< Padishahlar 1 12 >

1 Rehoboam Sheqemge bardi; chünki pütkül Israil uni padishah tikligili Sheqemge kelgenidi.
Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди.
2 Nibatning oghli Yeroboam shu ishni anglighanda, shundaq boldiki, u téxi Misirda idi (chünki Yeroboam Sulayman padishahtin qéchip Misirda turuwatatti).
Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда, шундақ болдики, у техи Мисирда еди (чүнки Йәробоам Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти).
3 Emdi ular adem ewetip uni chaqirtip keldi. Shuning bilen Yeroboam we pütkül Israil jamaiti kélip Rehoboamgha söz qilip:
Әнди улар адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил җамаити келип Рәһобоамға сөз қилип:
4 — Silining atiliri boynimizgha salghan boyunturuqini éghir qildi. Sili emdi atilirining bizge qoyghan qattiq telepliri bilen éghir boyunturuqini yéniklitip bersile, silining xizmetliride bolimiz, déyishti.
— Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти.
5 U ulargha: — Hazirche qaytip üch kündin kéyin andin qéshimgha yene kélinglar, dédi. Shuning bilen xelq tarilip ketti.
У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти.
6 Rehoboam padishah öz atisi Sulayman hayat waqtida uning xizmitide turghan moysipitlardin meslihet sorap: — Bu xelqqe béridighan jawabim toghrisida néme meslihet körsitisiler? — dédi.
Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди.
7 Ular uninggha: — Eger sili raziliq bilen bügün bu xelqning xizmitide bolimen désile, (we derweqe ularning xizmitide bolsila) ulargha yaxshi sözler bilen jawab qilsila, ular silining barliq künliride xizmetliride bolidu, dédi.
Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқниң хизмитидә болимән десилә, (вә дәрвәқә уларниң хизмитидә болсила) уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди.
8 Lékin u moysipitlarning körsetken meslihetini qayrip qoyup, özi bilen chong bolghan, aldida xizmitide boluwatqan yashlardin meslihet sorap
Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап
9 ulargha: — Manga «Silining atiliri bizge salghan boyunturuqni yénikletkeyla» dep tiligen bu xelqqe jawab bérishimiz toghruluq qandaq meslihet bérisiler? — dédi.
уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди.
10 Uning bilen chong bolghan bu yashlar uninggha: — «Silining atiliri boyunturuqimizni éghir qildi, emdi sili uni bizge yénik qilghayla» dep éytqan bu xelqqe söz qilip: — «Méning chimchilaq barmiqim atamning bélidin tomraqtur.
Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур.
11 Atam silerge éghir boyunturuqni salghan, lékin men boyunturuqunglarni téximu éghir qilimen. Atam silerge qamchilar bilen tenbih-terbiye bergen bolsa, men silerge «chayanliq qamchilar» bilen tenbih bérimen», dégeyla, — dédi.
Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса, мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ беримән», дегәйла, — деди.
12 Rehoboam padishah ulargha: «Üch kündin kéyin andin qéshimgha yene kélinglar» déginidek, Yeroboam we barliq xelq üchinchi küni uning qéshigha keldi.
Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди.
13 Padishah moysipitlarning uninggha bergen meslihetini tashlap, xelqqe qattiqliq bilen jawab berdi.
Падиша мойсипитларниң униңға бәргән мәслиһәтини ташлап, хәлиққә қаттиқлиқ билән җавап бәрди.
14 U yashlarning mesliheti boyiche ulargha: — Atam silerge éghir boyunturuqni salghan, lékin men boyunturuqunglarni téximu éghir qilimen. Atam silerge qamchilar bilen tenbih-terbiye bergen bolsa men silerge «chayanliq qamchilar» bilen tenbih-terbiye bérimen, dédi.
У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди.
15 Shuning bilen padishah xelqning sözini anglimidi. Bu ish Perwerdigar teripidin bolghan; chünki buning bilen Perwerdigarning Shilohluq Axiyahning wasitiside Nibatning oghli Yeroboamgha éytqan sözi emelge ashurulidighan boldi.
Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Пәрвәрдигар тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди.
16 Pütkül Israil padishahning ularning sözige qulaq salmighinini körgende xelq padishahqa jawab bérip: — Dawuttin bizge néme nésiwe bar? Yessening oghlida bizning héch mirasimiz yoqtur! Öz öy-chédirliringlargha qaytinglar, i Israil! I Dawut, sen öz jemetinggila ige bol, — dédi. Shuning bilen Israillar öz öy-chédirlirigha qaytip kétishti.
Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол, — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти.
17 Emma Yehuda sheherliride olturghan Israillargha bolsa, Yeroboam ularning üstige höküm sürdi.
Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди.
18 Rehoboam padishah baj-alwan bégi Adoramni Israillargha ewetti, lékin pütkül Israil uni chalma-kések qilip öltürdi. U chaghda Rehoboam padishah aldirap, özining jeng harwisigha chiqip, Yérusalémgha tikiwetti.
Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти.
19 Shu teriqide Israil Dawutning jemetidin yüz örüp, bügün’ge qeder uninggha qarshi chiqip keldi.
Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди.
20 Israilning hemmisi Yeroboamning yénip kelgenlikini anglighanda, adem ewetip uni xelqning jamaitige chaqirdi. Ular uni pütkül Israilning üstige resmiy padishah qildi. Yehuda qebilisidin bashqa héchkim Dawutning jemetige egeshmidi.
Исраилниң һәммиси Йәробоамниң йенип кәлгәнлигини аңлиғанда, адәм әвәтип уни хәлиқниң җамаитигә чақирди. Улар уни пүткүл Исраилниң үстигә рәсмий падиша қилди. Йәһуда қәбилисидин башқа һеч ким Давутниң җәмәтигә әгәшмиди.
21 Rehoboam Yérusalémgha qaytip kélip, Israilning jemeti bilen jeng qilip, padishahliqni Sulaymanning oghli bolghan özige qayturup ekilish üchün Yehudaning pütkül jemetidin we Binyamin qebilisidin bir yüz seksen ming xillan’ghan jenggiwar eskerni toplidi.
Рәһобоам Йерусалимға қайтип келип, Исраилниң җәмәти билән җәң қилип, падишалиқни Сулайманниң оғли болған өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуданиң пүткүл җәмәтидин вә Бинямин қәбилисидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди.
22 Lékin Xudaning sözi Xudaning adimi Shémayagha kélip: —
Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: —
23 «Yehudaning padishahi, Sulaymanning oghli Rehoboamgha, pütün Yehuda bilen Binyaminning jemetige we xelqning qalghanlirigha söz qilip: —
«Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, пүтүн Йәһуда билән Биняминниң җәмәтигә вә хәлиқниң қалғанлириға сөз қилип: —
24 «Perwerdigar mundaq deydu: — Hujumgha chiqmanglar, qérindashliringlar Israillar bilen jeng qilmanglar; herbiringlar öz öyünglargha qaytip kétinglar; chünki bu ish Mendindur», dégin» — déyildi. Ular Perwerdigarning sözige qulaq saldi. Perwerdigarning sözi boyiche ular öylirige qaytip ketti.
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар Исраиллар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Улар Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салди. Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә улар өйлиригә қайтип кәтти.
25 Yeroboam bolsa Efraim taghliqidiki Sheqem shehirini yasap shu yerde turdi; kéyin u yerdin chiqip Penuelni yasidi.
Йәробоам болса Әфраим тағлиғидики Шәқәм шәһирини ясап шу йәрдә турди; кейин у йәрдин чиқип Пәнуәлни ясиди.
26 Rehoboam könglide öz-özige: — Emdi padishahliq Dawutning jemetige yénishi mumkin.
Рәһобоам көңлидә өз-өзигә: — Әнди падишалиқ Давутниң җәмәтигә йениши мүмкин.
27 Eger bu xelq Perwerdigarning öyide qurbanliq qilishqa Yérusalémgha chiqsa, bu xelqning qelbi öz ghojisi, yeni Yehuda padishahi Rehoboamgha yene mayil bolidu, andin ular méni öltürüp yene Yehuda padishahi Rehoboamning teripige yanarmikin, dédi.
Әгәр бу хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйидә қурбанлиқ қилишқа Йерусалимға чиқса, бу хәлиқниң қәлби өз ғоҗиси, йәни Йәһуда падишаси Рәһобоамға йәнә майил болиду, андин улар мени өлтүрүп йәнә Йәһуда падишаси Рәһобоамниң тәрипигә янармекин, деди.
28 Padishah meslihet sorap, altundin ikki mozay heykilini yasitip xelqqe: — Yérusalémgha chiqish silerge éghir kélidu. I Israil, mana silerni Misir zéminidin chiqarghan ilahlar! — dédi.
Падиша мәслиһәт сорап, алтундин икки мозай һәйкилини яситип хәлиққә: — Йерусалимға чиқиш силәргә еғир келиду. И Исраил, мана силәрни Мисир зиминидин чиқарған илаһлар! — деди.
29 Birini u Beyt-Elde, yene birini Danda turghuzup qoydi.
Бирини у Бәйт-Әлдә, йәнә бирини Данда турғузуп қойди.
30 Bu ish gunahqa seweb boldi, chünki xelq mozaylirining birining aldida bash urghili hetta Dan’ghiche baratti.
Бу иш гунаға сәвәп болди, чүнки хәлиқ мозайлириниң бириниң алдида баш урғили һәтта Данғичә баратти.
31 U hem «égiz jaylar»da [ibadet] öylirini yasidi we hem Lawiydin bolmighan ademlerni kahin qilip teyinlep qoydi.
У һәм «егиз җайлар»да [ибадәт] өйлирини ясиди вә һәм Лавийдин болмиған адәмләрни каһин қилип тайинлап қойди.
32 Yeroboam yene sekkizinchi ayning on beshinchi künini xuddi Yehudaning zéminidiki héytke oxshash bir héyt qilip békitti. U özi qurban’gah üstige qurbanliq qilghili chiqti. Shundaq qilip u Beyt-Elde özi etküzgen mozay mebudlirige qurbanliq ötküzdi. U yene Beyt-Elde saldurghan shu «égiz jaylar» üchün kahinlarni teyinlidi.
Йәробоам йәнә сәккизинчи айниң он бәшинчи күнини худди Йәһуданиң зиминидики һейткә охшаш бир һейт қилип бекитти. У өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқ қилғили чиқти. Шундақ қилип у Бәйт-Әлдә өзи әткүзгән мозай мәбудлиригә қурбанлиқ өткүзди. У йәнә Бәйт-Әлдә салдурған шу «егиз җайлар» үчүн каһинларни тайинлиди.
33 U Beyt-Elde yasighan qurban’gah üstige sekkizinchi ayning on beshinchi küni (bu ay-künni u öz meyliche tallighanidi) qurbanliqlarni sunushqa chiqti; shu teriqide u Israillargha bir héyt yaratti; u özi qurban’gah üstige qurbanliqlarni sundi we xushbuy yaqti.
У Бәйт-Әлдә ясиған қурбангаһ үстигә сәккизинчи айниң он бәшинчи күни (бу ай-күнни у өз мәйличә таллиған еди) қурбанлиқларни сунушқа чиқти; шу тәриқидә у Исраилларға бир һейт яратти; у өзи қурбангаһ үстигә қурбанлиқларни сунди вә хушбуй яқти.

< Padishahlar 1 12 >