirewnning könglini qattiq qilghini üchün, u Israillarni qoghlidi. Bu chaghda Israillar qollirini égiz kötürüshken halda Misirdin chiqip bolghanidi.
Пәрвәрдигар Мисирниң падишаси Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилғини үчүн, у Исраилларни қоғлиди. Бу чағда Исраиллар қоллирини егиз көтиришкән һалда Мисирдин чиқип болған еди.
9 Misirliqlarning [hemmisi] yeni Pirewnning barliq atliri bilen jeng harwiliri, atliq leshkerliri bilen pütkül qoshuni ularni qoghlap, Israillar déngiz boyigha chédir tikken jayda, yeni Pi-Hahirotning yénida, Baal-Zéfonning udulida ulargha yétishti.
Мисирлиқларниң [һәммиси] йәни Пирәвнниң барлиқ атлири билән җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрлири билән пүткүл қошуни уларни қоғлап, Исраиллар деңиз бойиға чедир тиккән җайда, йәни Пи-Һаһиротниң йенида, Баал-Зефонниң удулида уларға йетишти.
10 Pirewn yéqinlashqanda, Israillar béshini kötürüp qariwidi, mana, misirliqlar ularning arqisidin yürüsh qilip qoghlap kéliwatatti! Shuni körgende Israillar tolimu qorqushup, Perwerdigargha nida-peryad kötürdi.
Пирәвн йеқинлашқанда, Исраиллар бешини көтирип қаривиди, мана, мисирлиқлар уларниң арқисидин жүрүш қилип қоғлап келивататти! Шуни көргәндә Исраиллар толиму қорқушуп, Пәрвәрдигарға нида-пәряд көтәрди.
11 Ular Musagha: — Misirda göristan tépilmasmidi, sen bizni chölde ölsun dep mushu yerge élip keldingghu?! Bizni Misirdin élip chiqip, bizge mundaq qilghining némisi?!
Улар Мусаға: — Мисирда гөристан тепилмасмиди, сән бизни чөлдә өлсун дәп мошу йәргә елип кәлдиңғу?! Бизни Мисирдин елип чиқип, бизгә мундақ қилғиниң немиси?!
12 Misirda turghan waqtimizda biz sanga: «Bizni misirliqlarning qulluqida bolushimizgha qoyghin, biz bilen karing bolmisun» dep éytmighanmiduq? Misirliqlarning qulluqida bolghinimiz chölge kélip ölginimizdin ewzel bolatti! — dédi.
Мисирда турған вақтимизда биз саңа: «Бизни мисирлиқларниң қуллуғида болушимизға қойғин, биз билән кариң болмисун» дәп ейтмиғанмидуқ? Мисирлиқларниң қуллуғида болғинимиз чөлгә келип өлгинимиздин әвзәл болатти! — деди.
13 Buning bilen Musa xelqqe: — Qorqmay, tik turunglar, Perwerdigarning bügün silerge yürgüzidighan nijatini körisiler; chünki siler bügün körgen misirliqlarni ikkinchi körmeysiler.
Буниң билән Муса хәлиққә: — Қорқмай, тик туруңлар, Пәрвәрдигарниң бүгүн силәргә жүргүзидиған ниҗатини көрисиләр; чүнки силәр бүгүн көргән мисирлиқларни иккинчи көрмәйсиләр.
14 Perwerdigar siler üchün jeng qilidu, lékin siler bolsanglar jim tursanglarla boldi, dédi.
Пәрвәрдигар силәр үчүн җәң қилиду, лекин силәр болсаңлар җим турсаңларла болди, деди.
15 Andin Perwerdigar Musagha: — Némishqa sen Manga peryad kötürisen? Israillargha: «Aldigha ménginglar» dep buyrughin.
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Немишкә сән Маңа пәряд көтирисән? Исраилларға: «Алдиға меңиңлар» дәп буйруғин.
16 Lékin sen hasangni kötürüp qolungni déngizgha uzitip, uni ikkige bölgin; shundaqta, Israillar déngizning otturisidin quruq yer bilen ötüp kétidu.
Лекин сән һасаңни көтирип қолуңни деңизға узитип, уни иккигә бөлгин; шундақта, Исраиллар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр билән өтүп кетиду.
17 Mana, Men ularni qoghlisun dep misirliqlarning köngüllirini qattiq qilimen, shuning bilen Men Pirewn we uning pütkül qoshuni, jeng harwiliri we atliqliri arqiliq Öz ulughluqimni ayan qilimen.
Мана, Мән уларни қоғлисун дәп мисирлиқларниң көңүллирини қаттиқ қилимән, шуниң билән Мән Пирәвн вә униң пүткүл қошуни, җәң һарвулири вә атлиқлири арқилиқ Өз улуқлуғимни аян қилимән.
18 Shundaq qilip, Men Pirewn we uning jeng harwiliri we atliqliri arqiliq Öz ulughluqimni ayan qilghinimda, misirliqlar Méning Perwerdigar ikenlikimni bilidu, dédi.
Шундақ қилип, Мән Пирәвн вә униң җәң һарвулири вә атлиқлири арқилиқ Өз улуқлуғимни аян қилғинимда, мисирлиқлар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, деди.
19 Israilning qoshunining aldida yürüwatqan Xudaning Perishtisi emdi ularning keynige ötti; shuningdek ularning aldida mangghan bulut tüwrükimu ularning keynige yötkilip,
Исраилниң қошуниниң алдида жүрүватқан Худаниң Пәриштиси әнди уларниң кәйнигә өтти; шуниңдәк уларниң алдида маңған булут түврүгиму уларниң кәйнигә йөткилип,
20 misirliqlarning chédirgahi bilen Israilning chédirgahining ariliqida toxtidi; bu bulut bir terepte qarangghuluq chüshürüp, yene bir terepte kéchini yorutti. Buning bilen pütün bir kéche bir qoshun yene bir qoshun’gha yéqin kélelmidi.
мисирлиқларниң чедиргаһи билән Исраилниң чедиргаһиниң арилиғида тохтиди; бу булут бир тәрәптә қараңғулуқ чүшүрүп, йәнә бир тәрәптә кечини йорутти. Буниң билән пүтүн бир кечә бир қошун йәнә бир қошунға йеқин келәлмиди.
21 Musa qolini déngizning üstige uzatti; Perwerdigar pütün kéche sherqtin küchlük bir shamal chiqirip, déngizning süyini keynige yandurdi; U suni yandurup déngizni quruq yer qildi, sular ikkige bölündi.
Муса қолини деңизниң үстигә узатти; Пәрвәрдигар пүтүн кечә шәриқтин күчлүк бир шамал чиқирип, деңизниң сүйини кәйнигә яндурди; У суни яндуруп деңизни қуруқ йәр қилди, сулар иккигә бөлүнди.
22 Shu teriqide Israillar déngizning otturisidiki quruq yerdin méngip, ötüp ketti; sular bolsa ularning ong we sol yénida kötürülüp tamdek turatti.
Шу тәриқидә Исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәрдин меңип, өтүп кәтти; сулар болса уларниң оң вә сол йенида көтирилип тамдәк туратти.
23 Emma misirliqlar ularni qoghlap kéliwatatti — Pirewnning barliq atliri, jeng harwiliri we atliq leshkerliri ularning keynidin déngizning otturisighiche keldi.
Амма мисирлиқлар уларни қоғлап келивататти — Пирәвнниң барлиқ атлири, җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири уларниң кәйнидин деңизниң оттурисиғичә кәлди.
24 Tang atqanda shundaq boldiki, Perwerdigar ot bilen bulut tüwrükide turup misirliqlarning qoshunigha qaridi we misirliqlarning qoshunigha parakendichilik chüshürdi.
Таң атқанда шундақ болдики, Пәрвәрдигар от билән булут түврүгидә туруп мисирлиқларниң қошуниға қариди вә мисирлиқларниң қошуниға паракәндичилик чүшүрди.
25 U ularning harwilirining chaqlirini patquzup, heydep méngishini müshkül qildi. Misirliqlar: — Yürünglar, Israilning aldidin qachayli, chünki Perwerdigar ular üchün misirliqlargha qarshi jeng qiliwatidu, — déyishti.
У уларниң һарвулириниң чақлирини патқузуп, һайдап меңишини мүшкүл қилди. Мисирлиқлар: — Жүрүңлар, Исраилниң алдидин қачайли, чүнки Пәрвәрдигар улар үчүн мисирлиқларға қарши җәң қиливатиду, — дейишти.
26 Perwerdigar Musagha: — Sular yénip misirliqlarning üstige, ularning jeng harwilirining üstige we atliqlirining üstige éqip bérip, ularni chöktürüwetsun dep qolungni déngizning üstige uzatqin, — dédi.
Пәрвәрдигар Мусаға: — Сулар йенип мисирлиқларниң үстигә, уларниң җәң һарвулириниң үстигә вә атлиқлириниң үстигә еқип берип, уларни чөктүрүвәтсун дәп қолуңни деңизниң үстигә узатқин, — деди.
27 Musa qolini déngizning üstige uzitiwidi, tang atqanda déngizning süyi yene esliy halitige yénip keldi. Qéchiwatqan misirliqlar éqin’gha qarshi yügürüshti, Perwerdigar ularni déngizning otturisida mollaq atquzdi.
Муса қолини деңизниң үстигә узитивиди, таң атқанда деңизниң сүйи йәнә әслий һалитигә йенип кәлди. Қечиватқан мисирлиқлар еқинға қарши жүгүрүшти, Пәрвәрдигар уларни деңизниң оттурисида моллақ атқузди.
28 Su eslige yénip kélip, jeng harwiliri bilen atliqlarni, yeni Israillarning arqidin qoghlap déngizgha kirgen Pirewnning pütkül qoshunini gherq qiliwetti; ulardin birimu saq qalmidi.
Су әслигә йенип келип, җәң һарвулири билән атлиқларни, йәни Исраилларниң арқидин қоғлап деңизға киргән Пирәвнниң пүткүл қошунини ғәриқ қиливәтти; улардин бириму сақ қалмиди.
29 Lékin Israillar déngizning otturisidiki quruq yer bilen méngip ötüp ketti; sular ularning ong we sol yénida kötürülüp tamdek turatti.
Лекин Исраиллар деңизниң оттурисидики қуруқ йәр билән меңип өтүп кәтти; сулар уларниң оң вә сол йенида көтирилип тамдәк туратти.
30 Shu teriqide Perwerdigar u küni Israillarni misirliqlarning qolidin qutquzdi; Israillar misirliqlarning déngizning boyida ölük yatqinini kördi.
Шу тәриқидә Пәрвәрдигар у күни Исраилларни мисирлиқларниң қолидин қутқузди; Исраиллар мисирлиқларниң деңизниң бойида өлүк ятқинини көрди.
31 Israil xelqi Perwerdigarning misirliqlargha ishletken zor qudritini körüp, Perwerdigardin qorqti; ular Perwerdigargha we uning quli Musagha ishendi.
Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң мисирлиқларға ишләткән зор қудритини көрүп, Пәрвәрдигардин қорқти; улар Пәрвәрдигарға вә униң қули Мусаға ишәнди.