< Padishahlar 2 10 >
1 Emdi Samariyede Ahabning yetmish oghli bar idi. Yehu xetlerni yézip Samariyege, yeni Yizreeldiki emeldar-aqsaqallargha we Ahabning jemetidiki pasibanlargha ewetti. Xetlerde mundaq déyildi: —
Әнди Самарийәдә Аһабниң йәтмиш оғли бар еди. Йәһу хәтләрни йезип Самарийәгә, йәни Йизрәәлдики әмәлдар-ақсақалларға вә Аһабниң җәмәтидики пасибанларға әвәтти. Хәтләрдә мундақ дейилди: —
2 «Siler bilen bille ghojanglarning oghulliri, jeng harwiliri bilen atlar, qorghanliq sheher we sawut-qorallarmu bardur; shundaq bolghandin kéyin bu xet silerge tegkende,
«Силәр билән биллә ғоҗаңларниң оғуллири, җәң һарвулири билән атлар, қорғанлиқ шәһәр вә савут-қуралларму бардур; шундақ болғандин кейин бу хәт силәргә тәккәндә,
3 öz ghojanglarning oghulliridin eng yaxshisini tallap, öz atisining textige olturghuzup, ghojanglarning jemeti üchün soqushqa chiqinglar!».
өз ғоҗаңларниң оғуллиридин әң яхшисини таллап, өз атисиниң тәхтигә олтарғузуп, ғоҗаңларниң җәмәти үчүн соқушқа чиқиңлар!».
4 Lékin ular dekke-dükkige chüshüp intayin qorqushup: Mana ikki padishah uning aldida put tirep turalmighan yerde, biz qandaqmu put tirep turalaymiz? — déyishti.
Лекин улар дәккә-дүккигә чүшүп интайин қорқушуп: Мана икки падиша униң алдида пут тирәп туралмиған йәрдә, биз қандақму пут тирәп туралаймиз? — дейишти.
5 Shuning bilen orda béshi, sheher bashliqi, aqsaqallar bilen pasibanlar Yehugha xewer yetküzüp: Biz séning qulliringmiz; sen hernéme buyrusang shuni qilimiz; héchkimni padishah qilmaymiz. Sanga néme muwapiq körünse shuni qilghin, dep éytti.
Шуниң билән орда беши, шәһәр башлиғи, ақсақаллар билән пасибанлар Йәһуға хәвәр йәткүзүп: Биз сениң қуллириңмиз; сән һәр немә буйрусаң шуни қилимиз; һеч кимни падиша қилмаймиз. Саңа немә мувапиқ көрүнсә шуни қилғин, дәп ейтти.
6 Yehu ikkinchi xetni yézip, xette: — «Eger men terepte bolup, méning sözlirimge kirishke razi bolsanglar öz ghojanglarning oghullirining bashlirini élip, ete mushu waqitta Yizreelge, méning qéshimgha ularni keltürünglar. Emdi padishahning oghulliri yetmish kishi bolup, özlirini baqqan sheherning ulughlirining qéshida turatti.
Йәһу иккинчи хәтни йезип, хәттә: — «Әгәр мән тәрәптә болуп, мениң сөзлиримгә киришкә рази болсаңлар өз ғоҗаңларниң оғуллириниң башлирини елип, әтә мошу вақитта Йизрәәлгә, мениң қешимға уларни кәлтүрүңлар. Әнди падишаниң оғуллири йәтмиш киши болуп, өзлирини баққан шәһәрниң улуқлириниң қешида туратти.
7 Xet ulargha tegkende ular shahzadilerni, yetmisheylenning hemmisini öltürüp, bashlirini séwetlerge sélip, Yizreelge Yehugha ewetti.
Хәт уларға тәккәндә улар шаһзадиләрни, йәтмишәйләнниң һәммисини өлтүрүп, башлирини севәтләргә селип, Йизрәәлгә Йәһуға әвәтти.
8 Bir xewerchi kélip Yehugha: Ular shahzadilerning bashlirini élip keldi, dep xewer bergende, u: Ularni ikki döwe qilip, derwazining aldida ete etigen’giche qoyunglar, dédi.
Бир хәвәрчи келип Йәһуға: Улар шаһзадиләрниң башлирини елип кәлди, дәп хәвәр бәргәндә, у: Уларни икки дога қилип, дәрвазиниң алдида әтә әтигәнгичә қоюңлар, деди.
9 Etigende u chiqip, u yerde turup pütkül xalayiqqa: Siler bigunahsiler; mana, men özüm ghojamgha qest qilip uni öltürdüm; lékin bularning hemmisini kim chépip öltürdi?
Әтигәндә у чиқип, у йәрдә туруп пүткүл халайиққа: Силәр бегунасиләр; мана, мән өзүм ғоҗамға қәст қилип уни өлтүрдүм; лекин буларниң һәммисини ким чепип өлтүрди?
10 Emdi shuni bilinglarki, Perwerdigarning héch sözi, yeni Perwerdigar Ahabning jemeti toghrisida éytqinidin héchbir söz yerde qalmaydu. Chünki Perwerdigar Öz quli Iliyas arqiliq éytqinigha emel qildi, — dédi.
Әнди шуни билиңларки, Пәрвәрдигарниң һеч сөзи, йәни Пәрвәрдигар Аһабниң җәмәти тоғрисида ейтқинидин һеч бир сөз йәрдә қалмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Өз қули Илияс арқилиқ ейтқиниға әмәл қилди, — деди.
11 Andin kéyin Yehu Yizreelde Ahabning jemetidin qalghanlarning hemmisi, uning teripidiki barliq erbablar, dost-aghiniliri we kahinlirini héch kimni qaldurmay öltürdi.
Андин кейин Йәһу Йизрәәлдә Аһабниң җәмәтидин қалғанларниң һәммиси, униң тәрипидики барлиқ әрбаблар, дост-ағинилири вә каһинлирини һеч кимни қалдурмай өлтүрди.
12 Andin u ornidin turup, Samariyege bardi. Yolda kétiwétip «padichilargha tewe Beyt-Eked»ke yetkende
Андин у орнидин туруп, Самарийәгә барди. Йолда кетиветип «падичиларға тәвә Бәйт-Әкәд»кә йәткәндә
13 Yehu Yehuda padishahi Ahaziyaning qérindashliri bilen uchrashti. U ulardin: Siler kim? — dep soridi. «Ahaziyaning qérindashliri, padishahning oghulliri we xanishning oghulliridin hal sorighili barimiz, dédi.
Йәһу Йәһуда падишаси Аһазияниң қериндашлири билән учрашти. У улардин: Силәр ким? — дәп сориди. «Аһазияниң қериндашлири, падишаниң оғуллири вә ханишниң оғуллиридин һал сориғили баримиз, деди.
14 U: Ularni tirik tutunglar! dep buyrudi. Andin ademliri ularni tirik tutti, andin hemmisini Beyt-Ekedning quduqining yénida öltürüp, ularning héch birini qoymidi. Ular jemiy qiriq ikki adem idi.
У: Уларни тирик тутуңлар! дәп буйруди. Андин адәмлири уларни тирик тутти, андин һәммисини Бәйт-Әкәдниң қудуғиниң йенида өлтүрүп, уларниң һеч бирини қоймиди. Улар җәмий қириқ икки адәм еди.
15 U u yerdin kétip barghanda uning aldigha chiqqan Rekabning oghli Yehonadabqa yoluqti. U uninggha salam qilip: Méning könglüm sanga sadiq bolghandek, séning könglüngmu manga sadiqmu? — dédi. Sadiq, dédi Yehonadab. Yehu: — Undaq bolsa qolungni manga bergin, dédi. U qolini bériwidi, Yehu uni jeng harwisigha élip chiqip, öz yénida jay bérip
У у йәрдин кетип барғанда униң алдиға чиққан Рәкабниң оғли Йәһонадабқа йолуқти. У униңға салам қилип: Мениң көңлүм саңа садиқ болғандәк, сениң көңлүңму маңа садиқму? — деди. Садиқ, деди Йәһонадаб. Йәһу: — Ундақ болса қолуңни маңа бәргин, деди. У қолини беривиди, Йәһу уни җәң һарвусиға елип чиқип, өз йенида җай берип
16 uninggha: Men bilen bérip, Perwerdigargha bolghan qizghinliqimni körgin, dédi. Shuning bilen u uni jeng harwisigha olturghuzup heydep mangdi.
униңға: Мән билән берип, Пәрвәрдигарға болған қизғинлиғимни көргин, деди. Шуниң билән у уни җәң һарвусиға олтарғузуп һайдап маңди.
17 U Samariyege kelgende Ahabning jemetidin Samariyede qalghanlarning hemmisini qirip tügetküche öltürdi. Bu ish Perwerdigarning Iliyasqa éytqan sözining emelge ashurulushi idi.
У Самарийәгә кәлгәндә Аһабниң җәмәтидин Самарийәдә қалғанларниң һәммисини қирип түгәткичә өлтүрди. Бу иш Пәрвәрдигарниң Илиясқа ейтқан сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
18 Andin Yehu hemme xalayiqni yighdurup, ulargha mundaq dédi: — Ahab Baalning xizmitini az qilghan, lékin Yehu uning xizmitini köp qilidu.
Андин Йәһу һәммә халайиқни жиғдуруп, уларға мундақ деди: — Аһаб Баалниң хизмитини аз қилған, лекин Йәһу униң хизмитини көп қилиду.
19 Buning üchün Baalning barliq peyghemberlirini, uning qulluqida bolghanlarning hemmisi bilen barliq kahinlirini manga chaqiringlar; héchkim qalmisun, chünki Baalgha chong qurbanliq sun’ghum bar; herkim hazir bolmisa jénidin mehrum bolidu, dédi. Lékin Yehu bu ishni baalpereslerni yoqitish üchün hiyligerlik bilen qildi.
Буниң үчүн Баалниң барлиқ пәйғәмбәрлирини, униң қуллуғида болғанларниң һәммиси билән барлиқ каһинлирини маңа чақириңлар; һеч ким қалмисун, чүнки Баалға чоң қурбанлиқ сунғум бар; һәр ким һазир болмиса җенидин мәһрум болиду, деди. Лекин Йәһу бу ишни баалпәрәсләрни йоқитиш үчүн һейлигәрлик билән қилди.
20 Shuning bilen Yehu: Baalgha xas bir héyt békitinglar, déwidi, ular shundaq élan qildi.
Шуниң билән Йәһу: Баалға хас бир һейт бекитиңлар, девиди, улар шундақ елан қилди.
21 Yehu pütkül Israilgha teklip ewetkende, barliq baalperesler keldi; ulardin héchbiri kem qalmay keldi. Ular Baalning butxanisigha kirdi; shuning bilen Baalning butxanisi bu béshidin yene bir béshighiche liq toldi.
Йәһу пүткүл Исраилға тәклип әвәткәндә, барлиқ баалпәрәсләр кәлди; улардин һеч бири кам қалмай кәлди. Улар Баалниң бутханисиға кирди; шуниң билән Баалниң бутханиси бу бешидин йәнә бир бешиғичә лиқ толди.
22 U [murasim] kiyimi bégige: Hemme Baalpereslerge [ibadet] kiyimlirini echiqip ber, déwidi, u kiyimlerni ulargha echiqip berdi.
У [мурасим] кийими бегигә: Һәммә Баалпәрәсләргә [ибадәт] кийимлирини әчиқип бәр, девиди, у кийимләрни уларға әчиқип бәрди.
23 Yehu bilen Rekabning oghli Yehonadab Baalning butxanisigha kirip baalpereslerge: Tekshürüp béqinglar, bu yerde Perwerdigarning bendiliridin héchbiri bolmisun, belki peqet baalperesler bolsun, dédi.
Йәһу билән Рәкабниң оғли Йәһонадаб Баалниң бутханисиға кирип баалпәрәсләргә: Тәкшүрүп беқиңлар, бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бәндилиридин һеч бири болмисун, бәлки пәқәт баалпәрәсләр болсун, деди.
24 Ular teshekkür qurbanliqliri bilen köydürme qurbanliqlarni ötküzgili kirdi. Yehu seksen adimini téshida qoyup ulargha: Men silerning ilkinglargha tapshurghan bu ademlerdin birsi qolunglardin qéchip ketse, jénining ornida jan bérisiler, dédi.
Улар тәшәккүр қурбанлиқлири билән көйдүрмә қурбанлиқларни өткүзгили кирди. Йәһу сәксән адимини тешида қоюп уларға: Мән силәрниң илкиңларға тапшурған бу адәмләрдин бириси қолуңлардин қечип кәтсә, җениниң орнида җан берисиләр, деди.
25 Ular köydürme qurbanliqni ötküzüp bolushighila, Yehu orda pasibanliri we serdarlargha: Kirip ularni qetl qilip, héchkimni chiqqili qoymanglar, dep buyrudi. Shuning bilen orda pasibanliri bilen serdarlar ularni qilich bisi bilen qetl qilip, ölüklerni shu yerge tashliwetti. Andin Baalning butxanisining ichkirige kirip
Улар көйдүрмә қурбанлиқни өткүзүп болушиғила, Йәһу орда пасибанлири вә сәрдарларға: Кирип уларни қәтл қилип, һеч кимни чиққили қоймаңлар, дәп буйруди. Шуниң билән орда пасибанлири билән сәрдарлар уларни қилич биси билән қәтл қилип, өлүкләрни шу йәргә ташливәтти. Андин Баалниң бутханисиниң ичкиригә кирип
26 but tüwrüklerni Baalning butxanisidin élip chiqip köydürüwetti.
бут түврүкләрни Баалниң бутханисидин елип чиқип көйдүрүвәтти.
27 Ular yene Baalning tüwrük-heykilini chéqip, Baalning butxanisini yiqitip uni bügün’ge qeder hajetxanigha aylandurdi.
Улар йәнә Баалниң түврүк-һәйкилини чеқип, Баалниң бутханисини жиқитип уни бүгүнгә қәдәр һаҗәтханиға айландурди.
28 Yehu shu yol bilen Baalni Israil ichidin yoq qildi.
Йәһу шу йол билән Баални Исраил ичидин йоқ қилди.
29 Yehu Nibatning oghli Yeroboamning Israilni gunahqa putlashturghan gunahliridin, yeni Beyt-El bilen Dandiki altun mozay butliridin özini yighmidi.
Йәһу Нибатниң оғли Йәробоамниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналиридин, йәни Бәйт-Әл билән Дандики алтун мозай бутлиридин өзини жиғмиди.
30 Perwerdigar Yehugha: Sen obdan qilding; Méning nezirimge muwapiq körün’ginini ada qilip, Ahabning jemetige könglümdiki hemme niyetni beja qilip pütküzgining üchün, séning oghulliring tötinchi nesligiche Israilning textide olturidu, dédi.
Пәрвәрдигар Йәһуға: Сән убдан қилдиң; Мениң нәзиримгә мувапиқ көрүнгинини ада қилип, Аһабниң җәмәтигә көңлүмдики һәммә нийәтни беҗа қилип пүткүзгиниң үчүн, сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, деди.
31 Lékin Yehu pütün qelbidin Israilning Xudasi Perwerdigarning muqeddes qanunida méngishqa köngül bölmidi; u Israilni gunahqa putlashturghan Yeroboamning gunahliridin néri turmidi.
Лекин Йәһу пүтүн қәлбидин Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң муқәддәс қанунида меңишқа көңүл бөлмиди; у Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоамниң гуналиридин нери турмиди.
32 Shu künlerde Perwerdigar Israilning zéminini késip-késip azaytishqa bashlidi. Chünki Hazael Iordan deryasining meshriq teripidin bashlap Israilning chégraliridin bösüp ötüp ulargha hujum qildi; u barliq Giléad yurtini, Arnon jilghisining yénidiki Aroerdin tartip Giléadtin ötüp Bashan’ghiche, Gad, Ruben we Manassehning barliq yurtlirini ishghal qildi.
Шу күнләрдә Пәрвәрдигар Исраилниң зиминини кесип-кесип азайтишқа башлиди. Чүнки Һазаәл Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидин башлап Исраилниң чегаралиридин бөсүп өтүп уларға һуҗум қилди; у барлиқ Гилеад жутини, Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип Гилеадтин өтүп Башанғичә, Гад, Рубән вә Манассәһниң барлиқ жутлирини ишғал қилди.
34 Emdi Yehuning bashqa emelliri hem qilghanlirining hemmisi, jümlidin seltenitining hemme qudriti «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
Әнди Йәһуниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
35 Yehu öz ata-bowiliri arisida uxlidi we Samariyede depne qilindi. Andin oghli Yehoahaz uning ornida padishah boldi.
Йәһу өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһоаһаз униң орнида падиша болди.
36 Yehuning Israilning üstide Samariyede seltenet qilghan waqti yigirme sekkiz yil idi.
Йәһуниң Исраилниң үстидә Самарийәдә сәлтәнәт қилған вақти жигирмә сәккиз жил еди.